< Yǝxaya 51 >
1 «I ⱨǝⱪⱪaniyliⱪⱪa intilgüqilǝr, Pǝrwǝrdigarni izdigüqilǝr, Manga ⱪulaⱪ selinglar: — Silǝrni yonup qiⱪarƣan taxⱪa, Silǝrni kolap qiⱪarƣan orǝkkǝ nǝzǝr selinglar;
«И һәққанийлиққа интилгүчиләр, Пәрвәрдигарни издигүчиләр, Маңа қулақ селиңлар: — Силәрни йонуп чиқарған ташқа, Силәрни колап чиқарған орәккә нәзәр селиңлар;
2 Atanglar Ibraⱨimƣa, silǝrni tuƣup bǝrgǝn Saraⱨⱪa nǝzǝr selinglar; Qünki Mǝn uni yalƣuz qeƣida qaⱪirdim, Uningƣa bǝht ata ⱪildim, Ⱨǝm uni awundurdum.
Атаңлар Ибраһимға, силәрни туғуп бәргән Сараһқа нәзәр селиңлар; Чүнки Мән уни ялғуз чеғида чақирдим, Униңға бәхит ата қилдим, Һәм уни авундурдум.
3 Qünki Pǝrwǝrdigar Zionƣa tǝsǝlli bǝrmǝy ⱪoymaydu; Uning barliⱪ harabǝ yǝrlirigǝ qoⱪum tǝsǝlli beridu; U qoⱪum uning janggallirini Erǝn baƣqisidǝk, Uning qɵl-bayawanlirini Pǝrwǝrdigarning beƣidǝk ⱪilidu; Uningdin huxalliⱪ ⱨǝm xad-huramliⱪ, Rǝⱨmǝtlǝr ⱨǝm nahxa awazliri tepilidu.
Чүнки Пәрвәрдигар Зионға тәсәлли бәрмәй қоймайду; Униң барлиқ харабә йәрлиригә чоқум тәсәлли бериду; У чоқум униң җаңгаллирини Ерән бағчисидәк, Униң чөл-баяванлирини Пәрвәрдигарниң беғидәк қилиду; Униңдин хошаллиқ һәм шат-хурамлиқ, Рәхмәтләр һәм нахша авазлири тепилиду.
4 Mening hǝlⱪim, gepimni anglanglar, Ɵz elim, manga ⱪulaⱪ selinglar; Qünki Mǝndin bir ⱪanun-tǝlim kelidu, Wǝ Mǝn ⱨɵküm-ⱨǝⱪiⱪitimni ǝl-yurtlar üqün bir nur ⱪilip tiklǝymǝn.
Мениң хәлқим, гепимни аңлаңлар, Өз елим, маңа қулақ селиңлар; Чүнки Мәндин бир қанун-тәлим келиду, Вә Мән һөкүм-һәқиқитимни әл-жутлар үчүн бир нур қилип тикләймән.
5 Mening ⱨǝⱪⱪaniyliⱪim silǝrgǝ yeⱪin, Mening nijatim yolƣa qiⱪti; Mening bilǝklirim ǝl-yurtlarƣa ⱨɵküm-ⱨǝⱪiⱪǝtni elip kelidu; Arallar Meni kütüp umid baƣlaydu, Ular Mening bilikimgǝ tayinidu.
Мениң һәққанийлиғим силәргә йеқин, Мениң ниҗатим йолға чиқти; Мениң биләклирим әл-жутларға һөкүм-һәқиқәтни елип келиду; Араллар Мени күтүп умид бағлайду, Улар Мениң билигимгә тайиниду.
6 Bexinglarni kɵtürüp asmanlarƣa, Astinglarda turƣan yǝr-zeminƣimu ⱪarap beⱪinglar; Qünki asmanlar is-tütǝktǝk ƣayib bolidu, Yǝr-zemin bolsa bir tal kiyimdǝk konirap ketidu; Uningda turuwatⱪanlarmu ohxaxla ɵlidu; Biraⱪ nijatim bolsa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqidur, Mening ⱨǝⱪⱪaniyliⱪim ⱨǝrgiz yanjilmaydu.
Бешиңларни көтирип асманларға, Астиңларда турған йәр-зиминғиму қарап беқиңлар; Чүнки асманлар ис-түтәктәк ғайип болиду, Йәр-зимин болса бир тал кийимдәк конирап кетиду; Униңда туруватқанларму охшашла өлиду; Бирақ ниҗатим болса әбәдил-әбәтгичидур, Мениң һәққанийлиғим һәргиз янҗилмайду.
7 I ⱨǝⱪⱪaniyliⱪimni bilgǝnlǝr, Kɵngligǝ ⱪanun-tǝlimimni pükkǝn hǝlⱪ, Manga ⱪulaⱪ selinglar; Insanlarning ⱨaⱪarǝtliridin ⱪorⱪmanglar, Ulardiki kupurluⱪ wǝ ƣaljirlaxlardin patiparaⱪ bolup kǝtmǝnglar;
И һәққанийлиғимни билгәнләр, Көңлигә қанун-тәлимимни пүккән хәлиқ, Маңа қулақ селиңлар; Инсанларниң һақарәтлиридин қорқмаңлар, Улардики күпүрлүк вә ғалҗирлашлардин патипарақ болуп кәтмәңлар;
8 Qünki küyǝ ularni kiyimni yǝwalƣandǝk yǝwalidu, Ⱪurt yung yǝwalƣandǝk yǝwalidu; Biraⱪ ⱨǝⱪⱪaniyliⱪim ǝbǝdil’ǝbǝdgiqidur, Mening nijatim dǝwrdin-dǝwrgiqidur.
