< Yǝxaya 40 >

1 Hǝlⱪimgǝ tǝsǝlli beringlar, tǝsǝlli beringlar, dǝpla yüridu Hudayinglar;
Хәлқимгә тәсәлли бериңлар, тәсәлли бериңлар, дәпла жүриду Худайиңлар;
2 Yerusalemning ⱪǝlbigǝ sɵz ⱪilip uningƣa jakarlanglarki, Uning jǝbir-japaliⱪ waⱪti ahirlaxti, Uning ⱪǝbiⱨliki kǝqürüm ⱪilindi; Qünki u Pǝrwǝrdigarning ⱪolidin barliⱪ gunaⱨlirining orniƣa ikki ⱨǝssilǝp [meⱨir-xǝpⱪitini] aldi.
Йерусалимниң қәлбигә сөз қилип униңға җакалаңларки, Униң җәбир-җапалиқ вақти ахирлашти, Униң қәбиһлиги кәчүрүм қилинди; Чүнки у Пәрвәрдигарниң қолидин барлиқ гуналириниң орниға икки һәссиләп [меһри-шәпқитини] алди.
3 Anglanglar, dalada birsining towliƣan awazini! «Pǝrwǝrdigarning yolini tǝyyarlanglar, Qɵl-bayawanda Hudayimiz üqün bir yolni kɵtürüp tüptüz ⱪilinglar!
Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, Чөл-баяванда Худайимиз үчүн бир йолни көтирип түптүз қилиңлар!
4 Barliⱪ jilƣilar kɵtürülidu, Barliⱪ taƣ-dɵnglǝr pǝs ⱪilinidu; Əgri-toⱪaylar tüzlinidu, Ongƣul-dongƣul yǝrlǝr tǝkxilinidu.
Барлиқ җилғилар көтирилиду, Барлиқ тағ-дөңләр пәс қилиниду; Әгир-тоқайлар түзлиниду, Оңғул-доңғул йәрләр тәкшилиниду.
5 Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi kɵrünidu, Wǝ barliⱪ tǝn igiliri uni tǝng kɵridu; Qünki Pǝrwǝrdigarning Ɵz aƣzi xundaⱪ sɵz ⱪilƣan!».
Пәрвәрдигарниң шан-шәриви көрүниду, Вә барлиқ тән егилири уни тәң көриду; Чүнки Пәрвәрдигарниң Өз ағзи шундақ сөз қилған!».
6 — Anglanglar, bir awaz «jakarla» dǝydu; Jakarliƣuqi bolsa mundaⱪ sorap: — «Mǝn nemini jakarlaymǝn?» — dedi. [jawab bolsa: —] «Barliⱪ tǝn igiliri ot-qɵptur, halas; Wǝ ularning barliⱪ wapaliⱪi daladiki gülgǝ ohxax;
— Аңлаңлар, бир аваз «җакала» дәйду; Җакалиғучи болса мундақ сорап: — «Мән немини җакалаймән?» — деди. [җавап болса: —] «Барлиқ тән егилири от-чөптур, халас; Вә уларниң барлиқ вапалиғи даладики гүлгә охшаш;
7 Ot-qɵp solixidu, gül hazan bolidu, Qünki Pǝrwǝrdigarning Roⱨi üstigǝ püwlǝydu; Bǝrⱨǝⱪ, [barliⱪ] hǝlⱪmu ot-qɵptur!
От-чөп солишиду, гүл хазан болиду, Чүнки Пәрвәрдигарниң Роһи үстигә пүвләйду; Бәрһәқ, [барлиқ] хәлиқму от-чөптур!
8 Ot-qɵp solixidu, gül hazan bolidu; Biraⱪ Hudayimizning kalam-sɵzi mǝnggügǝ turidu!»
От-чөп солишиду, гүл хазан болиду; Бирақ Худайимизниң калам-сөзи мәңгүгә туриду!»
