< Yǝxaya 61 >
1 «Rǝb Pǝrwǝrdigarning Roⱨi mening wujudumda, Qünki Pǝrwǝrdigar meni ajiz ezilgǝnlǝrgǝ hux hǝwǝrlǝr yǝtküzüxkǝ mǝsiⱨligǝn. U meni sunuⱪ kɵngüllǝrni yasap saⱪaytixⱪa, Tutⱪunlarƣa azadliⱪni, Qüxǝp ⱪoyulƣanlarƣa zindanning eqiwetilidiƣanliⱪini jakarlaxⱪa ǝwǝtti;
«Рәб Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда, Чүнки Пәрвәрдигар мени аҗиз езилгәнләргә хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһлигән. У мени сунуқ көңүлләрни ясап сақайтишқа, Тутқунларға азатлиқни, Чүшәп қоюлғанларға зинданниң ечиветилидиғанлиғини җакалашқа әвәтти;
2 Pǝrwǝrdigarning xapaǝt kɵrsitidiƣan yilini, Ⱨǝm Hudayimizning ⱪisasliⱪ künini jakarlaxⱪa, Barliⱪ ⱪayƣu-ⱨǝsrǝt qǝkkǝnlǝrgǝ tǝsǝlli berixkǝ meni ǝwǝtti.
Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини, Һәм Худайимизниң қисаслиқ күнини җакалашқа, Барлиқ қайғу-һәсрәт чәккәнләргә тәсәлли беришкә мени әвәтти.
3 Ziondiki ⱨǝsrǝt-ⱪayƣu qǝkkǝnlǝrgǝ, Küllǝrning orniƣa güzǝllikni, Ⱨǝsrǝt-ⱪayƣuning orniƣa sürkilidiƣan xad-huramliⱪ meyini, Ƣǝxlik-mǝyüslük roⱨining orniƣa, Mǝdⱨiyǝ tonini kiydürüxkǝ meni ǝwǝtti; Xundaⱪ ⱪilip ular «ⱨǝⱪⱪaniyliⱪning qong dǝrǝhliri», «Pǝrwǝrdigarning tikkǝn maysiliri» dǝp atilidu, Ular arⱪiliⱪ uning güzǝllik-julaliⱪi ayan ⱪilinidu.
Зиондики һәсрәт-қайғу чәккәнләргә, Күлләрниң орниға гөзәлликни, Һәсрәт-қайғуниң орниға сүркилидиған шат-хурамлиқ мейини, Ғәшлик-мәйүслүк роһиниң орниға, Мәдһийә тонини кийдүрүшкә мени әвәтти; Шундақ қилип улар «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлири», «Пәрвәрдигарниң тиккән майсилири» дәп атилиду, Улар арқилиқ униң гөзәллик-җулалиғи аян қилиниду.
4 Ular ⱪǝdimki harabzarliⱪlarni ⱪaytidin ⱪuridu, Əslidǝ wǝyran ⱪilinƣan jaylarni ⱪaytidin tiklǝydu, Harabǝ xǝⱨǝrlǝrni, dǝwrdin-dǝwrgǝ wǝyranliⱪta yatⱪan jaylarni yengibaxtin ⱪuridu;
Улар қедимки харапзарлиқларни қайтидин қуриду, Әслидә вәйран қилинған җайларни қайтидин тикләйду, Харабә шәһәрләрни, дәвирдин-дәвиргә вәйранлиқта ятқан җайларни йеңибаштин қуриду;
5 Yaⱪa yurtluⱪlar turƣuzulup, padiliringni baⱪidu; Yatlarning baliliri ⱪoxqiliringlar, üzümqiliringlar bolidu.
Яқа жутлуқлар турғузулуп, падилириңни бақиду; Ятларниң балилири қошчилириңлар, үзүмчилириңлар болиду.
6 Biraⱪ silǝr bolsanglar, «Pǝrwǝrdigarning kaⱨinliri» dǝp atilisilǝr; Silǝr toƣranglarda: «Ular Hudayimizning hizmǝtkarliri» deyilidu; Ozuⱪliringlar ǝllǝrning bayliⱪliri bolidu, Silǝr ularning xan-xǝrǝplirigǝ ortaⱪ bolisilǝr.
Бирақ силәр болсаңлар, «Пәрвәрдигарниң каһинлири» дәп атилисиләр; Силәр тоғраңларда: «Улар Худайимизниң хизмәткарлири» дейилиду; Озуқлириңлар әлләрниң байлиқлири болиду, Силәр уларниң шан-шәрәплиригә ортақ болисиләр.
