< Yǝxaya 58 >
1 — Nida ⱪilip jakarliƣin, Awazingni ⱪoyup berip boluxiqǝ towla, Awazingni kanaydǝk kɵtür, Mening hǝlⱪimgǝ ularning asiyliⱪini, Yaⱪupning jǝmǝtigǝ gunaⱨlirini bayan ⱪilƣin.
— Нида қилип җакалиғин, Авазиңни қоюп берип болушичә товла, Авазиңни канайдәк көтәр, Мениң хәлқимгә уларниң асийлиғини, Яқупниң җәмәтигә гуналирини баян қилғин.
2 Biraⱪ ular Meni ⱨǝr küni izdǝydiƣan, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni yürgüzidiƣan, Mening yollirimni bilixni huxalliⱪ dǝp bilidiƣan, Hudasining ⱨɵküm-pǝrmanlirini taxliwǝtmǝydiƣan bir ǝlgǝ ohxaydu; Ular Mǝndin ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni bekitidiƣan ⱨɵküm-pǝrmanlarni soraydu; Ular Hudaƣa yeⱪinlixixni hursǝnlik dǝp bilidu.
Бирақ улар Мени һәр күни издәйдиған, Һәққанийлиқни жүргүзидиған, Мениң йоллиримни билишни хошаллиқ дәп билидиған, Худасиниң һөкүм-пәрманлирини ташливәтмәйдиған бир әлгә охшайду; Улар Мәндин һәққанийлиқни бекитидиған һөкүм-пәрманларни сорайду; Улар Худаға йеқинлишишни хурсәнлик дәп билиду.
3 [Andin ular]: — «Biz roza tuttuⱪ, Əmdi nemixⱪa sǝn kɵzünggǝ ilmiding? Biz jenimizni ⱪiyniduⱪ, Əmdi nemixⱪa buningdin hǝwiring yoⱪ?» — [dǝp soraydu]. — Ⱪaranglar, roza küni ɵz kɵnglünglardikini ⱪiliwerisilǝr, Hizmǝtqiliringlarni ⱪattiⱪ ixlitisilǝr;
[Андин улар]: — «Биз роза туттуқ, Әнди немишкә сән көзүңгә илмидиң? Биз җенимизни қийнидуқ, Әнди немишкә буниңдин хәвириң йоқ?» — [дәп сорайду]. — Қараңлар, роза күни өз көңлүңлардикини қиливерисиләр, Хизмәтчилириңларни қаттиқ ишлитисиләр;
4 Silǝrning roza tutuxliringlar jǝnggi-jedǝl qiⱪirix üqünmu? Ⱪǝbiⱨ ⱪolliringlar muxt bilǝn adǝm uruxni mǝⱪsǝt ⱪilƣan ohximamdu? Ⱨazirⱪi roza tutuxliringlarning mǝⱪsiti awazinglarni ǝrxlǝrdǝ anglitix ǝmǝstur!
Силәрниң роза тутушлириңлар җәңги-җедәл чиқириш үчүнму? Қәбиһ қоллириңлар мушт билән адәм урушни мәхсәт қилған охшимамду? Һазирқи роза тутушлириңларниң мәхсити авазиңларни әршләрдә аңлитиш әмәстур!
5 Mǝn talliƣan xu roza tutux küni — Adǝmlǝrning jenini ⱪiynaydiƣan künmu? Bexini ⱪomuxtǝk egip, Astiƣa bɵz wǝ küllǝrni yeyix kerǝk bolƣan künmu? Silǝr muxundaⱪ ixlarni «roza», «Pǝrwǝrdigar ⱪobul ⱪilƣudǝk bir kün» dǝwatamsilǝr?
Мән таллиған шу роза тутуш күни — Адәмләрниң җенини қийнайдиған күнму? Бешини қомуштәк егип, Астиға бөз вә күлләрни йейиш керәк болған күнму? Силәр мошундақ ишларни «роза», «Пәрвәрдигар қобул қилғидәк бир күн» дәватамсиләр?
6 Mana, Mǝn talliƣan roza muxuki: — Rǝzillik-zulumning asarǝtlirini boxitix, Boyunturuⱪning tasmilirini yexix, Ezilgǝnlǝrni boxitip ⱨɵr ⱪilix, Ⱨǝrⱪandaⱪ boyunturuⱪni qeⱪip taxlax ǝmǝsmidi?
Мана, Мән таллиған роза мошуки: — Рәзиллик-зулумниң асарәтлирини бошитиш, Боюнтуруқниң тасмилирини йешиш, Езилгәнләрни бошитип һөр қилиш, Һәр қандақ боюнтуруқни чеқип ташлаш әмәсмиди?
7 Ax-neningni aqlarƣa ülǝxtürüxüng, Ⱨajǝtmǝn musapirlarni ⱨimayǝ ⱪilip ɵyünggǝ apirixing, Yalingaqlarni kɵrginingdǝ, uni kiydürüxüng, Ɵzüngni ɵzüng bilǝn bir jan bir tǝn bolƣanlardin ⱪaqurmasliⱪingdin ibarǝt ǝmǝsmu?
Аш-нениңни ачларға үләштүрүшүң, Һаҗәтмән мусапирларни һимайә қилип өйүңгә апиришиң, Ялаңачларни көргиниңдә, уни кийдүрүшүң, Өзүңни өзүң билән бир җан бир тән болғанлардин қачурмаслиғиңдин ибарәт әмәсму?
