< Yǝxaya 49 >

1 «I arallar, mening gepimni anglanglar, Yiraⱪtiki ǝl-yurtlar, manga ⱪulaⱪ selinglar! Baliyatⱪudiki qeƣimdin tartip Pǝrwǝrdigar meni qaⱪirdi; Apamning ⱪorsiⱪidiki qeƣimdin tartip U mening ismimni tilƣa aldi;
«И араллар, мениң гепимни аңлаңлар, Жирақтики әл-жутлар, маңа қулақ селиңлар! Балиятқудики чеғимдин тартип Пәрвәрдигар мени чақирди; Апамниң қосиғидики чеғимдин тартип У мениң исмимни тилға алди;
2 U aƣzimni ɵtkür ⱪiliqtǝk ⱪildi; Ɵz ⱪolining sayisi astida meni yoxurup kǝldi, Meni siliⱪlanƣan bir oⱪ ⱪildi; U meni oⱪdeniƣa selip saⱪlidi,
У ағзимни өткүр қиличтәк қилди; Өз қолиниң сайиси астида мени йошуруп кәлди, Мени силиқланған бир оқ қилди; У мени оқдениға селип сақлиди,
3 Wǝ manga: «Sǝn bolsang ɵzüngdǝ Mening güzǝllik-julaliⱪim ayan ⱪilinidiƣan Ɵz ⱪulum Israildursǝn» — dedi».
Вә маңа: «Сән болсаң өзүңдә Мениң гөзәллик-җулалиғим аян қилинидиған Өз қулум Исраилдурсән» — деди».
4 Əmma mǝn: — «Mening ǝjrim bikarƣa kǝtti, Ⱨeqnemigǝ erixmǝy küq-maƣdurumni ⱪuruⱪ sǝrp ⱪildim; Xundaⱪtimu baⱨalinixim bolsa Pǝrwǝrdigardindur, Mening ǝjrimnimu Hudayimƣa tapxurdum» — dedim;
Амма мән: — «Мениң әҗрим бекарға кәтти, Һеч немигә еришмәй күч-мағдурумни қуруқ сәрп қилдим; Шундақтиму баһалинишим болса Пәрвәрдигардиндур, Мениң әҗримниму Худайимға тапшурдум» — дедим;
5 Əmdi meni Ɵz ⱪuli boluxⱪa, Yaⱪupni towa ⱪilip uning yeniƣa ⱪayturuxⱪa meni baliyatⱪuda xǝkillǝndürgǝn Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — (Israil ⱪayturulup yeniƣa toplanmiƣan bolsimu, Mǝn yǝnila Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ xan-xǝrǝpkǝ igǝ boldum, Xuningdǝk Hudayim mening küqümdur)
Әнди мени Өз қули болушқа, Яқупни товва қилип униң йениға қайтурушқа мени балиятқуда шәкилләндүргән Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — (Исраил қайтурулуп йениға топланмиған болсиму, Мән йәнила Пәрвәрдигарниң нәзиридә шан-шәрәпкә егә болдум, Шуниңдәк Худайим мениң күчүмдур)
6 — U mundaⱪ dǝydu: — «Sening Yaⱪup ⱪǝbililirini [gunaⱨtin ⱪutⱪuzup] turƣuzuxⱪa, Ⱨǝmdǝ Israildiki «saⱪlanƣan sadiⱪlar»ni bǝhtkǝ ⱪayturuxⱪa ⱪulum boluxung sǝn üqün zǝrriqilik bir ixtur; Mǝn tehi seni ǝllǝrgǝ nur boluxⱪa, Yǝr yüzining qǝt-yaⱪiliriƣiqǝ nijatim boluxung üqün seni atidim».
— У мундақ дәйду: — «Сениң Яқуп қәбилилирини [гунадин қутқузуп] турғузушқа, Һәмдә Исраилдики «сақланған садиқлар»ни бәхиткә қайтурушқа қулум болушуң сән үчүн зәрричилик бир иштур; Мән техи сени әлләргә нур болушқа, Йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатим болушуң үчүн сени атидим».
