< Yǝxaya 56 >

1 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Adalǝt ⱨǝm ⱨidayǝttǝ qing turunglar, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni yürgüziweringlar; Qünki Mening nijatim yeⱪinlaxti, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪim ayan ⱪilinay dǝwatidu,
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Адаләт һәм һидайәттә чиң туруңлар, Һәққанийлиқни жүргүзивериңлар; Чүнки Мениң ниҗатим йеқинлашти, Һәққанийлиғим аян қилинай дәватиду,
2 Muxularni ⱪilƣuqi kixi, Muxularda qing turƣuqi insan balisi — Xabat künini bulƣimay pak-muⱪǝddǝs saⱪliƣuqi, Ⱪolini ⱨǝrⱪandaⱪ rǝzilliktin tartⱪuqi kixi nemidegǝn bǝhtliktur!
Мошуларни қилғучи киши, Мошуларда чиң турғучи инсан балиси — Шабат күнини булғимай пак-муқәддәс сақлиғучи, Қолини һәр қандақ рәзилликтин тартқучи киши немидегән бәхитликтур!
3 Ɵzini Pǝrwǝrdigarƣa baƣliƣan yat yurtluⱪ adǝm: — «Pǝrwǝrdigar qoⱪum meni ɵz hǝlⱪidin ayriwetidu!», Yaki aƣwat bolƣan kixi: — «Mana, ⱪaⱪxal bir dǝrǝhmǝn!» degüqi bolmisun.
Өзини Пәрвәрдигарға бағлиған ят жутлуқ адәм: — «Пәрвәрдигар чоқум мени өз хәлқидин айриветиду!», Яки ағват болған киши: — «Мана, қақшал бир дәрәқмән!» дегүчи болмисун.
4 Qünki Pǝrwǝrdigar: — Mǝn Ɵz «xabat künlirim»ni saⱪlaydiƣan, Kɵnglümdiki ixlarni talliƣan, Əⱨdǝmdǝ qing turidiƣan aƣwatlarƣa mundaⱪ dǝymǝnki: —
Чүнки Пәрвәрдигар: — Мән Өз «шабат күнлирим»ни сақлайдиған, Көңлүмдики ишларни таллиған, Әһдәмдә чиң туридиған ағватларға мундақ дәймәнки: —
5 Mǝn ularƣa Ɵz ɵyümdǝ, Yǝni Ɵz tamlirim iqidǝ orun ⱨǝm nam-ataⱪ ata ⱪilimǝn; Muxu nam-ataⱪ oƣul-ⱪizliri barlarningkidin ǝwzǝldur; Mǝn ularƣa üzülmǝs, mǝnggülük namni berimǝn.
Мән уларға Өз өйүмдә, Йәни Өз тамлирим ичидә орун һәм нам-атақ ата қилимән; Мошу нам-атақ оғул-қизлири барларниңкидин әвзәлдур; Мән уларға үзүлмәс, мәңгүлүк намни беримән.
6 Pǝrwǝrdigarning hizmitidǝ boluxⱪa, Uning namiƣa seƣinixⱪa, Uning ⱪulliri boluxⱪa Pǝrwǝrdigarƣa ɵzini baƣliƣan, Xabat künini bulƣimay pak-muⱪǝddǝs saⱪliƣan, Əⱨdǝmni qing tutⱪan yat yurtluⱪning pǝrzǝntlirini bolsa,
Пәрвәрдигарниң хизмитидә болушқа, Униң намиға сеғинишқа, Униң қуллири болушқа Пәрвәрдигарға өзини бағлиған, Шабат күнини булғимай пак-муқәддәс сақлиған, Әһдәмни чиң тутқан ят жутлуқниң пәрзәнтлирини болса,
7 Ularnimu Ɵz muⱪǝddǝs teƣimƣa elip kelimǝn, Mening duagaⱨ bolƣan ɵyümdǝ ularni huxal ⱪilimǝn; Ularning kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪliri ⱨǝm tǝxǝkkür ⱪurnanliⱪliri Mening ⱪurbangaⱨim üstidǝ ⱪobul ⱪilinidu; Qünki Mening ɵyüm «Barliⱪ ǝl-yurtlar üqün dua ⱪilinidiƣan ɵy» dǝp atilidu.
Уларниму Өз муқәддәс теғимға елип келимән, Мениң дуагаһ болған өйүмдә уларни хошал қилимән; Уларниң көйдүрмә қурбанлиқлири һәм тәшәккүр қурнанлиқлири Мениң қурбангаһим үстидә қобул қилиниду; Чүнки Мениң өйүм «Барлиқ әл-жутлар үчүн дуа қилинидиған өй» дәп атилиду.
8 Israildin tarⱪilip kǝtkǝn ƣeriblarni yiƣip ⱪayturidiƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar: — Mǝn yǝnǝ uningƣa baxⱪilarni, Yǝni yiƣilip bolƣanlarƣa baxⱪilarnimu ⱪoxup yiƣimǝn! — dǝydu.
Исраилдин тарқилип кәткән ғерибларни жиғип қайтуридиған Рәб Пәрвәрдигар: — Мән йәнә униңға башқиларни, Йәни жиғилип болғанларға башқиларниму қошуп жиғимән! — дәйду.
9 — I dalalardiki barliⱪ ⱨaywanlar, kelip ozuⱪtin elinglar, Ormanliⱪtiki barliⱪ ⱨaywanlar, kelinglar!
— И далалардики барлиқ һайванлар, келип озуқтин елиңлар, Орманлиқтики барлиқ һайванлар, келиңлар!
10 [Israilning] kɵzǝtqiliri ⱨǝmmisi ⱪariƣu; Ular ⱨeq bilmǝydu; Ⱨǝmmisi ⱪawaxni bilmǝydiƣan gaqa itlar, Qüxǝkǝp yatidiƣan, uyⱪuƣa amraⱪlar!
[Исраилниң] күзәтчилири һәммиси қариғу; Улар һеч билмәйду; Һәммиси қавашни билмәйдиған гача иштлар, Чүшәкәп ятидиған, уйқиға амрақлар!
11 Muxu itlar bolsa nǝpsi yaman, toyƣanni bilmǝydu, Ular bolsa [hǝlⱪimni] «baⱪⱪuqi»larmix tehi! Ular yorutuluxni ⱨeq bilmǝydu, Ularning ⱨǝmmisi haliƣanqǝ yol tallap ⱪeyip kǝtkǝn, Birsimu ⱪalmay ⱨǝrbiri ɵz mǝnpǝitini kɵzlǝp yürgüqilǝr!
Мошу иштлар болса нәпси яман, тойғанни билмәйду, Улар болса [хәлқимни] «баққучи»лармиш техи! Улар йорутулушни һеч билмәйду, Уларниң һәммиси халиғанчә йол таллап қейип кәткән, Бирисиму қалмай һәр бири өз мәнпәитини көзләп жүргүчиләр!
12 Ular: «Ⱪeni, xarab kǝltürimǝn, Ⱨaraⱪni ⱪanƣuqǝ iqǝyli; Ətimu bolsa bügünkidǝk bolidu, Tehimu molqiliⱪ bolidu yǝnǝ!» — dǝweridu.
Улар: «Қени, шарап кәлтүримән, Һарақни қанғичә ичәйли; Әтиму болса бүгүнкидәк болиду, Техиму молчилиқ болиду йәнә!» — дәвериду.

< Yǝxaya 56 >