< Yǝxaya 30 >
1 «Asiy oƣullarning ǝⱨwaliƣa way!» — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — «Ular pilanlarni tüzmǝkqi, biraⱪ Mǝndin almaydu; Ular mudapiǝ tosuⱪini bǝrpa ⱪilidu, Biraⱪ u Mening Roⱨim ǝmǝs; Xundaⱪ ⱪilip ular gunaⱨi üstigǝ gunaⱨ ⱪoxuwalidu.
«Асий оғулларниң әһвалиға вай!» — дәйду Пәрвәрдигар, — «Улар планларни түзмәкчи, бирақ Мәндин алмайду; Улар мудапиә тосуқини бәрпа қилиду, Бирақ у Мениң Роһум әмәс; Шундақ қилип улар гунайи үстигә гуна қошувалиду.
2 Ular Mǝndin ⱨeq sorimayla Misirƣa yol aldi; Pirǝwnning ⱪaniti astidin panaⱨ izdǝp, Misirning sayisigǝ ixinip tayinidu yǝnǝ!
Улар Мәндин һеч соримайла Мисирға йол алди; Пирәвнниң қанити астидин панаһ издәп, Мисирниң сайисигә ишинип тайиниду йәнә!
3 Qünki Pirǝwnning ⱪaniti bolsa silǝrni yǝrgǝ taxlap lǝt ⱪilidu. Misirning sayisigǝ ixinip tayinix silǝrgǝ bax ⱪetimqiliⱪ bolidu.
Чүнки Пирәвнниң қанити болса силәрни йәргә ташлап ләт қилиду. Мисирниң сайисигә ишинип тайиниш силәргә баш қетимчилиқ болиду.
4 Pirǝwnning ǝmirliri Zoan xǝⱨiridǝ bolsimu, Uning ǝlqiliri Ⱨanǝs xǝⱨirigǝ ⱨǝrdaim kelip tursimu,
Пирәвнниң әмирлири Зоан шәһиридә болсиму, Униң әлчилири Һанәс шәһиригә һәрдайим келип турсиму,
5 Awam ⱨǝmmisi ɵzigǝ paydisi bolmaydiƣan, Ⱨeq yardimi wǝ paydisi tǝgmǝydiƣan, Bǝlki lǝt ⱪilip yǝrgǝ taxlaydiƣan, Ⱨǝtta rǝswa ⱪilidiƣan bir hǝlⱪtin nomus ⱪilidiƣan bolidu.
Авам һәммиси өзигә пайдиси болмайдиған, Һеч ярдими вә пайдиси тәгмәйдиған, Бәлки ләт қилип йәргә ташлайдиған, Һәтта рәсва қилидиған бир хәлиқтин номус қилидиған болиду.
6 Nǝgǝwdiki ulaƣlar toƣrisida yüklǝngǝn wǝⱨiy: — Ular japaliⱪ, dǝrd-ǝlǝmlik zemindin ɵtidu; Xu yǝrdin qixi xirlar wǝ ǝrkǝk xirlar, Qar yilan wǝ wǝⱨxiy uqar yilanmu qiⱪidu; Ular bayliⱪlirini exǝklǝrning dümbisigǝ, Gɵⱨǝrlirini tɵgǝ lokkiliriƣa yüklǝp, Ɵzlirigǝ ⱨeq payda yǝtküzmǝydiƣan bir hǝlⱪning yeniƣa kɵtürüp baridu.
Нәгәвдики улақлар тоғрисида жүкләнгән вәһий: — Улар җапалиқ, дәрд-әләмлик зиминдин өтиду; Шу йәрдин чиши ширлар вә әркәк ширлар, Чар илан вә вәһший учар иланму чиқиду; Улар байлиқлирини ешәкләрниң дүмбисигә, Гөһәрлирини төгә локкилириға жүкләп, Өзлиригә һеч пайда йәткүзмәйдиған бир хәлиқниң йениға көтирип бариду.
