< Yǝxaya 60 >
1 — Ornungdin tur, nur qaq! Qünki nurung yetip kǝldi, Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi üstüngdǝ kɵtürüldi!
— Орнуңдин тур, нур чач! Чүнки нуруң йетип кәлди, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви үстүңдә көтирилди!
2 Qünki ⱪarangƣuluⱪ yǝr-zeminni, Ⱪapⱪara zulmǝt ǝl-yurtlarni basidu; Biraⱪ Pǝrwǝrdigar üstüngdǝ kɵtürülidu, Uning xan-xǝripi seningdǝ kɵrünidu;
Чүнки қараңғулуқ йәр-зиминни, Қап қара зулмәт әл-жутларни басиду; Бирақ Пәрвәрдигар үстүңдә көтирилиду, Униң шан-шәриви сениңдә көрүниду;
3 Ⱨǝm ǝllǝr nurung bilǝn, Padixaⱨlar sening kɵtürülgǝn yoruⱪluⱪung bilǝn mangidu.
Һәм әлләр нуруң билән, Падишаһлар сениң көтирилгән йоруқлуғуң билән маңиду.
4 Bexingni kɵtür, ǝtrapingƣa ⱪarap baⱪ; Ularning ⱨǝmmisi jǝm bolup yiƣilidu; Ular yeningƣa kelidu, — Oƣulliring yiraⱪtin kelidu, Ⱪizliring yanpaxlarƣa artilip kɵtürüp kelinidu.
Бешиңни көтәр, әтрапиңға қарап бақ; Уларниң һәммиси җәм болуп жиғилиду; Улар йениңға келиду, — Оғуллириң жирақтин келиду, Қизлириң янпашларға артилип көтирип келиниду.
5 Xu qaƣda kɵrisǝn, Kɵzliring qaⱪnap ketidu, Yürǝkliring tipqǝklǝp, iq-iqinggǝ patmay ⱪalisǝn; Qünki dengizdiki bayliⱪlar sǝn tǝrǝpkǝ burulup kelidu, Əllǝrning mal-dunyaliri yeningƣa kelidu.
Шу чағда көрисән, Көзлириң чақнап кетиду, Жүрәклириң типчәкләп, ич-ичиңгә патмай қалисән; Чүнки деңиздики байлиқлар сән тәрәпкә бурулуп келиду, Әлләрниң мал-дуниялири йениңға келиду.
6 Top-top bolup kǝtkǝn tɵgilǝr, Ⱨǝm Midiyan ⱨǝm Əfaⱨdiki taylaⱪlar seni ⱪaplaydu; Xebadikilǝrning ⱨǝmmisi kelidu; Ular altun ⱨǝm huxbuy elip kelidu, Pǝrwǝrdigarning mǝdⱨiyilirini jakarlaydu.
Топ-топ болуп кәткән төгиләр, Һәм Мидиян һәм Әфаһдики тайлақлар сени қаплайду; Шебадикиләрниң һәммиси келиду; Улар алтун һәм хушбуй елип келиду, Пәрвәрдигарниң мәдһийилирини җакалайду.
7 Kedarning barliⱪ ⱪoy padiliri yeningƣa yiƣilidu; Nebayotning ⱪoqⱪarliri hizmitingdǝ bolidu; Ular Mening ⱪobul ⱪiliximƣa erixip ⱪurbangaⱨimƣa qiⱪirilidu; Xuning bilǝn güzǝllik-julaliⱪimni ayan ⱪilidiƣan ɵyümni güzǝllǝxtürimǝn.
Кедарниң барлиқ қой падилири йениңға жиғилиду; Небайотниң қочқарлири хизмитиңдә болиду; Улар Мениң қобул қилишимға еришип қурбангаһимға чиқирилиду; Шуниң билән гөзәллик-җулалиғимни аян қилидиған өйүмни гөзәлләштүримән.
8 Kǝptǝrhaniliriƣa ⱪaytip kǝlgǝn kǝptǝrlǝrdǝk, Uqup keliwatⱪan buluttǝk keliwatⱪan kimdu?
Кәптәрханилириға қайтип кәлгән кәптәрләрдәк, Учуп келиватқан булуттәк келиватқан кимду?
