< Yǝxaya 59 >
1 — Ⱪaranglar, Pǝrwǝrdigarning ⱪoli ⱪutⱪuzalmiƣudǝk küqsiz bolup ⱪalƣan ǝmǝs; Yaki Uning ⱪuliⱪi anglimiƣudǝk eƣir bolup ⱪalƣan ǝmǝs;
— Қараңлар, Пәрвәрдигарниң қоли қутқузалмиғидәк күчсиз болуп қалған әмәс; Яки Униң қулиқи аңлимиғидәк еғир болуп қалған әмәс;
2 Biraⱪ silǝrning ⱪǝbiⱨlikinglar silǝrni Hudayinglardin yiraⱪlaxturdi, Gunaⱨinglar Uning yüzini silǝrdin ⱪaqurup Uningƣa tilikinglarni anglatⱪuzmidi.
Бирақ силәрниң қәбиһлигиңлар силәрни Худайиңлардин жирақлаштурди, Гунайиңлар Униң йүзини силәрдин қачуруп Униңға тилигиңларни аңлатқузмиди.
3 Qünki ⱪolliringlar ⱪan bilǝn, Barmaⱪliringlar ⱪǝbiⱨlik bilǝn milǝngǝn, Lǝwliringlar yalƣan gǝp eytⱪan, Tilinglar kaldirlap ⱪerixip sɵzligǝn;
Чүнки қоллириңлар қан билән, Бармақлириңлар қәбиһлик билән миләнгән, Ләвлириңлар ялған гәп ейтқан, Тилиңлар калдирлап қеришип сөзлигән;
4 Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ tǝrǝptǝ sɵzligüqi yoⱪtur, Ⱨǝⱪiⱪǝt tǝrǝptǝ turidiƣan ⱨɵküm soriƣuqi yoⱪtur; Ular yoⱪ bir nǝrsigǝ tayinip, aldamqiliⱪ ⱪilmaⱪta, Ularning ⱪorsiⱪidikisi ziyandax, Ularning tuƣuwatⱪini ⱪǝbiⱨlik;
Һәққанийлиқ тәрәптә сөзлигүчи йоқтур, Һәқиқәт тәрәптә туридиған һөкүм сориғучи йоқтур; Улар йоқ бир нәрсигә тайинип, алдамчилиқ қилмақта, Уларниң қосиғидикиси зияндаш, Уларниң туғуватқини қәбиһлик;
5 Ular qar yilanning tuhumlirini tɵrǝldüridu, Ɵmüqükning torini torlaydu, Kim uning tuhumlirini yesǝ ɵlidu; Ulardin biri qeⱪilsa zǝⱨǝrlik yilan qiⱪidu.
Улар чар иланниң тухумлирини төрәлдүриду, Өмчүкниң торини торлайду, Ким униң тухумлирини йесә өлиду; Улардин бири чеқилса зәһәрлик илан чиқиду.
6 Ularning torliri kiyim bolalmaydu; Ɵzliri ixligǝnliri bilǝn ɵzlirini yapalmaydu; Ixligǝnliri bolsa ⱪǝbiⱨ ixlardur; Ularning ⱪolida zorawanliⱪ turidu;
Уларниң торлири кийим болалмайду; Өзлири ишлигәнлири билән өзлирини япалмайду; Ишлигәнлири болса қәбиһ ишлардур; Уларниң қолида зораванлиқ туриду;
7 Ⱪǝdǝmliri yamanliⱪ tǝrǝpkǝ yügüridu, Gunaⱨsiz ⱪanni tɵküxkǝ aldiraydu, Ularning oyliri ⱪǝbiⱨlik toƣrisidiki oylardur; Barƣanla yǝrdǝ wǝyranqiliⱪ wǝ ⱨalakǝt tepilidu.
Қәдәмлири яманлиқ тәрәпкә жүгүриду, Гунасиз қанни төкүшкә алдирайду, Уларниң ойлири қәбиһлик тоғрисидики ойлардур; Барғанла йәрдә вәйранчилиқ вә һалакәт тепилиду.
8 Tinqliⱪ-aramliⱪ yolini ular ⱨeq tonumaydu; Yürüxliridǝ ⱨeq ⱨǝⱪiⱪǝt-adalǝt yoⱪtur; Ular yollirini ǝgri-toⱪay ⱪiliwaldi; Kim bularda mangƣan bolsa tinq-aramliⱪni kɵrmǝydu.
Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонумайду; Жүрүшлиридә һеч һәқиқәт-адаләт йоқтур; Улар йоллирини әгир-тоқай қиливалди; Ким буларда маңған болса тинич-арамлиқни көрмәйду.
9 — Xunga ⱨǝⱪiⱪǝt-adalǝt bizdin yiraⱪ turidu; Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ yetip bizni qümkigǝn ǝmǝs; Nurni kütimiz, biraⱪ yǝnila ⱪarangƣuluⱪ! Birla ƣil-pal parliƣan yoruⱪluⱪnimu kütimiz, Yǝnila zulmǝttǝ mangimiz.
— Шуңа һәқиқәт-адаләт биздин жирақ туриду; Һәққанийлиқ йетип бизни чүмкигән әмәс; Нурни күтимиз, бирақ йәнила қараңғулуқ! Бирла ғил-пал парлиған йоруқлуқниму күтимиз, Йәнила зулмәттә маңимиз.
10 Ⱪariƣulardǝk biz tamni silaxturup izdǝymiz, Kɵzsiz bolƣandǝk silaxturimiz; Gugumda turƣandǝk qüxtimu putlixip ketimiz, Qǝt yaⱪilarda ɵlüklǝrdǝk yürimiz.
Қариғулардәк биз тамни силаштуруп издәймиз, Көзсиз болғандәк силаштуримиз; Гугумда турғандәк чүштиму путлишип кетимиз, Чәт яқиларда өлүкләрдәк жүримиз.
11 Eyiⱪlardǝk nǝrǝ tartimiz, Pahtǝklǝrdǝk ⱪattiⱪ aⱨ urimiz; Biz ⱨɵküm-ⱨǝⱪiⱪǝtni kütüp ⱪaraymiz, biraⱪ u yoⱪ; Nijat-ⱪutuluxni kütimiz, biraⱪ u bizdin yiraⱪtur;
Ейиқлардәк нәрә тартимиз, Пахтәкләрдәк қаттиқ аһ уримиз; Биз һөкүм-һәқиқәтни күтүп қараймиз, бирақ у йоқ; Ниҗат-қутулушни күтимиз, бирақ у биздин жирақтур;
12 Qünki itaǝtsizliklirimiz aldingda kɵpiyip kǝtti, Gunaⱨlirimiz bizni ǝyiblǝp guwaⱨliⱪ beridu; Qünki itaǝtsizliklirimiz ⱨǝrdaim biz bilǝn billidur; Ⱪǝbiⱨliklirimiz bolsa, bizgǝ roxǝndur: —
Чүнки итаәтсизликлиримиз алдиңда көпийип кәтти, Гуналиримиз бизни әйипләп гувалиқ бериду; Чүнки итаәтсизликлиримиз һәрдайим биз билән биллидур; Қәбиһликлиримиз болса, бизгә рошәндур: —
13 Qünki Pǝrwǝrdigarƣa itaǝtsizlik ⱪilmaⱪtimiz, wapasizliⱪ ⱪilmaⱪtimiz, Uningdin yüz ɵrimǝktimiz, Zulumni ⱨǝm asiyliⱪni tǝrƣip ⱪilmaⱪtimiz, Yalƣan sɵzlǝrni oydurup, iq-iqimizdin sɵzlimǝktimiz;
Чүнки Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қилмақтимиз, вапасизлиқ қилмақтимиз, Униңдин йүз өримәктимиз, Зулумни һәм асийлиқни тәрғип қилмақтимиз, Ялған сөзләрни ойдуруп, ич-ичимиздин сөзлимәктимиз;
14 Adalǝt-halisliⱪ bolsa yoldin yenip kǝtti; Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ yiraⱪta turidu; Qünki ⱨǝⱪiⱪǝt koqida putlixip ketidu; Durus-diyanǝtningmu kirgüdǝk yeri yoⱪtur.
Адаләт-халислиқ болса йолдин йенип кәтти; Һәққанийлиқ жирақта туриду; Чүнки һәқиқәт кочида путлишип кетиду; Дурус-диянәтниңму киргидәк йери йоқтур.
15 Xuning bilǝn ⱨǝⱪiⱪǝt yoⱪay dǝp ⱪaldi; Ɵzümni yamanliⱪtin neri ⱪilay degǝn adǝm hǝⱪning olja nixani bolup ⱪaldi!
Шуниң билән һәқиқәт йоқай дәп қалди; Өзүмни яманлиқтин нери қилай дегән адәм хәқниң олҗа нишани болуп қалди!
