< Yǝxaya 43 >
1 Biraⱪ ⱨazir i Yaⱪup, seni Yaratⱪuqi Pǝrwǝrdigar, I Israil, seni Xǝkillǝndürgüqi mundaⱪ dǝydu: — «Ⱪorⱪma; qünki Mǝn sanga ⱨǝmjǝmǝt bolup seni ⱪutⱪuzƣan; Seni Ɵz namim bilǝn atiƣanmǝn; Sǝn Meningkidursǝn!
Бирақ һазир и Яқуп, сени Яратқучи Пәрвәрдигар, И Исраил, сени Шәкилләндүргүчи мундақ дәйду: — «Қорқма; чүнки Мән саңа һәмҗәмәт болуп сени қутқузған; Сени Өз намим билән атиғанмән; Сән Мениңкидурсән!
2 Sǝn sulardin ɵtkiningdǝ, Mǝn sǝn bilǝn billǝ bolimǝn; Dǝryalardin ɵtkiningdǝ, ular seni ƣǝrⱪ ⱪilmaydu; Sǝn otta mengip yürginingdǝ, sǝn kɵymǝysǝn; Yalⱪunlar üstüngdǝ ot almaydu.
Сән сулардин өткиниңдә, Мән сән билән биллә болимән; Дәриялардин өткиниңдә, улар сени ғәриқ қилмайду; Сән отта меңип жүргиниңдә, сән көймәйсән; Ялқунлар үстүңдә от алмайду.
3 Qünki Mǝn bolsam Hudaying Pǝrwǝrdigar, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi, Ⱪutⱪuzƣuqingdurmǝn; Seni ⱪutuldurux üqün Misirni bǝdǝl ⱪilip bǝrdim, Ornungƣa Efiopiyǝ ⱨǝm Sebani almaxturdum.
Чүнки Мән болсам Худайиң Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи, Қутқузғучиңдурмән; Сени қутулдуруш үчүн Мисирни бәдәл қилип бәрдим, Орнуңға Ефиопийә һәм Себани алмаштурдум.
4 Sǝn nǝzirimdǝ ⱪimmǝtlik bolƣaqⱪa, Mǝn sanga izzǝt-ⱨɵrmǝt kǝltürgǝn ⱨǝm seni sɵygǝn; Xunga Mǝn yǝnǝ ornungƣa adǝmlǝrni, Jeningƣa hǝlⱪlǝrni tutup berimǝn;
Сән нәзиримдә қиммәтлик болғачқа, Мән саңа иззәт-һөрмәт кәлтүргән һәм сени сөйгән; Шуңа Мән йәнә орнуңға адәмләрни, Җениңға хәлиқләрни тутуп беримән;
5 Ⱪorⱪma, qünki Mǝn sǝn bilǝn billǝdurmǝn; Mǝn nǝslingni xǝrⱪtin, Seni ƣǝrbtin yiƣip ǝpkelimǝn;
Қорқма, чүнки Мән сән билән билләдурмән; Мән нәслиңни шәриқтин, Сени ғәриптин жиғип әпкелимән;
6 Mǝn ximalƣa: — «Tapxur ularni!» Wǝ jǝnubⱪa: — «Ularni tutup ⱪalma! Oƣullirimni yiraⱪtin, ⱪizlirimni jaⱨanning qǝt-qǝtliridin ǝpkelip bǝr;
Мән шималға: — «Тапшур уларни!» Вә җәнупқа: — «Уларни тутуп қалма! Оғуллиримни жирақтин, қизлиримни җаһанниң чәт-чәтлиридин әпкелип бәр;
7 Mening namim bilǝn atalƣan ⱨǝrbirsini, Mǝn Ɵz xan-xǝripim üqün yaratⱪan ⱨǝrbirsini ǝpkelip bǝr!» — dǝymǝn, «Mǝn uni xǝkillǝndürdüm, Mǝn uni apiridǝ ⱪildim!»».
