< Yǝxaya 38 >
1 Xu künlǝrdǝ Ⱨǝzǝkiya ǝjǝl kǝltürgüqi bir kesǝlgǝ muptila boldi. Amozning oƣli Yǝxaya pǝyƣǝmbǝr uning ⱪexiƣa berip, uningƣa: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — — Ɵyüng toƣruluⱪ wǝsiyǝt ⱪilƣin; qünki ǝjǝl kǝldi, yaximaysǝn, — dedi.
Шу күнләрдә Һәзәкия әҗәл кәлтүргүчи бир кесәлгә муптила болди. Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр униң қешиға берип, униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Өйүң тоғрилиқ вәсийәт қилғин; чүнки әҗәл кәлди, яшимайсән, — деди.
2 Ⱨǝzǝkiya yüzini tam tǝrǝpkǝ ⱪilip Pǝrwǝrdigarƣa dua ⱪilip:
Һәзәкия йүзини там тәрәпкә қилип Пәрвәрдигарға дуа қилип:
3 — I Pǝrwǝrdigar, Sening aldingda ⱨǝⱪiⱪǝt wǝ pak dil bilǝn mengip yürgǝnlikimni, nǝziring aldingda durus bolƣan ixlarni ⱪilƣanliⱪimni ǝslǝp ⱪoyƣaysǝn, — dedi. Wǝ Ⱨǝzǝkiya yiƣlap eⱪip kǝtti.
— И Пәрвәрдигар, Сениң алдиңда һәқиқәт вә пак дил билән меңип жүргәнлигимни, нәзириң алдиңда дурус болған ишларни қилғанлиғимни әсләп қойғайсән, — деди. Вә Һәзәкия жиғлап еқип кәтти.
4 Andin Pǝrwǝrdigarning sɵzi Yǝxayaƣa yetip mundaⱪ deyildi: —
Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәшаяға йетип мундақ дейилди: —
5 Berip Ⱨǝzǝkiyaƣa mundaⱪ degin: — Pǝrwǝrdigar, atang Dawutning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — «Duayingni anglidim, kɵz yaxliringni kɵrdüm; mana, künliringgǝ yǝnǝ on bǝx yil ⱪoximǝn;
Берип Һәзәкияға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар, атаң Давутниң Худаси мундақ дәйду: — «Дуайиңни аңлидим, көз яшлириңни көрдүм; мана, күнлириңгә йәнә он бәш жил қошимән;
6 Xuning bilǝn Mǝn seni wǝ bu xǝⱨǝrni Asuriyǝ padixaⱨining ⱪolidin ⱪutⱪuzimǝn; Mǝn sepil bolup bu xǝⱨǝrni ⱪoƣdaymǝn.
Шуниң билән Мән сени вә бу шәһәрни Асурийә падишасиниң қолидин қутқузимән; Мән сепил болуп бу шәһәрни қоғдаймән.
7 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning Ɵzi eytⱪan ixini jǝzmǝn ⱪilidiƣanliⱪini sanga ispatlax üqün Pǝrwǝrdigardin mundaⱪ bexarǝtlik alamǝt boliduki,
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Өзи ейтқан ишини җәзмән қилидиғанлиғини саңа испатлаш үчүн Пәрвәрдигардин мундақ бешарәтлик аламәт болидуки,
8 Mana, Mǝn ⱪuyaxning Aⱨaz padixaⱨ ⱪurƣan pǝlǝmpǝy üstigǝ qüxkǝn sayisini on ⱪǝdǝm kǝynigǝ yandurimǝn». Xuning bilǝn ⱪuyaxning qüxkǝn sayisi on basⱪuq kǝynigǝ yandi.
Мана, Мән қуяшниң Аһаз падиша қурған пәләмпәй үстигә чүшкән сайисини он қәдәм кәйнигә яндуримән». Шуниң билән қуяшниң чүшкән сайиси он басқуч кәйнигә янди.
9 Yǝⱨuda padixaⱨi Ⱨǝzǝkiya kesǝl bolup, andin kesilidin ǝsligǝ kǝlgǝndin keyin mundaⱪ hatirilǝrni yazdi:
Йәһуда падишаси Һәзәкия кесәл болуп, андин кесилидин әслигә кәлгәндин кейин мундақ хатириләрни язди:
10 — «Mǝn: «Ɵmrümning otturisida tǝⱨtisaraning dǝrwaziliriƣa beriwatimǝn, Ⱪalƣan yillirimdin mǝⱨrum boldum» — dedim. (Sheol )
— «Мән: «Өмрүмниң оттурисида тәһтисараниң дәрвазилириға бериватимән, Қалған жиллиримдин мәһрум болдум» — дедим. (Sheol )
11 Mǝn: — «Tiriklǝrning zeminida turup Hudayim Yaⱨni, Yaⱨni kɵrǝlmǝydiƣan, Xundaⱪla «ⱨǝmmǝ nǝrsǝ yoⱪ bolƣan» jayda turƣanlar bilǝn billǝ turup, insannimu kɵrǝlmǝydiƣan boldum» — dedim.
Мән: — «Тирикләрниң зиминида туруп Худайим Яһни, Яһни көрәлмәйдиған, Шундақла «һәммә нәрсә йоқ болған» җайда турғанлар билән биллә туруп, инсанниму көрәлмәйдиған болдум» — дедим.
