< Yǝxaya 66 >
1 «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Asmanlar Mening tǝhtim, Zemin bolsa ayaƣlirimƣa tǝhtipǝrimdur, Əmdi Manga ⱪandaⱪ ɵy-imarǝt yasimaⱪqisilǝr? Manga ⱪandaⱪ yǝr aramgaⱨ bolalaydu?
«Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Асманлар Мениң тәхтим, Зимин болса аяқлиримға тәхтипәримдур, Әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду?
2 Bularning ⱨǝmmisini Mening ⱪolum yaratⱪan, ular xundaⱪ bolƣaqⱪila barliⱪⱪa kǝlgǝn ǝmǝsmidi? — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Lekin Mǝn nǝzirimni xundaⱪ bir adǝmgǝ salimǝn: — Mɵmin-kǝmtǝr, roⱨi sunuⱪ, Sɵzlirimni angliƣanda ⱪorⱪup titrǝk basidiƣan bir adǝmgǝ nǝzirimni salimǝn.
Буларниң һәммисини Мениң қолум яратқан, улар шундақ болғачқила барлиққа кәлгән әмәсмиди? — дәйду Пәрвәрдигар, — Лекин Мән нәзиримни шундақ бир адәмгә салимән: — Мөмин-кәмтәр, роһи сунуқ, Сөзлиримни аңлиғанда қорқуп титрәк басидиған бир адәмгә нәзиримни салимән.
3 Kala soyƣan kixi adǝmnimu ɵltüridu, Ⱪozini ⱪurbanliⱪ ⱪilƣan kixi itning boynini sundurup ɵltüridu; Manga ⱨǝdiyǝ tutⱪuqi qoxⱪa ⱪeninimu tutup bǝrmǝkqidur; Duasini ǝslitixkǝ huxbuy yaⱪⱪuqi mǝbudⱪimu mǝdⱨiyǝ oⱪuydu; Bǝrⱨǝⱪ, ular ɵzi yaⱪturidiƣan yollirini talliƣan, Kɵngli yirginqlik nǝrsiliridin hursǝn bolidu.
Кала сойған киши адәмниму өлтүриду, Қозини қурбанлиқ қилған киши иштниң бойнини сундуруп өлтүриду; Маңа һәдийә тутқучи чошқа қениниму тутуп бәрмәкчидур; Дуасини әслитишкә хушбуй яққучи мәбудқиму мәдһийә оқуйду; Бәрһәқ, улар өзи яқтуридиған йоллирини таллиған, Көңли жиркиничлик нәрсилиридин хурсән болиду.
4 Xunga Mǝnmu ularning külpǝtlirini tallaymǝn; Ular dǝl ⱪorⱪidiƣan wǝⱨimilǝrni bexiƣa qüxürimǝn; Qünki Mǝn qaⱪirƣinimda, ular jawab bǝrmidi; Mǝn sɵz ⱪilƣinimda, ular ⱪulaⱪ salmidi; Əksiqǝ nǝzirimdǝ yaman bolƣanni ⱪildi, Mǝn yaⱪturmaydiƣanni tallidi».
Шуңа Мәнму уларниң күлпәтлирини таллаймән; Улар дәл қорқидиған вәһимиләрни бешиға чүшүримән; Чүнки Мән чақирғинимда, улар җавап бәрмиди; Мән сөз қилғинимда, улар қулақ салмиди; Әксичә нәзиримдә яман болғанни қилди, Мән яқтурмайдиғанни таллиди».
5 «I Pǝrwǝrdigarning sɵzi aldida ⱪorⱪup titrǝydiƣanlar, Uning deginini anglanglar: — «Silǝrni namimƣa [sadiⱪ bolƣanliⱪinglar] tüpǝylidin qǝtkǝ ⱪaⱪⱪanlar bolsa, Yǝni silǝrdin nǝprǝtlinidiƣan ⱪerindaxliringlar silǝrgǝ: — «Ⱪeni Pǝrwǝrdigarning uluƣluⱪi ayan ⱪilinsun, Xuning bilǝn xadliⱪinglarni kɵrǝlǝydiƣan bolimiz!» — dedi; Biraⱪ xǝrmǝndiliktǝ ⱪalƣanlar ɵzliri bolidu.
