< Yǝxaya 41 >
1 — «I arallar, süküt ⱪilip Mening aldimƣa kelinglar; Hǝlⱪlǝrmu küqini yengilisun! Ular yeⱪin kǝlsun, sɵz ⱪilsun; Toƣra ⱨɵküm ⱪilix üqün ɵzara yeⱪinlixayli!»
— «И араллар, сүкүт қилип Мениң алдимға келиңлар; Хәлиқләрму күчини йеңилисун! Улар йеқин кәлсун, сөз қилсун; Тоғра һөкүм қилиш үчүн өз ара йеқинлишайли!»
2 «Kim xǝrⱪtiki birsini oyƣitip, Uni ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn Ɵz hizmitigǝ qaⱪirdi? U ǝllǝrni uning ⱪoliƣa tapxuridu, Uni padixaⱨlar üstidin ⱨɵkümranliⱪ ⱪilduridu; Ularni uning ⱪiliqiƣa tapxurup topa-qangƣa aylanduridu, Ularni uning oⱪyasi aldida xamal uqurƣan pahal-topandǝk ⱪilidu.
«Ким шәриқтики бирисини ойғитип, Уни һәққанийлиқ билән Өз хизмитигә чақирди? У әлләрни униң қолиға тапшуриду, Уни падишалар үстидин һөкүмранлиқ қилдуриду; Уларни униң қиличиға тапшуруп топа-чаңға айландуриду, Уларни униң оқяси алдида шамал учурған пахал-топандәк қилиду.
3 U ularni ⱪoƣliwetip, Putini yǝrgǝ tǝgküzmǝy degüdǝk mangidu, aman-esǝnlik iqidǝ ɵtiweridu;
У уларни қоғливетип, Путини йәргә тәккүзмәй дегидәк маңиду, аман-есәнлик ичидә өтивериду;
4 Əlmisaⱪtin tartip dǝwrlǝrni «Barliⱪⱪa kǝl» dǝp qaⱪirip, Bularni bekitip ada ⱪilƣan kim? Mǝn Pǝrwǝrdigar Awwal Bolƣuqidurmǝn, Ahiri bolƣanlar bilǝnmu billǝ Bolƣuqidurmǝn; Mǝn degǝn «U»durmǝn.
Әлмисақтин тартип дәвирләрни «Барлиққа кәл» дәп чақирип, Буларни бекитип ада қилған ким? Мән Пәрвәрдигар Авал Болғучидурмән, Ахири болғанлар биләнму биллә Болғучидурмән; Мән дегән «У»дурмән.
5 Arallar xu ixlarni kɵrüp ⱪorⱪixidu; Jaⱨanning qǝt-qetidikilǝr titrǝp ketidu; Ular bir-birigǝ yeⱪinlixip, aldiƣa kelidu;
Араллар шу ишларни көрүп қорқишиду; Җаһанниң чәт-четидикиләр титрәп кетиду; Улар бир-биригә йеқинлишип, алдиға келиду;
6 Ularning ⱨǝrbiri ɵz ⱪoxnisiƣa yardǝm ⱪilip, Ɵz ⱪerindixiƣa: «Yürǝklik bol!» — dǝydu.
Уларниң һәр бири өз хошнисиға ярдәм қилип, Өз қериндишиға: «Жүрәклик бол!» — дәйду.
7 Xuning bilǝn nǝⱪⱪaxqi zǝrgǝrni riƣbǝtlǝndüridu, Metalni yapilaⱪlap bolⱪa oynatⱪuqi sǝndǝlni bazƣan bilǝn soⱪⱪuqini riƣbǝtlǝndürüp: «Kǝpxǝrligini yahxi!» dǝydu; Xuning bilǝn uni lingxip ⱪalmisun dǝp butning putini mihlar bilǝn bekitidu.
Шуниң билән нәққашчи зәргәрни риғбәтләндүриду, Метални япилақлап болқа ойнатқучи сәндәлни базған билән соққучини риғбәтләндүрүп: «Кәпшәрлигини яхши!» дәйду; Шуниң билән уни лиңшип қалмисун дәп бутниң путини миқлар билән бекитиду.