16 Ⱨǝm Pǝrwǝrdigar kɵrdi; Ⱨɵküm-ⱨǝⱪiⱪǝtning yoⱪluⱪi Uning nǝziridǝ intayin yaman bilindi. Wǝ U [amal ⱪilƣudǝk] birmu adǝmning yoⱪluⱪini kɵrdi; [Gunaⱨkarlarƣa] wǝkil bolup dua ⱪilƣuqi ⱨeqkimning yoⱪluⱪini kɵrüp, azablinip kɵngli parakǝndǝ boldi. Xunga Uning Ɵz Biliki ɵzigǝ nijat kǝltürdi; Uning Ɵz ⱨǝⱪⱪaniyliⱪi Ɵzini ⱪollap qidamliⱪ ⱪildi;
Һәм Пәрвәрдигар көрди; Һөкүм-һәқиқәтниң йоқлуғи Униң нәзиридә интайин яман билинди. Вә У [амал қилғидәк] бирму адәмниң йоқлуғини көрди; [Гунакарларға] вәкил болуп дуа қилғучи һеч кимниң йоқлуғини көрүп, азаплинип көңли паракәндә болди. Шуңа Униң Өз Билиги өзигә ниҗат кәлтүрди; Униң Өз һәққанийлиғи Өзини қоллап чидамлиқ қилди;
17 U ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni ⱪalⱪan-sawut ⱪildi, Bexiƣa nijatliⱪ dubulƣisini kiydi; Ⱪisas libasini kiyim ⱪildi, Muⱨǝbbǝtlik ⱪizƣinliⱪni ton ⱪilip kiydi.
У һәққанийлиқни қалқан-савут қилди, Бешиға ниҗатлиқ дубулғисини кийди; Қисас либасини кийим қилди, Муһәббәтлик қизғинлиқни тон қилип кийди.
18 Adǝmlǝrning ⱪilƣanliri boyiqǝ, u ularƣa ⱪayturidu; Rǝⱪiblirigǝ ⱪǝⱨr qüxüridu, Düxmǝnlirigǝ ixlirini ⱪayturidu, Qǝt arallardikilǝrgimu u ixlirini ⱪayturidu.
Адәмләрниң қилғанлири бойичә, у уларға қайтуриду; Рәқиплиригә қәһр чүшүриду, Дүшмәнлиригә ишлирини қайтуриду, Чәт араллардикиләргиму у ишлирини қайтуриду.
19 Xuning bilǝn ular ƣǝrbtǝ Pǝrwǝrdigarning namidin, Künqiⱪixta Uning xan-xǝripidin ⱪorⱪidu; Düxmǝn kǝlkündǝk besip kirginidǝ, Əmdi Pǝrwǝrdigarning Roⱨi uningƣa ⱪarxi bir tuƣni kɵtürüp beridu;
Шуниң билән улар ғәриптә Пәрвәрдигарниң намидин, Күнчиқишта Униң шан-шәривидин қорқиду; Дүшмән кәлкүндәк бесип киргинидә, Әнди Пәрвәрдигарниң Роһи униңға қарши бир туғни көтирип бериду;
20 Xuning bilǝn Ⱨǝmjǝmǝt-Ⱪutⱪuzƣuqi Zionƣa kelidu, U Yaⱪup jǝmǝtidikilǝr arisidin itaǝtsizliktin yenip towa ⱪilƣanlarƣa yeⱪinlixidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Шуниң билән Һәмҗәмәт-Қутқузғучи Зионға келиду, У Яқуп җәмәтидикиләр арисидин итаәтсизликтин йенип товва қилғанларға йеқинлишиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
21 Mǝn bolsam, mana, Mening ular bilǝn bolƣan ǝⱨdǝm xuki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar — «sening üstünggǝ ⱪonup turƣan Mening Roⱨim, xundaⱪla Mǝn sening aƣzingƣa ⱪuyƣan sɵz-kalamim bolsa, Buningdin baxlap ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ɵz aƣzingdin, nǝslingning aƣzidin yaki nǝslingning nǝslining aƣzidin ⱨǝrgiz qüxmǝydu! — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Мән болсам, мана, Мениң улар билән болған әһдәм шуки, — дәйду Пәрвәрдигар — «сениң үстүңгә қонуп турған Мениң Роһум, шундақла Мән сениң ағзиңға қуйған сөз-каламим болса, Буниңдин башлап әбәдил-әбәткичә өз ағзиңдин, нәслиңниң ағзидин яки нәслиңниң нәслиниң ағзидин һәргиз чүшмәйду! — дәйду Пәрвәрдигар.