9 — I Zionƣa hux hǝwǝr elip kǝlgüqi, yuⱪiri bir taƣⱪa qiⱪⱪin; Yerusalemƣa hux hǝwǝrni elip kǝlgüqi, Awazingni küqǝp kɵtürgin! Uni kɵtürgin, ⱪorⱪmiƣin! Yǝⱨudaning xǝⱨǝrlirigǝ: — «Mana, Hudayinglarƣa ⱪaranglar» degin!
— И Зионға хуш хәвәр елип кәлгүчи, жуқури бир таққа чиққин; Йерусалимға хуш хәвәрни елип кәлгүчи, Авазиңни күчәп көтәргин! Уни көтәргин, қорқмиғин! Йәһуданиң шәһәрлиригә: — «Мана, Худайиңларға қараңлар» дегин!
10 Mana, Rǝb Pǝrwǝrdigar küq-ⱪudritidǝ keliwatidu, Uning biliki Ɵzi üqün ⱨoⱪuⱪ yürgüzidu; Mana, Uning alƣan mukapati Ɵzi bilǝn billǝ, Uning Ɵzining in’ami Ɵzigǝ ⱨǝmraⱨ bolidu.
Мана, Рәб Пәрвәрдигар күч-қудритидә келиватиду, Униң билиги Өзи үчүн һоқуқ жүргүзиду; Мана, Униң алған мукапати Өзи билән биллә, Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду.
11 Ⱪoyqidǝk U Ɵz padisini baⱪidu; U ⱪozilarni bilǝk-ⱪoliƣa yiƣidu, ularni ⱪuqaⱪlap mangidu, Emitküqilǝrni U mulayimliⱪ bilǝn yetǝklǝydu.
Қойчидәк У Өз падисини бақиду; У қозиларни биләк-қолиға жиғиду, уларни қучағлап маңиду, Емиткүчиләрни У мулайимлиқ билән йетәкләйду.
12 Kim dǝrya-okyanlarning sulirini oqumida ɵlqǝp bǝlgiligǝn, Asmanlarni ƣeriqlap bekitkǝn, Jaⱨanning topa-qanglirini misⱪallap salƣan, Taƣlarni tarazida tarazilap, Dɵnglǝrni jingda tartip ornatⱪan?
Ким дәрия-океанларниң сулирини очумида өлчәп бәлгүлигән, Асманларни ғеричлап бекиткән, Җаһанниң топа-чаңлирини мисқаллап салған, Тағларни таразида таразилап, Дөңләрни җиңда тартип орнатқан?
13 Kim Pǝrwǝrdigarning Roⱨiƣa yolyoruⱪ bǝrgǝn? Kim Uningƣa mǝsliⱨǝtqi bolup ɵgǝtkǝn?
Ким Пәрвәрдигарниң Роһиға йолйоруқ бәргән? Ким Униңға мәслиһәтчи болуп үгәткән?
14 U kim bilǝn mǝsliⱨǝtlǝxkǝn, Kim Uni ǝⱪilliⱪ ⱪilip tǝrbiyǝligǝn? Uningƣa ⱨɵküm-ⱨǝⱪiⱪǝt qiⱪirix yolida kim yetǝkligǝn, Yaki Uningƣa bilim ɵgǝtkǝn, Yaki Uningƣa yorutulux yolini kim kɵrsǝtkǝn?
У ким билән мәслиһәтләшкән, Ким Уни әқиллиқ қилип тәрбийәлигән? Униңға һөкүм-һәқиқәт чиқириш йолида ким йетәклигән, Яки Униңға билим үгәткән, Яки Униңға йорутулуш йолини ким көрсәткән?
15 Mana, Uning aldida ǝl-yurtlar Uningƣa nisbǝtǝn qelǝktǝ ⱪalƣan bir tamqa sudǝk, Tarazida ⱪalƣan topa-qangdǝk ⱨesablinidu; Mana, U arallarni zǝrriqǝ nǝrsidǝk ⱪoliƣa alidu;
Мана, Униң алдида әл-жутлар Униңға нисбәтән челәктә қалған бир тамча судәк, Таразида қалған топа-чаңдәк һесаплиниду; Мана, У аралларни зәрричә нәрсидәк қолиға алиду;
16 Pütkül Liwan bolsa [ⱪurbangaⱨ] otiƣa, Uning ⱨaywanliri bolsa bir kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪⱪa yǝtmǝydu.
