< Yǝxaya 1 >

1 Uzziya, Yotam, Aⱨaz wǝ Ⱨǝzǝkiyalar Yǝⱨudaƣa padixaⱨ bolƣan waⱪitlarda, Yerusalem wǝ Yǝⱨuda toƣrisida, Amozning oƣli Yǝxaya kɵrgǝn ƣayibanǝ wǝⱨiy-alamǝtlǝr: —
Уззия, Йотам, Аһаз вә Һәзәкиялар Йәһудаға падиша болған вақитларда, Йерусалим вә Йәһуда тоғрисида, Амозниң оғли Йәшая көргән ғайипанә вәһий-аламәтләр: —
2 «I asmanlar, anglanglar! I yǝr-zemin, ⱪulaⱪ sal! Qünki Pǝrwǝrdigar sɵz eytti: — «Mǝn balilarni beⱪip qong ⱪildim, Biraⱪ ular Manga asiyliⱪ ⱪildi.
«И асманлар, аңлаңлар! И йәр-зимин, қулақ сал! Чүнки Пәрвәрдигар сөз ейтти: — «Мән балиларни беқип чоң қилдим, Бирақ улар Маңа асийлиқ қилди.
3 Kala bolsa igisini tonuydu, Exǝkmu hojayinining oⱪuriƣa [mangidiƣan yolni] bilidu, Biraⱪ Israil bilmǝydu, Ɵz hǝlⱪim ⱨeq yorutulƣan ǝmǝs.
Кала болса егисини тонуйду, Ешәкму ғоҗайининиң оқуриға [маңидиған йолни] билиду, Бирақ Исраил билмәйду, Өз хәлқим һеч йорутулған әмәс.
4 Aⱨ, gunaⱨkar «yat ǝl», Ⱪǝbiⱨlikni toplap ɵzigǝ yükligǝn hǝlⱪ, Rǝzillǝrning bir nǝsli, Nijis bolup kǝtkǝn balilar! Ular Pǝrwǝrdigardin yiraⱪlixip, «Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi»ni kɵzigǝ ilmidi, Ular kǝynigǝ yandi.
Аһ, гунакар «ят әл», Қәбиһликни топлап өзигә жүклигән хәлиқ, Рәзилләрниң бир нәсли, Ниҗис болуп кәткән балилар! Улар Пәрвәрдигардин жирақлишип, «Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ни көзигә илмиди, Улар кәйнигә янди.
5 Nemixⱪa yǝnǝ dumbalanƣunglar kelidu? Nemixⱪa asiyliⱪ ⱪiliwerisilǝr? Pütün baxliringlar aƣrip, Yürikinglar pütünlǝy zǝiplixip kǝtti,
Немишкә йәнә думбаланғуңлар келиду? Немишкә асийлиқ қиливерисиләр? Пүтүн башлириңлар ағрип, Жүригиңлар пүтүнләй зәиплишип кәтти,
6 Bexinglardin ayiƣinglarƣiqǝ saⱪ yeringlar ⱪalmidi, Pǝⱪǝt yara-jaraⱨǝt, ixxiⱪ wǝ yiring bilǝn toldi, Ular tazilanmiƣan, tengilmiƣan yaki ularƣa ⱨeq mǝlⱨǝm sürülmigǝn.
Бешиңлардин айиғиңларғичә сақ йериңлар қалмиди, Пәқәт яра-җараһәт, ишшиқ вә йириң билән толди, Улар тазиланмиған, теңилмиған яки уларға һеч мәлһәм сүрүлмигән.
7 Wǝtininglar qɵllǝxti; Xǝⱨǝrliringlar kɵyüp wǝyranǝ boldi; Yǝr-zemininglarni bolsa, yatlar kɵz aldinglardila yutuweliwatidu; U yatlar tǝripidin dǝpsǝndǝ ⱪilinip qɵllixip kǝtti.
Вәтиниңлар чөлләшти; Шәһәрлириңлар көйүп вәйранә болди; Йәр-зиминиңларни болса, ятлар көз алдиңлардила жутувеливатиду; У ятлар тәрипидин дәпсәндә қилинип чөллишип кәтти.
