< Yǝxaya 26 >
1 Xu künidǝ Yǝⱨudaning zeminida munu nahxa eytilidu: — «Mustǝⱨkǝm bir xǝⱨirimiz bar; U nijatliⱪni uningƣa sepil wǝ tirǝklǝr ⱪilip bekitip ⱪoyidu.
Шу күнидә Йәһуданиң зиминида муну нахша ейтилиду: — «Мустәһкәм бир шәһиримиз бар; У ниҗатлиқни униңға сепил вә тирәкләр қилип бекитип қойиду.
2 Wapadarliⱪta qing turƣan ⱨǝⱪⱪaniy ǝlning kirixi üqün, Dǝrwazilarni eqip beringlar!
Вападарлиқта чиң турған һәққаний әлниң кириши үчүн, Дәрвазиларни ечип бериңлар!
3 Kim ɵzining ǝⱪidǝ, oy-hiyali Sanga baƣliƣan bolsa, Sǝn uni mutlǝⱪ hatirjǝmliktǝ saⱪlaysǝn; Qünki u Sanga ixǝnq-etiⱪad baƣliƣandur.
Ким өзиниң әқидә, ой-хияли Саңа бағлиған болса, Сән уни мутләқ хатирҗәмликтә сақлайсән; Чүнки у Саңа ишәш-етиқат бағлиғандур.
4 Mǝnggügǝ Pǝrwǝrdigarƣa tayininglar; Qünki Yaⱨ Pǝrwǝrdigar ⱨǝⱪiⱪǝtǝn ǝbǝdil’ǝbǝdlik bir ⱪoram taxtur.
Мәңгүгә Пәрвәрдигарға тайиниңлар; Чүнки Яһ Пәрвәрдигар һәқиқәтән әбәдил-әбәтлик бир қорам таштур.
5 Qünki U yuⱪirida turƣanlarni pǝskǝ qüxüridu; Axu aliy xǝⱨǝrni, U pǝs ⱪilidu; Uni yǝrgǝ qüxürüp, Topa-qangƣa aylanduridu.
Чүнки У жуқурида турғанларни пәскә чүшүриду; Әшу алий шәһәрни, У пәс қилиду; Уни йәргә чүшүрүп, Топа-чаңға айландуриду.
6 U put bilǝn qǝylinidu; U mɵminlǝrning putliri, Miskinlǝrning ⱪǝdǝmliri bilǝn qǝylinidu!
У пут билән чәйлиниду; У мөминләрниң путлири, Мискинләрниң қәдәмлири билән чәйлиниду!
7 Ⱨǝⱪⱪaniyning yoli bolsa tüzdur; I Əng Tüz Yolluⱪ Bolƣuqi, Sǝn ⱨǝⱪⱪaniy adǝm üqün uning yolini ong ⱪilisǝn.
Һәққанийниң йоли болса түздур; И Әң Түз Йоллуқ Болғучи, Сән һәққаний адәм үчүн униң йолини оң қилисән.
8 I Pǝrwǝrdigar, biz dǝrⱨǝⱪiⱪǝt Sening ⱨɵkümliringning yolida mengip, Seni kütüp kǝlduⱪ; Jenimizning tǝxnaliⱪi xudurki, naming wǝ xɵⱨriting axsun!
И Пәрвәрдигар, биз дәрһәқиқәт Сениң һөкүмлириңниң йолида меңип, Сени күтүп кәлдуқ; Җенимизниң тәшналиғи шудурки, намиң вә шөһритиң ашсун!
9 Wujudum bilǝn keqilǝrdǝ Sanga tǝxna boldummǝn; Bǝrⱨǝⱪ, tang sǝⱨǝrlǝrdimu roⱨim bilǝn iq-iqimdin Seni izdidim; Qünki ⱨɵkümliring yǝr yüzidǝ kɵrüngǝn bolsa, Yǝr yüzidikilǝr ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni ɵginidu.
Вуҗудум билән кечиләрдә Саңа тәшна болдуммән; Бәрһәқ, таң сәһәрләрдиму роһум билән ич-ичимдин Сени издидим; Чүнки һөкүмлириң йәр йүзидә көрүнгән болса, Йәр йүзидикиләр һәққанийлиқни үгиниду.
10 Rǝzil adǝmgǝ rǝⱨim kɵrsitilsimu, U yǝnila ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni ɵgǝnmǝydu; Ⱨǝtta durusluⱪ turƣan zemindimu u yǝnila adilsizliⱪ ⱪiliweridu, Pǝrwǝrdigarning xanu-xǝwkitini kɵrmǝydu.
Рәзил адәмгә рәһим көрситилсиму, У йәнила һәққанийлиқни үгәнмәйду; Һәтта дуруслуқ турған зиминдиму у йәнила адилсизлиқ қиливериду, Пәрвәрдигарниң шану-шәвкитини көрмәйду.
11 I Pǝrwǝrdigar, ⱪolung kɵtürüldi, Biraⱪ ular kɵrmǝydu. Ⱨalbuki, Ɵz hǝlⱪinggǝ bolƣan otluⱪ muⱨǝbbitingni ular kɵridu ⱨǝm hijil bolidu; Küxǝndiliring üqün [tǝyyarlanƣan] ot ularni bǝrⱨǝⱪ yutuwetidu.
И Пәрвәрдигар, қолуң көтирилди, Бирақ улар көрмәйду. Һалбуки, Өз хәлқиңгә болған отлуқ муһәббитиңни улар көриду һәм хиҗил болиду; Күшәндилириң үчүн [тәйярланған] от уларни бәрһәқ жутуветиду.
