< Yǝxaya 22 >

1 Alamǝt kɵrünüx berilgǝn jilƣa toƣrisida yüklǝngǝn wǝⱨiy: — Silǝr ⱨǝmminglar ɵgzilǝrning üstigǝ qiⱪiwalƣininglar zadi nemǝ ⱪilƣininglar?
Аламәт көрүнүш берилгән җилға тоғрисида жүкләнгән вәһий: — Силәр һәммиңлар өгүзләрниң үстигә чиқивалғиниңлар зади немә қилғиниңлар?
2 Silǝr huxalliⱪ dǝbdǝbisini kɵtüridiƣan, Warang-qurungƣa tolƣan yurt, Xadlinidiƣan xǝⱨǝr; Silǝrdin ɵltürülgǝnlǝr ⱪiliq bilǝn qepilƣan ǝmǝs, Yaki jǝnglǝrdǝ ɵlgǝn ǝmǝs;
Силәр хошаллиқ дәбдәбисини көтиридиған, Вараң-чуруңға толған жут, Шатлинидиған шәһәр; Силәрдин өлтүрүлгәнләр қилич билән чепилған әмәс, Яки җәңләрдә өлгән әмәс;
3 Əmirliringlarning ⱨǝmmisi biraⱪla ⱪeqixti; Ular oⱪyasiz ǝsir boldi; Yiraⱪⱪa ⱪaqⱪan bolsimu, Silǝrdin tepiwelinƣanlarning ⱨǝmmisi birliktǝ ǝsir boldi.
Әмирлириңларниң һәммиси бирақла қечишти; Улар оқясиз әсир болди; Жираққа қачқан болсиму, Силәрдин тепивелинғанларниң һәммиси бирликтә әсир болди.
4 Xunga mǝn: — «Nǝziringlarni meningdin elinglar; Meni ⱪattiⱪ yiƣlaxⱪa ⱪoyunglar; Hǝlⱪimning bulinip ketixi toƣruluⱪ manga tǝsǝlli berixkǝ aldirap ɵzünglarni upratmanglar» — dedim.
Шуңа мән: — «Нәзириңларни мениңдин елиңлар; Мени қаттиқ жиғлашқа қоюңлар; Хәлқимниң булинип кетиши тоғрилиқ маңа тәсәлли беришкә алдирап өзүңларни упратмаңлар» — дедим.
5 Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigardin «Alamǝt kɵrünüx berilgǝn jilƣa»ning bexiƣa bir kün qüxidu, U bolsa awariqilik bolidiƣan, Ayaƣ asti ⱪilinip petiⱪdilidiƣan, Adǝmlǝr ⱪaymuⱪturulidiƣan, Sepil soⱪulup qeⱪilidiƣan, Taƣlarƣa ⱪarap yalwurup qirⱪiraydiƣan bir küni bolidu.
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигардин «Аламәт көрүнүш берилгән җилға»ниң бешиға бир күн чүшиду, У болса аваричилик болидиған, Аяқ асти қилинип петиқдилидиған, Адәмләр қаймуқтурулидиған, Сепил соқулуп чеқилидиған, Тағларға қарап ялвуруп чирқирайдиған бир күни болиду.
6 Elam jǝng ⱨarwiliri wǝ adǝmliri bilǝn, atliⱪ ǝskǝrliri bilǝn oⱪdanni kɵtürüp kelidu, Kir bolsa ⱪalⱪanni eqip tǝyyar ⱪilidu.
Елам җәң һарвулири вә адәмлири билән, атлиқ әскәрлири билән оқданни көтирип келиду, Кир болса қалқанни ечип тәйяр қилиду.
7 Wǝ xundaⱪ boliduki, Əng güzǝl jilƣiliring jǝng ⱨarwiliri bilǝn tolup ketidu, Atliⱪ ǝskǝrlǝr dǝrwazang aldida sǝp tartip turidu.
Вә шундақ болидуки, Әң гөзәл җилғилириң җәң һарвулири билән толуп кетиду, Атлиқ әскәрләр дәрвазаң алдида сәп тартип туриду.
