< Yǝxaya 53 >

1 Bizning hǝwirimizgǝ kimmu ixǝngǝn? Ⱨǝm «Pǝrwǝrdigarning Biliki» bolƣuqi kimgimu ayan ⱪilinƣan?
Бизниң хәвиримизгә кимму ишәнгән? Һәм «Пәрвәрдигарниң Билиги» болғучи кимгиму аян қилинған?
2 U bolsa [Pǝrwǝrdigarning] aldida huddi yumran maysidǝk, Yaki huddi ⱪaƣjiraⱪ tupraⱪta tartⱪan bir yiltizdǝk ɵsidu; Uningda jǝzbidarliⱪ yaki ⱨǝywǝ yoⱪ bolidu, Biz uni kɵrginimizdǝ, uning bizni jǝlb ⱪilƣudǝk tǝⱪi-turⱪimu yoⱪ bolidu.
У болса [Пәрвәрдигарниң] алдида худди юмран майсидәк, Яки худди қағҗирақ тупрақта тартқан бир йилтиздәк өсиду; Униңда җәзбидарлиқ яки һәйвә йоқ болиду, Биз уни көргинимиздә, униң бизни җәлб қилғидәк тәқи-турқиму йоқ болиду.
3 U kixilǝr tǝripidin kǝmsitilidu, ular uningdin yiraⱪlixidu; U kɵp dǝrd-ǝlǝmlik adǝm bolup, Uningƣa azab-oⱪubǝt yar bolidu; Xuning bilǝn uningdin yüzlǝr ⱪaqurulidu; U kǝmsitilidu, biz uni ⱨeq nǝrsigǝ ǝrzimǝs dǝp ⱨesabliduⱪ.
У кишиләр тәрипидин кәмситилиду, улар униңдин жирақлишиду; У көп дәрд-әләмлик адәм болуп, Униңға азап-оқубәт яр болиду; Шуниң билән униңдин йүзләр қачурулиду; У кәмситилиду, биз уни һеч нәрсигә әрзимәс дәп һесаплидуқ.
4 Biraⱪ ǝmǝliyǝttǝ bolsa, U bizning ⱪayƣu-ⱨǝsritimizni kɵtürdi, Azab-oⱪubǝtlirimizni ɵz üstigǝ aldi. Biz bolsaⱪ, bu ixlarni u wabaƣa uqriƣanliⱪidin, Huda tǝripidin jazalinip urulƣanliⱪidin, Xundaⱪla ⱪiyin-ⱪistaⱪⱪa elinƣanliⱪidin dǝp ⱪariduⱪ!
Бирақ әмәлийәттә болса, У бизниң қайғу-һәсритимизни көтәрди, Азап-оқубәтлиримизни өз үстигә алди. Биз болсақ, бу ишларни у вабаға учриғанлиғидин, Худа тәрипидин җазалинип урулғанлиғидин, Шундақла қийин-қистаққа елинғанлиғидин дәп қаридуқ!
5 Lekin u bizning asiyliⱪlirimiz tüpǝylidin yarilandi, Bizning gunaⱨlirimiz üqün zǝhimlǝndi; Uning jazalinix bǝdiligǝ, biz aram-hatirjǝmlik taptuⱪ, Ⱨǝm ⱪamqidin bolƣan yariliri arⱪiliⱪ biz xipamu taptuⱪ.
Лекин у бизниң асийлиқлиримиз түпәйлидин яриланди, Бизниң гуналиримиз үчүн зәхимләнди; Униң җазалиниш бәдилигә, биз арам-хатирҗәмлик таптуқ, Һәм қамчидин болған ярилири арқилиқ биз шипаму таптуқ.
6 Ⱨǝmmimiz huddi ⱪoylardǝk yoldin ezip, Ⱨǝrbirimiz ɵzimiz haliƣan yolƣa mangƣaniduⱪ; Biraⱪ Pǝrwǝrdigar ⱨǝmmimizning ⱪǝbiⱨlikini uning üstigǝ yiƣip yüklidi.
Һәммимиз худди қойлардәк йолдин езип, Һәр биримиз өзимиз халиған йолға маңған едуқ; Бирақ Пәрвәрдигар һәммимизниң қәбиһлигини униң үстигә жиғип жүклиди.
7 U ⱪiynilip, azab qǝkkǝn bolsimu eƣiz aqmidi; U huddi boƣuzlaxⱪa yetilǝp mengilƣan paⱪlandǝk boƣuzlaxⱪa elip mengildi, Xundaⱪla yung ⱪirⱪiƣuqilar aldida ⱪoy ün-tinsiz yatⱪandǝk, u zadila eƣiz aqmidi.
У қийнилип, азап чәккән болсиму еғиз ачмиди; У худди боғузлашқа йетиләп меңилған пақландәк боғузлашқа елип меңилди, Шундақла жуң қирқиғучилар алдида қой үн-тинсиз ятқандәк, у задила еғиз ачмиди.
