< Yǝxaya 29 >
1 Ariǝlgǝ, Dawut ɵz makani ⱪilƣan Ariǝlgǝ way! Yǝnǝ bir yil yillarƣa ⱪoxulsun, Ⱨeyt-bayramlar yǝnǝ aylinip kǝlsun;
Ариәлгә, Давут өз макани қилған Ариәлгә вай! Йәнә бир жил жилларға қошулсун, Һейт-байрамлар йәнә айлинип кәлсун;
2 Biraⱪ Mǝn dǝrd-ǝlǝmni Ariǝlgǝ kǝltürimǝn; Dad-pǝryadlar kɵtürülüp anglinidu; U Manga ⱨǝⱪiⱪǝtǝn bir «Ariǝl» bolidu.
Бирақ Мән дәрд-әләмни Ариәлгә кәлтүримән; Дад-пәрядлар көтирилип аңлиниду; У Маңа һәқиқәтән бир «Ариәл» болиду.
3 Qünki Mǝn seni ⱪapsap qedirlar tiktürüp, Seni ⱪamal ⱪilip muⱨasirǝ istiⱨkamlirini salimǝn, Potǝyliri bilǝn seni ⱪorxiwalimǝn.
Чүнки Мән сени қапсап чедирлар тиктүрүп, Сени қамал қилип муһасирә истиһкамлирини салимән, Потәйлири билән сени қоршивалимән.
4 Xuning bilǝn pǝs ⱪilinisǝn, Sǝn yǝr tegidin sɵzlǝydiƣan, Gǝpliring pǝstin, yǝni topa-qangdin kelidiƣan, Awazing ǝrwaⱨlarni qaⱪirƣuqiningkidǝk yǝr tegidin qiⱪidu, Sɵzliring topa-qangdin xiwirlap qiⱪⱪandǝk bolidu;
Шуниң билән пәс қилинисән, Сән йәр тегидин сөзләйдиған, Гәплириң пәстин, йәни топа-чаңдин келидиған, Авазиң әрваһларни чақирғучиниңкидәк йәр тегидин чиқиду, Сөзлириң топа-чаңдин шивирлап чиққандәк болиду;
5 Xu qaƣda düxmǝnliringning topi huddi yumxaⱪ topa-qanglardǝk, Yawuzlarning topi xamal uqurup taxlaydiƣan topandǝk tozup ketidu. Bu ix birdinla, tuyuⱪsiz bolidu!
Шу чағда дүшмәнлириңниң топи худди юмшақ топа-чаңлардәк, Явузларниң топи шамал учуруп ташлайдиған топандәк тозуп кетиду. Бу иш бирдинла, туюқсиз болиду!
6 Əmdi samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar sening yeningƣa kelidu; Güldürmama, yǝr tǝwrǝx, küqlük xawⱪun, ⱪuyuntaz, boran wǝ yutuwalƣuqi ot yalⱪunlar bilǝn sǝndin ⱨesab alidu.
Әнди самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар сениң йениңға келиду; Гүлдүрмама, йәр тәврәш, күчлүк шавқун, қуюнтаз, боран вә жутувалғучи от ялқунлар билән сәндин һесап алиду.
7 Xundaⱪ ⱪilip Ariǝlgǝ ⱪarxi jǝng ⱪilidiƣan, Yǝni uningƣa wǝ ⱪǝl’ǝ-ⱪorƣanliⱪ mudapiǝlǝrgǝ jǝng ⱪiliwatⱪan barliⱪ ǝllǝrning nurƣunliƣan ⱪoxunliri keqisi kɵrgǝn qüxtiki kɵrünüxtǝk yoⱪap ketidu.
Шундақ қилип Ариәлгә қарши җәң қилидиған, Йәни униңға вә қәлъә-қорғанлиқ мудапиәләргә җәң қиливатқан барлиқ әлләрниң нурғунлиған қошунлири кечиси көргән чүштики көрүнүштәк йоқап кетиду.
8 Aq ⱪalƣan birsi qüx kɵrgǝndǝ, Qüxidǝ bir nemǝ yǝydu; Biraⱪ oyƣansa, mana ⱪorsiⱪi ⱪuruⱪ turidu; Qangⱪiƣan birsi qüx kɵrgǝndǝ, Qüxidǝ su iqidu; Biraⱪ oyƣansa, mana u ⱨalidin ketidu, U yǝnila ussuzluⱪⱪa tǝxna bolidu; Mana Zion teƣiƣa ⱪarxi jǝng ⱪiliwatⱪan ǝllǝrning nurƣunliƣan ⱪoxunliri dǝl xundaⱪ bolidu.
Ач қалған бириси чүш көргәндә, Чүшидә бир немә йәйду; Бирақ ойғанса, мана қосиғи қуруқ туриду; Чаңқиған бириси чүш көргәндә, Чүшидә су ичиду; Бирақ ойғанса, мана у һалидин кетиду, У йәнила уссузлуққа тәшна болиду; Мана Зион теғиға қарши җәң қиливатқан әлләрниң нурғунлиған қошунлири дәл шундақ болиду.
