< Yǝxaya 33 >
1 I ɵzüng bulang-talang ⱪilinmiƣan, baxⱪilarni bulang-talang ⱪilƣuqi, Baxⱪilar sanga asiyliⱪ ⱪilmiƣan, Ɵzüng asiyliⱪ ⱪilƣuqi, Sening ⱨalingƣa way! Sǝn bulang-talangni boldi ⱪilixing bilǝn, Ɵzüng bulang-talang ⱪilinisǝn; Sǝn asiyliⱪni boldi ⱪilixing bilǝn, Ɵzüng asiyliⱪⱪa uqraysǝn;
И өзүң булаң-талаң қилинмиған, башқиларни булаң-талаң қилғучи, Башқилар саңа асийлиқ қилмиған, Өзүң асийлиқ қилғучи, Сениң һалиңға вай! Сән булаң-талаңни болди қилишиң билән, Өзүң булаң-талаң қилинисән; Сән асийлиқни болди қилишиң билән, Өзүң асийлиққа учрайсән;
2 I Pǝrwǝrdigar, bizgǝ meⱨir-xǝpⱪǝt kɵrsǝtkǝysǝn; Biz Seni ümid bilǝn kütüp kǝlduⱪ; Ɵtünimizki, Sǝn ⱨǝr sǝⱨǝr [Israilƣa] küqlük bilǝk-ⱪol, Ⱪiyinqiliⱪ pǝytliridǝ nijatimiz bolƣaysǝn.
И Пәрвәрдигар, бизгә меһри-шәпқәт көрсәткәйсән; Биз Сени үмүт билән күтүп кәлдуқ; Өтүнимизки, Сән һәр сәһәр [Исраилға] күчлүк биләк-қол, Қийинчилиқ пәйтлиридә ниҗатимиз болғайсән.
3 Top-top adǝmlǝrning ƣowƣa-quⱪanliridin hǝlⱪlǝr bǝdǝr ⱪaqidu; Sǝn [Huda] ⱪǝddingni tik ⱪilixing bilǝn ǝllǝr pitirap ketidu;
Топ-топ адәмләрниң ғовға-чуқанлиридин хәлиқләр бәдәр қачиду; Сән [Худа] қәддиңни тик қилишиң билән әлләр питирап кетиду;
4 Qekǝtkǝ liqinkiliri ot-kɵklǝrni yiƣip yǝwalƣandǝk, Silǝrgǝ bekitip berilgǝn olja yiƣiwelinidu; Qekǝtkilǝr uyan-buyan yügürgǝndǝk adǝmlǝr olja üstidǝ uyan-buyan yügürüxidu.
Чекәткә личинкилири от-көкләрни жиғип йәвалғандәк, Силәргә бекитип берилгән олҗа жиғивелиниду; Чекәткиләр уян-буян жүгүргәндәк адәмләр олҗа үстидә уян-буян жүгүрүшиду.
5 Pǝrwǝrdigar üstün turidu, Bǝrⱨǝⱪ, Uning turalƣusi yuⱪirididur; U Zionƣa adalǝt wǝ ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ toldurdi;
Пәрвәрдигар үстүн туриду, Бәрһәқ, Униң туралғуси жуқуридидур; У Зионға адаләт вә һәққанийлиқ толдурди;
6 U bolsa künliringlarning tinq-amanliⱪi, nijatliⱪ, danaliⱪ wǝ bilimning bayliⱪliri bolidu; Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪux Uning üqün gɵⱨǝrdur.
У болса күнлириңларниң теч-аманлиғи, ниҗатлиқ, даналиқ вә билимниң байлиқлири болиду; Пәрвәрдигардин қорқуш Униң үчүн гөһәрдур.
7 Mana, ularning palwanliri sirtta turup nalǝ-pǝryad kɵtüridu; Sülⱨ-ǝⱨdǝ tüzgǝn ǝlqilǝr ⱪattiⱪ yiƣlixidu;
Мана, уларниң палванлири сиртта туруп налә-пәряд көтириду; Сүлһ-әһдә түзгән әлчиләр қаттиқ жиғлишиду;
8 Yollar adǝmsiz ⱪaldi; Ɵtkünqi yolqilar yoⱪ boldi; U ǝⱨdini buzup taxlidi; Xǝⱨǝrlǝrni kɵzigǝ ilmaydu, Adǝmlǝrni ⱨeq ǝtiwarlimaydu.