7 Misir!? Ularning yardimi bikar ⱨǝm ⱪuruⱪtur! Xunga Mǝn uni: «Ⱨeqnemini ⱪilip bǝrmǝydiƣan Raⱨab» dǝp atiƣanmǝn.
Мисир!? Уларниң ярдими бекар һәм қуруқтур! Шуңа Мән уни: «Һеч немини қилип бәрмәйдиған Раһаб» дәп атиғанмән.
8 — Əmdi bu sɵzning kǝlgüsi zamanlar üqün, Guwaⱨliⱪ süpitidǝ ǝbǝdil’ǝbǝdgǝ turuwerixi üqün, Ⱨazir berip buni ⱨǝm tax tahtiƣa ⱨǝm yɵgimǝ kitabⱪa yezip ⱪoyƣin.
— Әнди бу сөзниң кәлгүси заманлар үчүн, Гувалиқ сүпитидә әбәдил-әбәткә турувериши үчүн, Һазир берип буни һәм таш тахтиға һәм йөгимә китапқа йезип қойғин.
9 Qünki bular bolsa asiy bir hǝlⱪ, Naǝⱨli oƣullar, Pǝrwǝrdigarning Tǝwrat-tǝrbiyisini anglaxni halimaydiƣan oƣullardur.
Чүнки булар болса асий бир хәлиқ, Наәһли оғуллар, Пәрвәрдигарниң Тәврат-тәрбийисини аңлашни халимайдиған оғуллардур.
10 Ular aldin kɵrgüqilǝrgǝ: — «Wǝⱨiyni kɵrmǝnglar!», Wǝ pǝyƣǝmbǝrlǝrgǝ: «Bizgǝ toƣra bexarǝtlǝrni kɵrsǝtmǝnglar; Bizgǝ adǝmni azadǝ ⱪilidiƣan, yalƣan bexarǝtlǝrni kɵrsitinglar;
Улар алдин көргүчиләргә: — «Вәһийни көрмәңлар!», Вә пәйғәмбәрләргә: «Бизгә тоғра бешарәтләрни көрсәтмәңлар; Бизгә адәмни азатә қилидиған, ялған бешарәтләрни көрситиңлар;
11 Sǝnlǝr [durus] yoldin qiⱪix, Toƣra tǝriⱪidin ayrilix! Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqini aldimizdin yoⱪ ⱪilix!» — dǝydu.
Сәнләр [дурус] йолдин чиқиш, Тоғра тәриқидин айрилиш! Исраилдики Муқәддәс Болғучини алдимиздин йоқ қилиш!» — дәйду.
12 — Əmdi Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi mundaⱪ dǝydu: — «Qünki silǝr muxu hǝwǝrni qǝtkǝ ⱪeⱪip, Zulumni yɵlǝnqük ⱪilip, burmilanƣan yolƣa tayanƣininglar tüpǝylidin,
— Әнди Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: — «Чүнки силәр мошу хәвәрни чәткә қеқип, Зулумни йөләнчүк қилип, бурмиланған йолға таянғиниңлар түпәйлидин,
13 Xunga muxu ⱪǝbiⱨlik silǝrgǝ egiz tamning bir yeriⱪidǝk bolidu, Tam pultiyip ⱪalƣanda, u biraⱪla uni qeⱪiwetidu;
Шуңа мошу қәбиһлик силәргә егиз тамниң бир йериқидәк болиду, Там пултийип қалғанда, у бирақла уни чеқиветиду;
14 Huddi sapal qinǝ ⱨeq ayimay qeⱪiwetilgǝndǝk U uni qeⱪiwetidu; Uningdin ⱨǝtta oqaⱪtin qoƣ alƣudǝk, Baktin su usⱪudǝk birǝr parqisimu ⱪalmaydu».
Худди сапал чинә һеч айимай чеқиветилгәндәк У уни чеқиветиду; Униңдин һәтта очақтин чоғ алғидәк, Бактин су усқидәк бирәр парчисиму қалмайду».
