< Yǝxaya 64 >

1 Aⱨ, Sǝn asmanlarni yirtiwetip, Yǝrgǝ qüxkǝn bolsang’idi! Taƣlar bolsa yüzüng aldida erip ketǝtti! Mana muxundaⱪ bolƣanda tuturuⱪⱪa ot yaⱪⱪandǝk, Ot suni ⱪaynatⱪandǝk, Sǝn namingni düxmǝnliringgǝ ayan ⱪilƣan bolatting, Əllǝr yüzüngdinla titrǝp ketǝtti!
Аһ, Сән асманларни житиветип, Йәргә чүшкән болсаң еди! Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти!
2
Мана мошундақ болғанда тутуруққа от яққандәк, От суни қайнатқандәк, Сән намиңни дүшмәнлириңгә аян қилған болаттиң, Әлләр йүзүңдинла титрәп кетәтти!
3 Sǝn biz kütmigǝn dǝⱨxǝtlik ixlarni ⱪilƣan waⱪtingda, Sǝn qüxkǝniding; Yüzüngdin taƣlar rastla erip kǝtti!
Сән биз күтмигән дәһшәтлик ишларни қилған вақтиңда, Сән чүшкән едиң; Йүзүңдин тағлар растла ерип кәтти!
4 Sǝndin baxⱪa Ɵzigǝ tǝlmürüp kütkǝnlǝr üqün ixligüqi bir Hudani, Adǝmlǝr ǝzǝldin anglap baⱪmiƣan, Ⱪulaⱪⱪa yetip baⱪmiƣan, Kɵz kɵrüp baⱪmiƣandur!
Сәндин башқа Өзигә тәлмүрүп күткәнләр үчүн ишлигүчи бир Худани, Адәмләр әзәлдин аңлап бақмиған, Қулаққа йетип бақмиған, Көз көрүп бақмиғандур!
5 Sǝn ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni yürgüzüxni hursǝnlik dǝp bilgǝn adǝmning, Yǝni yolliringda mengip, Seni seƣinƣanlarning ⱨajitidin qiⱪⱪuqi ⱨǝmraⱨdursǝn; Biraⱪ mana, Sǝn ƣǝzǝptǝ boldung, Biz bolsaⱪ gunaⱨta bolduⱪ; Undaⱪ ixlar uzun boliwǝrdi; Əmdi biz ⱪutⱪuzulamduⱪ?
Сән һәққанийлиқни жүргүзүшни хурсәнлик дәп билгән адәмниң, Йәни йоллириңда меңип, Сени сеғинғанларниң һаҗитидин чиққучи һәмраһдурсән; Бирақ мана, Сән ғәзәптә болдуң, Биз болсақ гунада болдуқ; Ундақ ишлар узун боливәрди; Әнди биз қутқузуламдуқ?
6 Əmdi biz napak bir nǝrsigǝ ohxax bolduⱪ, Ⱪiliwatⱪan barliⱪ «ⱨǝⱪⱪaniyǝtlirimiz» bolsa bir ǝwrǝt latisiƣila ohxaydu, halas; Ⱨǝmmimiz yopurmaⱪtǝk hazan bolup kǝttuⱪ, Ⱪǝbiⱨliklirimiz xamaldǝk bizni uqurup taxliwǝtti.
Әнди биз напак бир нәрсигә охшаш болдуқ, Қиливатқан барлиқ «һәққанийәтлиримиз» болса бир әврәт латисиғила охшайду, халас; Һәммимиз йопурмақтәк хазан болуп кәттуқ, Қәбиһликлиримиз шамалдәк бизни учуруп ташливәтти.
7 Sening namingni qaⱪirip nida ⱪilƣuqi, Iltipatingni tutuxⱪa ⱪozƣalƣuqi ⱨeq yoⱪtur; Qünki Sǝn yüzüngni bizdin ⱪaqurup yoxurdung, Ⱪǝbiⱨliklirimizdin bizni solaxturƣuzdung.
Сениң намиңни чақирип нида қилғучи, Илтипатиңни тутушқа қозғалғучи һеч йоқтур; Чүнки Сән йүзүңни биздин қачуруп йошурдуң, Қәбиһликлиримиздин бизни солаштурғуздуң.
8 Biraⱪ ⱨazir, i Pǝrwǝrdigar, Sǝn bizning Atimizdursǝn; Biz seƣiz lay, Sǝn bizning sapalqimizdursǝn; Ⱨǝmmimiz bolsaⱪ ⱪolungda yasalƣandurmiz;
Бирақ һазир, и Пәрвәрдигар, Сән бизниң Атимиздурсән; Биз сеғиз лай, Сән бизниң сапалчимиздурсән; Һәммимиз болсақ қолуңда ясалғандурмиз;
9 I Pǝrwǝrdigar, bizgǝ ⱪaratⱪan ƣǝzipingni zor ⱪilmiƣaysǝn, Ⱪǝbiⱨlikni mǝnggügiqǝ ǝslǝp yürmigin; Mana, ⱪariƣin, ⱨǝmmimiz Sening hǝlⱪingdurmiz!
И Пәрвәрдигар, бизгә қаратқан ғәзивиңни зор қилмиғайсән, Қәбиһликни мәңгүгичә әсләп жүрмигин; Мана, қариғин, һәммимиз Сениң хәлқиңдурмиз!
10 Muⱪǝddǝs xǝⱨǝrliring janggal, Zionmu janggal bolup ⱪaldi; Yerusalem wǝyran boldi;
Муқәддәс шәһәрлириң җаңгал, Зионму җаңгал болуп қалди; Йерусалим вәйран болди;
11 Ata-bowimiz Seni mǝdⱨiyiligǝn jay, Pak-muⱪǝddǝslik, güzǝl-parlaⱪliⱪ turalƣusi bolƣan ɵyimiz bolsa ot bilǝn kɵyüp kül boldi; Ⱪǝdir-ⱪimmǝtlik nǝrsilirimizning ⱨǝmmisi wǝyran ⱪiliwetildi.
Ата-бовимиз Сени мәдһийилигән җай, Пак-муқәддәслик, гөзәл-парлақлиқ туралғуси болған өйимиз болса от билән көйүп күл болди; Қәдир-қиммәтлик нәрсилиримизниң һәммиси вәйран қиливетилди.
12 Muxu ixlar aldida Ɵzüngni qǝtkǝ alamsǝn, i Pǝrwǝrdigar? Süküt ⱪilip turamsǝn? Bizni boluxiqǝ har ⱪilip uriwerǝmsǝn?»
Мошу ишлар алдида Өзүңни чәткә аламсән, и Пәрвәрдигар? Сүкүт қилип турамсән? Бизни болушичә хар қилип уриверәмсән?»

< Yǝxaya 64 >