8 Biraⱪ sǝn, i ⱪulum Israil, I Ɵzüm talliƣan Yaⱪup, Ibraⱨim Mening dostumning ǝwladi: —
Бирақ сән, и қулум Исраил, И Өзүм таллиған Яқуп, Ибраһим Мениң достумниң әвлади: —
9 Mǝn jaⱨanning ⱪǝridin elip kǝlgǝn, Yǝrning ǝng qǝtliridin qaⱪiriƣinim sǝn ikǝnsǝn; Mǝn sanga «Sǝn mening ⱪulumdursǝn, Mǝn seni talliƣan, Seni ⱨǝrgiz qǝtkǝ ⱪaⱪmaymǝn» — degǝnidim.
Мән җаһанниң қәридин елип кәлгән, Йәрниң әң чәтлиридин чақириғиним сән екәнсән; Мән саңа «Сән мениң қулумдурсән, Мән сени таллиған, Сени һәргиз чәткә қақмаймән» — дегән едим.
10 — Ⱪorⱪma; qünki Mǝn sǝn bilǝn billidurmǝn; Uyan-buyan ⱪarap ⱨoduⱪmanglar; Qünki Mǝn sening Hudayingdurmǝn; Mǝn seni küqǝytimǝn, Bǝrⱨǝⱪ, Mǝn sanga yardǝmdǝ bolimǝn! Bǝrⱨǝⱪ, Mǝn Ɵzümning ⱨǝⱪⱪaniyliⱪimni bildürgüqi ong ⱪolum bilǝn seni yɵlǝymǝn.
— Қорқма; чүнки Мән сән билән биллидурмән; Уян-буян қарап һодуқмаңлар; Чүнки Мән сениң Худайиңдурмән; Мән сени күчәйтимән, Бәрһәқ, Мән саңа ярдәмдә болимән! Бәрһәқ, Мән Өзүмниң һәққанийлиғимни билдүргүчи оң қолум билән сени йөләймән.
11 Mana, sanga ⱪarap ƣaljirlixip kǝtkǝnlǝrning ⱨǝmmisi hijil bolup xǝrmǝndǝ bolidu; Sanga xikayǝt ⱪilƣuqilar yoⱪ deyǝrlik bolidu, ⱨalak bolidu.
Мана, саңа қарап ғалҗирлишип кәткәнләрниң һәммиси хиҗил болуп шәрмәндә болиду; Саңа шикайәт қилғучилар йоқ дейәрлик болиду, һалак болиду.
12 Sǝn ularni izdisǝng, ⱨeq tapalmaysǝn; Sǝn bilǝn dǝwalaxⱪuqilar — Sanga ⱪarxi urux ⱪilƣuqilar yoⱪ deyǝrlik, ⱨeq bolup baⱪmiƣandǝk turidu.
Сән уларни издисәң, һеч тапалмайсән; Сән билән дәвалашқучилар — Саңа қарши уруш қилғучилар йоқ дейәрлик, һеч болуп бақмиғандәк туриду.
13 Qünki Mǝn Pǝrwǝrdigar Hudaying ong ⱪolungni tutup turup, sanga: — «Ⱪorⱪma, Mǝn sanga yardǝmdǝ bolimǝn!» dǝymǝn.
Чүнки Мән Пәрвәрдигар Худайиң оң қолуңни тутуп туруп, саңа: — «Қорқма, Мән саңа ярдәмдә болимән!» дәймән.
14 Ⱪorⱪma, sǝn ⱪurt bolƣan Yaⱪup, Israilning baliliri! Mǝn sanga yardǝmdǝ bolimǝn!» — dǝydu Pǝrwǝrdigar, yǝni sening Ⱨǝmjǝmǝt-Ⱪutⱪuzƣuqing, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi.
Қорқма, сән қурут болған Яқуп, Исраилниң балилири! Мән саңа ярдәмдә болимән!» — дәйду Пәрвәрдигар, йәни сениң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң, Исраилдики Муқәддәс Болғучи.
15 Mana, Mǝn seni kɵp ⱨǝm ɵtkür qixliⱪ yengi bir dan ayriƣuqi tirna ⱪilimǝn; Sǝn taƣlarni yanjip, ularni parǝ-parǝ ⱪiliwetisǝn, Dɵnglǝrnimu kɵküm-talⱪanƣa aylanduruwetisǝn.