9 Qünki arallar Meni kütidu; Xular arisidin oƣulliringni yiraⱪtin elip kelixkǝ, Ɵz altun-kümüxlirini billǝ elip kelixkǝ, Tarxixtiki kemilǝr birinqi bolidu. Ular Hudaying Pǝrwǝrdigarning namiƣa, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqining yeniƣa kelidu; Qünki U sanga güzǝllik-julaliⱪ kǝltürdi.
Чүнки араллар Мени күтиду; Шулар арисидин оғуллириңни жирақтин елип келишкә, Өз алтун-күмүчлирини биллә елип келишкә, Таршиштики кемиләр биринчи болиду. Улар Худайиң Пәрвәрдигарниң намиға, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң йениға келиду; Чүнки У саңа гөзәллик-җулалиқ кәлтүрди.
10 Yat adǝmlǝrning baliliri sepilliringni ⱪuridu, Ularning padixaⱨliri hizmitingdǝ bolidu; Qünki ƣǝzipimdǝ Mǝn seni urdum; Biraⱪ xapaitim bilǝn sanga rǝⱨim-meⱨribanliⱪ kɵrsǝttim.
Ят адәмләрниң балилири сепиллириңни қуриду, Уларниң падишалири хизмитиңдә болиду; Чүнки ғәзивимдә Мән сени урдум; Бирақ шапаитим билән саңа рәһим-меһриванлиқ көрсәттим.
11 Dǝrwaziliring ⱨǝrdaim oquⱪ turidu; (Ular keqǝ-kündüz etilmǝydu) Xundaⱪ ⱪilƣanda ǝllǝrning bayliⱪlirini sanga elip kǝlgili, Ularning padixaⱨlirini aldingƣa yetǝklǝp kǝlgili bolidu.
Дәрвазилириң һәрдайим очуқ туриду; (Улар кечә-күндүз етилмәйду) Шундақ қилғанда әлләрниң байлиқлирини саңа елип кәлгили, Уларниң падишалирини алдиңға йетәкләп кәлгили болиду.
12 Qünki sanga hizmǝttǝ boluxni rǝt ⱪilidiƣan ǝl yaki padixaⱨliⱪ bolsa yoⱪilidu; Muxundaⱪ ǝllǝr pütünlǝy bǝrbat bolidu.
Чүнки саңа хизмәттә болушни рәт қилидиған әл яки падишалиқ болса йоқилиду; Мошундақ әлләр пүтүнләй бәрбат болиду.
13 Mening muⱪǝddǝs jayimni güzǝllǝxtürüxkǝ, Liwanning xǝripi, — Arqa, ⱪariƣay wǝ boksus dǝrǝhlirining ⱨǝmmisi sanga kelidu; Xundaⱪ ⱪilip ayiƣim turƣan yǝrni xǝrǝplik ⱪilimǝn.
Мениң муқәддәс җайимни гөзәлләштүрүшкә, Ливанниң шәриви, — Арча, қариғай вә боксус дәрәқлириниң һәммиси саңа келиду; Шундақ қилип айиғим турған йәрни шәрәплик қилимән.
14 Seni harliƣanlarning baliliri bolsa aldingƣa egilginiqǝ kelidu; Seni kǝmsitkǝnlǝrning ⱨǝmmisi ayiƣingƣa bax uridu; Ular seni «Pǝrwǝrdigarning xǝⱨiri», «Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqining Zioni» dǝp ataydu.
Сени харлиғанларниң балилири болса алдиңға егилгиничә келиду; Сени кәмситкәнләрниң һәммиси айиғиңға баш уриду; Улар сени «Пәрвәрдигарниң шәһири», «Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң Зиони» дәп атайду.
15 Sǝn taxliwetilgǝn ⱨǝm nǝprǝtkǝ uqriƣanliⱪing üqün, Ⱨeqkim zeminingdin ɵtmigǝn; Əmdiliktǝ Mǝn seni mǝnggülük bir xan-xɵⱨrǝt, Əwlad-ǝwladlarning bir hursǝnliki ⱪilimǝn.
Сән ташливетилгән һәм нәпрәткә учриғанлиғиң үчүн, Һеч ким зиминиңдин өтмигән; Әндиликтә Мән сени мәңгүлүк бир шан-шөһрәт, Әвлат-әвлатларниң бир хурсәнлиги қилимән.