Пүткүл Ливан болса [қурбангаһ] отиға, Униң һайванлири болса бир көйдүрмә қурбанлиққа йәтмәйду.
17 Əl-yurtlar uning aldida ⱨeqnǝrsǝ ǝmǝstur; Uningƣa nisbǝtǝn ular yoⱪning ariliⱪida, Ⱪuruⱪ-mǝnisiz dǝp ⱨesablinidu.
Әл-жутлар униң алдида һеч нәрсә әмәстур; Униңға нисбәтән улар йоқниң арилиғида, Қуруқ-мәнисиз дәп һесаплиниду.
18 Əmdi silǝr Tǝngrini kimgǝ ohxatmaⱪqisilǝr? Uni nemigǝ ohxitip selixturisilǝr?
Әнди силәр Тәңрини кимгә охшатмақчисиләр? Уни немигә охшитип селиштурисиләр?
19 [Bir butⱪimu?!] Uni ⱨünǝrwǝn ⱪelipⱪa ⱪuyup yasaydu; Zǝrgǝr uningƣa altun ⱨǝl beridu, Uningƣa kümüx zǝnjirlǝrni soⱪup yasaydu.
[Бир бутқиму?!] Уни һүнәрвән қелипқа қуюп ясайду; Зәргәр униңға алтун һәл бериду, Униңға күмүч зәнҗирләрни соқуп ясайду.
20 Yoⱪsullarning beƣixliƣudǝk undaⱪ ⱨǝdiyiliri bolmisa, qirimǝydiƣan bir dǝrǝhni tallaydu; U lingxip ⱪalmiƣudǝk bir butni oyup yasaxⱪa usta bir ⱨünǝrwǝn izdǝp qaⱪiridu.
Йоқсулларниң беғишлиғидәк ундақ һәдийилири болмиса, чиримәйдиған бир дәрәқни таллайду; У лиңшип қалмиғидәк бир бутни оюп ясашқа уста бир һүнәрвән издәп чақириду.
21 Silǝr bilmǝmsilǝr? Silǝr anglap baⱪmiƣanmusilǝr? Silǝrgǝ ǝzǝldin eytilmiƣanmidu? Yǝr-zemin apiridǝ bolƣandin tartip qüxǝnmǝywatamsilǝr?
Силәр билмәмсиләр? Силәр аңлап бақмиғанмусиләр? Силәргә әзәлдин ейтилмиғанмиду? Йәр-зимин апиридә болғандин тартип чүшәнмәйватамсиләр?
22 U yǝr-zeminning qǝmbirikining üstidǝ olturidu, Uningda turuwatⱪanlar uning aldida qaⱪqiⱪirlardǝk turidu; U asmanlarni pǝrdidǝk tartidu, Ularni huddi makan ⱪilidiƣan qedirdǝk yayidu;
У йәр-зиминниң чәмбирикиниң үстидә олтириду, Униңда туруватқанлар униң алдида чақчиқирлардәк туриду; У асманларни пәрдидәк тартиду, Уларни худди макан қилидиған чедирдәк яйиду;
23 U ǝmirlǝrni yoⱪⱪa qiⱪiridu; Jaⱨandiki sotqi-bǝglǝrni artuⱪqǝ ⱪilidu.
У әмирләрни йоққа чиқириду; Җаһандики сотчи-бәгләрни артуқчә қилиду.
24 Ular tikildimu? Ular terildimu? Ularning ƣoli yiltiz tarttimu? — Biraⱪ U üstigila püwlǝp, ular solixip ketidu, Ⱪuyun ularni topandǝk elip taxlaydu.