8 Ular Yǝⱨudaning üstidiki ⱪalⱪanni elip taxlaydu; Biraⱪ sǝn [Zion] xu künidǝ «Orman sarayi»diki ⱪorallarƣa ümid baƣliƣansǝn;
Улар Йәһуданиң үстидики қалқанни елип ташлайду; Бирақ сән [Зион] шу күнидә «Орман сарайи»дики қуралларға үмүт бағлиғансән;
9 Silǝr Dawutning xǝⱨirining bɵsülgǝn jaylirining kɵp ikǝnlikini kɵrüp, Pǝstiki kɵlqǝk sulirini bir yǝrgǝ yiƣip su ambiri ⱪildinglar;
Силәр Давутниң шәһириниң бөсүлгән җайлириниң көп екәнлигини көрүп, Пәстики көлчәк сулирини бир йәргә жиғип су амбири қилдиңлар;
10 Yerusalemdiki ɵylǝrni sanap, ulardin bǝzilirini buzup sepilni mustǝⱨkǝmlǝx üqün ixlǝttinglar,
Йерусалимдики өйләрни санап, улардин бәзилирини бузуп сепилни мустәһкәмләш үчүн ишләттиңлар,
11 Xundaⱪla kona kɵlqǝktiki sularni ikki sepil otturisiƣa yiƣip ambar ⱪildinglar; Biraⱪ muxularni Yaratⱪuqiƣa ⱨeq ⱪarimidinglar, Burundin burun bularni Xǝkillǝndürüp Bekitküqigǝ ⱨeq ümid baƣlimidinglar!
Шундақла кона көлчәктики суларни икки сепил оттурисиға жиғип амбар қилдиңлар; Бирақ мошуларни Яратқучиға һеч қаримидиңлар, Бурундин бурун буларни Шәкилләндүрүп Бекиткүчигә һеч үмүт бағлимидиңлар!
12 Xu küni samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar silǝrni yiƣlap matǝm tutuxⱪa, Qaqni qüxürüp paynǝkbax boluxⱪa, Bɵz kiyim kiyixkǝ murajiǝt ⱪildi.
Шу күни самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар силәрни жиғлап матәм тутушқа, Чачни чүшүрүп пайнәкбаш болушқа, Бөз кийим кийишкә мураҗиәт қилди.
13 Biraⱪ bularning ornida, mana huxalliⱪ wǝ xadliⱪ, Kalilarni soyux, ⱪoylarni boƣuzlax, Gɵxlǝrni yeyix, xarablarni iqix, «yǝyli, iqǝyli, qünki ǝtǝ dunyadin ketimiz» — deyixlǝr boldi!
Бирақ буларниң орнида, мана хошаллиқ вә шатлиқ, Калиларни союш, қойларни боғузлаш, Гөшләрни йейиш, шарапларни ичиш, «йәйли, ичәйли, чүнки әтә дуниядин кетимиз» — дейишләр болди!
14 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar tǝripidin ⱪuliⱪimƣa ayan ⱪilindiki, «Bǝrⱨǝⱪ, muxu gunaⱨ silǝr ɵlmigüqǝ kǝqürülmǝydu» — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар тәрипидин қулиқимға аян қилиндики, «Бәрһәқ, мошу гуна силәр өлмигичә кәчүрүлмәйду» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар.
15 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar mana xundaⱪ dǝydu: — «Barƣin, muxu ƣojidar, Ordini baxⱪuridiƣan muxu Xǝbnaning yeniƣa kirgin, uningƣa: —
Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар мана шундақ дәйду: — «Барғин, мошу ғоҗидар, Ордини башқуридиған мошу Шәбнаниң йениға киргин, униңға: —
16 Sanga muxu yǝrdǝ nemǝ bar? Yaki muxu yǝrdǝ kiming bar? Birsi egizlikkǝ ɵzi üqün bir gɵr ⱪazƣandǝk, Ɵzi ⱪoram taxtin bir ⱪonalƣuni yonuƣandǝk, Ɵzüng üqün bir gɵr kolidingmu?
Саңа мошу йәрдә немә бар? Яки мошу йәрдә кимиң бар? Бириси егизликкә өзи үчүн бир гөр қазғандәк, Өзи қорам таштин бир қоналғуни йонуғандәк, Өзүң үчүн бир гөр колидиңму?