8 U ⱪamap ⱪoyulup, ⱨǝⱪ soraⱪtin mǝⱨrum bolup elip ketildi, Əmdi uning ǝwladini kimmu bayan ⱪilalisun?! Qünki u tiriklǝrning zeminidin elip ketildi, Mening hǝlⱪimning asiyliⱪi üqün u waba bilǝn uruldi.
У қамап қоюлуп, һәқ сорақтин мәһрум болуп елип кетилди, Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?! Чүнки у тирикләрниң зиминидин елип кетилди, Мениң хәлқимниң асийлиғи үчүн у ваба билән урулди.
9 Kixilǝr uni rǝzillǝr bilǝn ortaⱪ bir gɵrgǝ bekitkǝn bolsimu, Lekin u ɵlümidǝ bir bay bilǝn billǝ boldi, Qünki u ⱨeqⱪaqan zorawanliⱪ ⱪilip baⱪmiƣan, Uning aƣzidin birǝr eƣizmu ⱨiylǝ-mikirlik sɵz tepilmas.
Кишиләр уни рәзилләр билән ортақ бир гөргә бекиткән болсиму, Лекин у өлүмидә бир бай билән биллә болди, Чүнки у һеч қачан зораванлиқ қилип бақмиған, Униң ағзидин бирәр еғизму һейлә-микирлик сөз тепилмас.
10 Biraⱪ uni ezixni layiⱪ kɵrgǝn Pǝrwǝrdigardur; U uni azabⱪa qɵmüldürgüzdi. Gǝrqǝ u ɵz jenini gunaⱨni yuyidiƣan ⱪurbanliⱪ ⱪilƣan bolsimu, Lekin u ɵzining uruⱪ-ǝwladlirini qoⱪum kɵrüp turidu, Xundaⱪla uning kɵridiƣan künliri uzartilidu; Wǝ Pǝrwǝrdigarning kɵngli sɵyünidiƣan ixlar uning ilkidǝ bolup, rawaj tepip ǝmǝlgǝ axurulidu.
Бирақ уни езишни лайиқ көргән Пәрвәрдигардур; У уни азапқа чөмүлдүргүзди. Гәрчә у өз җенини гунани жуйидиған қурбанлиқ қилған болсиму, Лекин у өзиниң уруқ-әвлатлирини чоқум көрүп туриду, Шундақла униң көридиған күнлири узартилиду; Вә Пәрвәрдигарниң көңли сөйүнидиған ишлар униң илкидә болуп, раваҗ тепип әмәлгә ашурулиду.
11 U ɵzi tartⱪan japaning mewisini kɵrüp mǝmnun bolidu; Ⱨǝⱪⱪaniy bolƣuqi Mening ⱪulum ɵzining bilimliri bilǝn nurƣun kixilǝrgǝ ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni yǝtküzidu. Qünki u ularning ⱪǝbiⱨliklirini ɵzigǝ yükliwalidu.
У өзи тартқан җапаниң мевисини көрүп мәмнун болиду; Һәққаний болғучи Мениң қулум өзиниң билимлири билән нурғун кишиләргә һәққанийлиқни йәткүзиду. Чүнки у уларниң қәбиһликлирини өзигә жүкливалиду.
12 Bu ixliri üqün Mǝn xu «nurƣun kixilǝr»ni uningƣa ⱨǝdiyǝ ⱪilip nesiwisi ⱪilimǝn, Xuning bilǝn u ɵzi küqlüklǝrni ƣǝnimǝt süpitidǝ ülǝxtürüp beridiƣan bolidu; Qünki u ta ɵlüxkǝ ⱪǝdǝr «[xarab ⱨǝdiyǝ]»ni tɵkkǝndǝk, ɵz jenini tutup bǝrdi, Xundaⱪla ɵzining asiyliⱪ ⱪilƣuqilarning ⱪatarida sanilixiƣa yol ⱪoydi. Xuning bilǝn u nurƣun kixilǝrning gunaⱨini ɵz üstigǝ aldi, Ɵzini asiyliⱪ ⱪilƣuqilarning orniƣa ⱪoyup ular üqün dua ⱪildi».
Бу ишлири үчүн Мән шу «нурғун кишиләр»ни униңға һәдийә қилип несивиси қилимән, Шуниң билән у өзи күчлүкләрни ғәнимәт сүпитидә үләштүрүп беридиған болиду; Чүнки у та өлүшкә қәдәр «[шарап һәдийә]»ни төккәндәк, өз җенини тутуп бәрди, Шундақла өзиниң асийлиқ қилғучиларниң қатарида санилишиға йол қойди. Шуниң билән у нурғун кишиләрниң гунайини өз үстигә алди, Өзини асийлиқ қилғучиларниң орниға қоюп улар үчүн дуа қилди».

< Yǝxaya 53 >