< Yǝxaya 57 >
1 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝm alǝmdin ɵtidu, Ⱨeqkim buningƣa kɵngül bɵlmǝydu; Meⱨriban adǝmlǝr yiƣip elip ketilidu, Biraⱪ ⱨeqkim oylap qüxinǝlmǝyduki, Ⱨǝⱪⱪaniy adǝmlǝr yaman künlǝrni kɵrmisun dǝp yiƣip elip ketilidu.
Һәққаний адәм аләмдин өтиду, Һеч ким буниңға көңүл бөлмәйду; Меһриван адәмләр жиғип елип кетилиду, Бирақ һеч ким ойлап чүшинәлмәйдуки, Һәққаний адәмләр яман күнләрни көрмисун дәп жиғип елип кетилиду.
2 U bolsa aram-hatirjǝmlik iqigǝ kiridu; Yǝni ɵzlirining durus yolida mangƣan ⱨǝrbir kixi, Ɵz ornida yetip aram alidu.
У болса арам-хатирҗәмлик ичигә кириду; Йәни өзлириниң дурус йолида маңған һәр бир киши, Өз орнида йетип арам алиду.
3 Biraⱪ sǝnlǝr, i jadugǝr ayalning baliliri, Zinahor bilǝn paⱨixǝ ayalning nǝsli; Buyaⱪⱪa yeⱪin kelinglar;
Бирақ сәнләр, и җадугәр аялниң балилири, Зинахор билән паһишә аялниң нәсли; Буяққа йеқин келиңлар;
4 Silǝr kimni mazaⱪ ⱪiliwatisilǝr? Yaki kimgǝ ⱪarxi aƣzinglarni kalqaytip, Tilinglarni uzun qiⱪirisilǝr? Silǝr bolsanglar asiyliⱪtin tɵrǝlgǝn balilar, Aldamqiliⱪning nǝsli ǝmǝsmusilǝr?
Силәр кимни мазақ қиливатисиләр? Яки кимгә қарши ағзиңларни калчайтип, Тилиңларни узун чиқирисиләр? Силәр болсаңлар асийлиқтин төрәлгән балилар, Алдамчилиқниң нәсли әмәсмусиләр?
5 Ⱨǝrbir qong dǝrǝh astida, Ⱨǝrbir yexil dǝrǝh astida xǝⱨwaniyliⱪ bilǝn kɵyüp kǝtküqi, Kiqik balilarni jilƣilarƣa ⱨǝm hada taxlarning yeriⱪliriƣa elip soyƣuqisilǝr!
Һәр бир чоң дәрәқ астида, Һәр бир йешил дәрәқ астида шәһванийлиқ билән көйүп кәткүчи, Кичик балиларни җилғиларға һәм хада ташларниң йериқлириға елип сойғучисиләр!
6 Eriⱪtiki siliⱪlanƣan taxlar arisida sening nesiwǝng bardur; Xular, xularla sening tǝⱪsimatingdur; Xundaⱪ, sǝn ularƣa atap «xarab ⱨǝdiyǝsi»ni ⱪuyup, Ularƣa «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»nimu sunup bǝrdingƣu; Əmdi muxularƣa razi bolup Ɵzümni besiwalsam bolamti?
Ериқтики силиқланған ташлар арисида сениң несивәң бардур; Шулар, шуларла сениң тәқсиматиңдур; Шундақ, сән уларға атап «шарап һәдийәси»ни қуюп, Уларға «ашлиқ һәдийә»ниму сунуп бәрдиңғу; Әнди мошуларға рази болуп Өзүмни бесивалсам боламти?
7 Sǝn yuⱪiri, egiz bir taƣ üstidǝ orun-kɵrpǝ selip ⱪoydung, Sǝn axu yǝrdimu ⱪurbanliⱪlarni ⱪilixⱪa qiⱪting.
Сән жуқури, егиз бир тағ үстидә орун-көрпә селип қойдуң, Сән әшу йәрдиму қурбанлиқларни қилишқа чиқтиң.
8 Ixiklǝrning kǝynigǝ wǝ kǝyni kexǝklirigǝ «ǝslǝtmiliring»ni bekitip ⱪoydung, Qünki sǝn Mǝndin ayrilding, Sǝn yalingaqlinip ornungƣa qiⱪting; Orun-kɵrpǝngni kengǝytip [heridarliring] bilǝn ɵzüng üqün ǝⱨdilǝxting; Ularning orun-kɵrpisigǝ kɵnglüng qüxti, Sǝn ularda küq-ⱨoⱪuⱪni kɵrüp ⱪalding.
