< Yǝxaya 18 >

1 Aⱨ, Efiopiyǝ dǝryalirining boyliridiki ⱪanatlarning wiȥildiƣan awazliri bilǝn ⱪaplanƣan yǝr-zemin! — Sǝn ⱪomux kemilǝr üstidǝ ǝlqilǝrni dengizdin ɵtküzüp ǝwǝtisǝn; — I yǝl tapan hǝwǝrqilǝr, Egiz boyluⱪ ⱨǝm siliⱪ terilik bir ǝlgǝ, Yiraⱪ-yeⱪinlarƣa ⱪorⱪunq bolidiƣan bir millǝtkǝ, Zemini dǝryalar tǝripidin bɵlüngǝn, Küqlük, tajawuzqi bir ǝlgǝ [ⱪaytip] beringlar!
Аһ, Ефиопийә дәриялириниң бойлиридики қанатларниң вижилдиған авазлири билән қапланған йәр-зимин! — Сән қомуш кемиләр үстидә әлчиләрни деңиздин өткүзүп әвәтисән; — И йәл тапан хәвәрчиләр, Егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир әлгә, Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир милләткә, Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, Күчлүк, таҗавузчи бир әлгә [қайтип] бериңлар!
2
3 Jaⱨanda turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisi, Jimiki yǝr yüzidikilǝr! Taƣlarda bir tuƣ kɵtürülgǝndila, Kɵrünglar! Kanay qelinƣandila, Anglanglar!
Җаһанда туруватқанларниң һәммиси, Җимики йәр йүзидикиләр! Тағларда бир туғ көтирилгәндила, Көрүңлар! Канай челинғандила, Аңлаңлар!
4 Qünki Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ dedi: — Mǝn tinqliⱪta turimǝn, Nur üstidǝ yalildap turƣan issiⱪtǝk, Issiⱪ ⱨosul mǝzgilidiki xǝbnǝmlik buluttǝk, Ɵz turalƣumda kɵzitimǝn;
Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Мән течлиқта туримән, Нур үстидә ялилдап турған иссиқтәк, Иссиқ һосул мәзгилидики шәбнәмлик булуттәк, Өз туралғумда күзитимән;
5 Qünki ⱨosul elix aldida, Üzüm qeqǝkligǝndin keyin, Qeqǝklǝr üzüm bolƣanda, U putiƣuqi piqaⱪlar bilǝn bihlarni kesip, Ⱨǝm xahlirini kesip taxlaydu.
Чүнки һосул елиш алдида, Үзүм чечәклигәндин кейин, Чечәкләр үзүм болғанда, У путиғучи пичақлар билән бихларни кесип, Һәм шахлирини кесип ташлайду.
6 Ular yiƣixturulup taƣdiki alƣur ⱪuxlarƣa, Yǝr yüzidiki ⱨaywanlarƣa ⱪaldurulidu. Alƣur ⱪuxlar ulardin ozuⱪlinip yazni ɵtküzidu, Yǝr yüzidiki ⱨaywanlar ular bilǝn ⱪixni ɵtküzidu.
Улар жиғиштурулуп тағдики алғур қушларға, Йәр йүзидики һайванларға қалдурулиду. Алғур қушлар улардин озуқлинип язни өткүзиду, Йәр йүзидики һайванлар улар билән қишни өткүзиду.
7 Xu künidǝ samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa bir sowƣat elip kelinidu; Yǝni egiz boyluⱪ ⱨǝm siliⱪ terilik bir millǝttin, Yiraⱪ-yeⱪinlarƣa ⱪorⱪunq bolidiƣan bir ǝldin, Zemini dǝryalar tǝripidin bɵlüngǝn, Küqlük, tajawuzqi bir millǝttin berilidu; Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari Pǝrwǝrdigarning nami bolƣan jayƣa, Yǝni Zion teƣiƣa elip kelinidu.
Шу күнидә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға бир соғат елип келиниду; Йәни егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир милләттин, Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир әлдин, Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, Күчлүк, таҗавузчи бир милләттин берилиду; Самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигарниң нами болған җайға, Йәни Зион теғиға елип келиниду.

< Yǝxaya 18 >