< Yǝxaya 27 >

1 Xu künidǝ Pǝrwǝrdigar Ɵzining dǝⱨxǝtlik, büyük wǝ küqlük xǝmxiri bilǝn uqⱪur yilan lewiatanni, Yǝni tolƣanƣuqi yilan lewiatanni jazalaydu; U yǝnǝ dengizda turƣan ǝjdiⱨani ɵltüridu.
Шу күнидә Пәрвәрдигар Өзиниң дәһшәтлик, бүйүк вә күчлүк шәмшири билән учқур илан левиатанни, Йәни толғанғучи илан левиатанни җазалайду; У йәнә деңизда турған әҗдиһани өлтүриду.
2 Xu küni sap xarab beridiƣan bir üzümzar bolidu! U toƣruluⱪ nahxa eytinglar!
Шу күни сап шарап беридиған бир үзүмзар болиду! У тоғрилиқ нахша ейтиңлар!
3 Ɵzüm Pǝrwǝrdigar uni saⱪlaymǝn; Mǝn ⱨǝr dǝⱪiⱪǝ uni suƣirimǝn; Birsi uningƣa ziyan yǝtküzmisun dǝp keqǝ-kündüz saⱪlaymǝn.
Өзүм Пәрвәрдигар уни сақлаймән; Мән һәр дәқиқә уни суғиримән; Бириси униңға зиян йәткүзмисун дәп кечә-күндүз сақлаймән.
4 Ƣǝzǝp Mǝndǝ ⱪalmidi; Aⱨ, Manga ⱪarxi jǝng ⱪilidiƣan tikǝnlǝr yaki jiƣanlar bolsaidi! Undaⱪ bolsa Mǝn ularƣa ⱪarxi yürüx ⱪilattim, Ularni yiƣixturup kɵydürüwetǝttim!
Ғәзәп Мәндә қалмиди; Аһ, Маңа қарши җәң қилидиған тикәнләр яки җиғанлар болсаиди! Ундақ болса Мән уларға қарши жүрүш қилаттим, Уларни жиғиштуруп көйдүрүветәттим!
5 Bolmisa u Meni baxpanaⱨliⱪ ⱪilip tutsun; U Mǝn bilǝn birliktǝ hatirjǝmliktǝ bolsun, Dǝrⱨǝⱪiⱪǝt, u Mǝn bilǝn birliktǝ hatirjǝmliktǝ bolsun!
Болмиса у Мени башпанаһлиқ қилип тутсун; У Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун, Дәрһәқиқәт, у Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун!
6 Kǝlgüsi künlǝrdǝ, Yaⱪup yiltiz tartidu; Israil bihlinip, qeqǝklǝydu, Ular pütkül yǝr yüzini mewǝ-qewǝ bilǝn ⱪaplaydu.
Кәлгүси күнләрдә, Яқуп йилтиз тартиду; Исраил бихлинип, чечәкләйду, Улар пүткүл йәр йүзини мевә-чевә билән қаплайду.
7 [Pǝrwǝrdigar Israilni] urƣanlarni urƣanqilik [Israilni] urup baⱪⱪanmu? U ⱪirƣanlardǝk [Israil] ⱪirilip baⱪⱪanmu?
[Пәрвәрдигар Исраилни] урғанларни урғанчилик [Исраилни] уруп баққанму? У қирғанлардәк [Исраил] қирилип баққанму?
8 Sǝn ularni ǝyibligǝndǝ ɵlqǝmdin tɵwǝn jazalap ularni paliwǝtkǝnsǝn; Xǝrⱪ xamili qiⱪⱪan künidǝ U Uning zǝrblik xamili bilǝn ularni ⱪoƣliwǝtkǝn.
Сән уларни әйиплигәндә өлчәмдин төвән җазалап уларни паливәткәнсән; Шәриқ шамили чиққан күнидә У Униң зәрблик шамили билән уларни қоғливәткән.
9 Əmdi xu yol bilǝn Yaⱪupning ⱪǝbiⱨliki kǝqürüm ⱪiliniduki, — Uning gunaⱨining elip taxlanƣanliⱪining pixⱪan mewisi xu boliduki: — U ⱪurbangaⱨtiki ⱨǝmmǝ taxlarni kukum-talⱪan ⱪilidu, «Axǝraⱨ»larni wǝ «kün tüwrükliri»ni zadila turƣuzmaydu.
Әнди шу йол билән Яқупниң қәбиһлиги кәчүрүм қилинидуки, — Униң гунайиниң елип ташланғанлиғиниң пишқан мевиси шу болидуки: — У қурбангаһтики һәммә ташларни кукум-талқан қилиду, «Ашәраһ»ларни вә «күн түврүклири»ни задила турғузмайду.
10 Qünki mustǝⱨkǝmlǝngǝn xǝⱨǝr ƣerib bolup ⱪalidu, Adǝmzatsiz makan ⱨǝm taxliwetilgǝn bayawandǝk bolidu; Xu yǝrdǝ mozay ozuⱪlinidu, Xu yǝrdǝ yetip, uning xahlirini yǝydu.
Чүнки мустәһкәмләнгән шәһәр ғериб болуп қалиду, Адәмзатсиз макан һәм ташливетилгән баявандәк болиду; Шу йәрдә мозай озуқлиниду, Шу йәрдә йетип, униң шахлирини йәйду.
11 Uning xahliri solixix bilǝn üzülidu; Ayallar kelip ularni otun ⱪilip kɵydüriwetidu. Qünki bu bir yorutulmiƣan hǝlⱪ; Xunga ularni Yaratⱪuqi ularƣa rǝⱨim ⱪilmaydu; Ularni Xǝkillǝndürgüqi ularƣa xǝpⱪǝt kɵrsǝtmǝydu.
Униң шахлири солишиш билән үзүлиду; Аяллар келип уларни отун қилип көйдүриветиду. Чүнки бу бир йорутулмиған хәлиқ; Шуңа уларни Яратқучи уларға рәһим қилмайду; Уларни Шәкилләндүргүчи уларға шәпқәт көрсәтмәйду.
12 Wǝ xu küni xundaⱪ boliduki, Pǝrwǝrdigar Əfrat dǝryasining eⱪimliridin tartip Misir wadisiƣiqǝ ⱨǝr yǝrni silkiydu, Wǝ silǝr bir-birlǝp terip yiƣiwelinisilǝr, I Israil baliliri!
Вә шу күни шундақ болидуки, Пәрвәрдигар Әфрат дәриясиниң еқимлиридин тартип Мисир вадисиғичә һәр йәрни силкийду, Вә силәр бир-бирләп терип жиғивелинисиләр, И Исраил балилири!
13 Wǝ xu küni xundaⱪ boliduki, Büyük kanay qelinidu; Xuning bilǝn Asuriyǝ zeminida tügixǝy dǝp ⱪalƣanlar, Wǝ Misir zeminida musapir bolƣanlar kelidu; Ular Yerusalemda muⱪǝddǝs taƣ üstidǝ Pǝrwǝrdigarƣa ibadǝt ⱪilidu.
Вә шу күни шундақ болидуки, Бүйүк канай челиниду; Шуниң билән Асурийә зиминида түгишәй дәп қалғанлар, Вә Мисир зиминида мусапир болғанлар келиду; Улар Йерусалимда муқәддәс тағ үстидә Пәрвәрдигарға ибадәт қилиду.

< Yǝxaya 27 >