7 Əmdi Israilning ⱨǝmjǝmǝt-ⱪutⱪuzƣuqisi, uningdiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Adǝmlǝr iq-iqidin nǝprǝtlinidiƣan kixigǝ, Yǝni kɵpqilik lǝnitiy dǝp ⱪariƣan, Əmǝldarlarƣa ⱪul ⱪilinƣan kixigǝ mundaⱪ dǝydu: — «Sɵzidǝ turƣuqi Pǝrwǝrdigar, Yǝni seni talliƣan Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqining sǝwǝbidin, Padixaⱨlar kɵzlirini eqip kɵrüp ornidin turidu, ǝmǝldarlarmu bax uridu;
Әнди Исраилниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси, униңдики Муқәддәс Болғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Адәмләр ич-ичидин нәпрәтлинидиған кишигә, Йәни көпчилик ләнитий дәп қариған, Әмәлдарларға қул қилинған кишигә мундақ дәйду: — «Сөзидә турғучи Пәрвәрдигар, Йәни сени таллиған Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң сәвәвидин, Падишаһлар көзлирини ечип көрүп орнидин туриду, әмәлдарларму баш уриду;
8 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Xapaǝt kɵrsitilidiƣan bir pǝyttǝ duayingni ijabǝt ⱪilixni bekitkǝnmǝn, Nijat-ⱪutⱪuzulux yǝtküzülidiƣan bir künidǝ Mǝn sanga yardǝmdǝ boluxumni bekitkǝnmǝn; Mǝn seni ⱪoƣdaymǝn, Seni hǝlⱪimgǝ ǝⱨdǝ süpitidǝ berimǝn; Xundaⱪ ⱪilip sǝn zeminni ǝsligǝ kǝltürisǝn, [Hǝlⱪimni] harabǝ bolup kǝtkǝn mirasliriƣa warisliⱪ ⱪildurisǝn,
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Шапаәт көрситилидиған бир пәйттә дуайиңни иҗабәт қилишни бекиткәнмән, Ниҗат-қутқузулуш йәткүзүлидиған бир күнидә Мән саңа ярдәмдә болушумни бекиткәнмән; Мән сени қоғдаймән, Сени хәлқимгә әһдә сүпитидә беримән; Шундақ қилип сән зиминни әслигә кәлтүрисән, [Хәлқимни] харабә болуп кәткән мираслириға варислиқ қилдурисән,
9 Sǝn mǝⱨbuslarƣa: «Buyaⱪⱪa kelinglar», Ⱪarangƣuluⱪta olturƣanlarƣa: «Nurƣa qiⱪinglar» — dǝysǝn; Ular yollar boyidimu otlap yüridu, Ⱨǝtta ⱨǝrbir taⱪir taƣlardin ozuⱪluⱪ tapidu;
Сән мәһбусларға: «Буяққа келиңлар», Қараңғулуқта олтарғанларға: «Нурға чиқиңлар» — дәйсән; Улар йоллар бойидиму отлап жүриду, Һәтта һәр бир тақир тағлардин озуқлуқ тапиду;
10 Ular aq ⱪalmaydu, ussap kǝtmǝydu; Tomuz issiⱪmu, ⱪuyax tǝptimu ularni urmaydu; Qünki ularƣa rǝⱨim Ⱪilƣuqi ularni yetǝklǝydu, U ularƣa bulaⱪlarni boylitip yol baxlaydu.
Улар ач қалмайду, уссап кәтмәйду; Томуз иссиқму, қуяш тәптиму уларни урмайду; Чүнки уларға рәһим Қилғучи уларни йетәкләйду, У уларға булақларни бойлитип йол башлайду.
11 Xuningdǝk Mǝn barliⱪ taƣlirimni yol ⱪilimǝn, Mening yollirim bolsa egiz kɵtürülidu.
Шуниңдәк Мән барлиқ тағлиримни йол қилимән, Мениң йоллирим болса егиз көтирилиду.
12 Mana, muxu kixilǝr yiraⱪtin keliwatidu, Mana, bular bolsa ximaldin wǝ ƣǝrbtin keliwatidu, Ⱨǝm muxular Sinim zeminidinmu keliwatidu.
Мана, мошу кишиләр жирақтин келиватиду, Мана, булар болса шималдин вә ғәриптин келиватиду, Һәм мошулар Синим зиминидинму келиватиду.
