< Yǝxaya 10 >
1 Ⱪǝbiⱨlik ⱪanunlirini tüzgüqilǝrgǝ, Azabliⱪ pǝrman-ⱨɵkümlǝrni yazƣuqilarƣa way!
Қәбиһлик қанунлирини түзгүчиләргә, Азаплиқ пәрман-һөкүмләрни язғучиларға вай!
2 Tul hotunlarni oljimiz ⱪilayli, Yetim-yesirlarni bulap-talayli dǝp, Ular miskinlǝrgǝ adalǝtni bǝrmǝy, Hǝlⱪimdiki ajiz-beqarilǝrdin ⱨoⱪuⱪni bulap ketidu.
Тул хотунларни олҗимиз қилайли, Житим-йесирларни булап-талайли дәп, Улар мискинләргә адаләтни бәрмәй, Хәлқимдики аҗиз-бечариләрдин һоқуқни булап кетиду.
3 Ⱨesab alidiƣan künidǝ, Yǝni yiraⱪtin kǝlgǝn tuyuⱪsiz balayi’apǝt künidǝ, Nemǝ ⱪilisilǝr? Kimdin baxpanaⱨliⱪ izdǝp yürisilǝr? Bayliⱪ-xɵⱨritinglarni nǝgǝ amanǝt ⱪoyisilǝr?
Һесап алидиған күнидә, Йәни жирақтин кәлгән туюқсиз балаю-апәт күнидә, Немә қилисиләр? Кимдин башпанаһлиқ издәп жүрисиләр? Байлиқ-шөһритиңларни нәгә аманәт қойисиләр?
4 Ularƣa ǝsirlǝr arisida zongziyip olturuxtin, Yaki ɵltürülgǝnlǝr arisida yiⱪilixtin baxⱪa ⱨeqnemǝ ⱪalmidi! Ⱨǝmmisi xundaⱪ bolsimu, Uning ƣǝzipi yǝnila yanmaydu, Sozƣan ⱪoli yǝnila ⱪayturulmay turidu.
Уларға әсирләр арисида зоңзийип олтириштин, Яки өлтүрүлгәнләр арисида жиқилиштин башқа һеч немә қалмиди! Һәммиси шундақ болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
5 Ⱪoliƣa ƣǝzipimning toⱪmiⱪi tutⱪuzulƣan, Ɵzümning dǝrƣǝzipimning tayiⱪi bolƣan Asuriyǝlikkǝ way!
Қолиға ғәзивимниң тоқмиқи тутқузулған, Өзүмниң дәрғәзивимниң тайиғи болған Асурийәликкә вай!
6 Mǝn uni hudasiz bir «yat ǝl»gǝ, Dǝrƣǝzipim ⱪaritilƣan hǝlⱪimgǝ zǝrbǝ berixkǝ ǝwǝtimǝn; Uningƣa olja tutuwelixⱪa, Ƣǝniymǝtni bulaxⱪa, [Hǝlⱪimni] koqilardiki lay-patⱪaⱪlarni dǝssigǝndǝk dǝssǝxkǝ buyruymǝn.
Мән уни худасиз бир «ят әл»гә, Дәрғәзивим қаритилған хәлқимгә зәрбә беришкә әвәтимән; Униңға олҗа тутувелишқа, Ғәниймәтни булашқа, [Хәлқимни] кочилардики лай-патқақларни дәссигәндәк дәссәшкә буйруймән.
7 Biraⱪ [Asuriyǝlikning] kɵzdǝ tutⱪini muxu ǝmǝs, U xundaⱪ ⱨeq oyliƣan ǝmǝs. Uning oyliƣini wǝyran ⱪilix, Kɵp dɵlǝtlǝrni yoⱪitixtin ibarǝttur.
Бирақ [Асурийәликниң] көздә тутқини мошу әмәс, У шундақ һеч ойлиған әмәс. Униң ойлиғини вәйран қилиш, Көп дөләтләрни йоқитиштин ибарәттур.
8 U: — «Mening sǝrdarlirimningmu ⱨǝmmisi padixaⱨlarƣa barawǝr ǝmǝsmu?
У: — «Мениң сәрдарлиримниңму һәммиси падишаларға баравәр әмәсму?