8 Əmdi üzümzarƣa selinƣan qǝllidǝk, Tǝrhǝmǝklikkǝ selinƣan kǝpidǝk, Muⱨasirigǝ qüxkǝn xǝⱨǝrdǝk, Zionning ⱪizi zǝip ⱪalduruldi.
Әнди үзүмзарға селинған чәллидәк, Тәрхәмәкликкә селинған кәпидәк, Муһасиригә чүшкән шәһәрдәк, Зионниң қизи зәип қалдурулди.
9 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar bizgǝ azƣinǝ «ⱪaldisi»ni ⱪaldurmiƣan bolsa, Biz Sodom xǝⱨirigǝ ohxap ⱪalattuⱪ, Gomorra xǝⱨirining ⱨaliƣa qüxüp ⱪalattuⱪ.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә азғинә «қалдиси»ни қалдурмиған болса, Биз Содом шәһиригә охшап қалаттуқ, Гоморра шәһириниң һалиға чүшүп қалаттуқ.
10 I Sodomning ⱨɵkümranliri, Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglap ⱪoyunglar, «I Gomorraning hǝlⱪi, Hudayimizning ⱪanun-nǝsiⱨitigǝ ⱪulaⱪ selinglar!
И Содомниң һөкүмранлири, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар, «И Гоморраниң хәлқи, Худайимизниң қанун-нәсиһитигә қулақ селиңлар!
11 Silǝr zadi nemǝ dǝp Manga atap nurƣunliƣan ⱪurbanliⱪlarni sunisilǝr?» — dǝydu Pǝrwǝrdigar. — «Mǝn kɵydürmǝ ⱪoqⱪar ⱪurbanliⱪinglardin, Bordaⱪ malning yaƣliridin toyup kǝttim, Buⱪilar, paⱪlanlar, tekilǝrning ⱪanliridin ⱨeq hursǝn ǝmǝsmǝn.
Силәр зади немә дәп Маңа атап нурғунлиған қурбанлиқларни сунисиләр?» — дәйду Пәрвәрдигар. — «Мән көйдүрмә қочқар қурбанлиғиңлардин, Бордақ малниң яғлиридин тоюп кәттим, Буқилар, пақланлар, текиләрниң қанлиридин һеч хурсән әмәсмән.
12 Silǝr Mening aldimƣa kirip kǝlgininglarda, Silǝrdin ⱨoyla-aywanlirimni xundaⱪ dǝssǝp-qǝylǝxni kim tǝlǝp ⱪilƣan?
Силәр Мениң алдимға кирип кәлгиниңларда, Силәрдин һойла-айванлиримни шундақ дәссәп-чәйләшни ким тәләп қилған?
13 Biⱨudǝ «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»lǝrni elip kelixni boldi ⱪilinglar, Huxbuy bolsa Manga yirginqlik bolup ⱪaldi. «Yengi ay» ⱨeytliri wǝ «xabat kün»lirigǝ, Jamaǝt ibadǝt sorunliriƣa qaⱪirilixlarƣa — Ⱪisⱪisi, ⱪǝbiⱨliktǝ ɵtküzülgǝn daƣduƣiliⱪ yiƣilixlarƣa qidiƣuqilikim ⱪalmidi.
Беһудә «ашлиқ һәдийә»ләрни елип келишни болди қилиңлар, Хушбуй болса Маңа жиркиничлик болуп қалди. «Йеңи ай» һейтлири вә «шабат күн»лиригә, Җамаәт ибадәт сорунлириға чақирилишларға — Қисқиси, қәбиһликтә өткүзүлгән дағдуғилиқ жиғилишларға чидиғичилигим қалмиди.
14 «Yengi ay» ⱨeytinglardin, bekitilgǝn ⱨeyt-bayriminglardin ⱪǝlbim nǝprǝtlinidu; Ular manga yük bolup ⱪaldi; Ularni kɵtürüp yürüxtin qarqap kǝttim.