13 Huxalliⱪtin towlanglar, i asmanlar; I yǝr-zemin, xadlan; Nahxilarni yangritinglar, i taƣlar; Qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪigǝ tǝsǝlli bǝrdi, Ɵzining har bolƣan peⱪir-mɵminlirigǝ rǝⱨim ⱪilidu.
Хошаллиқтин товлаңлар, и асманлар; И йәр-зимин, шатлан; Нахшиларни яңритиңлар, и тағлар; Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқигә тәсәлли бәрди, Өзиниң хар болған пеқир-мөминлиригә рәһим қилиду.
14 Biraⱪ Zion bolsa: — «Pǝrwǝrdigar mǝndin waz kǝqti, Rǝbbim meni untup kǝtti!» — dǝydu.
Бирақ Зион болса: — «Пәрвәрдигар мәндин ваз кәчти, Рәббим мени унтуп кәтти!» — дәйду.
15 Ana ɵzi emitiwatⱪan bowiⱪini untuyalamdu? Ɵz ⱪorsiⱪidin tuƣⱪan oƣliƣa rǝⱨim ⱪilmay turalamdu? Ⱨǝtta ular untuƣan bolsimu, Mǝn seni untuyalmaymǝn.
Ана өзи емитиватқан бовиқини унтуяламду? Өз қосиғидин туққан оғлиға рәһим қилмай тураламду? Һәтта улар унтуған болсиму, Мән сени унтуялмаймән.
16 Mana, Mǝn seni Ɵz alⱪanlirimƣa oyup pütkǝnmǝn; [Harabǝ] tamliring ⱨǝrdaim kɵz aldimdidur.
Мана, Мән сени Өз алқанлиримға оюп пүткәнмән; [Харабә] тамлириң һәрдайим көз алдимдидур.
17 Oƣul baliliring [ⱪaytixⱪa] aldiriwatidu; Əslidǝ seni wǝyran ⱪilƣanlar, harab ⱪilƣanlar seningdin yiraⱪ ketiwatidu;
Оғул балилириң [қайтишқа] алдириватиду; Әслидә сени вәйран қилғанлар, харап қилғанлар сениңдин жирақ кетиватиду;
18 Bexingni egiz kɵtürüp ǝtrapingƣa ⱪarap baⱪ! Ularning ⱨǝmmisi jǝm bolup ⱪexingƣa ⱪaytip keliwatidu! Ɵz ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, Sǝn ularni ɵzünggǝ zibu-zinnǝtlǝr ⱪilip kiyisǝn; Toyi bolidiƣan ⱪizdǝk sǝn ularni taⱪaysǝn;
Бешиңни егиз көтирип әтрапиңға қарап бақ! Уларниң һәммиси җәм болуп қешиңға қайтип келиватиду! Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, Сән уларни өзүңгә зибу-зиннәтләр қилип кийисән; Тойи болидиған қиздәк сән уларни тақайсән;
19 Qünki harabǝ ⱨǝm qɵldǝrǝp kǝtkǝn jayliring, Wǝyran ⱪilinƣan zemining, Ⱨazir kelip, turmaⱪqi bolƣanlar tüpǝylidin sanga tarqiliⱪ ⱪilidu; Əslidǝ seni yutuwalƣanlar yiraⱪlap kǝtkǝn bolidu.
Чүнки харабә һәм чөлдәрәп кәткән җайлириң, Вәйран қилинған зиминиң, Һазир келип, турмақчи болғанлар түпәйлидин саңа тарчилиқ қилиду; Әслидә сени жутувалғанлар жирақлап кәткән болиду.
20 Seningdin juda ⱪilinƣan baliliring bolsa sanga: — «Muxu jay turuxumƣa bǝk tarqiliⱪ ⱪilidu; Manga turƣudǝk bir jayni boxitip bǝrsǝng!» — dǝydu;
Сениңдин җуда қилинған балилириң болса саңа: — «Мошу җай турушумға бәк тарчилиқ қилиду; Маңа турғидәк бир җайни бошитип бәрсәң!» — дәйду;
21 Sǝn kɵnglüngdǝ: — «Mǝn balilirimdin ayrilip ⱪalƣan, Ƣerib-musapir wǝ sürgün bolup, uyan-buyan ⱨǝydiwetilgǝn tursam, Kim muxularni manga tuƣup bǝrdi? Kim ularni beⱪip qong ⱪildi? Mana, mǝn ƣerib-yalƣuz ⱪaldurulƣanmǝn; Əmdi muxular zadi nǝdin kǝlgǝndur?» — dǝysǝn.