9 Kalno xǝⱨiri Karkemix xǝⱨirigǝ, Hamat xǝⱨiri Arpad xǝⱨirigǝ, Samariyǝ xǝⱨiri Dǝmǝxⱪ xǝⱨirigǝ ohxax ǝmǝsmu?
Кално шәһири Каркемиш шәһиригә, Хамат шәһири Арпад шәһиригә, Самарийә шәһири Дәмәшқ шәһиригә охшаш әмәсму?
10 Mǝbudliri Samariyǝning wǝ Yerusalemningkidin uluƣ bolƣini bilǝn, Mening ⱪolum muxu mǝbudⱪa tǝwǝ bolƣan padixaⱨliⱪlarƣa igǝ boluxⱪa yǝtküdǝk tursa,
Мәбудлири Самарийәниң вә Йерусалимниңкидин улуқ болғини билән, Мениң қолум мошу мәбудқа тәвә болған падишалиқларға егә болушқа йәткидәк турса,
11 Samariyǝ wǝ uning mǝbudlirini ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsam, Yerusalem wǝ uning mǝbudlirini ohxaxla xundaⱪ ⱪilmamdimǝn?» — dǝydu.
Самарийә вә униң мәбудлирини қандақ қилған болсам, Йерусалим вә униң мәбудлирини охшашла шундақ қилмамдимән?» — дәйду.
12 Biraⱪ Rǝb Zion teƣi wǝ Yerusalemda pütkül jaza ixini pütküzüp bolƣandin keyin, U: — «Mǝn Asuriyǝ padixaⱨining kɵnglidiki baxbaxtaⱪliⱪning aⱪiwitini [uningƣa qüxürimǝn], Uning kɵzliridiki kibirlik nǝzǝrlirini jazalaymǝn» dǝydu.
Бирақ Рәб Зион теғи вә Йерусалимда пүткүл җаза ишини пүткүзүп болғандин кейин, У: — «Мән Асурийә падишасиниң көңлидики башбаштақлиқниң ақивитини [униңға чүшүримән], Униң көзлиридики кибирлик нәзәрлирини җазалаймән» дәйду.
13 Qünki u: — «Bu ixlarni ɵz ⱪolumning küqi bilǝn, Ɵz danaliⱪim bilǝn mǝn ⱪilƣanmǝn; Qünki mǝn ǝⱪilliⱪturmǝn; Mǝn ǝllǝrning pasillirini yoⱪattim, Ularning hǝzinilirini buliwaldim, Tǝhtkǝ olturƣanlarni batur kǝbi qüxürüp taxlidimmǝn;
Чүнки у: — «Бу ишларни өз қолумниң күчи билән, Өз даналиғим билән мән қилғанмән; Чүнки мән әқиллиқтурмән; Мән әлләрниң пасиллирини йоқаттим, Уларниң ғәзнилирини буливалдим, Тәхткә олтарғанларни батур кәби чүшүрүп ташлидиммән;
14 Mǝn ⱪolumni bir ⱪux uwisiƣa uzatⱪandǝk ǝllǝrning bayliⱪliriƣa uzattim, Birsi taxliwetilgǝn tuhumlarni tǝrgǝndǝk mǝn pütkül dunyani yiƣⱪanmǝn; Ulardin ⱨeqbirimu ⱪanatlirini palaⱪlatmidi, Tumxuⱪini aqmidi, Yaki quk-quk ⱪilip awaz qiⱪarmidi» — dǝydu.
Мән қолумни бир қуш угисиға узатқандәк әлләрниң байлиқлириға узаттим, Бириси ташливетилгән тухумларни тәргәндәк мән пүткүл дунияни жиққанмән; Улардин һеч бириму қанатлирини палақлатмиди, Тумшуғини ачмиди, Яки чук-чук қилип аваз чиқармиди» — дәйду.
15 Palta ɵzini ixlǝtküqisigǝ lap atsa bolamdu? Ⱨǝrǝ ⱨǝridigüqigǝ poqiliⱪ ⱪilsa bolamdu? Xundaⱪ ix ikǝn, huddi tayaⱪ ɵzini kɵtürgüqisini oynitalisa bolidiƣandǝk, Huddi ⱨasa yaƣaq ǝmǝs bolƣuqini kɵtürgǝndǝk bolatti ǝmǝsmu?!
Палта өзини ишләткүчисигә лап атса боламду? Һәрә һәридигүчигә почилиқ қилса боламду? Шундақ иш екән, худди таяқ өзини көтәргүчисини ойниталиса болидиғандәк, Худди һаса яғач әмәс болғучини көтәргәндәк болатти әмәсму?!
