< Yǝxaya 63 >

1 «Bozraⱨ xǝⱨiridin qiⱪⱪan, üstibexi ⱪeniⱪ ⱪizil rǝnglik, Kiyim-keqǝkliri ⱪaltis-karamǝt, Zor küq bilǝn ⱪol selip mengiwatⱪan, Edomdin muxu yǝrgǝ keliwatⱪuqi kim?» «Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn sɵzligüqi Mǝn, Ⱪutⱪuzuxⱪa küq-ⱪudrǝtkǝ Igǝ Bolƣuqidurmǝn».
«Бозраһ шәһиридин чиққан, үстибеши қениқ қизил рәңлик, Кийим-кечәклири қалтис-карамәт, Зор күч билән қол селип меңиватқан, Едомдин мошу йәргә келиватқучи ким?» «Һәққанийлиқ билән сөзлигүчи Мән, Қутқузушқа күч-қудрәткә Егә Болғучидурмән».
2 «Üstibexingdikisi nemixⱪa ⱪizil, Ⱪandaⱪsigǝ kiyim-keqǝkliring xarab kɵlqikini qǝyligüqiningkigǝ ohxap ⱪaldi?».
«Үстибешиңдикиси немишкә қизил, Қандақсигә кийим-кечәклириң шарап көлчигини чәйлигүчиниңкигә охшап қалди?».
3 «Mǝn yalƣuz xarab kɵlqikini qǝylidim; Bar ǝl-yurtlardin ⱨeqkim Mǝn bilǝn billǝ bolƣini yoⱪ; Mǝn ularni ƣǝzipimdǝ qǝylidim, Ⱪǝⱨrimdǝ ularni dǝssiwǝttim; Ularning ⱪanliri kiyim-keqǝklirim üstigǝ qaqridi; Mening pütün üstibexim boyaldi;
«Мән ялғуз шарап көлчигини чәйлидим; Бар әл-жутлардин һеч ким Мән билән биллә болғини йоқ; Мән уларни ғәзивимдә чәйлидим, Қәһримдә уларни дәссивәттим; Уларниң қанлири кийим-кечәклирим үстигә чачриди; Мениң пүтүн үстибешим боялди;
4 Qünki ⱪǝlbimgǝ ⱪisas küni pükülgǝnidi, Xundaⱪla Mǝn ⱨǝmjǝmǝtlirimni ⱪutⱪuzidiƣan yil kǝldi;
Чүнки қәлбимгә қисас күни пүкүлгән еди, Шундақла Мән һәмҗәмәтлиримни қутқузидиған жил кәлди;
5 Mǝn ⱪarisam, yardǝm ⱪilƣudǝk ⱨeqkim yoⱪ idi; Ⱨeqkimning ⱪollimaydiƣanliⱪini kɵrüp azablinip kɵnglüm parakǝndǝ boldi; Xunga Ɵz bilikim Ɵzümgǝ nijat kǝltürdi; Ɵz ⱪǝⱨrim bolsa, Meni ⱪollap Manga qidam bǝrdi;
Мән қарисам, ярдәм қилғидәк һеч ким йоқ еди; Һеч кимниң қоллимайдиғанлиғини көрүп азаплинип көңлүм паракәндә болди; Шуңа Өз билигим Өзүмгә ниҗат кәлтүрди; Өз қәһрим болса, Мени қоллап Маңа чидам бәрди;
6 Xuning bilǝn ǝl-yurtlarni ƣǝzipimdǝ dǝssiwǝtkǝnmǝn, Ⱪǝⱨrimdǝ ularni mǝst ⱪiliwǝttim, Ⱪanlirini yǝrgǝ tɵküwǝttim».
Шуниң билән әл-жутларни ғәзивимдә дәссивәткәнмән, Қәһримдә уларни мәс қиливәттим, Қанлирини йәргә төкүвәттим».
