< Yǝxaya 31 >

1 — Yardǝm izdǝp Misirƣa barƣanlarning ⱨaliƣa way! Ular atlarƣa tayinip, Kɵp bolƣanliⱪidin jǝng ⱨarwiliriƣa, Intayin küqlük bolƣanliⱪidin atliⱪ ǝskǝrlǝrgǝ ixinip kǝtti! Biraⱪ Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqiƣa ⱪarimaydu, Pǝrwǝrdigarni izdimǝydu.
— Ярдәм издәп Мисирға барғанларниң һалиға вай! Улар атларға тайинип, Көп болғанлиғидин җәң һарвулириға, Интайин күчлүк болғанлиғидин атлиқ әскәрләргә ишинип кәтти! Бирақ Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қаримайду, Пәрвәрдигарни издимәйду.
2 Biraⱪ Umu danadur! U külpǝt elip kelidu, Degǝnlirini ⱪayturuwalmaydu; U buzuⱪlarning jǝmǝtigǝ, Xundaⱪla ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilarƣa yardǝmdǝ bolƣanlarƣa ⱪarxi ornidin ⱪozƣilidu.
Бирақ Уму данадур! У күлпәт елип келиду, Дегәнлирини қайтурувалмайду; У бузуқларниң җәмәтигә, Шундақла қәбиһлик қилғучиларға ярдәмдә болғанларға қарши орнидин қозғилиду.
3 Misirliⱪlar Tǝngri ǝmǝs, adǝmlǝr halas; Ularning atliri bolsa roⱨtin ǝmǝs, ǝttin halas; Pǝrwǝrdigar bolsa ⱪolini uzartidu, Yardǝm bǝrgüqi bolsa putlixidu; Yardǝm berilgüqi bolsa yiⱪilidu; Ular ⱨǝmmisi biraⱪla yoⱪilidu.
Мисирлиқлар Тәңри әмәс, адәмләр халас; Уларниң атлири болса роһтин әмәс, әттин халас; Пәрвәрдигар болса қолини узартиду, Ярдәм бәргүчи болса путлишиду; Ярдәм берилгүчи болса жиқилиду; Улар һәммиси бирақла йоқилиду.
4 Qünki Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ degǝn: — «Owni tutuwalƣan xir yaki arslanni bir tǝrǝp ⱪilixⱪa top-top padiqilar qaⱪirilƣanda, Xir yaki arslan ularning awazliridin ⱨeq ⱪorⱪmay, Xawⱪunliridin ⱨeq ⱨoduⱪmay, Bǝlki owni astiƣa besiwelip ƣar-ƣur taliƣinidǝk, Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarmu ohxaxla Zion teƣi wǝ egizlikliri üqün qüxüp jǝng ⱪilidu.
Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ дегән: — «Овни тутувалған шир яки асланни бир тәрәп қилишқа топ-топ падичилар чақирилғанда, Шир яки аслан уларниң авазлиридин һеч қорқмай, Шавқунлиридин һеч һодуқмай, Бәлки овни астиға бесивелип ғар-ғур талиқинидәк, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарму охшашла Зион теғи вә егизликлири үчүн чүшүп җәң қилиду.
5 Üstidǝ pǝrwaz ⱪilidiƣan ⱪuxlardǝk samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪaniti astiƣa Yerusalemni alidu; Ⱪaniti astiƣa elip, Zionni ⱪutⱪuzidu; Uning «ɵtüp ketixi» bilǝn Zion nijatliⱪⱪa erixidu.
Үстидә пәрваз қилидиған қушлардәк самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз қанити астиға Йерусалимни алиду; Қанити астиға елип, Зионни қутқузиду; Униң «өтүп кетиши» билән Зион ниҗатлиққа еришиду.
6 Silǝr dǝⱨxǝtlik asiyliⱪ ⱪilƣan Igǝnglarning yeniƣa towa ⱪilip ⱪaytinglar, I Israil baliliri!
Силәр дәһшәтлик асийлиқ қилған Егәңларниң йениға товва қилип қайтиңлар, И Исраил балилири!
7 Qünki xu künidǝ insanlar ⱨǝrbiri ɵzi üqün ɵz ⱪoli bilǝn yasiƣan kümüx butlarni wǝ altun butlarni: — «Gunaⱨtur!» dǝp taxliwetidu».
Чүнки шу күнидә инсанлар һәр бири өзи үчүн өз қоли билән ясиған күмүч бутларни вә алтун бутларни: — «Гунадур!» дәп ташливетиду».
8 «Xu qaƣda Asuriyǝ ⱪiliq bilǝn yiⱪilidu, Biraⱪ baturning ⱪiliqi bilǝn ǝmǝs; Bir ⱪiliq uni yutuwalidu, biraⱪ ⱪiliq adǝttiki adǝmningki bolmaydu; U jenini elip ⱪiliqtin ⱪaqmaⱪqi bolidu, Arisidiki yigitliri alwanƣa selinidu.
«Шу чағда Асурийә қилич билән жиқилиду, Бирақ батурниң қиличи билән әмәс; Бир қилич уни жутувалиду, бирақ қилич адәттики адәмниңки болмайду; У җенини елип қиличтин қачмақчи болиду, Арисидики жигитлири алванға селиниду.
9 Wǝⱨimidin uning «ul texi» yoⱪaydu; Uning sǝrdarliri jǝng tuƣidin alaⱪzadilixidu» — dǝp jakarlaydu Zionda oti kɵyiwatⱪan, Yerusalemda humdeni yalⱪunlawatⱪan Pǝrwǝrdigar.
Вәһимидин униң «һул теши» йоқайду; Униң сәрдарлири җәң туғидин алақзадилишиду» — дәп җакалайду Зионда оти көйиватқан, Йерусалимда хумдени ялқунлаватқан Пәрвәрдигар.

< Yǝxaya 31 >