< Yǝxaya 19 >

1 Misir toƣruluⱪ yüklǝngǝn wǝⱨiy: — Mana, Pǝrwǝrdigar tez uqidiƣan bulut üstigǝ minip, Misirƣa yetip kelidu; Misirdiki butlar uning aldida tǝwrinip ketidu, Misirning yüriki bolsa iqidin erip ketidu.
Мисир тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — Мана, Пәрвәрдигар тез учидиған булут үстигә минип, Мисирға йетип келиду; Мисирдики бутлар униң алдида тәвринип кетиду, Мисирниң жүриги болса ичидин ерип кетиду.
2 — «Wǝ Mǝn Misirliⱪlarni bir-birigǝ ⱪarxi ⱪutritimǝn; Ularning ⱨǝmmisi ɵz ⱪerindaxliriƣa ⱪarxi turixidu, Ɵz ⱪoxniliri bilǝnmu soⱪixidu; Xǝⱨǝr bilǝn xǝⱨǝr, Padixaⱨliⱪ bilǝn padixaⱨliⱪ bir-birigǝ ⱪarxi urixidu;
— «Вә Мән Мисирлиқларни бир-биригә қарши қутритимән; Уларниң һәммиси өз қериндашлириға қарши туришиду, Өз хошнилири биләнму соқишиду; Шәһәр билән шәһәр, Падишаһлиқ билән падишалиқ бир-биригә қарши уришиду;
3 Wǝ Misirning roⱨi ɵz iqidin yoⱪap ketidu; Mǝn ularni mǝsliⱨǝtsiz ⱪaldurimǝn; Xunga ular butlarni wǝ ǝrwaⱨlarni, Ərwaⱨlarni qaⱪirƣuqilarni ⱨǝm palqilarni izdǝp mǝsliⱨǝt soraydu;
Вә Мисирниң роһи өз ичидин йоқап кетиду; Мән уларни мәслиһәтсиз қалдуримән; Шуңа улар бутларни вә әрваһларни, Әрваһларни чақирғучиларни һәм палчиларни издәп мәслиһәт сорайду;
4 Mǝn Misirliⱪlarni rǝⱨimsiz bir ⱨɵkümranning ⱪoliƣa tapxurimǝn; Əxǝddiy bir padixaⱨ ularning üstidin ⱨɵkümranliⱪ ⱪilidu» — dǝp jakarlaydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar;
Мән Мисирлиқларни рәһимсиз бир һөкүмранниң қолиға тапшуримән; Әшәддий бир падиша уларниң үстидин һөкүмранлиқ қилиду» — дәп җакалайду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар;
5 Ⱨǝm sular «dengiz»din yoⱪaydu, Dǝryasi ⱪaƣjirap pütünlǝy ⱪurup ketidu;
Һәм сулар «деңиз»дин йоқайду, Дәрияси қағҗирап пүтүнләй қуруп кетиду;
6 Dǝryalarni sesiⱪqiliⱪ ⱪaplaydu, Misirning ɵstǝng-ⱪanalliri ⱪaƣjirap tügǝydu; Ⱪomuxlar ⱨǝm yekǝnlǝr solixidu;
Дәрияларни сесиқчилиқ қаплайду, Мисирниң өстәң-қаналлири қағҗирап түгәйду; Қомушлар һәм йекәнләр солишиду;
7 Nil dǝryasi boyidiki yǝrlǝr, Nil dǝryasining ⱪuyulux aƣzidiki yǝrlǝr giyaⱨsiz ⱪalidu, Nil dǝryasi boyidiki ziraǝtlǝrning ⱨǝmmisi ⱪurup, tozup, yoⱪilidu.
Нил дәрияси бойидики йәрләр, Нил дәриясиниң қуюлуш ағзидики йәрләр гиясиз қалиду, Нил дәрияси бойидики зираәтләрниң һәммиси қуруп, тозуп, йоқилиду.
8 Beliⱪqilar bolsa zar ⱪaⱪxaydu; Nil dǝryasiƣa ⱪarmaⱪ taxliƣuqilarning ⱨǝmmisi nalǝ kɵtüridu; Sularning üstigǝ tor yayƣuqilarning bexi sanggilap ketidu.
Белиқчилар болса зар қақшайду; Нил дәриясиға қармақ ташлиғучиларниң һәммиси налә көтириду; Суларниң үстигә тор яйғучиларниң беши саңгилап кетиду.
