< Yǝxaya 35 >

1 — Dala ⱨǝm ⱪaƣjirap kǝtkǝn jaylar ular üqün huxal bolidu; Qɵl-bayawan xadlinip zǝpirandǝk qeqǝklǝydu;
— Дала һәм қағҗирап кәткән җайлар улар үчүн хошал болиду; Чөл-баяван шатлинип зәпирандәк чечәкләйду;
2 U bǝrⱪ urup qeqǝklǝydu, Xadliⱪⱪa xadliⱪ ⱪoxulup tǝntǝnǝ ⱪilidu; Liwanning xan-xǝripi, Karmǝl wǝ Xarondiki güzǝllik wǝ sür uningƣa berilidu; Ular Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripini, Hudayimizning güzǝlliki wǝ ⱨǝywitini kɵridu.
У бәрқ уруп чечәкләйду, Шатлиққа шатлиқ қошулуп тәнтәнә қилиду; Ливанниң шан-шәриви, Кармәл вә Шарондики гөзәллик вә сүр униңға берилиду; Улар Пәрвәрдигарниң шан-шәривини, Худайимизниң гөзәллиги вә һәйвитини көриду.
3 Ajiz ⱪollarni küqlǝndürünglar, Egilip mangidiƣan tizlarni qingitinglar,
Аҗиз қолларни күчләндүрүңлар, Егилип маңидиған тизларни чиңитиңлар,
4 Yüriki aƣⱪanlarƣa: — «Qing turunglar! Ⱪorⱪmanglar! Mana, Hudayinglarƣa ⱪarap beⱪinglar; Ⱪisas kelidu — Hudaning ⱨesab elix küni kelidu! U Ɵzi kelidu, silǝrni ⱪutⱪuzidu!» — dǝng!
Жүриги аққанларға: — «Чиң туруңлар! Қорқмаңлар! Мана, Худайиңларға қарап беқиңлар; Қисас келиду — Худаниң һесап елиш күни келиду! У Өзи келиду, силәрни қутқузиду!» — дәң!
5 Andin ⱪariƣuning kɵzi eqilidu, Gasning ⱪulaⱪliri oquⱪ ⱪilinidu,
Андин қариғуниң көзи ечилиду, Гасниң қулақлири очуқ қилиниду,
6 Andin aⱪsaⱪ-tokurlar keyiktǝk oynaⱪlap sǝkrǝydu; Gaqining tili nahxa eytidu; Qünki dalada sular, Qɵl-bayawanlarda dǝrya-eⱪinlar urƣup taxidu;
Андин ақсақ-токурлар кейиктәк ойнақлап сәкрәйду; Гачиниң тили нахша ейтиду; Чүнки далада сулар, Чөл-баяванларда дәрия-еқинлар урғуп ташиду;
7 Piȥƣirin qɵl-jǝzirǝ kɵlqǝkkǝ, Qangⱪiƣan yǝrlǝr bulaⱪlarƣa aylinidu; Qilbɵrilǝrning makani — ular yatⱪan jay, Ⱪomux wǝ yekǝnlǝr ɵsüp, qimǝnlikkǝ aylinidu.
Пижғирин чөл-җәзирә көлчәккә, Чаңқиған йәрләр булақларға айлиниду; Чилбөриләрниң макани — улар ятқан җай, Қомуш вә йекәнләр өсүп, чимәнликкә айлиниду.
8 Xu yǝrdǝ egiz kɵtürülgǝn bir yol, Tüptüz bir yol bolidu; U «pak-muⱪǝddǝslikning yoli» dǝp atilidu; Napaklar uningdin ɵtüxkǝ bolmaydu, Xu yol mǝhsus xular üqün bekitilip yasalƣanki, — Ⱨǝtta nadanlarmu uningda ezip kǝtmǝydu;
Шу йәрдә егиз көтирилгән бир йол, Түптүз бир йол болиду; У «пак-муқәддәсликниң йоли» дәп атилиду; Напаклар униңдин өтүшкә болмайду, Шу йол мәхсус шулар үчүн бекитилип ясалғанки, — Һәтта наданларму униңда езип кәтмәйду;
9 Xu yǝrdǝ xir bolmaydu, Uning üstigǝ ⱨeq yirtⱪuq ⱨaywan qiⱪmaydu; (Ular xu yǝrdǝ ⱨeq tepilmaydu) — Nijat arⱪiliⱪ ⱨɵrlükkǝ qiⱪⱪanlar xu yǝrdǝ mangidu!
Шу йәрдә шир болмайду, Униң үстигә һеч житқуч һайван чиқмайду; (Улар шу йәрдә һеч тепилмайду) — Ниҗат арқилиқ һөрлүккә чиққанлар шу йәрдә маңиду!
10 Pǝrwǝrdigarning bǝdǝl tɵlǝp ⱪutⱪuzƣanliri ⱪaytip kelidu, Küylǝrni eytip Zionƣa yetip kelidu; Ularning baxliriƣa mǝnggülük xad-huramliⱪ ⱪonidu; Ular huxalliⱪ wǝ xadliⱪⱪa qɵmgǝn bolidu; Ⱪayƣu-ⱨǝsrǝt ⱨǝm uⱨ-nadamǝtlǝr bǝdǝr ⱪaqidu.
Пәрвәрдигарниң бәдәл төләп қутқузғанлири қайтип келиду, Күйләрни ейтип Зионға йетип келиду; Уларниң башлириға мәңгүлүк шат-хурамлиқ қониду; Улар хошаллиқ вә шатлиққа чөмгән болиду; Қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду.

< Yǝxaya 35 >