< Yǝxaya 16 >

1 «Əmdi [ƣǝllǝ-paraⱪ] ⱪozisini Sela [rayondin] elip, Qɵl-bayawandin ɵtüp zeminlarning ⱨɵkümraniƣa, Yǝni Zion ⱪizining teƣiƣa ǝwǝtkin!»
«Әнди [ғәллә-парақ] қозисини Села [райондин] елип, Чөл-баявандин өтүп зиминларниң һөкүмраниға, Йәни Зион қизиниң теғиға әвәткин!»
2 Uwisidin quwulup patiparaⱪ bolup kǝtkǝn ⱪuxlardǝk, Moab ⱪizliri Arnon dǝryasining keqikliridǝ [alaⱪzadǝ] yüridu.
Угисидин чувулуп патипарақ болуп кәткән қушлардәк, Моаб қизлири Арнон дәриясиниң кечиклиридә [алақзадә] жүриду.
3 «Parasǝt bilǝn ⱨɵküm ⱪilinglar!»
«Парасәт билән һөкүм қилиңлар!»
4 «[I Zion ⱪizi], sayingizni qüxürüp qüxtiki yoruⱪluⱪni tün ⱪarangƣusidǝk ⱪiling, Xu ƣeriblarni yoxurup ⱪoyƣaysiz; Ⱪoƣlanƣanlarni axkarilap ⱪoymiƣaysiz! Mening Moabdiki musapirlirimni ɵzingiz bilǝn billǝ turƣuzƣaysiz, Ular üqün wǝyran ⱪilƣuqining aldida baxpanaⱨ bolƣaysiz!».
«[И Зион қизи], сайиңизни чүшүрүп чүштики йоруқлуқни түн қараңғусидәк қилиң, Шу ғерибларни йошуруп қойғайсиз; Қоғланғанларни ашкарилап қоймиғайсиз! Мениң Моабдики мусапирлиримни өзиңиз билән биллә турғузғайсиз, Улар үчүн вәйран қилғучиниң алдида башпанаһ болғайсиз!».
5 «[Ɵtünüxünglar toƣra], qünki ǝzgüqi yoⱪilidu, Ⱨalakǝt yoⱪ bolidu, Əzgüqilǝrning ⱨǝmmisi zemindin yoⱪilidu. Ɵzgǝrmǝs meⱨir-xǝpⱪǝt bilǝn bir tǝht tiklinidu; «Dawutning qediri» iqidiki xu tǝht üstidǝ birsi olturidu. U bolsa, ⱨǝⱪiⱪǝtǝn adalǝt yürgüzidiƣan, xundaⱪla adalǝtni izdǝydiƣan, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni ilgiri süridiƣan bolidu.
«[Өтүнүшүңлар тоғра], чүнки әзгүчи йоқилиду, Һалакәт йоқ болиду, Әзгүчиләрниң һәммиси зиминдин йоқилиду. Өзгәрмәс меһри-шәпқәт билән бир тәхт тиклиниду; «Давутниң чедири» ичидики шу тәхт үстидә бириси олтириду. У болса, һәқиқәтән адаләт жүргүзидиған, шундақла адаләтни издәйдиған, Һәққанийлиқни илгири сүридиған болиду.
6 — Biz Moabning ⱨakawurluⱪi toƣrisida angliduⱪ (u intayin ⱨakawur!), Yǝni uning ⱨakawurluⱪi, tǝkǝbburluⱪi, noqiliⱪ ⱪilidiƣanliⱪi toƣrisida angliduⱪ; Biraⱪ uning qong gǝpliri bikar bolidu!
— Биз Моабниң һакавурлуғи тоғрисида аңлидуқ (у интайин һакавур!), Йәни униң һакавурлуғи, тәкәббурлуғи, ночилиқ қилидиғанлиғи тоғрисида аңлидуқ; Бирақ униң чоң гәплири бекар болиду!
7 Xunga Moab Moab üqün zar yiƣlaydu; Ularning ⱨǝmmisi zar-zar yiƣlaydu; Ⱪayƣu-ⱨǝsrǝtkǝ qɵmüp Kir-Ⱨarǝsǝtning «kixmix poxkalliri» üqün zar-zar yiƣlanglar!
Шуңа Моаб Моаб үчүн зар жиғлайду; Уларниң һәммиси зар-зар жиғлайду; Қайғу-һәсрәткә чөмүп Кир-Һарәсәтниң «кишмиш пошкаллири» үчүн зар-зар жиғлаңлар!