Сән көңлүңдә: — «Мән балилиримдин айрилип қалған, Ғериб-мусапир вә сүргүн болуп, уян-буян һайдиветилгән турсам, Ким мошуларни маңа туғуп бәрди? Ким уларни беқип чоң қилди? Мана, мән ғериб-ялғуз қалдурулғанмән; Әнди мошулар зади нәдин кәлгәндур?» — дәйсән.
22 Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mana, Mǝn ǝllǝrgǝ ⱪolumni kɵtürüp ixarǝt ⱪilimǝn, Əl-millǝtlǝrgǝ kɵrünidiƣan bir tuƣni tiklǝymǝn; Ular oƣulliringni ⱪuqiⱪida elip kelixidu; Ular ⱪizliringni ⱨapax ⱪilip kelidu.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән әлләргә қолумни көтирип ишарәт қилимән, Әл-милләтләргә көрүнидиған бир туғни тикләймән; Улар оғуллириңни қучиғида елип келишиду; Улар қизлириңни һапаш қилип келиду.
23 Padixaⱨlar bolsa, «Ataⱪ dadiliring, » Hanixlar bolsa inik’aniliring bolidu; Ular sanga bexini yǝrgǝ tǝgküzüp tǝzim ⱪilip, Putliring aldidiki qang-topinimu yalaydu; Xuning bilǝn sǝn Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilip yetisǝn; Qünki Manga ümid baƣlap kütkǝnlǝr ⱨǝrgiz yǝrgǝ ⱪarap ⱪalmaydu.
Падишаһлар болса, «Атақ дадилириң, » Ханишлар болса иник анилириң болиду; Улар саңа бешини йәргә тәккүзүп тазим қилип, Путлириң алдидики чаң-топиниму ялайду; Шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисән; Чүнки Маңа үмүт бағлап күткәнләр һәргиз йәргә қарап қалмайду.
24 Oljini baturlardin eliwalƣili bolamdu? Ⱨǝⱪⱪaniyǝt jazasi sǝwǝbidin tutⱪun ⱪilinƣan bolsa ⱪutuldurƣili bolamdu?
Олҗини батурлардин еливалғили боламду? Һәққанийәт җазаси сәвәвидин тутқун қилинған болса қутулдурғили боламду?
25 Qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ⱨǝtta baturlardin ǝsirlǝrnimu ⱪayturuwalƣili, Əxǝddiylǝrdin oljini ⱪutⱪuziwalƣili bolidu; Wǝ sǝn bilǝn dǝwalaxⱪanlar bilǝn Mǝnmu dǝwaliximǝn, Xuning bilǝn baliliringni ⱪutⱪuzup azad ⱪilimǝn.
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һәтта батурлардин әсирләрниму қайтурувалғили, Әшәддийләрдин олҗини қутқузивалғили болиду; Вә сән билән дәвалашқанлар билән Мәнму дәвалишимән, Шуниң билән балилириңни қутқузуп азат қилимән.
26 Seni ǝzgüqilǝrni ɵz gɵxi bilǝn ɵzini ozuⱪlandurimǝn; Ular yengi xarab iqkǝndǝk ɵz ⱪeni bilǝn mǝst bolup ketidu; Xundaⱪ ⱪilip barliⱪ ǝt igiliri Mǝn Pǝrwǝrdigarning sening Ⱪutⱪuzƣuqing ⱨǝm Ⱨǝmjǝmǝt-Nijatkaring, Yaⱪuptiki ⱪudrǝt Igisi ikǝnlikimni bilip yetidu.
Сени әзгүчиләрни өз гөши билән өзини озуқландуримән; Улар йеңи шарап ичкәндәк өз қени билән мәс болуп кетиду; Шундақ қилип барлиқ әт егилири Мән Пәрвәрдигарниң сениң Қутқузғучиң һәм Һәмҗәмәт-Ниҗаткариң, Яқуптики қудрәт Егиси екәнлигимни билип йетиду.

< Yǝxaya 49 >