Чүнки күйә уларни кийимни йәвалғандәк йәвалиду, Қурут жуң йәвалғандәк йәвалиду; Бирақ һәққанийлиғим әбәдил-әбәтгичидур, Мениң ниҗатим дәвирдин-дәвиргичидур.
9 Oyƣan, oyƣan, küqni ɵzünggǝ kiyim ⱪilip kiygǝysǝn, i Pǝrwǝrdigarning Biliki! Ⱪǝdimki waⱪitlarda, Ɵtkǝn zamanlardiki dǝwrlǝrdǝ oyƣanƣiningdǝk oyƣan! Raⱨabni ⱪiyma-qiyma ⱪilip qepiwǝtkǝn, Əjdiⱨani sanjip zǝhimlǝndürgǝn ǝsli Sǝn ǝmǝsmu?
Ойған, ойған, күчни өзүңгә кийим қилип кийгәйсән, и Пәрвәрдигарниң Билиги! Қедимки вақитларда, Өткән заманлардики дәвирләрдә ойғанғиниңдәк ойған! Раһабни қийма-чийма қилип чепивәткән, Әҗдиһани санҗип зәхимләндүргән әсли Сән әмәсму?
10 Dengizni, dǝⱨxǝtlik ⱨanglardiki sularni ⱪurutiwetip, Dengizning tegilirini Sǝn ⱨǝmjǝmǝtlik ⱪilip ⱪutⱪuzƣanlarning ɵtüx yoli ⱪilƣan Ɵzüng ǝmǝsmu?
Деңизни, дәһшәтлик һаңлардики суларни қурутиветип, Деңизниң тегилирини Сән һәмҗәмәтлик қилип қутқузғанларниң өтүш йоли қилған Өзүң әмәсму?
11 Xunga Pǝrwǝrdigar bǝdǝl tɵlǝp ⱪutⱪuzƣanlar ⱪaytip kelidu, Ular nahxilarni eytip Zionƣa yetip kelidu; Ularning baxliriƣa mǝnggülük xad-huramliⱪ ⱪonidu; Ular huxalliⱪ wǝ xadliⱪⱪa erixidu; Ⱪayƣu-ⱨǝsrǝt ⱨǝm uⱨ-nadamǝtlǝr bǝdǝr ⱪaqidu.
Шуңа Пәрвәрдигар бәдәл төләп қутқузғанлар қайтип келиду, Улар нахшиларни ейтип Зионға йетип келиду; Уларниң башлириға мәңгүлүк шат-хурамлиқ қониду; Улар хошаллиқ вә шатлиққа еришиду; Қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду.
12 Silǝrgǝ tǝsǝlli bǝrgüqi Ɵzüm, Ɵzümdurmǝn; Ɵlüx aldida turƣan bir insandin, Teni ot-qɵplǝrgǝ aylinip ketidiƣan insan balisidin ⱪorⱪup kǝtkining nemisi?
Силәргә тәсәлли бәргүчи Өзүм, Өзүмдурмән; Өлүш алдида турған бир инсандин, Тени от-чөпләргә айлинип кетидиған инсан балисидин қорқуп кәткиниң немиси?
13 Asmanlarni kǝrgǝn, Yǝr-zeminning ulini salƣan Yasiƣuqing Pǝrwǝrdigarni untup yürisǝn, Xundaⱪla kün boyi ⱨalakǝt yürgüzmǝkqi bolƣan zalimning ⱪǝⱨridin tohtawsiz ⱪorⱪup yürisǝn; Əmdi zalimning ⱪǝⱨri ⱪeni?
Асманларни кәргән, Йәр-зиминниң улини салған Ясиғучиң Пәрвәрдигарни унтуп жүрисән, Шундақла күн бойи һалакәт жүргүзмәкчи болған залимниң қәһридин тохтавсиз қорқуп жүрисән; Әнди залимниң қәһри қени?
14 Bax ǝgkǝn ǝsir bolsa tezdin boxitilidu; U ⱨangƣa qüxmǝydu, xuning bilǝn ɵlmǝydu, Uning risⱪimu tügǝp ⱪalmaydu.
Баш әккән әсир болса тездин бошитилиду; У һаңға чүшмәйду, шуниң билән өлмәйду, Униң рисқиму түгәп қалмайду.