Ишикләрниң кәйнигә вә кәйни кешәклиригә «әсләтмилириң»ни бекитип қойдуң, Чүнки сән Мәндин айрилдиң, Сән ялаңачлинип орнуңға чиқтиң; Орун-көрпәңни кеңәйтип [херидарлириң] билән өзүң үчүн әһдиләштиң; Уларниң орун-көрписигә көңлүң чүшти, Сән уларда күч-һоқуқни көрүп қалдиң.
9 Sǝn zǝytun meyi ⱨǝdiyisini elip, Ətirliringni üstibexinggǝ boluxiƣa qeqip, Padixaⱨning aldiƣa barding; Əlqiliringni yiraⱪⱪa ǝwǝtip, Ⱨǝtta tǝⱨtisaraƣa yǝtküqǝ ɵzüngni pǝs ⱪilding. (Sheol )
Сән зәйтун мейи һәдийисини елип, Әтирлириңни үстибешиңгә болушиға чечип, Падишаһниң алдиға бардиң; Әлчилириңни жираққа әвәтип, Һәтта тәһтисараға йәткичә өзүңни пәс қилдиң. (Sheol )
10 Sǝn besip mangƣan barliⱪ yolliringda qarqiƣining bilǝn, Yǝnǝ: «Poⱪ yǝptimǝn, boldi bǝs!» dǝp ⱪoymiding tehi, Ezip yürüxkǝ yǝnila küqüngni yiƣding, Ⱨeq jaⱪ toymiding.
Сән бесип маңған барлиқ йоллириңда чарчиғиниң билән, Йәнә: «Поқ йәптимән, болди бәс!» дәп қоймидиң техи, Езип жүрүшкә йәнила күчүңни жиғдиң, Һеч җақ тоймидиң.
11 Sǝn zadi kimdin yürǝkzadǝ bolup, ⱪorⱪup yürisǝn, Yalƣan gǝp ⱪilip, Meni esinggǝ ⱨeq kǝltürmǝy, Kɵnglüngdin ⱨeq ɵtküzmiding. Mǝn uzunƣiqǝ süküttǝ turup kǝldim ǝmǝsmu? Sǝn yǝnila Mǝndin ⱨeq ⱪorⱪup baⱪmiding!
Сән зади кимдин жүрәкзадә болуп, қорқуп жүрисән, Ялған гәп қилип, Мени есиңгә һеч кәлтүрмәй, Көңлүңдин һеч өткүзмидиң. Мән узунғичә сүкүттә туруп кәлдим әмәсму? Сән йәнила Мәндин һеч қорқуп бақмидиң!
12 Sening «ⱨǝⱪⱪaniyliⱪing»ni ⱨǝm «tɵⱨpiliring»ni bayan ⱪilimǝn: — Ularning sanga ⱨeq paydisi yoⱪtur!
Сениң «һәққанийлиғиң»ни һәм «төһпилириң»ни баян қилимән: — Уларниң саңа һеч пайдиси йоқтур!
13 Qirⱪiriƣanliringda sǝn yiƣip topliƣan [butlar] kelip seni ⱪutⱪuzsun! Biraⱪ xamal püw ⱪilip ularning ⱨǝmmisini uqurup ketidu, Bir nǝpǝsla ularni elip ketidu; Biraⱪ Manga tayanƣuqi zeminƣa mirasliⱪ ⱪilidu, Mening muⱪǝddǝs teƣimƣa igidarqiliⱪ ⱪilidu.
Чирқириғанлириңда сән жиғип топлиған [бутлар] келип сени қутқузсун! Бирақ шамал пүв қилип уларниң һәммисини учуруп кетиду, Бир нәпәсла уларни елип кетиду; Бирақ Маңа таянғучи зиминға мираслиқ қилиду, Мениң муқәддәс теғимға егидарчилиқ қилиду.
14 [Xu qaƣda]: — «Yolni kɵtürünglar, kɵtürünglar, uni tǝyyarlanglar, Hǝlⱪimning yolini boxitip barliⱪ putlikaxanglarni elip taxlanglar» deyilidu.
