< Yǝxaya 17 >
1 Dǝmǝxⱪ toƣruluⱪ yüklǝngǝn wǝⱨiy: — Mana, Dǝmǝxⱪ xǝⱨǝr bolup turuwǝrmǝy, naⱨayiti bir dɵwǝ harabiliⱪⱪa aylandurulidu.
Дәмәшқ тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — Мана, Дәмәшқ шәһәр болуп турувәрмәй, наһайити бир дога харабилиққа айландурулиду.
2 Aroǝrdiki xǝⱨǝrlǝr adǝmzatsiz bolup, Ⱪoy padiliriƣa ⱪaldurulidu, Ular tinq-aman yatidu, Ularni ⱪorⱪutⱪudǝk ⱨeqbir adǝmmu kɵrünmǝydu.
Ароәрдики шәһәрләр адәмзатсиз болуп, Қой падилириға қалдурулиду, Улар теч-аман ятиду, Уларни қорқутқидәк һеч бир адәмму көрүнмәйду.
3 Əfraimda bolsa, ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlǝr yoⱪilidu, Dǝmǝxⱪning xaⱨanǝ ⱨoⱪuⱪi, Suriyǝning ⱪalduⱪliri yoⱪilidu; Ular «Israilning xɵⱨriti»dǝk yoⱪ bolidu. — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Әфраимда болса, қорғанлиқ шәһәрләр йоқилиду, Дәмәшқниң шаһанә һоқуқи, Сурийәниң қалдуқлири йоқилиду; Улар «Исраилниң шөһрити»дәк йоқ болиду. — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
4 Xu küni xundaⱪ boliduki, Yaⱪupning xɵⱨriti suslixip, Tenidiki semiz ǝtlǝr sizip ketidu.
Шу күни шундақ болидуки, Яқупниң шөһрити суслишип, Тенидики семиз әтләр сизип кетиду.
5 Ularning ⱨali bolsa ormiqi buƣday orƣandin keyin, Yǝni biliki bilǝn yiƣip orƣandin keyin, Ⱨǝtta Rǝfayim jilƣisida adǝmlǝr baxaⱪlarni tǝrgǝndin keyinki ⱨalǝtkǝ ohxax, [ⱪalƣini yoⱪ deyǝrlik bolidu];
Уларниң һали болса ормичи буғдай орғандин кейин, Йәни билиги билән жиғип орғандин кейин, Һәтта Рәфайим җилғисида адәмләр башақларни тәргәндин кейинки һаләткә охшаш, [қалғини йоқ дейәрлик болиду];
6 Ⱨalbuki, yǝnǝ azraⱪ tǝrgüdǝk baxaⱪ, Zǝytun dǝrihi silkingǝndin keyin, Əng uqida ikki-üq tal mewǝ, Kɵp mewiligǝn xahlirida tɵt-bǝx tal mewǝ ⱪaldurulidu, — dǝydu Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Һалбуки, йәнә азрақ тәргидәк башақ, Зәйтун дәриғи силкингәндин кейин, Әң учида икки-үч тал мевә, Көп мевилигән шахлирида төрт-бәш тал мевә қалдурулиду, — дәйду Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар.
7 — Xu küni insan bolsa Yaratⱪuqisiƣa nǝzirini tikidu, Kɵzi Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqida bolidu.
— Шу күни инсан болса Яратқучисиға нәзирини тикиду, Көзи Исраилдики Муқәддәс Болғучида болиду.
8 Ular ɵz ⱪurbangaⱨliriƣa, yǝni ɵz ⱪoli bilǝn yasiƣanliriƣa, Yaki barmaⱪliri bilǝn xǝkillǝndürgǝnlirigǝ ⱨeq ⱪarimaydu, Nǝ «Axǝraⱨ»larƣa nǝ «kün tüwrükliri»gǝ ⱨeq ümid baƣlimaydu.
Улар өз қурбангаһлириға, йәни өз қоли билән ясиғанлириға, Яки бармақлири билән шәкилләндүргәнлиригә һеч қаримайду, Нә «Ашәраһ»ларға нә «күн түврүклири»гә һеч үмүт бағлимайду.