7 Horlinip, xǝrmǝndiliktǝ ⱪalƣininglarning orniƣa ikki ⱨǝssǝ nesiwǝnglǝr berilidu; Rǝswa ⱪilinƣanliⱪning orniƣa ular tǝⱪsimatida xadlinip tǝntǝnǝ ⱪilidu; Xuning bilǝn ular zeminƣa ikki ⱨǝssilǝp igidarqiliⱪ ⱪilidu; Mǝnggülük xad-huramliⱪ ularningki bolidu.
Хорлинип, шәрмәндиликтә қалғиниңларниң орниға икки һәссә несивәңләр берилиду; Рәсва қилинғанлиқниң орниға улар тәқсиматида шатлинип тәнтәнә қилиду; Шуниң билән улар зиминға икки һәссиләп егидарчилиқ қилиду; Мәңгүлүк шат-хурамлиқ уларниңки болиду.
8 Qünki Mǝn Pǝrwǝrdigar toƣra ⱨɵküm, ⱨǝⱪiⱪǝtni ǝzizlǝymǝn; Kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilixta ⱨǝrⱪandaⱪ bulangqiliⱪ wǝ aldamqiliⱪⱪa nǝprǝtlinimǝn; Mǝn ularƣa ⱨǝⱪiⱪǝt bilǝn tegixlikini ⱪayturup berimǝn; Mǝn ular bilǝn mǝnggülük bir ǝⱨdini tüzimǝn.
Чүнки Мән Пәрвәрдигар тоғра һөкүм, һәқиқәтни әзизләймән; Көйдүрмә қурбанлиқ қилишта һәр қандақ булаңчилиқ вә алдамчилиққа нәпрәтлинимән; Мән уларға һәқиқәт билән тегишлигини қайтуруп беримән; Мән улар билән мәңгүлүк бир әһдини түзимән.
9 Xundaⱪ ⱪilip ularning nǝslining dangⱪi ǝllǝr arisida, Pǝrzǝntlirining dangⱪi hǝlⱪi-alǝm arisida qiⱪidu; Ularni kɵrgǝnlǝrning ⱨǝmmisi ularni tonup etirap ⱪiliduki, «Ular bolsa Pǝrwǝrdigar bǝht ata ⱪilƣan nǝsildur»».
Шундақ қилип уларниң нәслиниң даңқи әлләр арисида, Пәрзәнтлириниң даңқи хәлқи-аләм арисида чиқиду; Уларни көргәнләрниң һәммиси уларни тонуп етирап қилидуки, «Улар болса Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур»».
10 — «Mǝn Pǝrwǝrdigarni zor xad-huramliⱪ dǝp bilip xadlinimǝn, Jenim Hudayim tüpǝylidin huxallinidu; Qünki toy ⱪilidiƣan yigit ɵzigǝ «kaⱨinliⱪ sǝllǝ» kiyiwalƣandǝk, Toy ⱪilidiƣan ⱪiz lǝǝl-yaⱪutlar bilǝn ɵzini pǝrdazliƣandǝk, U nijatliⱪning kiyim-keqikini manga kiydürdi, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ toni bilǝn meni pürkǝndürdi.
— «Мән Пәрвәрдигарни зор шат-хурамлиқ дәп билип шатлинимән, Җеним Худайим түпәйлидин хошаллиниду; Чүнки той қилидиған жигит өзигә «каһинлиқ сәллә» кийивалғандәк, Той қилидиған қиз ләәл-яқутлар билән өзини пәрдазлиғандәк, У ниҗатлиқниң кийим-кечигини маңа кийдүрди, Һәққанийлиқ тони билән мени пүркәндүрди.
11 Qünki zemin ɵzining bihini qiⱪarƣinidǝk, Baƣ ɵzidǝ terilƣanlarni ündürginidǝk, Rǝb Pǝrwǝrdigar ohxaxla barliⱪ ǝllǝrning aldida ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni ⱨǝm mǝdⱨiyini ündüridu».
Чүнки зимин өзиниң бихини чиқарғинидәк, Бағ өзидә терилғанларни үндүргинидәк, Рәб Пәрвәрдигар охшашла барлиқ әлләрниң алдида һәққанийлиқни һәм мәдһийини үндүриду».