17 Mana ⱨǝy palwan, Pǝrwǝrdigar seni ɵz qanggiliƣa elip, qing siⱪimdap,
Мана һәй палван, Пәрвәрдигар сени өз чаңгилиға елип, чиң сиқимдап,
18 Andin pomdaⱪtǝk seni bipayan, yiraⱪ bir zeminƣa taxliwetidu. Sǝn axu yǝrdǝ ɵlisǝn, Ⱨǝm axu yǝrdǝ ⱨǝywǝtlik jǝng ⱨarwiliringmu ⱪalidu, I ƣojangning jǝmǝtigǝ xǝrmǝndilik kǝltürgüqi!
Андин помдақтәк сени бепаян, жирақ бир зиминға ташливетиду. Сән әшу йәрдә өлисән, Һәм әшу йәрдә һәйвәтлик җәң һарвулириңму қалиду, И ғоҗаңниң җәмәтигә шәрмәндилик кәлтүргүчи!
19 Mǝn seni mǝnsipingdin eliwetimǝn, Xuning bilǝn seni ornungdin qüxüriwetimǝn.
Мән сени мәнсивиңдин еливетимән, Шуниң билән сени орнуңдин чүшүриветимән.
20 Xu künimu xundaⱪ boliduki, Mǝn Ⱨilⱪiyaning oƣli Ɵz ⱪulum bolƣan Eliakimni qaⱪirimǝn;
Шу күниму шундақ болидуки, Мән Һилқияниң оғли Өз қулум болған Елиакимни чақиримән;
21 Sening tonungni kiydürimǝn, Sening potang bilǝn uning belini qing ⱪilimǝn; Ⱨɵkümranliⱪingni uning ⱪoliƣa tapxurimǝn; Xuning bilǝn u Yerusalemdikilǝrgǝ wǝ Yǝⱨuda jǝmǝtigǝ ata bolidu.
Сениң тонуңни кийдүримән, Сениң потаң билән униң белини чиң қилимән; Һөкүмранлиғиңни униң қолиға тапшуримән; Шуниң билән у Йерусалимдикиләргә вә Йәһуда җәмәтигә ата болиду.
22 Dawut jǝmǝtining aqⱪuqini mǝn uning mürisidǝ ⱪoyimǝn; U aqsa, ⱨeqkim etǝlmǝydu, Ətsǝ, ⱨeqkim aqalmaydu.
Давут җәмәтиниң ачқучини мән униң мүрисидә қойимән; У ачса, һеч ким етәлмәйду, Әтсә, һеч ким ачалмайду.
23 Mǝn uni muⱪim bir jayƣa ⱪozuⱪ ⱪilip bekitimǝn; U bolsa atisining jǝmǝti üqün xǝrǝplik ⱨoⱪuⱪ-tǝht bolidu;
Мән уни муқим бир җайға қозуқ қилип бекитимән; У болса атисиниң җәмәти үчүн шәрәплик һоқуқ-тәхт болиду;
24 Hǝlⱪ uning üstigǝ atisining jǝmǝtining barliⱪ xɵⱨrǝtlirini yüklǝydu; Yǝni barliⱪ uruⱪ-nǝsillirini, Barliⱪ kiqik ⱪaqa-ⱪuqilarni, Piyalǝ-jamlardin tartip barliⱪ küp-idixlarƣiqǝ asidu.
Хәлиқ униң үстигә атисиниң җәмәтиниң барлиқ шөһрәтлирини жүкләйду; Йәни барлиқ уруқ-нәсиллирини, Барлиқ кичик қача-қучиларни, Пиялә-җамлардин тартип барлиқ күп-едишларғичә асиду.
25 Xu künidǝ — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar: — muⱪim jayƣa bekitilgǝn ⱪozuⱪ bolsa, egilip ketidu wǝ kesip taxlinidu; Uning üstigǝ esilƣan yüklǝr üzüp taxlinidu», — Qünki Pǝrwǝrdigar xundaⱪ degǝnidi.
Шу күнидә — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — муқим җайға бекитилгән қозуқ болса, егилип кетиду вә кесип ташлиниду; Униң үстигә есилған жүкләр үзүп ташлиниду», — Чүнки Пәрвәрдигар шундақ дегән еди.

< Yǝxaya 22 >