9 Xu künidǝ uning ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrliri, Əslidiki Israillarning aldida qatⱪalliⱪⱪa wǝ taⱪir taƣlarƣa aylandurulƣan harabǝ xǝⱨǝrlǝrdǝk, Ⱨǝmmisi wǝyran bolup ketidu.
Шу күнидә униң қорғанлиқ шәһәрлири, Әслидики Исраилларниң алдида чатқаллиққа вә тақир тағларға айландурулған харабә шәһәрләрдәк, Һәммиси вәйран болуп кетиду.
10 Qünki nijating bolƣan Hudani untup ⱪalding, Küqüng bolƣan «Ⱪoram Tax Bolƣuqi»ni ǝslimiding; Xunga sǝn «sǝrhil» ɵsümlüklǝrni tikip ⱪoyƣining bilǝn, Wǝ yaⱪa yurttiki üzüm tallirini tikkining bilǝn,
Чүнки ниҗатиң болған Худани унтуп қалдиң, Күчүң болған «Қорам Таш Болғучи»ни әслимидиң; Шуңа сән «сәрхил» өсүмлүкләрни тикип қойғиниң билән, Вә яқа жуттики үзүм таллирини тиккиниң билән,
11 Ularni tikkǝn künila yaxartⱪining bilǝn, Tikkǝn ǝtisila ularni qeqǝklǝtkining bilǝn, Ⱨosuliƣa erixkǝn künidǝ, u pǝⱪǝt bir patman dawaliƣusiz ⱪayƣu-ⱨǝsrǝt bolidu, halas!
Уларни тиккән күнила яшартқиниң билән, Тиккән әтисила уларни чечәкләткиниң билән, Һосулиға еришкән күнидә, у пәқәт бир патман давалиғусиз қайғу-һәсрәт болиду, халас!
12 Ⱨǝy! Kɵp hǝlⱪlǝrning quⱪan-sürǝnliri! Ular dengiz-okyanlarni urƣutup dolⱪunlardǝk xawⱪunlarni kɵtüridu, Aⱨ, ǝllǝrning ⱪaynam-taxⱪinliri! Dolⱪunlanƣan küqlük sulardǝk ular ⱪaynam-taxⱪinlarni kɵtüridu.
Һәй! Көп хәлиқләрниң чуқан-сүрәнлири! Улар деңиз-океанларни урғутуп долқунлардәк шавқунларни көтириду, Аһ, әлләрниң қайнам-ташқинлири! Долқунланған күчлүк сулардәк улар қайнам-ташқинларни көтириду.
13 Əllǝr uluƣ sularning ⱪaynam-taxⱪinliridǝk dolⱪunlinip ketidu; Biraⱪ U ularning dǝkkisini berixi bilǝnla, ular yiraⱪⱪa bǝdǝr ⱪeqip ketidu. Ular taƣdiki ot-qɵplǝrning topa-topanliri xamalda yiraⱪlarƣa uquruwetilgǝndǝk, Ⱪara ⱪuyun aldida qang-tozanglar ⱪuyun bolƣandǝk ⱨǝydiwetilidu!
Әлләр улуқ суларниң қайнам-ташқинлиридәк долқунлинип кетиду; Бирақ У уларниң дәккисини бериши биләнла, улар жираққа бәдәр қечип кетиду. Улар тағдики от-чөпләрниң топа-топанлири шамалда жирақларға учуруветилгәндәк, Қара қуюн алдида чаң-тозаңлар қуюн болғандәк һайдиветилиду!
14 Kǝqtǝ — wǝⱨimǝ! Tang sǝⱨǝrdǝ — yoⱪ biraⱪ! Mana bizni bulap kǝtkǝnlǝrning nesiwisi, Bizdin olja-ƣǝniymǝt eliwalƣanlarning aⱪiwitidur!
Кәчтә — вәһимә! Таң сәһәрдә — йоқ бирақ! Мана бизни булап кәткәнләрниң несивиси, Биздин олҗа-ғәниймәт еливалғанларниң ақивитидур!