9 Ziƣirqilar ⱨǝm libas toⱪuƣuqilar hijalǝtqiliktǝ ⱪalidu,
Зиғирчилар һәм либас тоқуғучилар хиҗаләтчиликтә қалиду,
10 jǝmiyǝtning «tüwrük»liri parǝ-parǝ bolup, Mǝdikarlarning kɵnglimu yerim bolidu.
Җәмийәтниң «түврүк»лири парә-парә болуп, Мәдикарларниң көңлиму йерим болиду.
11 Tolimu ǝhmǝⱪ Zoan xǝⱨirining ǝmǝldarliri! Pirǝwnning ǝng dana mǝsliⱨǝtqiliridin ǝhmiⱪanǝ mǝsliⱨǝtlǝr qiⱪidu! Silǝr ⱪandaⱪmu Pirǝwngǝ: — «Mǝn bolsam danalarning ǝwladi, Ⱪǝdimki padixaⱨlarning nǝslidurmǝn!» — dǝwatⱪansilǝr tehi?
Толиму ахмақ Зоан шәһириниң әмәлдарлири! Пирәвнниң әң дана мәслиһәтчилиридин әхмиқанә мәслиһәтләр чиқиду! Силәр қандақму Пирәвнгә: — «Мән болсам даналарниң әвлади, Қедимки падишаларниң нәслидурмән!» — дәватқансиләр техи?
12 [Misir], sening danixmǝnliring ⱨazir ⱪeni? Ular danixmǝn bolsa, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning Misir toƣruluⱪ nemilǝrni kɵngligǝ pükkǝnlikini sanga ayan ⱪilsun!
[Мисир], сениң данишмәнлириң һазир қени? Улар данишмән болса, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мисир тоғрилиқ немиләрни көңлигә пүккәнлигини саңа аян қилсун!
13 Zoan xǝⱨirining ǝmǝldarliri nadanlaxti, Mǝmfis xǝⱨirining ǝmǝldarliri aldinip kǝtti; Misir ⱪǝbililirining «burjǝk tax»liri bolsa ularni eziⱪturup ⱪoydi.
Зоан шәһириниң әмәлдарлири наданлашти, Мәмфис шәһириниң әмәлдарлири алдинип кәтти; Мисир қәбилилириниң «бүҗәк таш»лири болса уларни езиқтуруп қойди.
14 Pǝrwǝrdigar ularning arisiƣa bir ⱪaymuⱪturƣuqi roⱨni arilaxturiwǝtti; Xunga birsi mǝst bolup ɵz ⱪusuⱪida teyilip ǝlǝng-sǝlǝng bolƣandǝk, Ular Misirdikilǝrni ⱨǝrbir ixida ǝlǝng-sǝlǝng ⱪiliwǝtti.
Пәрвәрдигар уларниң арисиға бир қаймуқтурғучи роһни арилаштуривәтти; Шуңа бириси мәс болуп өз қусуғида тейилип әләң-сәләң болғандәк, Улар Мисирдикиләрни һәр бир ишида әләң-сәләң қиливәтти.
15 Xuning bilǝn Misirƣa, Bax, ⱪuyruⱪ, palma xehi yaki ⱪomuxlar ⱪilaliƣudǝk ⱨeqⱪandaⱪ amal ⱪalmaydu.
Шуниң билән Мисирға, Баш, қуйруқ, палма шехи яки қомушлар қилалиғидәк һеч қандақ амал қалмайду.
16 Xu küni Misirdikilǝr ⱪiz-ayallarƣa ohxap ⱪalidu, Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar ⱪolini ularning üstigǝ tǝnglixi bilǝn titrǝp ⱪorⱪidu,
Шу күни Мисирдикиләр қиз-аялларға охшап қалиду, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар қолини уларниң үстигә тәңлиши билән титрәп қорқиду,
17 Ⱨǝmdǝ Yǝⱨuda zemini bolsa Misirƣa wǝⱨimǝ bolup ⱪalidu; Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigarning bekitkǝn iradisi tüpǝylidin, Yǝni Uning ɵzlirigǝ ⱪaritilƣan iradisi tüpǝylidin, Kimgǝ Yǝⱨudaning gepi ⱪilinsila xu qɵqüydu.
Һәмдә Йәһуда зимини болса Мисирға вәһимә болуп қалиду; Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигарниң бекиткән ирадиси түпәйлидин, Йәни Униң өзлиригә қаритилған ирадиси түпәйлидин, Кимгә Йәһуданиң гепи қилинсила шу чөчүйду.