«Йеңи ай» һейтиңлардин, бекитилгән һейт-байримиңлардин қәлбим нәпрәтлиниду; Улар маңа жүк болуп қалди; Уларни көтирип жүрүштин чарчап кәттим.
15 Ⱪolunglarni kɵtürüp duaƣa yayƣininglarda, Kɵzümni silǝrdin elip ⱪaqimǝn; Bǝrⱨǝⱪ, kɵplǝp dualarni ⱪilƣininglarda, anglimaymǝn; Qünki ⱪolliringlar ⱪanƣa boyaldi.
Қолуңларни көтирип дуаға яйғиниңларда, Көзүмни силәрдин елип қачимән; Бәрһәқ, көпләп дуаларни қилғиниңларда, аңлимаймән; Чүнки қоллириңлар қанға боялди.
16 Ɵzünglarni yuyup, paklininglar; Ⱪilmixliringlarning rǝzillikini kɵz aldimdin neri ⱪilinglar, Rǝzillikni ⱪilixtin ⱪolunglarni üzünglar;
Өзүңларни жуюп, паклиниңлар; Қилмишлириңларниң рәзиллигини көз алдимдин нери қилиңлар, Рәзилликни қилиштин қолуңларни үзүңлар;
17 Yahxiliⱪ ⱪilixni ɵgininglar; Adilliⱪni izdǝnglar, Zomigǝrlǝrgǝ tǝnbiⱨ beringlar, Yetim-yesirlǝrni naⱨǝⱪliⱪtin halas ⱪilinglar, Tul hotunlarning dǝwasini soranglar.
Яхшилиқ қилишни үгиниңлар; Адиллиқни издәңлар, Зомигәрләргә тәнбиһ бериңлар, Житим-йесирләрни наһәқлиқтин халас қилиңлар, Тул хотунларниң дәвасини сораңлар.
18 Əmdi kelinglar, biz munazirǝ ⱪilixayli, dǝydu Pǝrwǝrdigar, Silǝrning gunaⱨinglar ⱪip-ⱪizil bolsimu, Yǝnila ⱪardǝk aⱪiridu; Ular ⱪizil ⱪuruttǝk toⱪ ⱪizil bolsimu, Yungdǝk ap’aⱪ bolidu.
Әнди келиңлар, биз муназирә қилишайли, дәйду Пәрвәрдигар, Силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму, Йәнила қардәк ақириду; Улар қизил қуруттәк тоқ қизил болсиму, Жуңдәк аппақ болиду.
19 Əgǝr itaǝtmǝn bolup, anglisanglar, Zemindiki esil mǝⱨsulattin bǝⱨrimǝn bolisilǝr;
Әгәр итаәтмән болуп, аңлисаңлар, Зиминдики есил мәһсулаттин бәһримән болисиләр;
20 Biraⱪ rǝt ⱪilip yüz ɵrisǝnglar, Ⱪiliq bilǝn ujuⱪturulisilǝr» — Qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz aƣzi bilǝn xundaⱪ degǝn.
Бирақ рәт қилип йүз өрисәңлар, Қилич билән уҗуқтурулисиләр» — Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ дегән.
21 Sadiⱪ xǝⱨǝr ⱪandaⱪmu paⱨixǝ bolup ⱪaldi!? Əslidǝ u adalǝt bilǝn tolƣanidi, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ uni makan ⱪilƣanidi, Biraⱪ ⱨazir ⱪatillar uningda turuwatidu.
Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!? Әслидә у адаләт билән толған еди, Һәққанийлиқ уни макан қилған еди, Бирақ һазир қатиллар униңда туруватиду.
22 Kümüxüng bolsa daxⱪalƣa aylinip ⱪaldi, Xarabingƣa su arilixip ⱪaldi;
Күмүчүң болса дашқалға айлинип қалди, Шарабиңға су арилишип қалди;
23 Əmirliring asiyliⱪ ⱪilƣuqilar, Oƣrilarƣa ülpǝt boldi; Ularning ⱨǝrbiri pariƣa amraⱪ bolup, Soƣa-salamlarni kɵzlǝp yürmǝktǝ; Ular yetim-yesirlǝr üqün adalǝt izdimǝydu; Tul hotunlarning dǝwasi ularning aldiƣa yǝtmǝydu.