16 Xunga samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar xu [Asuriyǝlkning] palwanliri arisiƣa oruⱪlitix kesilini ǝwǝtidu, Uning xan-xǝripining astida lawuldap yalⱪunlaydiƣan bir otni yaⱪidu.
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар шу [Асурийәлкниң] палванлири арисиға оруқлитиш кесилини әвәтиду, Униң шан-шәривиниң астида лавулдап ялқунлайдиған бир отни яқиду.
17 «Israilning Nuri»ning Ɵzi ot, Uningdiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi yalⱪun bolidu, U bir kün iqidǝ uning jiƣanliri wǝ tikǝnlirini kɵydürüp, yutuwalidu.
«Исраилниң Нури»ниң Өзи от, Униңдики Муқәддәс Болғучи ялқун болиду, У бир күн ичидә униң җиғанлири вә тикәнлирини көйдүрүп, жутувалиду.
18 Ⱨǝm uning ormanzarliⱪ wǝ baƣ-etizlirining xan-xǝripini, jan wǝ tenini kɵydürüp kül ⱪiliwetidu; Ular bǝǝyni jüdǝp ketiwatⱪan kesǝl adǝmdǝk bolup ⱪalidu.
Һәм униң орманзарлиқ вә бағ-етизлириниң шан-шәривини, җан вә тенини көйдүрүп күл қиливетиду; Улар бәәйни җүдәп кетиватқан кесәл адәмдәк болуп қалиду.
19 Buning bilǝn ormanzarliⱪtiki dǝrǝhlǝrning ⱪep ⱪalƣini xunqǝ az boliduki, Kiqik bala ularni sanap hatiriliyǝlǝydu.
Буниң билән орманзарлиқтики дәрәқләрниң қеп қалғини шунчә аз болидуки, Кичик бала уларни санап хатириләләйду.
20 Xu küni xundaⱪ boliduki, Israilning ⱪaldi hǝlⱪi, yǝni Yaⱪupning jǝmǝtidin ⱪeqip ⱪaytⱪanlar ɵzlirini urƣuqiƣa ikkinqi tayanmaydu; bǝlki ular ⱨǝⱪiⱪǝtǝn Pǝrwǝrdigar, yǝni «Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi»ƣa tayinidu.
Шу күни шундақ болидуки, Исраилниң қалди хәлқи, йәни Яқупниң җәмәтидин қечип қайтқанлар өзлирини урғучиға иккинчи таянмайду; бәлки улар һәқиқәтән Пәрвәрдигар, йәни «Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ға тайиниду.
21 Bǝrⱨǝⱪ, bir «ⱪaldi» ⱪaytip kelidu, Yǝni Yaⱪupning «ⱪaldisi» ⱪudrǝtlik Tǝngrining yeniƣa ⱪaytip kelidu.
Бәрһәқ, бир «қалди» қайтип келиду, Йәни Яқупниң «қалдиси» қудрәтлик Тәңриниң йениға қайтип келиду.
22 I Israil, hǝlⱪing dengizdiki ⱪumdǝk kɵp bolƣini bilǝn, Pǝⱪǝt bir ⱪaldisi ⱪaytidu; [Qünki] ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn yürgüzülgǝn, bir ⱨalakǝtning texip üstünglarƣa qüxüxi bekitilgǝndur;
И Исраил, хәлқиң деңиздики қумдәк көп болғини билән, Пәқәт бир қалдиси қайтиду; [Чүнки] һәққанийлиқ билән жүргүзүлгән, бир һалакәтниң тешип үстүңларға чүшүши бекитилгәндур;
23 Qünki bir ⱨalakǝtni — bekitilgǝn bir ⱨalakǝtni samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar pütkül yǝr yüzidǝ ǝmǝlgǝ axuridu.
Чүнки бир һалакәтни — бекитилгән бир һалакәтни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзидә әмәлгә ашуриду.
24 Xunga samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — « — I Zion teƣida turƣan hǝlⱪim, Asuriyǝdin ⱪorⱪma! U seni tayaⱪ bilǝn uridiƣan, Wǝ Misirliⱪlardǝk sanga ⱪarap ⱨasisini kɵtüridiƣan bolsimu,
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — « — И Зион теғида турған хәлқим, Асурийәдин қорқма! У сени таяқ билән уридиған, Вә Мисирлиқлардәк саңа қарап һасисини көтиридиған болсиму,
25 Pǝⱪǝt azƣinǝ waⱪit ɵtüxi bilǝnla, Silǝrgǝ ⱪaratⱪan muxu dǝrƣǝzipim tügǝp, Ƣǝzipimni ularƣa ⱨalakǝt qüxsun dǝp ⱪaritimǝn.