8 Xundaⱪ ⱪilƣanda nurung tang sǝⱨǝrdǝk wallidǝ eqilidu, Salamǝtliking tezdin ǝsligǝ kelip yaxnaysǝn; Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪing aldingda mangidu, Arⱪangdiki muⱨapizǝtqing bolsa Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi bolidu.
Шундақ қилғанда нуруң таң сәһәрдәк валлидә ечилиду, Саламәтлигиң тездин әслигә келип яшнайсән; Һәққанийлиғиң алдиңда маңиду, Арқаңдики муһапизәтчиң болса Пәрвәрдигарниң шан-шәриви болиду.
9 Sǝn qaⱪirsang, Pǝrwǝrdigar jawab beridu; Nida ⱪilisǝn, U: «Mana Mǝn!» dǝydu. Əgǝr aranglardin boyunturuⱪni, Tǝnglǝydiƣan barmaⱪni, Ⱨǝm tɵⱨmǝt gǝplirini yoⱪ ⱪilsang,
Сән чақирсаң, Пәрвәрдигар җавап бериду; Нида қилисән, У: «Мана Мән!» дәйду. Әгәр араңлардин боюнтуруқни, Тәңләйдиған бармақни, Һәм төһмәт гәплирини йоқ қилсаң,
10 Jeningni aqlar üqün pida ⱪilsang, Ezilgǝnlǝrning ⱨajǝtliridin qiⱪsang, Xu qaƣda nurung ⱪarangƣuluⱪta kɵtürülidu; Zulmiting qüxtǝk bolidu;
Җениңни ачлар үчүн пида қилсаң, Езилгәнләрниң һаҗәтлиридин чиқсаң, Шу чағда нуруң қараңғулуқта көтирилиду; Зулмитиң чүштәк болиду;
11 Ⱨǝm Pǝrwǝrdigar sening daimliⱪ yetǝkligüqing bolidu, Jeningni ⱪurƣaⱪqiliⱪ bolƣan waⱪtidimu ⱪamdaydu, Ustihanliringni küqǝytidu; Sǝn suƣirilidiƣan bir baƣ, Suliri urƣup tügimǝydiƣan, adǝmni aldimaydiƣan bir bulaⱪ bolisǝn;
Һәм Пәрвәрдигар сениң дайимлиқ йетәклигүчиң болиду, Җениңни қурғақчилиқ болған вақтидиму қамдайду, Устиханлириңни күчәйтиду; Сән суғирилидиған бир бағ, Сулири урғуп түгимәйдиған, адәмни алдимайдиған бир булақ болисән;
12 Sǝndin tɵrǝlgǝnlǝr kona harabilǝrni ⱪaytidin ⱪurup qiⱪidu; Nurƣun dǝwrlǝr ⱪaldurƣan ullarni ⱪaytidin kɵtürisǝn, Xuning bilǝn «Bɵsülgǝn tamlarni ⱪaytidin yasiƣuqi, Koqa-yol wǝ turalƣularni ǝsligǝ kǝltürgüqi» dǝp atilisǝn.
Сәндин төрәлгәнләр кона харабиләрни қайтидин қуруп чиқиду; Нурғун дәвирләр қалдурған һулларни қайтидин көтирисән, Шуниң билән «Бөсүлгән тамларни қайтидин ясиғучи, Коча-йол вә туралғуларни әслигә кәлтүргүчи» дәп атилисән.
13 Əgǝr sǝn xabat künidǝ ⱪǝdǝmliringni sanap mangsang, Yǝni Mening muⱪǝddǝs künümdǝ ɵzüngningki kɵnglüngdikilǝrni ⱪilmay, Xabatni «huxalliⱪ», Pǝrwǝrdigarning muⱪǝddǝs künini «ⱨɵrmǝtlik kün» dǝp bilsǝng, Ⱨǝm Uni ⱨɵrmǝtlǝp, Ɵz yolliringda mangmay, Ɵz bilginingni izdimǝy, Ⱪuruⱪ parang salmisang,
Әгәр сән шабат күнидә қәдәмлириңни санап маңсаң, Йәни Мениң муқәддәс күнүмдә өзүңниңки көңлүңдикиләрни қилмай, Шабатни «хошаллиқ», Пәрвәрдигарниң муқәддәс күнини «һөрмәтлик күн» дәп билсәң, Һәм Уни һөрмәтләп, Өз йоллириңда маңмай, Өз билгиниңни издимәй, Қуруқ параң салмисаң,
14 Undaⱪta Pǝrwǝrdigarni kɵnglüngning huxalliⱪi dǝp bilisǝn, Ⱨǝm Mǝn seni yǝr yüzidiki yuⱪiri jaylarƣa mingüzüp mangdurimǝn; Atang Yaⱪupning mirasi bilǝn seni ozuⱪlandurimǝn — Qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz aƣzi bilǝn xundaⱪ sɵz ⱪildi.
Ундақта Пәрвәрдигарни көңлүңниң хошаллиғи дәп билисән, Һәм Мән сени йәр йүзидики жуқури җайларға мингүзүп маңдуримән; Атаң Яқупниң мираси билән сени озуқландуримән — Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ сөз қилди.