«И Пәрвәрдигарниң сөзи алдида қорқуп титрәйдиғанлар, Униң дегинини аңлаңлар: — «Силәрни намимға [садиқ болғанлиғиңлар] түпәйлидин чәткә қаққанлар болса, Йәни силәрдин нәпрәтлинидиған қериндашлириңлар силәргә: — «Қени Пәрвәрдигарниң улуқлуғи аян қилинсун, Шуниң билән шатлиғиңларни көрәләйдиған болимиз!» — деди; Бирақ шәрмәндиликтә қалғанлар өзлири болиду.
6 Anglanglar! — xǝⱨǝrdin kǝlgǝn quⱪan-sürǝnlǝr! Anglanglar! — ibadǝthanidin qiⱪⱪan awazni! Anglanglar! — Pǝrwǝrdigar Ɵz düxmǝnlirigǝ [yamanliⱪlirini] ⱪayturuwatidu!»
Аңлаңлар! — шәһәрдин кәлгән чуқан-сүрәнләр! Аңлаңлар! — ибадәтханидин чиққан авазни! Аңлаңлар! — Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлиригә [яманлиқлирини] қайтуруватиду!»
7 — Tolƣiⱪi tutmayla u boxinidu; Aƣriⱪi tutmayla, oƣul bala tuƣidu!
— Толғиғи тутмайла у бошиниду; Ағриғи тутмайла, оғул бала туғиду!
8 Kimning muxundaⱪ ix toƣruluⱪ hǝwiri bardu? Kim muxundaⱪ ixlarni kɵrüp baⱪⱪan? Zemin bir hǝlⱪni bir kün iqidila tuƣidiƣan ix barmu? Dǝⱪiⱪǝ iqidila bir ǝlning tuƣuluxi mumkinmu? Qünki Zionning ǝmdila tolƣiⱪi tutuxiƣa, u oƣul balilirini tuƣdi!
Кимниң мошундақ иш тоғрилиқ хәвири барду? Ким мошундақ ишларни көрүп баққан? Зимин бир хәлиқни бир күн ичидила туғидиған иш барму? Дәқиқә ичидила бир әлниң туғулуши мүмкинму? Чүнки Зионниң әндила толғиғи тутушиға, у оғул балилирини туғди!
9 Birsini boxinix ⱨalitigǝ kǝltürgǝn bolsam, Mǝn balini qiⱪarƣuzmay ⱪalamtim? — dǝydu Pǝrwǝrdigar, Mǝn Ɵzüm tuƣdurƣuqi tursam, baliyatⱪuni etiwetǝmdimǝn? — dǝydu Hudaying.
Бирисини бошиниш һалитигә кәлтүргән болсам, Мән балини чиқарғузмай қаламтим? — дәйду Пәрвәрдигар, Мән Өзүм туғдурғучи турсам, балиятқуни етиветәмдимән? — дәйду Худайиң.
10 Yerusalem bilǝn billǝ xad-huramliⱪta bolunglar; Uni sɵygüqilǝr, uning üqün huxallininglar! Uning üqün ⱪayƣu-ⱨǝsrǝt qǝkkǝnlǝr, Uning bilǝn billǝ xadliⱪ bilǝn xadlininglar!
Йерусалим билән биллә шат-хурамлиқта болуңлар; Уни сөйгүчиләр, униң үчүн хошаллиниңлар! Униң үчүн қайғу-һәсрәт чәккәнләр, Униң билән биллә шатлиқ билән шатлиниңлар!
11 Qünki silǝr uning tǝsǝlli beridiƣan ǝmqǝkliridin emip ⱪanaǝtlinisilǝr; Qünki silǝr ⱪanƣuqǝ iqip qiⱪisilǝr, Uning xan-xǝripining zorluⱪidin kɵnglünglar hursǝn bolidu».
Чүнки силәр униң тәсәлли беридиған әмчәклиридин емип қанаәтлинисиләр; Чүнки силәр қанғичә ичип чиқисиләр, Униң шан-шәривиниң зорлуғидин көңлүңлар хурсән болиду».