15 Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi mundaⱪ dǝydu: — «Yenimƣa towa bilǝn ⱪaytip kelip aram tapisilǝr, ⱪutⱪuzulisilǝr; Hatirjǝmliktǝ ⱨǝm aman-esǝnliktǝ küq alisilǝr!», — Biraⱪ silǝr rǝt ⱪilƣansilǝr.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: — «Йенимға товва билән қайтип келип арам таписиләр, қутқузулисиләр; Хатирҗәмликтә һәм аман-есәнликтә күч алисиләр!», — Бирақ силәр рәт қилғансиләр.
16 Silǝr: — «Yaⱪ, biz atlarƣa minip ⱪaqimiz» — dedinglar, Xunga silǝr rast ⱪaqisilǝr! Wǝ «Biz qapⱪur ulaƣlarƣa minip ketimiz» — dedinglar; — Xunga silǝrni ⱪoƣliƣuqilarmu qapⱪur bolidu.
Силәр: — «Яқ, биз атларға минип қачимиз» — дедиңлар, Шуңа силәр раст қачисиләр! Вә «Биз чапқур улақларға минип кетимиз» — дедиңлар; — Шуңа силәрни қоғлиғучиларму чапқур болиду.
17 Minginglar birining wǝⱨimisidin ⱪaqisilǝr; Bǝxining wǝⱨimisidǝ [ⱨǝmminglar] ⱪaqisilǝr; Ⱪeqip, taƣ üstidiki yeganǝ bayraⱪ hadisidǝk, Dɵng üstidiki tuƣdǝk ⱪalisilǝr.
Миңиңлар бириниң вәһимисидин қачисиләр; Бәшиниң вәһимисидә [һәммиңлар] қачисиләр; Қечип, тағ үстидики йеганә байрақ хадисидәк, Дөң үстидики туғдәк қалисиләр.
18 Wǝ xunga silǝrgǝ meⱨir-xǝpⱪǝt kɵrsitimǝn dǝp, Pǝrwǝrdigar kütidu; Xunga U silǝrgǝ rǝⱨim ⱪilimǝn dǝp ornidin ⱪozƣilidu; Qünki Pǝrwǝrdigar ⱨɵküm-ⱨǝⱪiⱪǝt qiⱪarƣuqi Hudadur; Uni kütkǝnlǝrning ⱨǝmmisi bǝhtliktur!
Вә шуңа силәргә меһри-шәпқәт көрситимән дәп, Пәрвәрдигар күтиду; Шуңа У силәргә рәһим қилимән дәп орнидин қозғилиду; Чүнки Пәрвәрдигар һөкүм-һәқиқәт чиқарғучи Худадур; Уни күткәнләрниң һәммиси бәхитликтур!
19 Qünki halayiⱪ yǝnila Zionda, yǝni Yerusalemda turidu; Xu qaƣda silǝr yǝnǝ ⱨeq yiƣlimaysilǝr; Kɵtürgǝn nalǝngdǝ U Ɵzini sanga intayin xǝpⱪǝtlik kɵrsitidu; U nalǝngni anglisila, jawab beridu.
Чүнки халайиқ йәнила Зионда, йәни Йерусалимда туриду; Шу чағда силәр йәнә һеч жиғлимайсиләр; Көтәргән наләңдә У Өзини саңа интайин шәпқәтлик көрситиду; У наләңни аңлисила, җавап бериду.
20 Rǝb silǝrgǝ nan üqün müxküllükni, Su üqün azab-oⱪubǝtni bǝrsimu, Xu qaƣda sening Ustazing yǝnǝ yoxuruniwǝrmǝydu, Bǝlki kɵzüng Ustazingni kɵridu;
Рәб силәргә нан үчүн мүшкүллүкни, Су үчүн азап-оқубәтни бәрсиму, Шу чағда сениң Устазиң йәнә йошурунивәрмәйду, Бәлки көзүң Устазиңни көриду;
21 Silǝr ong tǝrǝpkǝ burulsanglar, Yaki sol tǝrǝpkǝ burulsanglar, Ⱪuliⱪing kǝyningdin: — «Yol mana muxu, uningda menginglar!» degǝn bir awazni anglaysǝn.
