< Yǝxaya 55 >
1 Ⱨoy! Barliⱪ ussap kǝtkǝnlǝr, Suƣa kelinglar! Puli yoⱪlar, kelinglar, ax-nan setiwelip yǝnglar; Mana kelinglar, nǝ pul nǝ bǝdǝl tɵlimǝyla xarab ⱨǝm süt setiwelinglar;
Һой! Барлиқ уссап кәткәнләр, Суға келиңлар! Пули йоқлар, келиңлар, аш-нан сетивелип йәңлар; Мана келиңлар, нә пул нә бәдәл төлимәйла шарап һәм сүт сетивелиңлар;
2 Nemixⱪa ⱨǝⱪiⱪiy ax-nan bolmaydiƣan nǝrsigǝ pul hǝjlǝysilǝr? Əjiringlarni adǝmni ⱨeq ⱪanaǝtlǝndürmǝydiƣan nǝrsilǝr üqün sǝrp ⱪilisilǝr? Gepimni kɵngül ⱪoyup anglanglar, yahxisidin yǝnglar, Kɵnglünglar molqiliⱪtin ⱪanaǝtlinidu;
Немишкә һәқиқий аш-нан болмайдиған нәрсигә пул хәҗләйсиләр? Әҗириңларни адәмни һеч қанаәтләндүрмәйдиған нәрсиләр үчүн сәрп қилисиләр? Гепимни көңүл қоюп аңлаңлар, яхшисидин йәңлар, Көңлүңлар молчилиқтин қанаәтлиниду;
3 Manga ⱪulaⱪ selinglar, yenimƣa kelinglar; Anglanglar, jeninglar ⱨayatⱪa erixidu; Wǝ Mǝn silǝr üqün mǝnggülük bir ǝⱨdǝ tüzüp berimǝn: — Xu ǝⱨdǝ — Dawutⱪa wǝdǝ ⱪilinƣan meⱨir-xǝpⱪǝtlǝrdur!
Маңа қулақ селиңлар, йенимға келиңлар; Аңлаңлар, җениңлар һаятқа еришиду; Вә Мән силәр үчүн мәңгүлүк бир әһдә түзүп беримән: — Шу әһдә — Давутқа вәдә қилинған меһри-шәпқәтләрдур!
4 Mana, Mǝn uni ǝl-yurtlarƣa guwaⱨqi süpitidǝ, Əl-yurtlarƣa yetǝkqi ⱨǝm sǝrkǝrdǝ süpitidǝ tǝⱪdim ⱪildim —
Мана, Мән уни әл-жутларға гувачи сүпитидә, Әл-жутларға йетәкчи һәм сәркәрдә сүпитидә тәқдим қилдим —
5 — «Mana, sǝn ɵzünggǝ yat bir ǝlni qaⱪirisǝn, Seni bilmigǝn bir ǝl yeningƣa yügürüp kelidu; Sǝwǝbi bolsa Pǝrwǝrdigar Hudaying, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqining Ɵzidur; Qünki U seni uluƣlap sanga güzǝllik-julaliⱪni yar ⱪildi».
— «Мана, сән өзүңгә ят бир әлни чақирисән, Сени билмигән бир әл йениңға жүгүрүп келиду; Сәвәви болса Пәрвәрдигар Худайиң, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң Өзидур; Чүнки У сени улуқлап саңа гөзәллик-җулалиқни яр қилди».
6 — Izdǝnglar Pǝrwǝrdigarni, U Ɵzini tapⱪuzmaⱪqi bolƣan pǝyttǝ; U yeⱪin turƣan waⱪtida uningƣa nida ⱪilinglar!
— Издәңлар Пәрвәрдигарни, У Өзини тапқузмақчи болған пәйттә; У йеқин турған вақтида униңға нида қилиңлар!