8 Ⱨǝxbon rayonidiki etizlar, Sibmaⱨdiki üzüm tallirimu yiglǝp ketidu; Əllǝrning ǝmirliri uning sǝrhil ɵsümlüklirini buzup qǝylǝydu; Ular ǝslidǝ Yaazǝrgiqǝ yetip, qɵl-dalalarni kǝzgǝnidi; Pelǝkliri sozulup, «[Ɵlük] Dengiz»ning nerisiƣa yǝtti.
Һәшбон районидики етизлар, Сибмаһдики үзүм таллириму йигләп кетиду; Әлләрниң әмирлири униң сәрхил өсүмлүклирини бузуп чәйләйду; Улар әслидә Яазәргичә йетип, чөл-далаларни кәзгән еди; Пеләклири созулуп, «[Өлүк] Деңиз»ниң нерисиға йәтти.
9 Xunga Mǝn Yaazǝrning zar-yiƣisi bilǝn billǝ Sibmaⱨning üzüm teli üqün yiƣlaymǝn; I Ⱨǝxbon, Elealaⱨ, Ɵz kɵz yaxlirim bilǝn silǝrni suƣirimǝn! Qünki yazliⱪ mewiliringgǝ, ⱨosulung üstigǝ tǝntǝnǝ bir sada yangritilidu.
Шуңа Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән биллә Сибмаһниң үзүм тели үчүн жиғлаймән; И Һәшбон, Елеалаһ, Өз көз яшлирим билән силәрни суғиримән! Чүнки язлиқ мевилириңгә, һосулуң үстигә тәнтәнә бир сада яңритилиду.
10 Huxalliⱪ mewilik baƣlardin mǝⱨrum ⱪilinip, Xadliⱪmu yoⱪ ⱪilinidu; Üzümzarliⱪlarda nǝ nahxa awazliri anglanmaydu, Nǝ tǝntǝnǝ ⱪilinmaydu; Dǝssigüqilǝr üzüm kɵlqǝklirini qǝylimǝydu. Qünki Mǝn üzüm kɵlqǝkliridiki huxal warⱪiraxlarni tohtattim.
Хошаллиқ мевилик бағлардин мәһрум қилинип, Шатлиқму йоқ қилиниду; Үзүмзарлиқларда нә нахша авазлири аңланмайду, Нә тәнтәнә қилинмайду; Дәссигүчиләр үзүм көлчәклирини чәйлимәйду. Чүнки Мән үзүм көлчәклиридики хошал вақирашларни тохтаттим.
11 Xunga iq-baƣrilirim Moab üqün qalƣan qiltardǝk aƣrip mungluⱪ yangraydu, Iqim Kir-Ⱨǝrǝsdikilǝr üqünmu xundaⱪ;
Шуңа ич-бағрилирим Моаб үчүн чалған чилтардәк ағрип муңлуқ яңрайду, Ичим Кир-Һәрәсдикиләр үчүнму шундақ;
12 Xundaⱪ boliduki, Moab ɵzini upritip dua ⱪilƣili ɵzining «yuⱪiri orni»ƣa qiⱪip kǝlgǝndǝ, Yaki dua ⱪilƣili «muⱪǝddǝs ɵyi»gǝ kirgǝndǝ, U muwǝppǝⱪiyǝtkǝ erixǝlmǝydu.
Шундақ болидуки, Моаб өзини упритип дуа қилғили өзиниң «жуқури орни»ға чиқип кәлгәндә, Яки дуа қилғили «муқәддәс өйи»гә киргәндә, У мувәппәқийәткә еришәлмәйду.
13 Mana muxu sɵzlǝrni Pǝrwǝrdigar Moab toƣruluⱪ burun eytⱪan.
Мана мошу сөзләрни Пәрвәрдигар Моаб тоғрилиқ бурун ейтқан.
14 Biraⱪ ⱨazir Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: — «Üq yil iqidǝ mǝdikar ⱨesabliƣandǝk, Moabning kɵpligǝn ⱪoxun-aⱨalisi bolƣini bilǝn, Uning pǝhirlǝngǝn xɵⱨriti yǝksan bolidu; Ularning ⱪalduⱪliri bolsa intayin az wǝ ⱨalsiz bolidu».
Бирақ һазир Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — «Үч жил ичидә мәдикар һесаплиғандәк, Моабниң көплигән қошун-аһалиси болғини билән, Униң пәхирләнгән шөһрити йәксан болиду; Уларниң қалдуқлири болса интайин аз вә һалсиз болиду».

< Yǝxaya 16 >