12 Qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn uningƣa taxⱪan dǝryadǝk aram-hatirjǝmlikni, Texip kǝtkǝn eⱪimdǝk ǝllǝrning xan-xǝrǝplirini sunup berimǝn; Silǝr emisilǝr, Silǝr yanpaxⱪa elinip kɵtürülisilǝr, Etǝktǝ ǝkilitilisilǝr.
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән униңға ташқан дәриядәк арам-хатирҗәмликни, Тешип кәткән еқимдәк әлләрниң шан-шәрәплирини сунуп беримән; Силәр емисиләр, Силәр янпашқа елинип көтирилисиләр, Етәктә әкилитилисиләр.
13 Huddi ana balisiƣa tǝsǝlli bǝrgǝndǝk, Mǝn xundaⱪ silǝrgǝ tǝsǝlli berimǝn; Silǝr Yerusalemda tǝsǝlligǝ igǝ bolisilǝr.
Худди ана балисиға тәсәлли бәргәндәк, Мән шундақ силәргә тәсәлли беримән; Силәр Йерусалимда тәсәллигә егә болисиләр.
14 Silǝr bularni kɵrgǝndǝ kɵnglünglar xadlinidu, Sɵngǝkliringlar yumran ot-qɵptǝk yaxnap ketidu; Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning ⱪoli Ɵz ⱪulliriƣa ayan ⱪilinidu, U düxmǝnlirigǝ ⱪǝⱨrini kɵrsitidu.
Силәр буларни көргәндә көңлүңлар шатлиниду, Сүйәклириңлар юмран от-чөптәк яшнап кетиду; Шуниң билән Пәрвәрдигарниң қоли Өз қуллириға аян қилиниду, У дүшмәнлиригә қәһрини көрситиду.
15 Qünki ƣǝzipini ⱪǝⱨr bilǝn, Tǝnbiⱨini ot yalⱪunliri bilǝn qüxürüxi üqün, Mana, Pǝrwǝrdigar ot bilǝn kelidu, U jǝng ⱨarwiliri bilǝn ⱪuyundǝk kelidu.
Чүнки ғәзивини қәһр билән, Тәнбиһини от ялқунлири билән чүшүрүши үчүн, Мана, Пәрвәрдигар от билән келиду, У җәң һарвулири билән қуюндәк келиду.
16 Qünki ot bilǝn ⱨǝm ⱪiliq bilǝn Pǝrwǝrdigar barliⱪ ǝt igilirini soraⱪ ⱪilip jazalaydu; Pǝrwǝrdigar ɵltürgǝnlǝr nurƣun bolidu.
Чүнки от билән һәм қилич билән Пәрвәрдигар барлиқ әт егилирини сорақ қилип җазалайду; Пәрвәрдигар өлтүргәнләр нурғун болиду.
17 «Baƣqilar»ƣa kirix üqün pakizlinip, Ɵzlirini ayrim tutup, Otturida turƣuqining gepigǝ kirgǝnlǝr, Xundaⱪla qoxⱪa gɵxini, yirginqlik bolƣanni, jümlidin qaxⱪanlarni yǝydiƣanlar bolsa jimisi tǝng tügixidu — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
«Бағчилар»ға кириш үчүн пакизлинип, Өзлирини айрим тутуп, Оттурида турғучиниң гепигә киргәнләр, Шундақла чошқа гөшини, жиркиничлик болғанни, җүмлидин чашқанларни йәйдиғанлар болса җимиси тәң түгишиду — дәйду Пәрвәрдигар.
18 Qünki ularning ⱪilƣanliri ⱨǝm oyliƣanliri Mening aldimdidur; Biraⱪ barliⱪ ǝllǝr, ⱨǝmmǝ tilda sɵzlǝydiƣanlarning yiƣilidiƣan waⱪti kelidu; Xuning bilǝn ular kelip Mening xan-xǝripimni kɵridu;
Чүнки уларниң қилғанлири һәм ойлиғанлири Мениң алдимдидур; Бирақ барлиқ әлләр, һәммә тилда сөзләйдиғанларниң жиғилидиған вақти келиду; Шуниң билән улар келип Мениң шан-шәривимни көриду;
19 Wǝ Mǝn ularning arisida bir karamǝt bǝlgini tiklǝymǝn; Ⱨǝm ulardin ⱪeqip ⱪutulƣanlarni ǝllǝrgǝ ǝwǝtimǝn; Nam-xɵⱨritimni anglimiƣan, xan-xǝripimni kɵrüp baⱪmiƣan Tarxixⱪa, Liwiyǝgǝ, oⱪyaqiliⱪta dangⱪi qiⱪⱪan Ludⱪa, Tubal, Gretsiyǝgǝ ⱨǝm yiraⱪ qǝtlǝrdiki arallarƣa ularni ǝwǝtimǝn; Ular ǝllǝr arisida Mening xan-xǝripimni jakarlaydu.