Улар тикилдиму? Улар терилдиму? Уларниң ғоли йилтиз тарттиму? — Бирақ У үстигила пүвләп, улар солишип кетиду, Қуюн уларни топандәк елип ташлайду.
25 Əmdi Meni kimgǝ ohxatmaⱪqisilǝr? Manga kim tǝngdax bolalisun?» — dǝydu Muⱪǝddǝs Bolƣuqi.
Әнди Мени кимгә охшатмақчисиләр? Маңа ким тәңдаш болалисун?» — дәйду Муқәддәс Болғучи.
26 Kɵzliringlarni yuⱪiriƣa kɵtürüp, ⱪaranglar! Muxu mǝwjudatlarni kim yaratⱪandu? Ularni kim türküm-türküm ⱪoxunlar ⱪilip tǝrtiplik ǝpqiⱪidu? U ⱨǝmmisini nami bilǝn bir-birlǝp qaⱪiridu; Uning küqining uluƣluⱪi, ⱪudritining zorluⱪi bilǝn, Ulardin birimu kǝm ⱪalmaydu.
Көзлириңларни жуқуриға көтирип, қараңлар! Мошу мәвҗудатларни ким яратқанду? Уларни ким түркүм-түркүм қошунлар қилип тәртиплик әпчиқиду? У һәммисини нами билән бир-бирләп чақириду; Униң күчиниң улуқлуғи, қудритиниң зорлуғи билән, Улардин бириму кам қалмайду.
27 — Nemixⱪa xuni dǝwerisǝn, i Yaⱪup? Nemixⱪa mundaⱪ sɵzlǝwerisǝn, i Israil: — «Mening yolum Pǝrwǝrdigardin yoxurundur, Hudayim mening dǝwayimƣa erǝn ⱪilmay ɵtiweridu!»?
— Немишкә шуни дәверисән, и Яқуп? Немишкә мундақ сөзләверисән, и Исраил: — «Мениң йолум Пәрвәрдигардин йошурундур, Худайим мениң дәвайимға ерән қилмай өтивериду!»?
28 Silǝr bilmigǝnmusilǝr? Anglap baⱪmiƣanmusilǝr? Pǝrwǝrdigar — Əbǝdil’ǝbǝdlik Huda, Jaⱨanning ⱪǝrilirini Yaratⱪuqidur! U ya ⱨalsizlanmaydu, ya qarqimaydu; Uning oy-bilimining tegigǝ ⱨǝrgiz yǝtkili bolmaydu.
Силәр билмигәнмусиләр? Аңлап бақмиғанмусиләр? Пәрвәрдигар — Әбәдил-әбәтлик Худа, Җаһанниң қәрилирини Яратқучидур! У я һалсизланмайду, я чарчимайду; Униң ой-билиминиң тегигә һәргиз йәткили болмайду.
29 U ⱨalidin kǝtkǝnlǝrgǝ ⱪudrǝt beridu; Maƣdursizlarƣa U bǝrdaxliⱪni ⱨǝssilǝp awutidu.
У һалидин кәткәнләргә қудрәт бериду; Мағдурсизларға У бәрдашлиқни һәссиләп көпәйтиду.
30 Ⱨǝtta yigitlǝr ⱨalidin ketip qarqap kǝtsimu, Baturlar bolsa putlixip yiⱪilsimu,
Һәтта жигитләр һалидин кетип чарчап кәтсиму, Батурлар болса путлишип жиқилсиму,
31 Biraⱪ Pǝrwǝrdigarƣa tǝlmürüp kütkǝnlǝrning küqi yengilinidu; Ular bürkütlǝrdǝk ⱪanat kerip ɵrlǝydu; Ular yügürüp, qarqimaydu; Yolda mengip, ⱨalidin kǝtmǝydu!
Бирақ Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләрниң күчи йеңилиниду; Улар бүркүтләрдәк қанат керип өрләйду; Улар жүгүрүп, чарчимайду; Йолда меңип, һалидин кәтмәйду!

< Yǝxaya 40 >