< Yǝxaya 39 >

1 Xu pǝyttǝ Baladanning oƣli Babil padixaⱨi Merodaⱪ-Baladan Ⱨǝzǝkiyaning kesǝl bolup yetip ⱪalƣanliⱪini ⱨǝm ǝsligǝ kǝlgǝnlikini angliƣaqⱪa, Ⱨǝzǝkiyaƣa hǝtlǝrni ⱨǝdiyǝ bilǝn ǝwǝtti.
Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан Һәзәкияниң кесәл болуп йетип қалғанлиғини һәм әслигә кәлгәнлигини аңлиғачқа, Һәзәкияға хәтләрни һәдийә билән әвәтти.
2 Ⱨǝzǝkiya ǝlqilǝrni huxalliⱪ bilǝn kütüp, uning hǝzinǝ-ambarlirida saⱪlanƣan nǝrsilirini kɵrsǝtti; yǝni kümüxni, altunni, dora-dǝrmanlarni, sǝrhil maylarni, sawut-ⱪorallarni saⱪlaydiƣan ɵyning ⱨǝmmisini wǝ bayliⱪlirining barliⱪini kɵrsǝtti; uning ordisi wǝ yaki pütkül padixaⱨliⱪi iqidiki nǝrsilǝrdin Ⱨǝzǝkiya ularƣa kɵrsǝtmigǝn birimu ⱪalmidi.
Һәзәкия әлчиләрни хошаллиқ билән күтүп, униң ғәзнә-амбарлирида сақланған нәрсилирини көрсәтти; йәни күмүчни, алтунни, дора-дәрманларни, сәрхил майларни, савут-қуралларни сақлайдиған өйниң һәммисини вә байлиқлириниң барлиғини көрсәтти; униң ордиси вә яки пүткүл падишалиғи ичидики нәрсиләрдин Һәзәкия уларға көрсәтмигән бириму қалмиди.
3 Andin Yǝxaya pǝyƣǝmbǝr Ⱨǝzǝkiyaning aldiƣa berip, uningdin: — «Muxu kixilǝr nemǝ dedi? Ular seni yoⱪlaxⱪa nǝdin kǝlgǝn?» — dǝp soridi. Ⱨǝzǝkiya: — «Ular yiraⱪ bir yurttin, yǝni Babildin kǝlgǝn», dedi.
Андин Йәшая пәйғәмбәр Һәзәкияниң алдиға берип, униңдин: — «Мошу кишиләр немә деди? Улар сени йоқлашқа нәдин кәлгән?» — дәп сориди. Һәзәкия: — «Улар жирақ бир жуттин, йәни Бабилдин кәлгән», деди.
4 Yǝxaya yǝnǝ: — «Ular ordangda nemini kɵrdi?» dǝp soridi. Ⱨǝzǝkiya: — «Ordamda bar nǝrsilǝrni ular kɵrdi; bayliⱪlirimning arisidin ularƣa kɵrsǝtmigǝn birimu ⱪalmidi» — dedi.
Йәшая йәнә: — «Улар ордаңда немини көрди?» дәп сориди. Һәзәкия: — «Ордамда бар нәрсиләрни улар көрди; байлиқлиримниң арисидин уларға көрсәтмигән бириму қалмиди» — деди.
5 Yǝxaya Ⱨǝzǝkiyaƣa mundaⱪ dedi: — Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglap ⱪoyƣin: —
Йәшая Һәзәкияға мундақ деди: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қойғин: —
6 — Mana xundaⱪ künlǝr keliduki, ordangda bar nǝrsilǝr wǝ bügüngǝ ⱪǝdǝr ata-bowiliring toplap, saⱪlap ⱪoyƣan ⱨǝmmǝ nǝrsǝ Babilƣa elip ketilidu; ⱨeqnǝrsǝ ⱪalmaydu — dǝydu Pǝrwǝrdigar,
— Мана шундақ күнләр келидуки, ордаңда бар нәрсиләр вә бүгүнгә қәдәр ата-бовилириң топлап, сақлап қойған һәммә нәрсә Бабилға елип кетилиду; һеч нәрсә қалмайду — дәйду Пәрвәрдигар,
7 — ⱨǝmdǝ [Babilliⱪlar] oƣulliringni, yǝni ɵzüngdin bolƣan ǝwladliringni elip ketidu; xuning bilǝn ular Babil padixaⱨining ordisida aƣwat bolidu.
— һәмдә [Бабиллиқлар] оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду.
8 Xuning bilǝn Ⱨǝzǝkiya ɵz-ɵzigǝ: «Ɵz künlirimdǝ bolsa aman-tinqliⱪ, [Hudaning] ⱨǝⱪiⱪǝt-wapaliⱪi bolidikǝnƣu» dǝp, Yǝxayaƣa: — «Siz eytⱪan Pǝrwǝrdigarning muxu sɵzi yahxi ikǝn» — dedi.
Шуниң билән Һәзәкия өз-өзигә: «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, [Худаниң] һәқиқәт-вапалиғи болидикәнғу» дәп, Йәшаяға: — «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — деди.

< Yǝxaya 39 >