[Шу чағда]: — «Йолни көтириңлар, көтириңлар, уни тәйярлаңлар, Хәлқимниң йолини бошитип барлиқ путликашаңларни елип ташлаңлар» дейилиду.
15 Qünki nami «Muⱪǝddǝs» Bolƣuqi, Yuⱪiri ⱨǝm Aliy Bolƣuqi, Əbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ⱨayat Bolƣuqi mundaⱪ dǝydu: — «Mǝn yuⱪiri ⱨǝmdǝ muⱪǝddǝs jayda, Ⱨǝm xundaⱪla roⱨi sunuⱪ ⱨǝm kiqik peil adǝm bilǝn billǝ turimǝnki, Kiqik peil adǝmning roⱨini yengilaymǝn, Dili sunuⱪning kɵnglini yengilaymǝn.
Чүнки нами «Муқәддәс» Болғучи, Жуқири һәм Алий Болғучи, Әбәдил-әбәткичә һаят Болғучи мундақ дәйду: — «Мән жуқури һәмдә муқәддәс җайда, Һәм шундақла роһи сунуқ һәм кичик пеил адәм билән биллә туримәнки, Кичик пеил адәмниң роһини йеңилаймән, Дили сунуқниң көңлини йеңилаймән.
16 Qünki Mǝn ⱨǝrgiz mǝnggügǝ ǝrz ⱪilip ǝyiblimǝymǝn, Ⱨǝm ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ƣǝzǝplǝnmǝymǝn; Xundaⱪ ⱪilsam insanning roⱨi Mening aldimda suslixip yoⱪaydu, Ɵzüm yaratⱪan nǝpǝs igiliri tügixidu.
Чүнки Мән һәргиз мәңгүгә әрз қилип әйиплимәймән, Һәм әбәдил-әбәткичә ғәзәпләнмәймән; Шундақ қилсам инсанниң роһи Мениң алдимда суслишип йоқайду, Өзүм яратқан нәпәс егилири түгишиду.
17 Uning ɵz nǝpsaniyǝtlik ⱪǝbiⱨlikidǝ Mǝn uningdin ƣǝzǝplinip, uni urƣanmǝn; Mǝn uningdin yoxurun turup, uningƣa ƣǝzǝplǝngǝnlikim bilǝn, U yǝnila arⱪisiƣa qekinginiqǝ ɵz yolini mengiwǝrdi;
Униң өз нәпсанийәтлик қәбиһлигидә Мән униңдин ғәзәплинип, уни урғанмән; Мән униңдин йошурун туруп, униңға ғәзәпләнгәнлигим билән, У йәнила арқисиға чекингиничә өз йолини меңивәрди;
18 Mǝn uning yollirini kɵrüp yǝtkǝn tǝⱪdirdimu, Mǝn uni saⱪaytimǝn; Mǝn uni yetǝklǝymǝn, Mǝn lǝwlǝrning mewisini yaritimǝn, Uningƣa wǝ uningdiki ⱨǝsrǝt qǝkküqilǝrgǝ yǝnǝ tǝsǝlli berimǝn; Yiraⱪ turuwatⱪanƣa, yeⱪin turuwatⱪanƣimu mutlǝⱪ aram-hatirjǝmlik bolsun! Wǝ Mǝn uni saⱪaytimǝn!
Мән униң йоллирини көрүп йәткән тәғдирдиму, Мән уни сақайтимән; Мән уни йетәкләймән, Мән ләвләрниң мевисини яритимән, Униңға вә униңдики һәсрәт чәккүчиләргә йәнә тәсәлли беримән; Жирақ туруватқанға, йеқин туруватқанғиму мутләқ арам-хатирҗәмлик болсун! Вә Мән уни сақайтимән!
20 Biraⱪ rǝzillǝr bolsa tinqilinixni ⱨeq bilmǝydiƣan, Dolⱪunliri lay-latⱪilarni urƣutuwatⱪan, Dawalƣuwatⱪan dengizdǝktur.
Бирақ рәзилләр болса тиничилинишни һеч билмәйдиған, Долқунлири лай-латқиларни урғутуватқан, Давалғуватқан деңиздәктур.
21 Rǝzillǝrgǝ, — dǝydu Hudayim — ⱨeq aram-hatirjǝmlik bolmas.
Рәзилләргә, — дәйду Худайим — һеч арам-хатирҗәмлик болмас.