Вә Мән уларниң арисида бир карамәт бәлгүни тикләймән; Һәм улардин қечип қутулғанларни әлләргә әвәтимән; Нам-шөһритимни аңлимиған, шан-шәривимни көрүп бақмиған Таршишқа, Ливийәгә, оқячилиқта даңқи чиққан Лудқа, Тубал, Гретсийәгә һәм жирақ чәтләрдики аралларға уларни әвәтимән; Улар әлләр арисида Мениң шан-шәривимни җакалайду.
20 Xuning bilǝn Israillar «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»ni pakiz ⱪaqilarƣa ⱪoyup Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ elip kǝlgǝndǝk, Xular bolsa, Pǝrwǝrdigarƣa atap beƣixliƣan ⱨǝdiyǝ süpitidǝ ⱪerindaxliringlarning ⱨǝmmisini ǝllǝrdin elip kelidu; Ularni atlarƣa, jǝng ⱨarwiliriƣa, sayiwǝnlik ⱨarwa-zǝmbillǝrgǝ, ⱪeqirlarƣa ⱨǝm nar tɵgilǝrgǝ mindürüp muⱪǝddǝs teƣimƣa, yǝni Yerusalemƣa elip kelidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Шуниң билән Исраиллар «ашлиқ һәдийә»ни пакиз қачиларға қоюп Пәрвәрдигарниң өйигә елип кәлгәндәк, Шулар болса, Пәрвәрдигарға атап беғишлиған һәдийә сүпитидә қериндашлириңларниң һәммисини әлләрдин елип келиду; Уларни атларға, җәң һарвулириға, сайивәнлик һарву-зәмбилләргә, қечирларға һәм нар төгиләргә миндүрүп муқәддәс теғимға, йәни Йерусалимға елип келиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
21 Ⱨǝm Mǝn ulardin bǝzilirini kaⱨinlar ⱨǝm Lawiylar boluxⱪa tallaymǝn — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Һәм Мән улардин бәзилирини каһинлар һәм Лавийлар болушқа таллаймән — дәйду Пәрвәрдигар.
22 Qünki Mǝn yaritidiƣan yengi asmanlar ⱨǝm yengi zemin Ɵzümning aldida daim turƣandǝk, Sening nǝsling ⱨǝm isming turup saⱪlinidu.
Чүнки Мән яритидиған йеңи асманлар һәм йеңи зимин Өзүмниң алдида дайим турғандәк, Сениң нәслиң һәм исмиң туруп сақлиниду.
23 Ⱨǝm xundaⱪ boliduki, yengi aymu yengi ayda, Xabat künimu xabat künidǝ, Barliⱪ ǝt igiliri Mening aldimƣa ibadǝt ⱪilƣili kelidu — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Һәм шундақ болидуки, йеңи айму йеңи айда, Шабат күниму шабат күнидә, Барлиқ әт егилири Мениң алдимға ибадәт қилғили келиду — дәйду Пәрвәрдигар.
24 — Xuning bilǝn ular sirtⱪa qiⱪip, Manga asiyliⱪ ⱪilƣan adǝmlǝrning jǝsǝtlirigǝ ⱪaraydu; Qünki ularni yǝwatⱪan ⱪurtlar ɵlmǝydu; Ularni kɵydürüwatⱪan ot ɵqmǝydu; Ular barliⱪ ǝt igilirigǝ yirginqlik bilinidu.
— Шуниң билән улар сиртқа чиқип, Маңа асийлиқ қилған адәмләрниң җәсәтлиригә қарайду; Чүнки уларни йәватқан қурутлар өлмәйду; Уларни көйдүрүватқан от өчмәйду; Улар барлиқ әт егилиригә жиркинчлик билиниду.