< Yǝxaya 21 >
1 «Dengizning qɵl-bayawini» toƣrisida yüklǝngǝn bir wǝⱨiy: — «Jǝnub tǝrǝptǝ ⱪoyuntazlar ɵtüp ketiwatⱪandǝk, Dǝⱨxǝtlik zemindin bir nemilǝr keliwatidu!».
«Деңизниң чөл-баявини» тоғрисида жүкләнгән бир вәһий: — «Җәнуп тәрәптә қоюнтазлар өтүп кетиватқандәк, Дәһшәтлик зиминдин бир немиләр келиватиду!».
2 — Azabliⱪ bir wǝⱨiy-kɵrünüx manga ayan ⱪilindi; Hain hainliⱪ ⱪiliwatidu, Bulangqi bulangqiliⱪ ⱪiliwatidu. «I Elam, ornungdin tur, qiⱪ! Media, muⱨasirǝ ⱪilip ⱪorxiwal!» Uning sǝwǝbidin kɵtürülgǝn ⱨǝmmǝ nalǝ-pǝryadlarni tügitiwǝttim.
— Азаплиқ бир вәһий-көрүнүш маңа аян қилинди; Хаин хаинлиқ қиливатиду, Булаңчи булаңчилиқ қиливатиду. «И Елам, орнуңдин тур, чиқ! Медиа, муһасирә қилип қоршивал!» Униң сәвәвидин көтирилгән һәммә налә-пәрядларни түгитивәттим.
3 — Xunga iq-baƣrim aƣriⱪ-azab bilǝn toldi, Tolƣiⱪi tutⱪan ayalning azabliridǝk, Kɵrgǝnlirimdin tolƣinip kǝttim, Angliƣinimdin parakǝndǝ boldum.
— Шуңа ич-бағрим ағриқ-азап билән толди, Толғиғи тутқан аялниң азаплиридәк, Көргәнлиримдин толғинип кәттим, Аңлиғинимдин паракәндә болдум.
4 Xunga kɵnglüm parakǝndǝ bolup ⱨasirap kǝttim, Meni dǝⱨxǝt ⱪorⱪunq basti; U mǝn zoⱪ alidiƣan keqini sarasimǝ bolidiƣan keqigǝ aylandurdi.
Шуңа көңлүм паракәндә болуп һасирап кәттим, Мени дәһшәт қорқунуч басти; У мән зоқ алидиған кечини сарасимә болидиған кечигә айландурди.
5 Ular dastihan wǝ gilǝm-kɵrpilǝrnimu salidu; Ular yeyixidu, iqixidu; «Ⱨǝy esilzadilǝr, ornunglardin turup ⱪalⱪanni maylanglar!»
Улар дәстихан вә гиләм-көрпиләрниму салиду; Улар йейишиду, ичишиду; «Һәй есилзадиләр, орнуңлардин туруп қалқанни майлаңлар!»
6 Qünki Rǝb manga: — «Barƣin, kɵrgǝnlirini ǝyni boyiqǝ eytidiƣan bir kɵzǝtqini tǝhlǝp ⱪoyƣin» — degǝnidi.
Чүнки Рәб маңа: — «Барғин, көргәнлирини әйни бойичә ейтидиған бир күзәтчини тәхләп қойғин» — дегән еди.
7 — «U jǝng ⱨarwilirini, jüp-jüp atliⱪ ǝskǝrlǝrni, Jǝng ⱨarwilirini exǝklǝr bilǝn, Jǝng ⱨarwilirini tɵgilǝr bilǝn kɵrgǝndǝ, U diⱪⱪǝt bilǝn, naⱨayiti diⱪⱪǝt bilǝn kɵzǝtsun!»
— «У җәң һарвулирини, җүп-җүп атлиқ әскәрләрни, Җәң һарвулирини ешәкләр билән, Җәң һарвулирини төгиләр билән көргәндә, У диққәт билән, наһайити диққәт билән күзәтсун!»