15 Mǝn bolsam dengizni ⱪozƣap, dolⱪunlarni ⱨɵrkirǝtküqi Pǝrwǝrdigar Hudayingdurmǝn; «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar» Mening namimdur;
Мән болсам деңизни қозғап, долқунларни һөкирәткүчи Пәрвәрдигар Худайиңдурмән; «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» Мениң намимдур;
16 Wǝ asmanlarni tiklǝxkǝ, Yǝr-zeminning ulini selixⱪa, Wǝ Zionƣa: «Sǝn Mening hǝlⱪimdur» deyixkǝ, Mǝn sɵzümni aƣzingƣa ⱪuyƣanmǝn, Sǝn [ⱪulumni] ⱪolumning sayisi bilǝn yapⱪanmǝn.
Вә асманларни тикләшкә, Йәр-зиминниң улини селишқа, Вә Зионға: «Сән Мениң хәлқимдур» дейишкә, Мән сөзүмни ағзиңға қуйғанмән, Сән [қулумни] қолумниң сайиси билән япқанмән.
17 I Pǝrwǝrdigarning ⱪolidiki ⱪǝⱨrlik ⱪǝdǝⱨni iqiwǝtkǝn Yerusalem, Oyƣan, oyƣan, ornungdin tur; Adǝmni wǝⱨimigǝ salƣuqi jam-ⱪǝdǝⱨni sǝn iqting, biraⱪla kɵtüriwǝtting;
И Пәрвәрдигарниң қолидики қәһрлик қәдәһни ичивәткән Йерусалим, Ойған, ойған, орнуңдин тур; Адәмни вәһимигә салғучи җам-қәдәһни сән ичтиң, бирақла көтиривәттиң;
18 Uning tuƣup bǝrgǝn barliⱪ baliliri arisida uni yetǝkligüdǝk ⱨeqkim yoⱪ, Uning beⱪip qong ⱪilƣan barliⱪ baliliridin uning ⱪolini tutup yɵligüdǝk ⱨeqbirimu yoⱪ.
Униң туғуп бәргән барлиқ балилири арисида уни йетәклигидәк һеч ким йоқ, Униң беқип чоң қилған барлиқ балилиридин униң қолини тутуп йөлигидәк һеч бириму йоқ.
19 Bu ikki ix bexingƣa qüxti — (Kim sǝn üqün iq aƣritip yiƣlar?!) — Bulangqiliⱪ ⱨǝm wǝyranqiliⱪ, Aqarqiliⱪ ⱨǝm ⱪiliq; Mǝnmu sanga tǝsǝlli berǝlǝymǝnmikin?
Бу икки иш бешиңға чүшти — (Ким сән үчүн ич ағритип жиғлар?!) — Булаңчилиқ һәм вәйранчилиқ, Ачарчилиқ һәм қилич; Мәнму саңа тәсәлли берәләймәнмекин?
20 Sening baliliring ⱨalsizlinip ⱨoxidin kǝtti, Torƣa qüxkǝn jǝrǝndǝk ⱨǝrbir koqining doⱪmuxida yatidu; Ular Pǝrwǝrdigarning ⱪǝⱨri bilǝn, Hudayingning tǝnbiⱨi bilǝn tolduruldi;
Сениң балилириң һалсизлинип һошидин кәтти, Торға чүшкән җәрәндәк һәр бир кочиниң доқмушида ятиду; Улар Пәрвәрдигарниң қәһри билән, Худайиңниң тәнбиһи билән толдурулди;
21 Xunga ⱨazir buni anglap ⱪoy, i har bolƣan, — Mǝst bolƣan, biraⱪ xarab bilǝn ǝmǝs: —
Шуңа һазир буни аңлап қой, и хар болған, — Мәс болған, бирақ шарап билән әмәс: —
22 Ɵz hǝlⱪining dǝwasini yürgüzgüqi Rǝbbing Pǝrwǝrdigar, Yǝni sening Hudaying mundaⱪ dǝydu: — «Mana, Mǝn ⱪolungdin adǝmni wǝⱨimigǝ salidiƣan jam-ⱪǝdǝⱨni, Yǝni ⱪǝⱨrimgǝ tolƣan ⱪǝdǝⱨni eliwaldim; Sǝn ikkinqi uningdin ⱨeq iqmǝysǝn;
Өз хәлқиниң дәвасини жүргүзгүчи Рәббиң Пәрвәрдигар, Йәни сениң Худайиң мундақ дәйду: — «Мана, Мән қолуңдин адәмни вәһимигә салидиған җам-қәдәһни, Йәни қәһримгә толған қәдәһни еливалдим; Сән иккинчи униңдин һеч ичмәйсән;
23 Mǝn uni seni harliwatⱪanlarning ⱪoliƣa tutⱪuzimǝn; Ular sanga: «Biz üstüngdin dǝssǝp ɵtimiz, egilip tur» dedi; Xuning bilǝn sǝn teningni yǝr bilǝn tǝng ⱪilip, Üstüngdin ɵtküqilǝr üqün ɵzüngni koqidiki yol ⱪilding».
Мән уни сени харливатқанларниң қолиға тутқузимән; Улар саңа: «Биз үстүңдин дәссәп өтимиз, егилип тур» деди; Шуниң билән сән тениңни йәр билән тәң қилип, Үстүңдин өткүчиләр үчүн өзүңни кочидики йол қилдиң».