7 «Mǝn Pǝrwǝrdigarning xǝpⱪǝtliri toƣruluⱪ ǝslitip sɵzlǝymǝn; Pǝrwǝrdigarning mǝdⱨiyǝgǝ layiⱪ ⱪilƣanliri, Uning rǝⱨimdilliⱪliriƣa asasǝn, Uning nurƣunliƣan xǝpⱪǝtlirigǝ asasǝn, Pǝrwǝrdigarning bizgǝ ⱪilƣan iltipatliri, Israil jǝmǝtigǝ iltipat ⱪilƣan zor yahxiliⱪliri toƣruluⱪ ǝslitip sɵzlǝymǝn;
«Мән Пәрвәрдигарниң шәпқәтлири тоғрилиқ әслитип сөзләймән; Пәрвәрдигарниң мәдһийәгә лайиқ қилғанлири, Униң рәһимдиллиқлириға асасән, Униң нурғунлиған шәпқәтлиригә асасән, Пәрвәрдигарниң бизгә қилған илтипатлири, Исраил җәмәтигә илтипат қилған зор яхшилиқлири тоғрилиқ әслитип сөзләймән;
8 U ularni: — «Ular Mening hǝlⱪim, Aldamqiliⱪ ⱪilmaydiƣan balilar» dǝp, Ularning Ⱪutⱪuzƣuqisi boldi.
У уларни: — «Улар Мениң хәлқим, Алдамчилиқ қилмайдиған балилар» дәп, Уларниң Қутқузғучиси болди.
9 Ularning barliⱪ dǝrdlirigǝ Umu dǝrddax idi; «Uning yüzidiki Pǝrixtisi» bolsa ularni ⱪutⱪuzƣan, U Ɵz muⱨǝbbiti ⱨǝm rǝⱨimdilliⱪi bilǝn ularni ⱨǝmjǝmǝtlik ⱪilip ⱪutⱪuzƣan; Axu ⱪǝdimki barliⱪ künlǝrdǝ ularni Ɵzigǝ artip kɵtürgǝn;
Уларниң барлиқ дәрдлиригә Уму дәрддаш еди; «Униң йүзидики Пәриштиси» болса уларни қутқузған, У Өз муһәббити һәм рәһимдиллиғи билән уларни һәмҗәмәтлик қилип қутқузған; Әшу қедимки барлиқ күнләрдә уларни Өзигә артип көтәргән;
10 Biraⱪ ular asiyliⱪ ⱪilip Uning Muⱪǝddǝs Roⱨiƣa azar bǝrdi; Xunga ulardin yüz ɵrüp U ularning düxminigǝ aylinip, Ularƣa ⱪarxi jǝng ⱪildi.
Бирақ улар асийлиқ қилип Униң Муқәддәс Роһиға азар бәрди; Шуңа улардин йүз өрүп У уларниң дүшминигә айлинип, Уларға қарши җәң қилди.
11 Biraⱪ U: — «Musa pǝyƣǝmbirim! Mening hǝlⱪim!» dǝp ǝyni künlǝrni ǝslǝp tohtidi. Əmdi Ɵz [padisi bolƣanlarni] padiqiliri bilǝn dengizdin qiⱪiriwalƣuqi ⱪeni? Ɵzining Muⱪǝddǝs Roⱨini ularning arisiƣa turƣuzup ⱪoyƣuqi ⱪeni?
Бирақ У: — «Муса пәйғәмбирим! Мениң хәлқим!» дәп әйни күнләрни әсләп тохтиди. Әнди Өз [падиси болғанларни] падичилири билән деңиздин чиқиривалғучи қени? Өзиниң Муқәддәс Роһини уларниң арисиға турғузуп қойғучи қени?
12 Uning güzǝl xǝrǝplik biliki Musaning ong ⱪoli arⱪiliⱪ ularni yetǝkligüqi boldi, Ɵzi üqün mǝnggülük bir namni tiklǝp, Ular aldida sularni bɵlüwǝtküqi,
Униң гөзәл шәрәплик билиги Мусаниң оң қоли арқилиқ уларни йетәклигүчи болди, Өзи үчүн мәңгүлүк бир намни тикләп, Улар алдида суларни бөлүвәткүчи,
13 Ularni dalada ǝrkin kezip yüridiƣan attǝk, Ⱨeq putlaxturmay ularni dengizning qongⱪur yǝrliridin ɵtküzgüqi ⱪeni?
Уларни далада әркин кезип жүридиған аттәк, Һеч путлаштурмай уларни деңизниң чоңқур йәрлиридин өткүзгүчи қени?