7 Rǝzil adǝm ɵz yolini, Naⱨǝⱪ adǝm ɵz oy-hiyallirini taxlisun, Pǝrwǝrdigarning yeniƣa ⱪaytip kǝlsun, U uningƣa rǝⱨimdilliⱪ kɵrsitidu; Hudayimizning yeniƣa ⱪaytip kǝlsun, U zor kǝqürüm ⱪilidu.
Рәзил адәм өз йолини, Наһәқ адәм өз ой-хияллирини ташлисун, Пәрвәрдигарниң йениға қайтип кәлсун, У униңға рәһимдиллиқ көрситиду; Худайимизниң йениға қайтип кәлсун, У зор кәчүрүм қилиду.
8 Qünki Mening oyliƣanlirim silǝrning oyliƣanliringlar ǝmǝs, Mening yollirim bolsa silǝrning yolliringlar ǝmǝstur;
Чүнки Мениң ойлиғанлирим силәрниң ойлиғанлириңлар әмәс, Мениң йоллирим болса силәрниң йоллириңлар әмәстур;
9 Qünki asman yǝrdin ⱪanqǝ yuⱪiri bolƣinidǝk, Mana Ɵz yollirim silǝrning yolliringlardin, Mening oyliƣanlirim silǝrning oyliƣanliringlardin xunqǝ yuⱪiridur.
Чүнки асман йәрдин қанчә жуқури болғинидәк, Мана Өз йоллирим силәрниң йоллириңлардин, Мениң ойлиғанлирим силәрниң ойлиғанлириңлардин шунчә жуқуридур.
10 Yamƣur ⱨǝm ⱪar asmandin qüxüp, Yǝr yüzini suƣirip uni kɵkǝrtip, qeqǝklitip, Teriƣuqiƣa uruⱪni, yegüqigǝ ax-nanni tǝminligüqǝ ⱪaytmaydiƣandǝk,
Ямғур һәм қар асмандин чүшүп, Йәр йүзини суғирип уни көкәртип, чечәклитип, Териғучиға уруқни, йегүчигә аш-нанни тәминлигичә қайтмайдиғандәк,
11 Mana Mening aƣzimdin qiⱪⱪan sɵz-kalamim xundaⱪtur; Ɵz kɵnglümdikini ǝmǝlgǝ axurmiƣuqǝ, Uni ǝwǝtix mǝⱪsitimgǝ toluⱪ yǝtmigüqǝ, U Ɵzümgǝ bikardin-bikar ⱪaytmaydu.
Мана Мениң ағзимдин чиққан сөз-каламим шундақтур; Өз көңлүмдикини әмәлгә ашурмиғичә, Уни әвәтиш мәхситимгә толуқ йәтмигичә, У Өзүмгә бекардин-бекар қайтмайду.
12 Qünki silǝr xad-huram ⱨalda qiⱪisilǝr; Aram-hatirjǝmliktǝ yetǝklinip qiⱪisilǝr; Taƣlar ⱨǝm dɵnglǝr silǝrning aldinglarda nahxa yangritidu, Dalalardiki barliⱪ dǝl-dǝrǝhlǝr qawak qelixip tǝntǝnǝ ⱪilidu;
Чүнки силәр шат-хурам һалда чиқисиләр; Арам-хатирҗәмликтә йетәклинип чиқисиләр; Тағлар һәм дөңләр силәрниң алдиңларда нахша яңритиду, Далалардики барлиқ дәл-дәрәқләр чавак челишип тәнтәнә қилиду;
13 Yantaⱪliⱪning ornida ⱪariƣay, Jiƣanliⱪning ornida hadas dǝrihi ɵsidu; Muxular bolsa Pǝrwǝrdigarƣa bir nam kǝltüridu, Mǝnggügǝ üzülmǝs karamǝt bolidu.
Янтақлиқниң орнида қариғай, Җиғанлиқниң орнида хадас дәриғи өсиду; Мошулар болса Пәрвәрдигарға бир нам кәлтүриду, Мәңгүгә үзүлмәс карамәт болиду.