Йоллар адәмсиз қалди; Өткүнчи йолчилар йоқ болди; У әһдини бузуп ташлиди; Шәһәрләрни көзигә илмайду, Адәмләрни һеч әтиварлимайду.
9 Zemin matǝm tutidu, zǝiplixidu; Liwan hijalǝttin solixidu; Xaron qɵl-bayawanƣa aylandi; Baxan wǝ Karmǝl bolsa ⱪirip taxlandi.
Зимин матәм тутиду, зәиплишиду; Ливан хиҗаләттин солишиду; Шарон чөл-баяванға айланди; Башан вә Кармәл болса қирип ташланди.
10 Mana ⱨazir ornumdin turimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Ⱨazir Ɵzümni üstün kɵrsitimǝn, Ⱨazir ⱪǝddimni kɵtürimǝn.
Мана һазир орнумдин туримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — Һазир Өзүмни үстүн көрситимән, Һазир қәддимни көтиримән.
11 — Silǝrning boyunglarda ⱪuruⱪ ot-qɵpla bar, Pahal tuƣisilǝr; Ɵz nǝpǝsliringlar ot bolup ɵzünglarni yutuwetidu;
— Силәрниң боюңларда қуруқ от-чөпла бар, Пахал туғисиләр; Өз нәпәслириңлар от болуп өзүңларни жутуветиду;
12 Əllǝr bolsa ⱨak kɵydürülgǝndǝk kɵydürilidu; Orulƣan jiƣan-tikǝnlǝrdǝk otta kɵydürüwetilidu.
Әлләр болса һак көйдүрүлгәндәк көйдүрилиду; Орулған җиған-тикәнләрдәк отта көйдүрүветилиду.
13 — I yiraⱪtikilǝr, Mening ⱪilƣanlirimni anglanglar; Yeⱪindikilǝr, Mening küq-ⱪudritimni tonup yetinglar.
— И жирақтикиләр, Мениң қилғанлиримни аңлаңлар; Йеқиндикиләр, Мениң күч-қудритимни тонуп йетиңлар.
14 Ziondiki gunaⱨkarlar ⱪorⱪidu; Wǝⱨimǝ iplaslarni besiwalidu. [Ular]: «Arimizdiki kim mǝnggülük yutⱪur Ot bilǝn billǝ turidu? Kim ǝbǝdil’ǝbǝd yalⱪunlar bilǝn bir makanda bolidu?» — dǝydu.
Зиондики гунакарлар қорқиду; Вәһимә ипласларни бесивалиду. [Улар]: «Аримиздики ким мәңгүлүк жутқур От билән биллә туриду? Ким әбәдил-әбәт ялқунлар билән бир маканда болиду?» — дәйду.
15 — «Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ yolida mangidiƣan, Durus-lilla gǝp ⱪilidiƣan, Zalimliⱪtin kǝlgǝn ⱨaram paydiƣa nǝprǝtlinidiƣan, Parilarni sunƣuqilarni ⱪolini pulangxitip rǝt ⱪilidiƣan, Ⱪanning gepi bolsila ⱪuliⱪini yopurup anglimaydiƣan, Pǝslik-rǝzillikkǝ ⱪaraxni rǝt ⱪilip, kɵzini ⱪaquridiƣan;
— «Һәққанийлиқ йолида маңидиған, Дурус-лилла гәп қилидиған, Залимлиқтин кәлгән һарам пайдиға нәпрәтлинидиған, Париларни сунғучиларни қолини пулаңшитип рәт қилидиған, Қанниң гепи болсила қулиқини йопуруп аңлимайдиған, Пәслик-рәзилликкә қарашни рәт қилип, көзини қачуридиған;
16 U yuⱪirini makan ⱪilidu; Ⱪoram taxlar uning ⱪorƣini bolup, Yuⱪiri uning baxpanaⱨi bolidu; Ɵz risⱪi uningƣa berilidu, Uning süyi kapalǝtlik bolidu».
У жуқурини макан қилиду; Қорам ташлар униң қорғини болуп, Жуқири униң башпанаһи болиду; Өз рисқи униңға берилиду, Униң сүйи капаләтлик болиду».
17 — «Kɵzliring Padixaⱨni güzǝllikidǝ kɵridu; Kɵzliring uzunƣa sozulƣan zeminƣa nǝzǝr salidu.
— «Көзлириң Падишаһни гөзәллигидә көриду; Көзлириң узунға созулған зиминға нәзәр салиду.