8 U jawabǝn xirdǝk towlidi: — «Rǝb, mǝn kɵzǝt munarida üzlüksiz kün boyi turimǝn, Ⱨǝr keqidǝ kɵzǝttǝ turimǝn;
У җававән ширдәк товлиди: — «Рәб, мән күзәт мунарида үзлүксиз күн бойи туримән, Һәр кечидә күзәттә туримән;
9 — Wǝ mana, u jǝng ⱨarwiliri jüp-jüp atliⱪ ǝskǝrlǝr bilǝn keliwatidu!» Wǝ yǝnǝ jawab berip xundaⱪ degǝn: — Babil bolsa yiⱪildi, yiⱪilip qüxti, Wǝ U ularning ilaⱨlirining ⱨǝrbir oyma mǝbudlirini yǝrgǝ taxlap parǝ-parǝ ⱪiliwǝtti!».
— Вә мана, у җәң һарвулири җүп-җүп атлиқ әскәрләр билән келиватиду!» Вә йәнә җавап берип шундақ дегән: — Бабил болса жиқилди, жиқилип чүшти, Вә У уларниң илаһлириниң һәр бир ойма мәбудлирини йәргә ташлап парә-парә қиливәтти!».
10 — I Mening tepilgǝn danlirim, Mening haminimdiki buƣdaylirim, Israilning Hudasi, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigardin angliƣanni silǝrgǝ eytip bǝrdim!
— И Мениң тепилгән данлирим, Мениң хаминимдики буғдайлирим, Исраилниң Худаси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин аңлиғанни силәргә ейтип бәрдим!
11 «Dumaⱨ» toƣruluⱪ yüklǝngǝn wǝⱨiy; Birsi Seirdin kelip mǝndin: — «I kɵzǝtqi, keqining ⱪanqiliki ɵtti? I kɵzǝtqi, keqining ⱪanqiliki ɵtti?» — dǝp soraydu.
«Думаһ» тоғрилиқ жүкләнгән вәһий; Бириси Сеирдин келип мәндин: — «И күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти? И күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти?» — дәп сорайду.
12 Kɵzǝtqi jawabǝn mundaⱪ dǝydu: — «Sǝⱨǝr kelidu, keqimu kelidu; Yǝnǝ soriƣing bolsa, yǝnǝ kelip sora; Yolungdin ⱪaytip manga yeⱪin kǝl!»
Күзәтчи җававән мундақ дәйду: — «Сәһәр келиду, кечиму келиду; Йәнә сориғиң болса, йәнә келип сора; Йолуңдин қайтип маңа йеқин кәл!»
13 Ərǝbiyǝning keqisi toƣruluⱪ yüklǝngǝn wǝⱨiy: — «I Dedanliⱪlarning karwanliri, silǝr Ərǝbiyǝdiki janggalda ⱪonup ⱪalisilǝr;
Әрәбийәниң кечиси тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — «И Деданлиқларниң карванлири, силәр Әрәбийәдики җаңгалда қонуп қалисиләр;
14 Ussap kǝtkǝnlǝrgǝ su apirip beringlar! I Temadikilǝr, nanliringlarni elip ⱪaqⱪanlarni kütüwelinglar!
Уссап кәткәнләргә су апирип бериңлар! И Темадикиләр, нанлириңларни елип қачқанларни күтүвелиңлар!
15 Qünki ular ⱪiliqlardin, Ƣilaptin elinƣan ⱪiliqtin, Kerilgǝn oⱪyadin, Uruxning azabidin ⱪaqidu.
Чүнки улар қиличлардин, Ғилаптин елинған қиличтин, Керилгән оқядин, Урушниң азавидин қачиду.
16 Qünki Rǝb manga xundaⱪ degǝn: — Bir yil iqidǝ mǝdikar ⱨesabliƣandǝk, Andin Kedarning bar xǝripi yoⱪilidu,
Чүнки Рәб маңа шундақ дегән: — Бир жил ичидә мәдикар һесаплиғандәк, Андин Кедарниң бар шәриви йоқилиду,
17 Oⱪyaqilarning ⱪalduⱪliri, Yǝni Kedarning palwan-batur bolƣan oƣulliri az ⱪalidu; Qünki Pǝrwǝrdigar, Israilning Hudasi xundaⱪ sɵz ⱪilƣan».
Оқячиларниң қалдуқлири, Йәни Кедарниң палван-батур болған оғуллири аз қалиду; Чүнки Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси шундақ сөз қилған».