Мана, Мән сени көп һәм өткүр чишлиқ йеңи бир дан айриғучи тирна қилимән; Сән тағларни янчип, уларни парә-парә қиливетисән, Дөңләрниму көкүм-талқанға айландуруветисән.
16 Sǝn ularni soruysǝn, Xamal ularni uqurup ketidu, Ⱪuyun ularni tarⱪitiwetidu; Wǝ sǝn Pǝrwǝrdigar bilǝn xadlinisǝn, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqini iptiharlinip mǝdⱨiyǝlǝysǝn.
Сән уларни соруйсән, Шамал уларни учуруп кетиду, Қуюн уларни тарқитиветиду; Вә сән Пәрвәрдигар билән шатлинисән, Исраилдики Муқәддәс Болғучини иптихарлинип мәдһийәләйсән.
17 Bozǝklǝr wǝ yoⱪsullar su izdǝydu, lekin su yoⱪ; Ularning tili ussuzluⱪtin ⱪaƣjirap ketidu; Mǝn Pǝrwǝrdigar ularni anglaymǝn; Mǝn Israilning Hudasi ulardin waz kǝqmǝymǝn.
Бозәкләр вә йоқсуллар су издәйду, лекин су йоқ; Уларниң тили уссузлуқтин қағҗирап кетиду; Мән Пәрвәрдигар уларни аңлаймән; Мән Исраилниң Худаси улардин ваз кәчмәймән.
18 Mǝn ⱪaⱪas egizliklǝrdǝ dǝryalarni, Jilƣilar iqidǝ bulaⱪlarni aqimǝn; Dalani kɵlqǝkkǝ aylandurimǝn, Tatirang yǝrdin sularni urƣutup su bilǝn ⱪaplap berimǝn.
Мән қақас егизликләрдә дәрияларни, Җилғилар ичидә булақларни ачимән; Далани көлчәккә айландуримән, Татираң йәрдин суларни урғутуп су билән қаплап беримән.
19 Dalada kedir, akatsiyǝ, hadas wǝ zǝytun dǝrǝhlirini ɵstürüp berimǝn; Qɵl-bayawanda arqa, ⱪariƣay wǝ boksus dǝrǝhlirini birgǝ tikimǝn;
Далада кедир, акатсийә, хадас вә зәйтун дәрәқлирини өстүрүп беримән; Чөл-баяванда арча, қариғай вә боксус дәрәқлирини биргә тикимән;
20 Xundaⱪ ⱪilip ular bularni kɵrüp, bilip, oylinip: — «Pǝrwǝrdigarning ⱪoli muxularni ⱪilƣan, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi uni yaratⱪan!» dǝp tǝng qüxinixidu.
Шундақ қилип улар буларни көрүп, билип, ойлинип: — «Пәрвәрдигарниң қоли мошуларни қилған, Исраилдики Муқәддәс Болғучи уни яратқан!» дәп тәң чүшинишиду.
21 — Muⱨakimiliringlarni otturiƣa ⱪoyunglar, dǝydu Pǝrwǝrdigar; — Küqlük sǝwǝbliringlarni qiⱪiringlar, dǝydu Yaⱪupning Padixaⱨi.
— Муһакимилириңларни оттуриға қоюңлар, дәйду Пәрвәрдигар; — Күчлүк сәвәплириңларни чиқириңлар, дәйду Яқупниң Падишаси.
22 — [Butliringlar] elip kirilsun, Bizgǝ nemilǝrning yüz beridiƣanliⱪini eytsun; Ilgiriki ixlarni, ularning üjür-büjürlirigiqǝ kɵz aldimizda kɵrsǝtsun, Xundaⱪla bulardin qiⱪidiƣan nǝtijilǝrni bizgǝ bildürüx üqün eytip bǝrsun; — Yaki bolmisa, kǝlgüsidiki ixlarni anglap bilǝyli;
— [Бутлириңлар] елип кирилсун, Бизгә немиләрниң йүз беридиғанлиғини ейтсун; Илгәрки ишларни, уларниң үҗүр-бүҗүрлиригичә көз алдимизда көрсәтсун, Шундақла булардин чиқидиған нәтиҗиләрни бизгә билдүрүш үчүн ейтип бәрсун; — Яки болмиса, кәлгүсидики ишларни аңлап биләйли;
23 Silǝrning ilaⱨliⱪ ikǝnlikinglarni biliximiz üqün, Keyinki yüz beridiƣan ixlarni bizgǝ bayan ⱪilinglar; Ⱪandaⱪla bolmisun, Bizni ⱨang-tang ⱪilip uni tǝng kɵridiƣan ⱪilix üqün, Birǝr yahxi ix yaki yaman bir ixni ⱪilinglar!