12 Mening turalƣum qarwiqining qediridǝk ɵzümdin yɵtkilip kǝtti; Mǝn bapkar ɵz toⱪuƣinini türüwǝtkinidǝk ⱨayatimni türiwǝttim; U meni toⱪux dǝstigaⱨidin kesiwǝtti; Tang bilǝn kǝq ariliⱪida Sǝn [Huda] jenimni alisǝn;
Мениң туралғум чарвичиниң чедиридәк өзүмдин йөткилип кәтти; Мән бапкар өз тоқуғинини түрүвәткинидәк һаятимни түривәттим; У мени тоқуш дәстигаһидин кесивәтти; Таң билән кәч арилиғида Сән [Худа] җенимни алисән;
13 Tang atⱪuqǝ mǝn kütüp, ɵzümni tinqlandurup yürimǝn, Biraⱪ U xirƣa ohxax ⱨǝmmǝ sɵngǝklirimni sundurƣandǝk ⱪilidu; Tang bilǝn kǝq ariliⱪida Sǝn [Huda] jenimni alisǝn.
Таң атқичә мән күтүп, өзүмни тиничландуруп жүримән, Бирақ У ширға охшаш һәммә сүйәклиримни сундурғандәк қилиду; Таң билән кәч арилиғида Сән [Худа] җенимни алисән.
14 Mǝn ⱪarliƣaq yaki turnidǝk wiqirlap yürimǝn; Pahtǝktǝk aⱨ-uⱨ urimǝn; Kɵzlirim yuⱪiriƣa ⱪarax bilǝn ajizlixip ketidu; I rǝb, meni zulum basti! Jenimƣa kepil bolƣin!
Мән қарлиғач яки турнидәк вичирлап жүримән; Пахтәктәк аһ-уһ уримән; Көзлирим жуқуриға қараш билән аҗизлишип кетиду; И рәб, мени зулум басти! Җенимға кепил болғин!
15 Nemǝ desǝm bolar? Qünki U manga sɵz ⱪildi wǝ Ɵzi muxu ixni ⱪildi! Jenim tartⱪan azab tüpǝylidin mǝn bar yillirimda ⱪǝdǝmlirimni sanap besip awaylap mangimǝn.
Немә десәм болар? Чүнки У маңа сөз қилди вә Өзи мошу ишни қилди! Җеним тартқан азап түпәйлидин мән бар жиллиримда қәдәмлиримни санап бесип авайлап маңимән.
16 I Rǝb, adǝmlǝr muxundaⱪ sawaⱪlar bilǝn yaxixi kerǝk; Roⱨim muxu sawaⱪlardin ⱨayatini tapidu; Sǝn meni ǝslimgǝ kǝltürüp, meni ⱨayat ⱪilding!
И Рәб, адәмләр мошундақ савақлар билән яшиши керәк; Роһум мошу савақлардин һаятини тапиду; Сән мени әслимгә кәлтүрүп, мени һаят қилдиң!
17 Mana, ɵzümning bǝht-tinqliⱪim üqün azab üstigǝ azab tarttim; Manga bolƣan sɵygüng tüpǝylidin jenimni ⱨalakǝt ⱨangidin qiⱪardingsǝn; Sǝn ⱨǝmmǝ gunaⱨlirimni kǝyninggǝ qɵrüwǝttingsǝn.
Мана, өзүмниң бәхит-течлиғим үчүн азап үстигә азап тарттим; Маңа болған сөйгүң түпәйлидин җенимни һалакәт һаңидин чиқардиңсән; Сән һәммә гуналиримни кәйниңгә чөрүвәттиңсән.
18 Qünki tǝⱨtisara Sanga rǝⱨmǝt eytalmaydu; Ɵlüm Seni mǝdⱨiyiliyǝlmǝydu; Ⱨangƣa qüxiwatⱪanlar Sening ⱨǝⱪiⱪǝt-wapaliⱪingƣa ümid baƣliyalmaydu. (Sheol )
Чүнки тәһтисара Саңа рәхмәт ейталмайду; Өлүм Сени мәдһийиләлмәйду; Һаңға чүшиватқанлар Сениң һәқиқәт-вапалиғиңға үмүт бағлалмайду. (Sheol )
19 Ɵzüm bügün ⱪilƣinimdǝk Sanga rǝⱨmǝt eytidiƣanlar tiriklǝr, tiriklǝrdur; Ata bolƣuqi oƣulliriƣa ⱨǝⱪiⱪǝt-wapaliⱪingni bildüridu.
Өзүм бүгүн қилғинимдәк Саңа рәхмәт ейтидиғанлар тирикләр, тирикләрдур; Ата болғучи оғуллириға һәқиқәт-вапалиғиңни билдүриду.
20 Pǝrwǝrdigar meni ⱪutⱪuzuxⱪa niyǝt baƣliƣandur; Biz bolsaⱪ, ⱪalƣan ɵmrimizdǝ ⱨǝr küni Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ saz qelip mǝdⱨiyǝ nahxlirimni eytimiz!».
Пәрвәрдигар мени қутқузушқа нийәт бағлиғандур; Биз болсақ, қалған өмримиздә һәр күни Пәрвәрдигарниң өйидә саз челип мәдһийә нахшлиримни ейтимиз!».
21 (Yǝxaya bolsa: — «Ənjür poxkili tǝyyarlap, yarisiƣa qaplanglar, u ǝsligǝ kelidu», degǝnidi
(Йәшая болса: — «Әнҗир пошкили тәйярлап, ярисиға чаплаңлар, у әслигә келиду», дегән еди
22 wǝ Ⱨǝzǝkiya: — «Mening Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ qiⱪidiƣanliⱪimni ispatlaydiƣan ⱪandaⱪ bexarǝtlik alamǝt berilidu?» dǝp soriƣanidi).
вә Һәзәкия: — «Мениң Пәрвәрдигарниң өйигә чиқидиғанлиғимни испатлайдиған қандақ бешарәтлик аламәт берилиду?» дәп сориған еди).