Силәр оң тәрәпкә бурулсаңлар, Яки сол тәрәпкә бурулсаңлар, Қулиқиң кәйниңдин: — «Йол мана мошу, униңда меңиңлар!» дегән бир авазни аңлайсән.
22 Xu qaƣda silǝr oyulƣan mǝbudliringlarƣa berilgǝn kümüx ⱨǝlgǝ, Ⱪuyma mǝbudliringlarƣa berilgǝn altun ⱨǝlgimu daƣ tǝgküzisilǝr; Silǝr ularni adǝt latisini taxliƣandǝk taxliwetip: — «Neri tur» — dǝysilǝr.
Шу чағда силәр оюлған мәбудлириңларға берилгән күмүч һәлгә, Қуйма мәбудлириңларға берилгән алтун һәлгиму дағ тәккүзисиләр; Силәр уларни адәт латисини ташлиғандәк ташливетип: — «Нери тур» — дәйсиләр.
23 U sǝn teriydiƣan uruⱪung üqün yamƣur ǝwǝtidu; Yǝrdin qiⱪidiƣan axliⱪ-mǝⱨsulat ⱨǝm küq-ⱪuwwǝtlik ⱨǝm mol bolidu; Xu küni malliring kǝng-azadǝ yaylaⱪlarda yaylaydu;
У сән терийдиған уруғуң үчүн ямғур әвәтиду; Йәрдин чиқидиған ашлиқ-мәһсулат һәм күч-қувәтлик һәм мол болиду; Шу күни маллириң кәң-азатә яйлақларда яйлайду;
24 Yǝr ⱨǝydigǝn kala wǝ exǝklǝr bolsa, Gürjǝk wǝ ara bilǝn soruƣan, tuzlanƣan ⱨǝlǝp yǝydu.
Йәр һайдиған кала вә ешәкләр болса, Гүҗәк вә ара билән соруған, тузланған һәләп йәйду.
25 Qong ⱪirƣinqiliⱪ bolƣan küni, Yǝni munarlar ɵrülgǝn küni, Ⱨǝrbir uluƣ taƣda wǝ ⱨǝrbir egiz dɵngdǝ bolsa, Ənⱨarlar wǝ eriⱪlar bolidu.
Чоң қирғинчилиқ болған күни, Йәни мунарлар өрүлгән күни, Һәр бир улуқ тағда вә һәр бир егиз дөңдә болса, Әнһарлар вә ериқлар болиду.
26 Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪining jaraⱨitini tangidiƣan, Ularning ⱪamqa yarisini saⱪaytⱪan xu künidǝ, Ay xolisi ⱪuyax nuridǝk bolidu, Ⱪuyax nuri bolsa yǝttǝ ⱨǝssǝ küqlük bolidu, Yǝni yǝttǝ kündiki nurƣa barawǝr bolidu.
Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң җараһитини таңидиған, Уларниң қамча ярисини сақайтқан шу күнидә, Ай шолиси қуяш нуридәк болиду, Қуяш нури болса йәттә һәссә күчлүк болиду, Йәни йәттә күндики нурға баравәр болиду.
27 Mana, Pǝrwǝrdigarning nami yiraⱪtin kelidu, Uning ⱪǝⱨri yalⱪunlinip, Ⱪoyuⱪ is-tütǝkliri kɵtürülidu; Lǝwliri ƣǝzǝpkǝ tolup, Tili yutuwalƣuqi yanƣin ottǝk bolidu.
Мана, Пәрвәрдигарниң нами жирақтин келиду, Униң қәһри ялқунлинип, Қоюқ ис-түтәклири көтирилиду; Ләвлири ғәзәпкә толуп, Тили жутувалғучи янғин оттәк болиду.