Мениң намим билән аталған һәр бирсини, Мән Өз шан-шәривим үчүн яратқан һәр бирсини әпкелип бәр!» — дәймән, «Мән уни шәкилләндүрдүм, Мән уни апиридә қилдим!»».
8 U «kɵzi bar» ⱪariƣu hǝlⱪni, Yǝni «ⱪuliⱪi bar» gaslarni aldiƣa elip kǝldi.
У «көзи бар» қариғу хәлиқни, Йәни «қулиқи бар» гасларни алдиға елип кәлди.
9 — «Barliⱪ ǝllǝr yiƣilsun, Hǝlⱪlǝr jǝm bolsun! Ulardin kimmu mundaⱪ ixlarni jakarliyalisun? Yǝni kim muxundaⱪ «ilgiriki ixlar»ni [aldin’ala] bizgǝ anglitip baⱪⱪan? Bar bolsa, ɵzlirini ispatlaxⱪa guwaⱨqilirini aldiƣa kǝltürsun; Bolmisa, ular bu ixlarni angliƣandin keyin: — «Bu bolsa ⱨǝⱪiⱪǝt!» dǝp etirap ⱪilsun!
— «Барлиқ әлләр жиғилсун, Хәлиқләр җәм болсун! Улардин кимму мундақ ишларни җакалиялисун? Йәни ким мошундақ «илгәрки ишлар»ни [алдинала] бизгә аңлитип баққан? Бар болса, өзлирини испатлашқа гувачилирини алдиға кәлтүрсун; Болмиса, улар бу ишларни аңлиғандин кейин: — «Бу болса һәқиқәт!» дәп етирап қилсун!
10 Silǝr [hǝlⱪim] Mening guwaⱨqilirim, Ⱨǝm Mǝn talliƣan ⱪulum [mǝn üqün] guwaⱨqidur, Xundaⱪ ikǝn, silǝr Meni tonup, Manga ixinip, Ⱨǝm qüxinip yǝtkǝysilǝrki: — «Mǝn degǝn «U»durmǝn, Mǝndin ilgiri ⱨeq ilaⱨ xǝkillǝnmigǝn, Ⱨǝm Mǝndin keyinmu ⱨeq xǝkillǝnmǝydu;
Силәр [хәлқим] Мениң гувачилирим, Һәм Мән таллиған қулум [мән үчүн] гувачидур, Шундақ екән, силәр Мени тонуп, Маңа ишинип, Һәм чүшинип йәткәйсиләрки: — «Мән дегән «У»дурмән, Мәндин илгири һеч илаһ шәкилләнмигән, Һәм Мәндин кейинму һеч шәкилләнмәйду;
11 Mǝn, Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn; Mǝndin baxⱪa Ⱪutⱪuzƣuqi yoⱪtur».
Мән, Мән Пәрвәрдигардурмән; Мәндин башқа Қутқузғучи йоқтур».
12 — Aranglarda «yat ilaⱨ» bolmiƣan waⱪitta, Mǝn [mǝⱪsitimni] jakarliƣan, Mǝn ⱪutⱪuzƣan ⱨǝm xu ixlarning dangⱪini qiⱪarƣanmǝn; Xunga silǝr Mening Tǝngri ikǝnlikimgǝ guwaⱨqisilǝr, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
— Араңларда «ят илаһ» болмиған вақитта, Мән [мәхситимни] җакалиған, Мән қутқузған һәм шу ишларниң даңқини чиқарғанмән; Шуңа силәр Мениң Тәңри екәнлигимгә гувачисиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
13 «Bǝrⱨǝⱪ, ǝzǝldin buyan Mǝn degǝn «U»durmǝn, Mening ⱪolumdin ⱨeqkim ⱨeqkimni ⱪutⱪuzalmaydu; Mǝn ix ⱪilsam, kim tosalisun?
«Бәрһәқ, әзәлдин буян Мән дегән «У»дурмән, Мениң қолумдин һеч ким һеч кимни қутқузалмайду; Мән иш қилсам, ким тосалисун?