Силәрниң илаһлиқ екәнлигиңларни билишимиз үчүн, Кейинки йүз беридиған ишларни бизгә баян қилиңлар; Қандақла болмисун, Бизни һаң-таң қилип уни тәң көридиған қилиш үчүн, Бирәр яхши иш яки яман бир ишни қилиңлар!
24 Mana, silǝr yoⱪning ariliⱪida, Ixligininglarmu yoⱪ ixtur; Silǝrni talliƣuqi bir lǝnitidur.
Мана, силәр йоқниң арилиғида, Ишлигиниңларму йоқ иштур; Силәрни таллиғучи бир ләнитидур.
25 Birsini ximal tǝrǝptin ⱪozƣidim, u kelidu; U künqiⱪixtin Mening namimni jakarlap kelidu; U birsi ⱨak layni dǝssigǝndǝk, sapalqi lay qǝyligǝndǝk ǝmǝldarlarning üstigǝ ⱨujum ⱪilidu;
Бирисини шимал тәрәптин қозғидим, у келиду; У күнчиқиштин Мениң намимни җакалап келиду; У бириси һак лайни дәссигәндәк, сапалчи лай чәйлигәндәк әмәлдарларниң үстигә һуҗум қилиду;
26 Bizgǝ uⱪturux üqün, kim muⱪǝddǝmdin buyan buni eytⱪan? Yaki Bizni «U ⱨǝⱪiⱪǝttur» degüzüp bu ixtin burun uni aldin’ala eytⱪan? Yaⱪ, ⱨeqkim eytmaydu; Bǝrⱨǝⱪ, ⱨeqkim bayan ⱪilmaydu; Sɵzünglarni angliyaliƣuqi bǝrⱨǝⱪ yoⱪtur!
Бизгә уқтуруш үчүн, ким муқәддәмдин буян буни ейтқан? Яки Бизни «У һәқиқәттур» дегүзүп бу иштин бурун уни алдин-ала ейтқан? Яқ, һеч ким ейтмайду; Бәрһәқ, һеч ким баян қилмайду; Сөзүңларни аңлалиғучи бәрһәқ йоқтур!
27 Mǝn dǝslǝptǝ Zionƣa: — «Muxu ixlarƣa kɵz tikip turunglar! Kɵz tikip turunglar!» dedim, Yerusalemƣa hux hǝwǝrni yǝtküzgüqini ǝwǝtip bǝrdim.
Мән дәсләптә Зионға: — «Мошу ишларға көз тикип туруңлар! Көз тикип туруңлар!» дедим, Йерусалимға хуш хәвәрни йәткүзгүчини әвәтип бәрдим.
28 Mǝn ⱪarisam, xular arisida ⱨeqkim yoⱪ — Mǝsliⱨǝt bǝrgüdǝk ⱨeqkim yoⱪ, Xulardin sorisam, jawab bǝrgüdǝk ⱨeqkimmu yoⱪ.
Мән қарисам, шулар арисида һеч ким йоқ — Мәслиһәт бәргидәк һеч ким йоқ, Шулардин сорисам, җавап бәргидәк һеч кимму йоқ.
29 Ⱪaranglar, ular ⱨǝmmisi ⱪuruⱪ; Ularning yasiƣanliri yoⱪ ixtur, Ⱪuyma mǝbudliri ⱪuruⱪ xamaldǝk mǝnisizdur.
Қараңлар, улар һәммиси қуруқ; Уларниң ясиғанлири йоқ иштур, Қуйма мәбудлири қуруқ шамалдәк мәнасиздур.