14 Mallar jilƣiƣa otlaxⱪa qüxkǝndǝk, Pǝrwǝrdigarning Roⱨi ularƣa aram bǝrdi; Sǝn Ɵzüng güzǝl-xǝrǝplik bir namƣa erixix üqün, Sǝn muxu yollar bilǝn hǝlⱪingni yetǝkliding.
Маллар җилғиға отлашқа чүшкәндәк, Пәрвәрдигарниң Роһи уларға арам бәрди; Сән Өзүң гөзәл-шәрәплик бир намға еришиш үчүн, Сән мошу йоллар билән хәлқиңни йетәклидиң.
15 Aⱨ, asmanlardin nǝziringni qüxürgin, Sening pak-muⱪǝddǝsliking, güzǝllik-xǝriping turƣan makaningdin [ⱨalimizƣa] ⱪarap baⱪ! Ⱪeni otluⱪ muⱨǝbbiting wǝ küq-ⱪudriting!? Iqingni aƣritixliring, rǝⱨimdilliⱪliring ⱪeni? Ular manga kǝlgǝndǝ besilip ⱪaldimu?
Аһ, асманлардин нәзириңни чүшүргин, Сениң пак-муқәддәслигиң, гөзәллик-шәривиң турған маканиңдин [һалимизға] қарап бақ! Қени отлуқ муһәббитиң вә күч-қудритиң!? Ичиңни ағритишлириң, рәһимдиллиқлириң қени? Улар маңа кәлгәндә бесилип қалдиму?
16 Qünki gǝrqǝ Ibraⱨim bizni tonumisimu, Yaki Israil gǝrqǝ bizni etirap ⱪilmisimu, Sǝn ⱨaman bizning Atimiz; Sǝn Pǝrwǝrdigar bizning Atimizdursǝn; Əzǝldin tartip «Ⱨǝmjǝmǝt-Ⱪutⱪuzƣuqimiz» Sening namingdur.
Чүнки гәрчә Ибраһим бизни тонумисиму, Яки Исраил гәрчә бизни етирап қилмисиму, Сән һаман бизниң Атимиз; Сән Пәрвәрдигар бизниң Атимиздурсән; Әзәлдин тартип «Һәмҗәмәт-Қутқузғучимиз» Сениң намиңдур.
17 I Pǝrwǝrdigar, nemixⱪa bizni yolliringdin azdurƣansǝn? Nemixⱪa Ɵzüngdin ⱪorⱪuxtin yandurup kɵnglimizni tax ⱪilƣansǝn?! Ⱪulliring üqün, Ɵz mirasing bolƣan ⱪǝbililǝr üqün, Yenimizƣa yenip kǝlgǝysǝn!
И Пәрвәрдигар, немишкә бизни йоллириңдин аздурғансән? Немишкә Өзүңдин қорқуштин яндуруп көңлимизни таш қилғансән?! Қуллириң үчүн, Өз мирасиң болған қәбилиләр үчүн, Йенимизға йенип кәлгәйсән!
18 Muⱪǝddǝs hǝlⱪing pǝⱪǝt azƣinǝ waⱪitla [tǝwǝlikigǝ] igǝ bolaliƣan; Düxmǝnlirimiz muⱪǝddǝs jayingni ayaƣ asti ⱪildi;
Муқәддәс хәлқиң пәқәт азғинә вақитла [тәвәлигигә] егә болалиған; Дүшмәнлиримиз муқәддәс җайиңни аяқ асти қилди;
19 Xuning bilǝn biz uzundin buyan Sǝn idarǝ ⱪilip baⱪmiƣan, Sening naming bilǝn atilip baⱪmiƣan bir hǝlⱪtǝk bolup ⱪalduⱪ!
Шуниң билән биз узундин буян Сән идарә қилип бақмиған, Сениң намиң билән атилип бақмиған бир хәлиқтәк болуп қалдуқ!

< Yǝxaya 63 >