Әмирлириң асийлиқ қилғучилар, Оғриларға үлпәт болди; Уларниң һәр бири париға амрақ болуп, Соға-саламларни көзләп жүрмәктә; Улар житим-йесирләр үчүн адаләт издимәйду; Тул хотунларниң дәваси уларниң алдиға йәтмәйду.
24 Xunga — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar — Yǝni Israildiki ⱪudrǝt Igisi eytidu: — Mǝn küxǝndilirimni [jazalap] puhadin qiⱪimǝn, Düxmǝnlirimdin ⱪisas alimǝn;
Шуңа — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар — Йәни Исраилдики қудрәт Егиси ейтиду: — Мән күшәндилиримни [җазалап] пухадин чиқимән, Дүшмәнлиримдин қисас алимән;
25 Ⱪolumni üstünggǝ tǝgküzüp, Seni tawlap, sǝndiki daxⱪalni tǝltɵküs tazilaymǝn, Sǝndiki barliⱪ arilaxmilarni elip taxlaymǝn.
Қолумни үстүңгә тәккүзүп, Сени тавлап, сәндики дашқални тәлтөкүс тазилаймән, Сәндики барлиқ арилашмиларни елип ташлаймән.
26 Ⱨɵkümran-soraⱪqiliringlarni awwalⱪidǝk, Mǝsliⱨǝtqiliringlarni dǝslǝptikidǝk ⱨalƣa kǝltürimǝn. Keyin sǝn «Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪning Makani», «Sadiⱪ Xǝⱨǝr» — dǝp atilisǝn.
Һөкүмран-сорақчилириңларни авалқидәк, Мәслиһәтчилириңларни дәсләптикидәк һалға кәлтүримән. Кейин сән «Һәққанийлиқниң Макани», «Садиқ Шәһәр» — дәп атилисән.
27 Əmdi Zion adilliⱪ bilǝn, Wǝ uningƣa ⱪaytip kǝlgǝnlǝr ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn ⱪutⱪuzulup ⱨɵr ⱪilinidu.
Әнди Зион адиллиқ билән, Вә униңға қайтип кәлгәнләр һәққанийлиқ билән қутқузулуп һөр қилиниду.
28 Biraⱪ asiylar wǝ gunaⱨkarlar birdǝk ujuⱪturulidu, Pǝrwǝrdigardin yüz ɵrigüqilǝr bolsa ⱨalak bolidu.
Бирақ асийлар вә гунакарлар бирдәк уҗуқтурулиду, Пәрвәрдигардин йүз өригүчиләр болса һалак болиду.
29 Xu qaƣda silǝr tǝxna bolƣan dub dǝrǝhliridin nomus ⱪilisilǝr, Talliƣan baƣlardin hijil bolisilǝr.
Шу чағда силәр тәшна болған дуб дәрәқлиридин номус қилисиләр, Таллиған бағлардин хиҗил болисиләр.
30 Qünki ɵzünglar huddi yopurmaⱪliri ⱪurup kǝtkǝn dub dǝrihidǝk, Susiz ⱪuruⱪ bir baƣdǝk bolisilǝr.
Чүнки өзүңлар худди йопурмақлири қуруп кәткән дуб дәриғидәк, Сусиз қуруқ бир бағдәк болисиләр.
31 Xu küni küqi barlar otⱪa xam piliki, Ularning ǝjri bolsa, uqⱪun bolidu; Bular ⱨǝr ikkisi tǝngla kɵyüp ketidu, Ularni ɵqürüxkǝ ⱨeqkim qiⱪmaydu.
Шу күни күчи барлар отқа шам пилиги, Уларниң әҗри болса, учқун болиду; Булар һәр иккиси тәңла көйүп кетиду, Уларни өчүрүшкә һеч ким чиқмайду.

< Yǝxaya 1 >