< Yǝxaya 6 >
1 Uzziya padixaⱨ alǝmdin ɵtkǝn yili mǝn Rǝbni kɵrdüm; U intayin yuⱪiri kɵtürülgǝn bir tǝhttǝ olturatti; Uning toni muⱪǝddǝs ibadǝthaniƣa bir kǝlgǝnidi.
Уззия падиша аләмдин өткән жили мән Рәбни көрдүм; У интайин жуқури көтирилгән бир тәхттә олтиратти; Униң тони муқәддәс ибадәтханиға бир кәлгән еди.
2 Uning üstidǝ saraflar pǝrwaz ⱪilip turatti; Ⱨǝrbirining altǝ tal ⱪaniti bar idi; Ikki ⱪaniti bilǝn u yüzini yapatti, Ikki ⱪaniti bilǝn u putini yapatti, Wǝ ikki ⱪaniti bilǝn u pǝrwaz ⱪilip turatti.
Униң үстидә сарафлар пәрваз қилип туратти; Һәр бириниң алтә тал қанити бар еди; Икки қанити билән у йүзини япатти, Икки қанити билән у путини япатти, Вә икки қанити билән у пәрваз қилип туратти.
3 Ulardin biri baxⱪa birsigǝ: — «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, muⱪǝddǝs, muⱪǝddǝs, muⱪǝddǝstur! Barliⱪ yǝr yüzi uning xan-xǝripigǝ tolƣan!» — dǝp towlawatatti.
Улардин бири башқа бирисигә: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур! Барлиқ йәр йүзи униң шан-шәривигә толған!» — дәп товлавататти.
4 Towliƣuqining awazidin dǝrwazining kexǝkliri tǝwrinip kǝtti, Ɵy is-tütǝk bilǝn ⱪaplandi.
Товлиғучиниң авазидин дәрвазиниң кешәклири тәвринип кәтти, Өй ис-түтәк билән қапланди.
5 Xuning bilǝn mǝn: — «Ɵzümgǝ way! Mǝn tügǝxtim! Qünki mǝn lǝwliri napak adǝmmǝn ⱨǝm napak lǝwlik hǝlⱪ bilǝn arilixip turup, ɵz kɵzüm bilǝn Padixaⱨⱪa, yǝni samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa ⱪaridim!» — dedim.
Шуниң билән мән: — «Өзүмгә вай! Мән түгәштим! Чүнки мән ләвлири напак адәммән һәм напак ләвлик хәлиқ билән арилишип туруп, өз көзүм билән Падишаға, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға қаридим!» — дедим.
6 Xuning bilǝn saraflardin biri ⱪolida ⱪurbangaⱨtin bir qoƣni lahxigirƣa ⱪisip elip, yenimƣa uqup kǝldi;
Шуниң билән сарафлардин бири қолида қурбангаһтин бир чоғни лахшигирға қисип елип, йенимға учуп кәлди;
7 u uni aƣzimƣa tǝgküzüp: — «Mana, bu lǝwliringgǝ tǝgdi; sening ⱪǝbiⱨliking elip taxlandi, gunaⱨing kafarǝt bilǝn kǝqürüm ⱪilindi» — dedi.
у уни ағзимға тәккүзүп: — «Мана, бу ләвлириңгә тәгди; сениң қәбиһлигиң елип ташланди, гунайиң кафарәт билән кәчүрүм қилинди» — деди.
8 Andin mǝn Rǝbning: — «Mǝn kimni ǝwǝtimǝn? Kim Bizgǝ wǝkil bolup baridu?» degǝn awazini anglidim. Xuning bilǝn mǝn: — «Mana mǝn! Meni ǝwǝtkǝysǝn» — dedim.
Андин мән Рәбниң: — «Мән кимни әвәтимән? Ким Бизгә вәкил болуп бариду?» дегән авазини аңлидим. Шуниң билән мән: — «Мана мән! Мени әвәткәйсән» — дедим.
9 Wǝ U: «Barƣin; muxu hǝlⱪⱪǝ mundaⱪ dǝp eytⱪin: — «Silǝr anglaxni anglaysilǝr, biraⱪ qüxǝnmǝysilǝr; Kɵrüxni kɵrüsilǝr, biraⱪ bilip yǝtmǝysilǝr.
Вә У: «Барғин; мошу хәлиққә мундақ дәп ейтқин: — «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; Көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр.
10 Muxu hǝlⱪning yürikini tax ⱪilƣin; Ularning ⱪulaⱪlirini eƣir, Kɵzlirini kor ⱪilƣin; Bolmisa, ular kɵzliri bilǝn kɵrǝlǝydiƣan, Ⱪuliⱪi bilǝn angliyalaydiƣan, Kɵngli bilǝn qüxinǝlǝydiƣan ⱪilinip, Yolidin yandurulup saⱪaytilƣan bolatti».
Мошу хәлиқниң жүригини таш қилғин; Уларниң қулақлирини еғир, Көзлирини кор қилғин; Болмиса, улар көзлири билән көрәләйдиған, Қулиқи билән аңлалайдиған, Көңли билән чүшинәләйдиған қилинип, Йолидин яндурулуп сақайтилған болатти».
11 Andin mǝn: — «Rǝb, bu ǝⱨwal ⱪaqanƣiqǝ dawamlixidu?» — dǝp soriwidim, U jawabǝn: — «Ta xǝⱨǝrlǝr harab ⱪilinip aⱨalisiz, Ɵylǝr adǝmzatsiz, Zemin pütünlǝy qɵlgǝ aylinip bolƣuqǝ,
Андин мән: — «Рәб, бу әһвал қачанғичә давамлишиду?» — дәп соривидим, У җававән: — «Та шәһәрләр харап қилинип аһалисиз, Өйләр адәмзатсиз, Зимин пүтүнләй чөлгә айлинип болғичә,
12 Pǝrwǝrdigar adǝmlirini yiraⱪlarƣa yɵtkǝp, Zemindiki taxliwetilgǝn yǝrlǝr kɵp bolƣuqǝ bolidu» — dedi.
Пәрвәрдигар адәмлирини жирақларға йөткәп, Зиминдики ташливетилгән йәрләр көп болғичә болиду» — деди.
13 «Ⱨalbuki, zeminda adǝmlǝrning ondin birila ⱪalidu; Ular [zeminƣa] ⱪaytip kelip yǝnǝ yutuwetilidu, Kesilgǝn bir dub yaki arar dǝrihining kɵtikidǝk bolidu; Kɵtǝk bolsa «muⱪǝddǝs nǝsil» bolur.
«Һалбуки, зиминда адәмләрниң ондин бирила қалиду; Улар [зиминға] қайтип келип йәнә жутуветилиду, Кесилгән бир дуб яки арар дәриғиниң көтигидәк болиду; Көтәк болса «муқәддәс нәсил» болур.