14 Ⱨǝmjǝmǝt-Ⱪutⱪuzƣuqinglar bolƣan Pǝrwǝrdigar, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi mundaⱪ dǝydu: — Silǝrni dǝp Mǝn Babilni jazalatⱪuzup, Ularning ⱨǝmmisini, jümlidin kaldiylǝrni, Ⱪaqⱪun süpitidǝ ɵzliri huxalliⱪ bilǝn pǝhirlǝngǝn kemilǝrgǝ olturuxⱪa qüxüriwetimǝn.
Һәмҗәмәт-Қутқузғучиңлар болған Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: — Силәрни дәп Мән Бабилни җазалатқузуп, Уларниң һәммисини, җүмлидин калдийләрни, Қачқун сүпитидә өзлири хошаллиқ билән пәхирләнгән кемиләргә олтиришқа чүшүриветимән.
15 Mǝn bolsam Pǝrwǝrdigar, silǝrgǝ Muⱪǝddǝs Bolƣuqi, Israilni Yaratⱪuqi, silǝrning Padixaⱨinglardurmǝn.
Мән болсам Пәрвәрдигар, силәргә Муқәддәс Болғучи, Исраилни Яратқучи, силәрниң Падишасиңлардурмән.
16 Dengizdin yolni qiⱪarƣuqi, Dawalƣuƣan sulardin yol aqⱪuqi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: —
Деңиздин йолни чиқарғучи, Давалғуған сулардин йол ачқучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
17 (U jǝng ⱨarwisini wǝ atni, ⱪoxun-küqlǝrni qiⱪarƣuqidur: — Ular biraⱪla yiⱪilidu, turalmaydu; Ular ɵqüp ⱪalƣan, qiraƣ pilikidǝk ɵqürülgǝn)
(У җәң һарвусини вә атни, қошун-күчләрни чиқарғучидур: — Улар бирақла жиқилиду, туралмайду; Улар өчүп қалған, чирақ пилигидәк өчүрүлгән)
18 — Muxu ɵtkǝn ixlarni ǝslimǝnglar, Ⱪǝdimki ixlar toƣruluⱪmu oylanmanglar;
— Мошу өткән ишларни әслимәңлар, Қедимки ишлар тоғрилиқму ойланмаңлар;
19 Qünki mana Mǝn yengi bir ixni ⱪilimǝn; U ⱨazirla barliⱪⱪa kelidu; Silǝr uni kɵrmǝy ⱪalamsilǝr?! Mǝn ⱨǝtta dalalardimu yol aqimǝn, Qɵl-bayawanda dǝryalarni barliⱪⱪa kǝltürimǝn!
Чүнки мана Мән йеңи бир ишни қилимән; У һазирла барлиққа келиду; Силәр уни көрмәй қаламсиләр?! Мән һәтта далалардиму йол ачимән, Чөл-баяванда дәрияларни барлиққа кәлтүримән!
20 Daladiki ⱨaywanlar, qilbɵrilǝr ⱨǝm ⱨuwⱪuxlar Meni uluƣlaydu; Qünki Mǝn Ɵz hǝlⱪim, yǝni Ɵz talliƣinimƣa iqimlik tǝminlǝxkǝ, Dalalarda sularni, Qɵl-bayawanlarda dǝryalarni qiⱪirip berimǝn.
Даладики һайванлар, чилбөриләр һәм һувқушлар Мени улуқлайду; Чүнки Мән Өз хәлқим, йәни Өз таллиғинимға ичимлик тәминләшкә, Далаларда суларни, Чөл-баяванларда дәрияларни чиқирип беримән.
21 Mǝn muxu hǝlⱪni Ɵzüm üqün xǝkillǝndürgǝnmǝn; Ular Manga bolƣan mǝdⱨiyilǝrni eytip ayan ⱪilidu.
Мән мошу хәлиқни Өзүм үчүн шәкилләндүргәнмән; Улар Маңа болған мәдһийиләрни ейтип аян қилиду.