16 Əllǝrning sütini emisǝn, Padixaⱨlarning ǝmqikidin ǝmgǝndǝk [meⱨir-xǝpⱪitigǝ] erixsǝn; Xuning bilǝn sǝn Mǝn Pǝrwǝrdigarni ɵzüngning Nijatkaring ⱨǝm Ⱨǝmjǝmǝt-Ⱪutⱪuzƣuqing, «Yaⱪuptiki ⱪudrǝt Igisi» dǝp bilisǝn.
Әлләрниң сүтини емисән, Падишаһларниң әмчигидин әмгәндәк [меһри-шәпқитигә] еришсән; Шуниң билән сән Мән Пәрвәрдигарни өзүңниң Ниҗаткариң һәм Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң, «Яқуптики қудрәт Егиси» дәп билисән.
17 Misning orniƣa altunni, Tɵmürning orniƣa kümüxni ǝpkelip almaxturimǝn; Yaƣaqning orniƣa misni, Taxlarning orniƣa tɵmürni ǝpkelip almaxturimǝn; Sening ⱨakimliringni bolsa tinq-aramliⱪ, Bǝgliringni ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ ⱪilimǝn.
Мисниң орниға алтунни, Төмүрниң орниға күмүчни әпкелип алмаштуримән; Яғачниң орниға мисни, Ташларниң орниға төмүрни әпкелип алмаштуримән; Сениң һакимлириңни болса тинич-арамлиқ, Бәглириңни һәққанийлиқ қилимән.
18 Zeminingda zorawanliⱪning ⱨeq sadasi bolmaydu, Qegraliring iqidǝ wǝyranqiliⱪ wǝ ⱨalakǝtmu yoⱪ bolidu; Sǝn sepilliringni «nijat», Dǝrwaziliringni «mǝdⱨiyǝ» dǝp ataysǝn.
Зиминиңда зораванлиқниң һеч садаси болмайду, Чегаралириң ичидә вәйранчилиқ вә һалакәтму йоқ болиду; Сән сепиллириңни «ниҗат», Дәрвазилириңни «мәдһийә» дәп атайсән.
19 Nǝ ⱪuyax kündüzdǝ sanga nur bolmaydu, Nǝ ayning julasi sanga yoruⱪluⱪ bǝrmǝydu; Bǝlki Pǝrwǝrdigar sening mǝnggülük nurung bolidu, Sening Hudaying güzǝl julaliⱪing bolidu.
Нә қуяш күндүздә саңа нур болмайду, Нә айниң җуласи саңа йоруқлуқ бәрмәйду; Бәлки Пәрвәрдигар сениң мәңгүлүк нуруң болиду, Сениң Худайиң гөзәл җулалиғиң болиду.
20 Sening ⱪuyaxing ikkinqi patmaydu, Eying tolunluⱪidin yanmaydu; Qünki Pǝrwǝrdigar sening mǝnggülük nurung bolidu, Ⱨǝsrǝt-ⱪayƣuluⱪ künliringgǝ hatimǝ berilidu.
Сениң қуяшиң иккинчи патмайду, Ейиң толунлуғидин янмайду; Чүнки Пәрвәрдигар сениң мәңгүлүк нуруң болиду, Һәсрәт-қайғулуқ күнлириңгә хатимә берилиду.
21 Sening hǝlⱪingning ⱨǝmmisi ⱨǝⱪⱪaniy bolidu; Yǝr-zeminƣa mǝnggügǝ igidarqiliⱪ ⱪilidu; Ularning Mening güzǝl julaliⱪimni ayan ⱪilixi üqün, Ular Ɵz ⱪolum bilǝn tikkǝn maysa, Ɵz ⱪolum bilǝn ixliginim bolidu.
Сениң хәлқиңниң һәммиси һәққаний болиду; Йәр-зиминға мәңгүгә егидарчилиқ қилиду; Уларниң Мениң гөзәл җулалиғимни аян қилиши үчүн, Улар Өз қолум билән тиккән майса, Өз қолум билән ишлигиним болиду.
22 Sǝbiy bala bolsa mingƣa, Əng kiqiki bolsa uluƣ ǝlgǝ aylinidu, Mǝnki Pǝrwǝrdigar bularni ɵz waⱪtida tezdin ǝmǝlgǝ axurimǝn.
Сәбий бала болса миңға, Әң кичиги болса улуқ әлгә айлиниду, Мәнки Пәрвәрдигар буларни өз вақтида тездин әмәлгә ашуримән.