12 I Pǝrwǝrdigar, Sǝn bizgǝ hatirjǝmlik nesip ⱪilisǝn; Qünki bizning ǝmǝllirimizning ⱨǝmmisini ɵzüng wujuⱪa qiⱪarƣansǝn.
И Пәрвәрдигар, Сән бизгә хатирҗәмлик несип қилисән; Чүнки бизниң әмәллиримизниң һәммисини өзүң вуҗуқа чиқарғансән.
13 Dǝrwǝⱪǝ, i Pǝrwǝrdigar Hudayimiz, ilgiri Sǝndin baxⱪa «rǝblǝr» üstimizdin ⱨɵkümranliⱪ ⱪilƣan; Əmdiliktǝ pǝⱪǝt Sanga tayinipla namingni ǝslǝp tilƣa alimiz.
Дәрвәқә, и Пәрвәрдигар Худайимиз, илгири Сәндин башқа «рәбләр» үстимиздин һөкүмранлиқ қилған; Әндиликтә пәқәт Саңа тайинипла намиңни әсләп тилға алимиз.
14 Ular bolsa ɵldi, ⱪaytidin yaximaydu; Ərwaⱨ bolup kǝtti, ⱪayta tirilmǝydu; Qünki Sǝn ularni jazalap yoⱪatting, Ularni adǝmlǝrning esidimu ⱪilqǝ ⱪaldurmiding.
Улар болса өлди, қайтидин яшимайду; Әрваһ болуп кәтти, қайта тирилмәйду; Чүнки Сән уларни җазалап йоқаттиң, Уларни адәмләрниң есидиму қилчә қалдурмидиң.
15 Sǝn ǝlni ulƣaytⱪansǝn, i Pǝrwǝrdigar; Əlni ulƣaytⱪansǝn, Ɵzünggǝ xan-xǝrǝp kǝltürgǝnsǝn; Zeminning qegralirini ⱨǝrtǝrǝpkǝ uzartⱪansǝn.
Сән әлни улғайтқансән, и Пәрвәрдигар; Әлни улғайтқансән, Өзүңгә шан-шәрәп кәлтүргәнсән; Зиминниң чегаралирини һәртәрәпкә узартқансән.
16 I Pǝrwǝrdigar, ular dǝrd-ǝlǝm iqidǝ ⱪalƣanda, Seni izdidi; Tǝrbiyilik jazalixing ularning bexiƣa qüxkǝndǝ, Ular aⱨ urup, piqirlap bir duani ⱪildi: —
И Пәрвәрдигар, улар дәрд-әләм ичидә қалғанда, Сени издиди; Тәрбийилик җазалишиң уларниң бешиға чүшкәндә, Улар аһ уруп, пичирлап бир дуани қилди: —
17 «Boxinix aldida turƣan, tolƣiⱪi tutup, aƣriⱪtin warⱪiriƣan bir ⱨamilidar ayaldǝk, Biz Sening aldingda xundaⱪ bolduⱪ, i Pǝrwǝrdigar.
«Бошиниш алдида турған, толғиғи тутуп, ағриқтин вақириған бир һамилдар аялдәк, Биз Сениң алдиңда шундақ болдуқ, и Пәрвәрдигар.
18 Biz ikki ⱪat bolup, Tolƣaⱪⱪa qüxtuⱪ, Biraⱪ pǝⱪǝt yǝlla qiⱪarduⱪ; Yǝr yüzidikilǝr üqün ⱨeq nijat-ⱪutⱪuzuxni yǝtküzmiduⱪ; Dunyadiki adǝmlǝr ⱨeq tuƣulmidi».
Биз икки қат болуп, Толғаққа чүштуқ, Бирақ пәқәт йәлла чиқардуқ; Йәр йүзидикиләр үчүн һеч ниҗат-қутқузушни йәткүзмидуқ; Дуниядики адәмләр һеч туғулмиди».
19 «Sanga tǝwǝ ɵlgǝn adǝmlǝr yaxaydu; Mening jǝsitimning [tirilixi bilǝn tǝng] ularmu tirilidu. I topa-qangda yatⱪanlar, oyƣinip nahxa yangritinglar! Xǝbniming tang sǝⱨǝrning xǝbnimidǝktur; Yǝr-zemin ɵzidǝ ɵlgǝnlǝrni tuƣup beridu.
«Саңа тәвә өлгән адәмләр яшайду; Мениң җәситимниң [тирилиши билән тәң] уларму тирилиду. И топа-чаңда ятқанлар, ойғинип нахша яңритиңлар! Шәбнимиң таң сәһәрниң шәбнимидәктур; Йәр-зимин өзидә өлгәнләрни туғуп бериду.
20 I hǝlⱪim, kelinglar, Ɵyünglarƣa kirip, kǝyninglardin ixiklǝrni etip ⱪoyunglar; Mening dǝrƣǝzipim ɵtküqǝ, ɵzüngni bir dǝmlik yoxuruwal.
И хәлқим, келиңлар, Өйүңларға кирип, кәйниңлардин ишикләрни етип қоюңлар; Мениң дәрғәзивим өткичә, өзүңни бир дәмлик йошурувал.
21 Qünki ⱪara, Pǝrwǝrdigar Ɵz jayidin qiⱪip, Yǝr yüzidikilǝrning gunaⱨini ɵzlirigǝ ⱪayturmaⱪqi; Yǝr bolsa üstigǝ tɵkülgǝn ⱪanlarni axkarilaydu, Ɵzidǝ ɵltürülgǝnlǝrni ⱨaman yepiwǝrmǝydu.
Чүнки қара, Пәрвәрдигар Өз җайидин чиқип, Йәр йүзидикиләрниң гунайини өзлиригә қайтурмақчи; Йәр болса үстигә төкүлгән қанларни ашкарилайду, Өзидә өлтүрүлгәнләрни һаман йепивәрмәйду.