28 Uning nǝpǝsi huddi texip boyunƣa yetidiƣan kǝlkündǝk bolidu, Xuning bilǝn U ǝllǝrni bimǝnilikni yoⱪatⱪuqi ƣǝlwir bilǝn tasⱪaydu, Xundaⱪla hǝlⱪ-millǝtlǝrning aƣziƣa ularni azduridiƣan yügǝn salidu.
Униң нәпәси худди тешип боюнға йетидиған кәлкүндәк болиду, Шуниң билән У әлләрни бимәниликни йоқатқучи ғәлвир билән тасқайду, Шундақла хәлиқ-милләтләрниң ағзиға уларни аздуридиған жүгән салиду.
29 Muⱪǝddǝs bir ⱨeyt ɵtküzülgǝn keqidikidǝk, kɵnglünglardin nahxa urƣup qiⱪidu, Israilƣa uyultax bolƣan Pǝrwǝrdigarning teƣiƣa nǝy nawasi bilǝn qiⱪⱪan birsining huxalliⱪidǝk, kɵnglünglar huxal bolidu.
Муқәддәс бир һейт өткүзүлгән кечидикидәк, көңлүңлардин нахша урғуп чиқиду, Исраилға уюлташ болған Пәрвәрдигарниң теғиға нәй наваси билән чиққан бирисиниң хошаллиғидәк, көңлүңлар хошал болиду.
30 Pǝrwǝrdigar ⱨǝywǝtlik awazini yangritidu; U ⱪayniƣan ⱪǝⱨri, yutuwalƣuqi yalⱪunluⱪ ot, güldürmamiliⱪ yamƣur, boran-xawⱪun, mɵldürlǝr bilǝn Ɵz bilikini sozup kɵrsitidu.
Пәрвәрдигар һәйвәтлик авазини яңритиду; У қайниған қәһри, жутувалғучи ялқунлуқ от, гүлдүрмамилиқ ямғур, боран-шавқун, мөлдүрләр билән Өз билигини созуп көрситиду.
31 Qünki Pǝrwǝrdigarning awazi bilǝn Asuriyǝ yanjilidu, — Baxⱪilarni urux tayiⱪi [bolƣan Asuriyǝ] yanjilidu!
Чүнки Пәрвәрдигарниң авази билән Асурийә янҗилиду, — Башқиларни уруш тайиғи [болған Асурийә] янҗилиду!
32 Wǝ Pǝrwǝrdigar tǝyyarliƣan kaltǝk bilǝn ⱨǝr ⱪetim uni urƣanda, Buningƣa daplar ⱨǝm qiltarlar tǝngkǝx ⱪilinidu; U ⱪolini oynitip zǝrb ⱪilip uning bilǝn kürǝx ⱪilidu.
Вә Пәрвәрдигар тәйярлиған калтәк билән һәр қетим уни урғанда, Буниңға даплар һәм чилтарлар тәңкәш қилиниду; У қолини ойнитип зәрб қилип униң билән күрәш қилиду.
33 Qünki Tofǝt ⱪǝdimdin tartip tǝyyar turƣanidi; Bǝrⱨǝⱪ, padixaⱨ üqün tǝyyarlanƣan; [Pǝrwǝrdigar] uni qongⱪur ⱨǝm kǝng ⱪilƣan; Otunliri kɵp yalⱪunluⱪ bir gülhan bar, Pǝrwǝrdigarning nǝpǝsi bolsa günggürt eⱪimidǝk uni tutaxturidu.
Чүнки Тофәт қедимдин тартип тәйяр турған еди; Бәрһәқ, падиша үчүн тәйярланған; [Пәрвәрдигар] уни чоңқур һәм кәң қилған; Отунлири көп ялқунлуқ бир гүлхан бар, Пәрвәрдигарниң нәпәси болса гуңгут еқимидәк уни туташтуриду.