9 Əmdi arisaldi boliwerip, Ⱪaymuⱪup ketinglar! Ɵzünglarni ⱪariƣu ⱪilip, ⱪariƣu bolunglar! Ular mǝst boldi, biraⱪ xarabtin ǝmǝs! Ular ilǝnglixip ⱪaldi, biraⱪ ⱨaraⱪtin ǝmǝs!
Әнди арисалди боливерип, Қаймуқуп кетиңлар! Өзүңларни қариғу қилип, қариғу болуңлар! Улар мәс болди, бирақ шараптин әмәс! Улар иләңлишип қалди, бирақ һарақтин әмәс!
10 Qünki Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ ƣǝplǝt uyⱪusi basⱪuqi bir roⱨni tɵküp, Kɵzünglarni etiwǝtti; U pǝyƣǝmbǝrlǝr wǝ bax-kɵzünglar bolƣan aldin kɵrgüqilǝrnimu qümkiwǝtti.
Чүнки Пәрвәрдигар силәргә ғәпләт уйқиси басқучи бир роһни төкүп, Көзүңларни етивәтти; У пәйғәмбәрләр вә баш-көзүңлар болған алдин көргүчиләрниму чүмкивәтти.
11 Muxu kɵrgǝn pütkül wǝⱨiy bolsa, silǝr üqün peqǝtliwetilgǝn bir yɵgimǝ kitabdǝk bolup ⱪaldi; Hǝⱪ kitabni sawatliⱪ birsigǝ berip: — «Oⱪup berixingizni ɵtünimǝn» — desǝ, u: — «Oⱪuyalmaymǝn, qünki peqiti bar ikǝn» — dǝydu.
Мошу көргән пүткүл вәһий болса, силәр үчүн печәтливетилгән бир йөгимә китапдәк болуп қалди; Хәқ китапни саватлиқ бирисигә берип: — «Оқуп беришиңизни өтүнимән» — десә, у: — «Оқуялмаймән, чүнки печити бар екән» — дәйду.
12 Kitab sawatsiz birsigǝ berilip: — «Oⱪup berixingizni ɵtünimǝn» — deyilsǝ, u: — «Mǝn sawatsiz» — dǝydu.
Китап саватсиз бирисигә берилип: — «Оқуп беришиңизни өтүнимән» — дейилсә, у: — «Мән саватсиз» — дәйду.
13 Wǝ Rǝb mundaⱪ dǝydu: — «Muxu hǝlⱪ aƣzi bilǝn Manga yeⱪinlaxⱪanda, Tili bilǝn Meni ⱨɵrmǝtligǝndǝ, Biraⱪ ⱪǝlbi bolsa Mǝndin yiraⱪ turƣaqⱪa, Mǝndin bolƣan ⱪorⱪuxi bolsa, pǝⱪǝt insan balisining pǝtiwaliridinla bolidu, halas;
Вә Рәб мундақ дәйду: — «Мошу хәлиқ ағзи билән Маңа йеқинлашқанда, Тили билән Мени һөрмәтлигәндә, Бирақ қәлби болса Мәндин жирақ турғачқа, Мәндин болған қорқуши болса, пәқәт инсан балисиниң пәтивалиридинла болиду, халас;
14 Xunga mana, Mǝn muxu hǝlⱪ arisida yǝnǝ bir karamǝt kɵrsitimǝn; Karamǝt bir ixni karamǝt bilǝn ⱪilimǝn; Xuning bilǝn ularning danixmǝnlirining danaliⱪi yoⱪilidu; Ularning aⱪillirining ǝⱪilliri yoxurunuwalƣan bolidu».
Шуңа мана, Мән мошу хәлиқ арисида йәнә бир карамәт көрситимән; Карамәт бир ишни карамәт билән қилимән; Шуниң билән уларниң данишмәнлириниң даналиғи йоқилиду; Уларниң ақиллириниң әқиллири йошурунувалған болиду».
15 Ɵzining pükkǝn niyǝtlirini Pǝrwǝrdigardin yoxurux üqün astin yǝrgǝ kiriwalƣan, Ɵz ixlirini ⱪarangƣuluⱪta ⱪilidiƣan, Wǝ «Bizni kim kɵridu» wǝ «Kim bizni bilgǝn» degǝnlǝrgǝ way!
Өзиниң пүккән нийәтлирини Пәрвәрдигардин йошуруш үчүн астин йәргә киривалған, Өз ишлирини қараңғулуқта қилидиған, Вә «Бизни ким көриду» вә «Ким бизни билгән» дегәнләргә вай!
