< Yǝxaya 8 >

1 Pǝrwǝrdigar manga: — «Qong bir tahtayni ⱪolungƣa elip, eniⱪ ⱨǝrplǝr bilǝn: — «Mahar-Xalal-Hax-Baz» dǝp yazƣin» — dedi.
Пәрвәрдигар маңа: — «Чоң бир тахтайни қолуңға елип, ениқ һәрипләр билән: — «Махар-Шалал-Хаш-Баз» дәп язғин» — деди.
2 Mǝn xundaⱪ ⱪilip ɵzümgǝ «ixǝnqlik guwaⱨqilar» süpitidǝ muxuni hatirilǝxkǝ kaⱨin bolƣan Uriya wǝ Yǝrǝbǝⱪiyaning oƣli Zǝkǝriyani qaⱪiriwaldim.
Мән шундақ қилип өзүмгә «ишәшлик гувачилар» сүпитидә мошуни хатириләшкә каһин болған Урия вә Йәрәбәқияниң оғли Зәкәрияни чақиривалдим.
3 Andin mǝn ayal pǝyƣǝmbǝr bilǝn billǝ yattim. Xundaⱪ ⱪilip u ⱨamilidar bolup, bir oƣul tuƣdi. Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar manga: — «Uning ismini «Mahar-Xalal-Hax-Baz» dǝp atiƣin;
Андин мән аял пәйғәмбәр билән биллә яттим. Шундақ қилип у һамилдар болуп, бир оғул туғди. Шуниң билән Пәрвәрдигар маңа: — «Униң исмини «Махар-Шалал-Хаш-Баз» дәп атиғин;
4 qünki bala «Dada, apa» dǝp qaⱪirixni bilgüqǝ, Dǝmǝxⱪ bayliⱪliri wǝ Samariyǝdiki olja Asuriyǝ padixaⱨi tǝripidin bulap elip ketilidu» — dedi.
чүнки бала «Дада, апа» дәп чақиришни билгичә, Дәмәшқ байлиқлири вә Самарийәдики олҗа Асурийә падишаси тәрипидин булап елип кетилиду» — деди.
5 Pǝrwǝrdigar yǝnǝ manga sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар йәнә маңа сөз қилип мундақ деди: —
6 «Muxu hǝlⱪ Xiloaⱨ ɵstingidiki lǝrzan eⱪiwatⱪan sularni rǝt ⱪilip, Ularning ornida Rǝzin wǝ Rǝmaliyaning oƣlidin hursǝn bolƣaqⱪa,
«Мошу хәлиқ Шилоаһ өстиңидики ләрзан еқиватқан суларни рәт қилип, Уларниң орнида Рәзин вә Рәмалияниң оғлидин хурсән болғачқа,
7 Xunga mana, Rǝb ularning üstigǝ dolⱪunlap aⱪidiƣan, ǝlwǝk Əfrat dǝryasining sulirini, — Yǝni Asuriyǝning padixaⱨini toluⱪ ⱨǝywǝ-xɵⱨriti bilǝn elip kelidu; U dǝryadǝk barliⱪ eriⱪ-ɵstǝngliridin texip ketidu, Ⱨǝmmǝ ⱪirƣaⱪlirini bɵsüp taxlaydu;
Шуңа мана, Рәб уларниң үстигә долқунлап ақидиған, әлвәк Әфрат дәриясиниң сулирини, — Йәни Асурийәниң падишасини толуқ һәйвә-шөһрити билән елип келиду; У дәриядәк барлиқ ериқ-өстәңлиридин тешип кетиду, Һәммә қирғақлирини бөсүп ташлайду;
8 U taki Yǝⱨudaƣiqǝ xiddǝt bilǝn texip, ⱨǝtta boyniƣiqǝ kelidu; U ⱪanatlirini yayƣanda pütkül zeminingƣa sayǝ bolup qüxidu, i Immanuel!
У таки Йәһудағичә шиддәт билән тешип, һәтта бойниғичә келиду; У қанатлирини яйғанда пүткүл зиминиңға сайә болуп чүшиду, и Иммануел!
9 — Ƣǝzǝpliniweringlar, i ǝllǝr, biraⱪ sundurulisilǝr! Jaⱨanning barliⱪ qǝt jayliri ⱪulaⱪ selinglar! [Jǝng üqün] belinglarni baƣlaweringlar, sundurulisilǝr! [Jǝng üqün] belinglarni baƣlaweringlar, sundurulisilǝr!
— Ғәзәплинивериңлар, и әлләр, бирақ сундурулисиләр! Җаһанниң барлиқ чәт җайлири қулақ селиңлар! [Җәң үчүн] белиңларни бағлавериңлар, сундурулисиләр! [Җәң үчүн] белиңларни бағлавериңлар, сундурулисиләр!
10 Pilaninglarni tüziweringlar, u bikarƣa ketidu; Mǝsliⱨǝtinglarni ⱪiliweringlar, umu aⱪmaydu; Sǝwǝbi — Immanuel!».
Планиңларни түзивериңлар, у бекарға кетиду; Мәслиһәтиңларни қиливериңлар, уму ақмайду; Сәвәви — Иммануел!».