18 Kɵnglüng wǝⱨimǝ toƣrisida qongⱪur oyƣa patidu; Royhǝtqi bǝg ⱪeni? Oljini ɵlqǝydiƣan taraziqi bǝg ⱪeni? Istiⱨkam-munarlarni saniƣuqi bǝg ⱪeni?
Көңлүң вәһимә тоғрисида чоңқур ойға патиду; Ройхәтчи бәг қени? Олҗини өлчәйдиған таразичи бәг қени? Истиһкам-мунарларни саниғучи бәг қени?
19 Ⱪaytidin ǝxǝddiy hǝlⱪni kɵrmǝysǝn, — Sǝn angⱪiralmaydiƣan, boƣuzida sɵzlǝydiƣan, Duduⱪlap gǝp ⱪilidiƣan, gepini qüxinǝlmǝydiƣan bir hǝlⱪni ikkinqi kɵrmǝysǝn.
Қайтидин әшәддий хәлиқни көрмәйсән, — Сән аңқиралмайдиған, боғузида сөзләйдиған, Дудуқлап гәп қилидиған, гепини чүшинәлмәйдиған бир хәлиқни иккинчи көрмәйсән.
20 Ibadǝt ⱨeytlirimiz ɵtküzülidiƣan xǝⱨǝr Zionƣa ⱪara; Sening kɵzüng Yerusalemning tinq-aman makan bolƣanliⱪini, Ⱪozuⱪliri ⱨǝrgiz yulunmaydiƣan, Taniliri ⱨǝrgiz üzülmǝydiƣan, Ikkinqi yɵtkǝlmǝydiƣan qedir bolƣanliⱪini kɵridu;
Ибадәт һейтлиримиз өткүзүлидиған шәһәр Зионға қара; Сениң көзүң Йерусалимниң теч-аман макан болғанлиғини, Қозуқлири һәргиз жулунмайдиған, Танилири һәргиз үзүлмәйдиған, Иккинчи йөткәлмәйдиған чедир болғанлиғини көриду;
21 Xu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi bizgǝ kɵrünidu, — U Ɵzi dǝryalar, kǝng ɵstǝnglǝr eⱪip turidiƣan bir jay bolidu; Palaⱪlar bilǝn ⱨǝydǝlgǝn ⱨeqⱪandaⱪ kemǝ u jayda ⱪatnimaydu, Wǝ yaki ⱨeq ⱨǝywǝtlik kemǝ u jaydin ɵtmǝydu;
Шу йәрдә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви бизгә көрүниду, — У Өзи дәриялар, кәң өстәңләр еқип туридиған бир җай болиду; Палақлар билән һайдалған һеч қандақ кемә у җайда қатнимайду, Вә яки һеч һәйвәтлик кемә у җайдин өтмәйду;
22 Qünki Pǝrwǝrdigar bizning nijatkar-ⱨakimimiz, Pǝrwǝrdigar bizgǝ ⱪanun Bǝrgüqidur, Pǝrwǝrdigar — bizning Padixaⱨimiz, U bizni ⱪutⱪuzidu!
Чүнки Пәрвәрдигар бизниң ниҗаткар-һакимимиз, Пәрвәрдигар бизгә қанун Бәргүчидур, Пәрвәрдигар — бизниң Падишасимиз, У бизни қутқузиду!
23 Sening tana-arƣamqiliring boxiƣan bolsimu, [Israil] yǝlkǝn hadisining turumini mustǝⱨkǝm ⱪilalmisimu, Yǝlkǝnni yeyip qiⱪiralmisimu, U qaƣda zor bir olja ülǝxtürülidu; Ⱨǝtta aⱪsaⱪ-tokurlarmu oljini alidu.
Сениң тана-арғамчилириң бошиған болсиму, [Исраил] йәлкән хадисиниң турумини мустәһкәм қилалмисиму, Йәлкәнни йейип чиқиралмисиму, У чағда зор бир олҗа үләштүрүлиду; Һәтта ақсақ-токурларму олҗини алиду.
24 Xu qaƣda xu yǝrdǝ turƣuqi: «Mǝn kesǝl» demǝydu; Xu jayni makan ⱪilƣan hǝlⱪning gunaⱨliri kǝqürüm ⱪilinidu.
Шу чағда шу йәрдә турғучи: «Мән кесәл» демәйду; Шу җайни макан қилған хәлиқниң гуналири кәчүрүм қилиниду.