16 Aⱨ, silǝrning tǝtürlükünglar! Sapalqini seƣiz layƣa ohxatⱪili bolamdu? Xundaⱪla ix ɵzini Ixligüqigǝ: «U meni ixlimigǝn», Yaki xǝkillǝndürülgǝn ɵzini Xǝkillǝndürgüqigǝ: «Uning ǝⱪli yoⱪ» desǝ bolamdu?!
Аһ, силәрниң тәтүрлүгүңлар! Сапалчини сеғиз лайға охшатқили боламду? Шундақла иш өзини Ишлигүчигә: «У мени ишлимигән», Яки шәкилләндүрүлгән өзини Шәкилләндүргүчигә: «Униң әқли йоқ» десә боламду?!
17 Qünki ⱪisⱪa waⱪit iqidila, Liwan mewilik baƣƣa aylandurulmamdu? Mewilik baƣ bolsa orman ⱨesablanmamdu?
Чүнки қисқа вақит ичидила, Ливан мевилик бағға айландурулмамду? Мевилик бағ болса орман һесапланмамду?
18 Xu künidǝ gaslar xu yɵgimǝ kitabning sɵzlirini anglaydiƣan, Ⱪariƣular zulmǝt ⱨǝm ⱪarangƣuluⱪtin qiⱪip kɵzliri kɵridiƣan bolidu;
Шу күнидә гаслар шу йөгимә китапниң сөзлирини аңлайдиған, Қариғулар зулмәт һәм қараңғулуқтин чиқип көзлири көридиған болиду;
19 Mɵminlǝr bolsa Pǝrwǝrdigardin tehimu hursǝn bolidu; Insanlar arisidiki miskinlǝr Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqidin xadlinidu.
Мөминләр болса Пәрвәрдигардин техиму хурсән болиду; Инсанлар арисидики мискинләр Исраилдики Муқәддәс Болғучидин шатлиниду.
20 Rǝⱨimsiz bolƣuqi yoⱪaydu, Mazaⱪ ⱪilƣuqi ƣayib bolidu; Ⱪǝbiⱨlik pursitini kütidiƣanlarning ⱨǝmmisi ⱨalak ⱪilinidu;
Рәһимсиз болғучи йоқайду, Мазақ қилғучи ғайип болиду; Қәбиһлик пурситини күтидиғанларниң һәммиси һалак қилиниду;
21 Mana [muxundaⱪ adǝmlǝr] adǝmni bir sɵz üqünla jinayǝtqi ⱪilidu, Dǝrwazida turup rǝzillikkǝ tǝnbiⱨ bǝrgüqi üqün tuzaⱪ tǝyyarlap ⱪoyidu, Ⱨǝⱪⱪaniy adǝmning dǝwasini sǝwǝbsiz bikar ⱪiliwetidu.
Мана [мошундақ адәмләр] адәмни бир сөз үчүнла җинайәтчи қилиду, Дәрвазида туруп рәзилликкә тәнбиһ бәргүчи үчүн қапқан тәйярлап қойиду, Һәққаний адәмниң дәвасини сәвәпсиз бекар қиливетиду.
22 Xunga Ibraⱨim üqün bǝdǝl tɵlǝp ⱪutⱪuzƣan Pǝrwǝrdigar Yaⱪupning jǝmǝti toƣruluⱪ mundaⱪ dǝydu: — «Ⱨazir bolsa Yaⱪup hijilliⱪⱪa ⱪalmaydu, Ⱨazir bolsa u tit-tit bolup qirayi tatirip kǝtmǝydu;
Шуңа Ибраһим үчүн бәдәл төләп қутқузған Пәрвәрдигар Яқупниң җәмәти тоғрилиқ мундақ дәйду: — «Һазир болса Яқуп хиҗиллиққа қалмайду, Һазир болса у тит-тит болуп чирайи татирип кәтмәйду;
23 Qünki [Yaⱪup] ⱪolumning ixligǝn ǝmili bolƣan, ɵz arisida turƣan ǝwladlirini kɵrgǝn waⱪtida, Ular namimni muⱪǝddǝs dǝp uluƣlaydiƣan, Yaⱪupning Muⱪǝddǝs Bolƣuqisini pak-muⱪǝddǝs dǝp bilidiƣan, Israilning Hudasidin ⱪorⱪidiƣan bolidu.
Чүнки [Яқуп] қолумниң ишлигән әмили болған, өз арисида турған әвлатлирини көргән вақтида, Улар намимни муқәддәс дәп улуқлайдиған, Яқупниң Муқәддәс Болғучисини пак-муқәддәс дәп билидиған, Исраилниң Худасидин қорқидиған болиду.
24 Roⱨi ezip kǝtkǝnlǝr yorutulidiƣan, Ⱪaⱪxap yürgǝnlǝr nǝsiⱨǝt-bilim ⱪobul ⱪilidiƣan bolidu.
Роһи езип кәткәнләр йорутулидиған, Қақшап жүргәнләр несиһәт-билим қобул қилидиған болиду.