Пәқәт азғинә вақит өтүши биләнла, Силәргә қаратқан мошу дәрғәзивим түгәп, Ғәзивимни уларға һалакәт чүшсун дәп қаритимән.
26 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar bolsa, ularƣa ⱪamqa bilǝn ⱨujum ⱪozƣaydu; Ularning ⱨali «Orǝbning ⱪoram texi»da bolƣan Midiyan ⱪirƣinqiliⱪidǝk ⱨalǝttǝ bolidu; U ⱨasisini dengizƣa ⱪaritip, Uni Misirliⱪlarning üstigǝ kɵtürgǝndǝk kɵtüridu;
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар болса, уларға қамча билән һуҗум қозғайду; Уларниң һали «Орәбниң қорам теши»да болған Мидиян қирғинчилиғидәк һаләттә болиду; У һасисини деңизға қаритип, Уни Мисирлиқларниң үстигә көтәргәндәк көтириду;
27 Andin xu künidǝ xundaⱪ boliduki, Uning yüki mürǝngdin, Boyunturuⱪi boynungdin elip taxlinidu; Mayliring sǝwǝbidin, Boyunturuⱪ sundurup yoⱪitilidu.
Андин шу күнидә шундақ болидуки, Униң жүки мүрәңдин, Боюнтуруғи бойнуңдин елип ташлиниду; Майлириң сәвәвидин, Боюнтуруқ сундуруп йоқитилиду.
28 Mana, ular Ayatⱪa yetip, Migrondin ɵtkǝn, Mihmaxta yük-taⱪlirini ⱪoyup ⱪoyidu;
Мана, улар Аятқа йетип, Мигрондин өткән, Миқмашта жүк-тақлирини қоюп қойиду;
29 Ular bosuƣa-dawandin ɵtkǝn, Gebada ⱪonup ⱪalidu; Ramaⱨ titrǝp ketidu; Saulning yurti Gibeaⱨdikilǝr bolsa ⱪeqip kǝtkǝn;
Улар босуға-давандин өткән, Гебада қонуп қалиду; Рамаһ титрәп кетиду; Саулниң жути Гибеаһдикиләр болса қечип кәткән;
30 I Gallimning ⱪizi, pǝryadingni kɵtür! Ⱨǝy Laix, anglap ⱪoy! I biqarǝ Anatot!
И Галлимниң қизи, пәрядиңни көтәр! Һәй Лаиш, аңлап қой! И бечарә Анатот!
31 Madmǝnaⱨ bolsa ⱪaqti; Gebimdikilǝr bǝdǝr ⱪaqti;
Мадмәнаһ болса қачти; Гебимдикиләр бәдәр қачти;
32 Xu kün ɵtmigüqǝ ular Nob dɵngidǝ tohtap ⱪalidu; Axu yǝrdǝ u Zion ⱪizining teƣiƣa, Yǝni Yerusalemdiki dɵnggǝ ⱪarap muxtini oynitidu.
Шу күн өтмигичә улар Ноб дөңидә тохтап қалиду; Әшу йәрдә у Зион қизиниң теғиға, Йәни Йерусалимдики дөңгә қарап муштини ойнитиду.
33 Mana, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar qong xahlarni xiddǝt bilǝn kesiwetidu; Xuning bilǝn egiz ɵskǝnlǝr kesip yiⱪitilidu; Ⱨali üstünlǝr pǝslǝxtürülidu.
Мана, самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар чоң шахларни шиддәт билән кесиветиду; Шуниң билән егиз өскәнләр кесип жиқитилиду; Һали үстүнләр пәсләштүрүлиду.
34 U tɵmür [ⱪorallar] bilǝn ormanliⱪning Baraⱪsan yǝrlirini kesip ⱪaⱪasliⱪ ⱪiliwetidu; Liwan bolsa uluƣ birsi tǝripidin yiⱪitilidu.
У төмүр [қураллар] билән орманлиқниң Барақсан йәрлирини кесип қақаслиқ қиливетиду; Ливан болса улуқ бириси тәрипидин жиқитилиду.