11 Qünki Pǝrwǝrdigar küqlük ⱪolini manga tǝgküzüp, Mening bu hǝlⱪning yolida mangmasliⱪimƣa yolyoruⱪ berip, mundaⱪ sɵz ⱪildi: —
Чүнки Пәрвәрдигар күчлүк қолини маңа тәккүзүп, Мениң бу хәлиқниң йолида маңмаслиғимға йолйоруқ берип, мундақ сөз қилди: —
12 «Muxu kixilǝr kɵp ixlarda «suyiⱪǝst bar» desǝ, silǝr bolsanglar «suyiⱪǝst bar» dǝp yürmǝnglar; Ularning ⱪorⱪⱪinidin silǝr ⱪorⱪmanglar, Yaki ⱨeq wǝⱨimigǝ qüxmǝnglar;
«Мошу кишиләр көп ишларда «сүйқәст бар» десә, силәр болсаңлар «сүйқәст бар» дәп жүрмәңлар; Уларниң қорққинидин силәр қорқмаңлар, Яки һеч вәһимигә чүшмәңлар;
13 Pǝⱪǝt samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarnila ⱨǝmmidin üstün dǝp bilinglar; U silǝrning Ⱪorⱪidiƣininglar bolsun, Silǝrning wǝⱨimǝnglar bolsun!
Пәқәт самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарнила һәммидин үстүн дәп билиңлар; У силәрниң Қорқидиғиниңлар болсун, Силәрниң вәһимәңлар болсун!
14 U bir muⱪǝddǝs panaⱨgaⱨ bolidu, Ⱨǝmdǝ Israildiki ikki jǝmǝt üqün putlikaxang tax, adǝmni yiⱪitidiƣan ⱪoram tax, Yerusalemdikilǝr üqünmu ⱪiltaⱪ wǝ tapantuzaⱪ bolidu;
У бир муқәддәс панаһгаһ болиду, Һәмдә Исраилдики икки җәмәт үчүн путликашаң таш, адәмни жиқитидиған қорам таш, Йерусалимдикиләр үчүнму қилтақ вә тапанқапқан болиду;
15 Ulardin kɵplǝr [Uningƣa] putlixip, yiⱪilip, yanjilip, ⱪiltaⱪⱪa qüxüp, ǝsirgǝ elinidu».
Улардин көпләр [Униңға] путлишип, жиқилип, янҗилип, қилтаққа чүшүп, әсиргә елиниду».
16 — «Bu guwaⱨnamini yɵgǝp, Tǝwrat ⱪanunini mening muhlislirim arisida peqǝtlǝp ⱪoyƣin.
— «Бу гуванамини йөгәп, Тәврат қанунини мениң мухлислирим арисида печәтләп қойғин.
17 Mǝn bolsam, yüzini Yaⱪup jǝmǝtidin yoxuruwatⱪan Pǝrwǝrdigarni kütimǝn; Wǝ mǝn Uni tǝlmürüp saⱪlaymǝn.
Мән болсам, йүзини Яқуп җәмәтидин йошуруватқан Пәрвәрдигарни күтимән; Вә мән Уни тәлмүрүп сақлаймән.
18 Ⱪaranglar, manga wǝ Pǝrwǝrdigar manga bǝrgǝn balilarƣa, Biz Zion teƣini Ɵz makani ⱪilƣan samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Israilda namayan ⱪilƣan bexarǝt wǝ karamǝtlǝrning süpitidurmiz».
Қараңлар, маңа вә Пәрвәрдигар маңа бәргән балиларға, Биз Зион теғини Өз макани қилған самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Исраилда намайән қилған бешарәт вә карамәтләрниң сүпитидурмиз».
19 — Baxⱪilar silǝrgǝ: — «Biz wiqir-wiqir, gudung-gudung ⱪilidiƣan «ǝrwaⱨlarni qaⱪirƣuqi»lar wǝ dahanlardin yol sorayli» — desǝ, silǝr jawab berip: — «Bir hǝlⱪning ɵz Hudasini izdǝp yol sorixi kerǝk ǝmǝsmu? Tiriklǝrning ɵlüklǝrdin yol sorixi toƣrimu?!» — dǝnglar.
— Башқилар силәргә: — «Биз вичир-вичир, гудуң-гудуң қилидиған «әрваһларни чақирғучи»лар вә даханлардин йол сорайли» — десә, силәр җавап берип: — «Бир хәлиқниң өз Худасини издәп йол сориши керәк әмәсму? Тирикләрниң өлүкләрдин йол сориши тоғриму?!» — дәңлар.
20 — Tǝwrat ⱪanuni wǝ guwaⱨnamǝ asas ⱪilinsun! Muxularni asas ⱪilip sɵz ⱪilmisa, ularƣa tang nuri qüxmǝydu!
— Тәврат қануни вә гуванамә асас қилинсун! Мошуларни асас қилип сөз қилмиса, уларға таң нури чүшмәйду!
21 Əksiqǝ, ular ⱪisilƣan, aq ⱨalda zeminni kezip yürixidu; aq ⱪalƣan qaƣda, ular ƣǝzǝplinip asmanƣa ⱪarap, padixaⱨini ⱨǝm Hudasini ⱪarƣap tillaydu;
Әксичә, улар қисилған, ач һалда зиминни кезип жүришиду; ач қалған чағда, улар ғәзәплинип асманға қарап, падишасини һәм Худасини қарғап тиллайду;
22 ular yǝrgǝ ⱪarisa, mana, japa-muxǝⱪⱪǝt, ⱪarangƣu-zulmǝt, ⱨǝsrǝt-nadamǝt wǝ parakǝndiqilik turidu; Ular ⱪap-ⱪarangƣuluⱪⱪa ⱨǝydiwetilidu.
улар йәргә қариса, мана, җапа-мушәққәт, қараңғу-зулмәт, һәсрәт-надамәт вә паракәндичилик туриду; Улар қап-қараңғулуққа һайдиветилиду.

< Yǝxaya 8 >