18 Xu küni Ⱪanaanning tili sɵzlǝydiƣan, Wǝ samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa beⱪinip sadiⱪliⱪ ⱪǝsimi ⱪilidiƣan Misirning bǝx xǝⱨiri bolidu; Ulardin biri «Ⱨalak xǝⱨiri» dǝp atilidu.
Шу күни Қанаанниң тили сөзләйдиған, Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға беқинип садиқлиқ қәсими қилидиған Мисирниң бәш шәһири болиду; Улардин бири «Һалак шәһири» дәп атилиду.
19 Xu küni Misirning zemini otturisida Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan bir ⱪurbangaⱨ, Ⱨǝm qegrasida Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan bir tüwrük bolidu.
Шу күни Мисирниң зимини оттурисида Пәрвәрдигарға аталған бир қурбангаһ, Һәм чегарасида Пәрвәрдигарға аталған бир түврүк болиду.
20 Bular bolsa samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa ⱨǝm bǝlgǝ ⱨǝm xaⱨit bolidu; Qünki ǝzgüqilǝr tüpǝylidin ular Pǝrwǝrdigarƣa nalǝ kɵtürgǝn bolidu; U ularni ǝrkinlikkǝ qiⱪiridiƣan bir ⱪutⱪuzƣuqi ⱨǝm ⱪoƣdiƣuqini ǝwǝtidu.
Булар болса самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға һәм бәлгү һәм шаһит болиду; Чүнки әзгүчиләр түпәйлидин улар Пәрвәрдигарға налә көтәргән болиду; У уларни әркинликкә чиқиридиған бир қутқузғучи һәм қоғдиғучини әвәтиду.
21 Pǝrwǝrdigar Misirliⱪlarƣa tonutulup ayan ⱪilinidu; Xu küni Misir Pǝrwǝrdigarni tonuydu; Ular uningƣa ⱪurbanliⱪ axliⱪ ⱨǝdiyǝliri bilǝn ibadǝt ⱪilidu; Ular Pǝrwǝrdigarƣa ⱪǝsǝm iqidu wǝ uningƣa ǝmǝl ⱪilidu.
Пәрвәрдигар Мисирлиқларға тонутулуп аян қилиниду; Шу күни Мисир Пәрвәрдигарни тонуйду; Улар униңға қурбанлиқ ашлиқ һәдийәлири билән ибадәт қилиду; Улар Пәрвәрдигарға қәсәм ичиду вә униңға әмәл қилиду.
22 Pǝrwǝrdigar Misirni uridu; U ularni uridu ⱨǝm saⱪaytidu; Xuning bilǝn ular Pǝrwǝrdigarning yeniƣa ⱪaytidu, U ularning dua-tilawitini ⱪobul ⱪilip ularni saⱪaytidu.
Пәрвәрдигар Мисирни уриду; У уларни уриду һәм сақайтиду; Шуниң билән улар Пәрвәрдигарниң йениға қайтиду, У уларниң дуа-тилавитини қобул қилип уларни сақайтиду.
23 Xu küni Misirdin Asuriyǝgǝ mangidiƣan, egiz kɵtürülgǝn tüz yol eqilidu; Asuriyǝliklǝr Misirƣa kiridu, Misirliⱪlar Asuriyǝgǝ kiridu; Misir Asuriyǝ bilǝn billǝ [Hudaning] hizmǝt-ibaditidǝ bolidu.
Шу күни Мисирдин Асурийәгә маңидиған, егиз көтирилгән түз йол ечилиду; Асурийәликләр Мисирға кириду, Мисирлиқлар Асурийәгә кириду; Мисир Асурийә билән биллә [Худаниң] хизмәт-ибадитидә болиду.
24 Xu küni Israil Misir wǝ Asuriyǝ bilǝn bir bolup, Üqisi, yǝr yüzidikilǝrgǝ bǝht yǝtküzgüqilǝr bolidu.
Шу күни Исраил Мисир вә Асурийә билән бир болуп, Үчиси, йәр йүзидикиләргә бәхит йәткүзгүчиләр болиду.
25 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar ularƣa bǝht ata ⱪilip: — «Hǝlⱪim bolƣan Misirƣa, Ɵz ⱪolumning ijadi bolƣan Asuriyǝgǝ Wǝ Ɵz mirasim bolƣan Israilƣa bǝht yar bolsun!» — dǝydu.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларға бәхит ата қилип: — «Хәлқим болған Мисирға, Өз қолумниң иҗади болған Асурийәгә Вә Өз мирасим болған Исраилға бәхит яр болсун!» — дәйду.

< Yǝxaya 19 >