22 Biraⱪ, i Yaⱪup, sǝn namimni qaⱪirƣining bilǝn Ɵzümni izdimiding, I Israil, ǝksiqǝ sǝn Mǝndin kɵnglüng yenip ⱨarsinding;
Бирақ, и Яқуп, сән намимни чақирғиниң билән Өзүмни издимидиң, И Исраил, әксичә сән Мәндин көңлүң йенип һарсиндиң;
23 Sǝn elip kǝlgǝn «kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ» ⱪoyliringni Manga ⱪilƣan ǝmǝs, «Inaⱪ ⱪurbanliⱪ»liring bilǝn Meni ⱨɵrmǝtligǝn ǝmǝssǝn; Mǝn «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»ni ⱪilix bilǝn seni «ⱪulluⱪ»ⱪa ⱪoymaⱪqi ǝmǝsmǝn, Huxbuy yeⱪip seni ⱨarsindurmaⱪqi bolƣan ǝmǝsmǝn!
Сән елип кәлгән «көйдүрмә қурбанлиқ» қойлириңни Маңа қилған әмәс, «Енақ қурбанлиқ»лириң билән Мени һөрмәтлигән әмәссән; Мән «ашлиқ һәдийә»ни қилиш билән сени «қуллуқ»қа қоймақчи әмәсмән, Хушбуй йеқип сени һарсиндурмақчи болған әмәсмән!
24 Sǝn pulni hǝjlǝp Manga ⱨeq egir elip kǝlmigǝnsǝn, Sǝn «Inaⱪ ⱪurbanliⱪ»liringning yeƣi bilǝn Meni razi ⱪilip ⱪanaǝtlǝndürgǝn ǝmǝssǝn; Əksiqǝ sǝn gunaⱨliring bilǝn Meni ⱪulluⱪⱪa ⱪoymaⱪqi bolƣansǝn, Itaǝtsizliking bilǝn Meni ⱨarsindurdung.
Сән пулни хәҗләп Маңа һеч егир елип кәлмигәнсән, Сән «Енақ қурбанлиқ»лириңниң йеғи билән Мени рази қилип қанаәтләндүргән әмәссән; Әксичә сән гуналириң билән Мени қуллуққа қоймақчи болғансән, Итаәтсизлигиң билән Мени һарсиндурдуң.
25 Mǝn, Mǝn Ɵzüm üqünla sening asiyliⱪliringni ɵqüriwǝtküqimǝn, Mǝn sening gunaⱨliringni esimgǝ kǝltürmǝymǝn.
Мән, Мән Өзүм үчүнла сениң асийлиқлириңни өчүривәткүчимән, Мән сениң гуналириңни есимгә кәлтүрмәймән.
26 Əmdi ɵtmüxüng toƣruluⱪ Meni ǝslitip ⱪoyƣin, Munazirǝ ⱪilixayli, Ɵzüngni aⱪliƣudǝk geping bolsa dǝwǝrgin!
Әнди өтмүшүң тоғрилиқ Мени әслитип қойғин, Муназирә қилишайли, Өзүңни ақлиғидәк гепиң болса дәвәргин!
27 Birinqi atang gunaⱨ ⱪilƣan; Sening xǝrⱨqiliring bolsa Manga asiyliⱪ ⱪildi.
Биринчи атаң гуна қилған; Сениң шәрһчилириң болса Маңа асийлиқ қилди.
28 Xunga Mǝn ibadǝthanamdiki yetǝkligüqilǝrni napak ⱪilimǝn, Ⱨǝmdǝ Yaⱪupni ⱨalak lǝnitigǝ uqraxⱪa, Israilni rǝswaqiliⱪta ⱪalduruxⱪa bekittim.
Шуңа Мән ибадәтханамдики йетәклигүчиләрни напак қилимән, Һәмдә Яқупни һалак ләнитигә учрашқа, Исраилни рәсвачилиқта қалдурушқа бекиттим.