< Ⱨoxiya 9 >

1 I Israil, yat ǝl-yurtlardǝk huxal bolup xadlinip kǝtmǝnglar; Qünki sǝn Hudayingdin qǝtnǝp paⱨixilikkǝ berilding; Ⱨǝrbir hamanda sǝn paⱨixǝ ⱨǝⱪⱪigǝ amraⱪ bolup kǝtting.
И Исраил, ят әл-жутлардәк хошал болуп шатлинип кәтмәңлар; Чүнки сән Худайиңдин чәтнәп паһишиликкә берилдиң; Һәр бир хаманда сән паһишә һәққигә амрақ болуп кәттиң.
2 Haman wǝ xarab kɵlqiki ularni baⱪalmaydu; Yengi xarab uni yǝrgǝ ⱪaritip ⱪoyidu.
Хаман вә шарап көлчиги уларни бақалмайду; Йеңи шарап уни йәргә қаритип қойиду.
3 Ular Pǝrwǝrdigarning zeminida turiwǝrmǝydu; Əfraim bǝlki Misirƣa ⱪaytidu, Ular Asuriyǝdǝ ⱨaram tamaⱪni yǝydu.
Улар Пәрвәрдигарниң зиминида туривәрмәйду; Әфраим бәлки Мисирға қайтиду, Улар Асурийәдә һарам тамақни йәйду.
4 Ular Pǝrwǝrdigarƣa ⱨeq «xarab ⱨǝdiyǝ»lǝrni ⱪuymaydu, Ularning ⱪurbanliⱪliri uningƣa ⱨeq hursǝnlik bolmaydu; ularning neni matǝm tutⱪuqilarning nenidǝk bolidu; Uni yegǝn ⱨǝrkim «napak» bolidu; Bu nan ⱨǝrgiz Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kirmǝydu.
Улар Пәрвәрдигарға һеч «шарап һәдийә»ләрни қуймайду, Уларниң қурбанлиқлири униңға һеч хурсәнлик болмайду; уларниң нени матәм тутқучиларниң ненидәк болиду; Уни йегән һәр ким «напак» болиду; Бу нан һәргиз Пәрвәрдигарниң өйигә кирмәйду.
5 Əmdi «jamaǝtlǝrning [ibadǝt] sorunliri» künidǝ, «Pǝrwǝrdigarning ⱨeyti» bolƣan künidǝ ⱪandaⱪ ⱪilarsilǝr?
Әнди «җамаәтләрниң [ибадәт] сорунлири» күнидә, «Пәрвәрдигарниң һейти» болған күнидә қандақ қиларсиләр?
6 Qünki mana, ular ⱨǝtta ⱨalakǝttin ⱪaqⱪan bolsimu, Misir ularni yiƣiwelip, Andin Memfis xǝⱨiri ularni kɵmüp ⱪoyidu. Ularning ⱪǝdirlik kümüx buyumlirini bolsa, qaⱪⱪaⱪlar igiliwalidu; Ularning qedirlirini yantaⱪ-tikǝnlǝr basidu.
Чүнки мана, улар һәтта һалакәттин қачқан болсиму, Мисир уларни жиғивелип, Андин Мемфис шәһири уларни көмүп қойиду. Уларниң қәдирлик күмүч буюмлирини болса, чаққақлар егиливалиду; Уларниң чедирлирини янтақ-тикәнләр басиду.
7 Əmdi ⱨesablixix künliri kǝldi, Yamanliⱪ ⱪayturidiƣan künlǝr kǝldi; Israil buni bilip yǝtsun! Sening ⱪǝbiⱨlikingning kɵplüki tüpǝylidin, Zor nǝpriting bolƣini tüpǝylidin, Pǝyƣǝmbǝr «ǝhmǝⱪ», roⱨⱪa tǝwǝ bolƣuqi «sarang» dǝp ⱨesablinidu.
Әнди һесаплишиш күнлири кәлди, Яманлиқ қайтуридиған күнләр кәлди; Исраил буни билип йәтсун! Сениң қәбиһлигиңниң көплүги түпәйлидин, Зор нәпритиң болғини түпәйлидин, Пәйғәмбәр «ахмақ», роһқа тәвә болғучи «сараң» дәп һесаплиниду.
8 Pǝyƣǝmbǝr bolsa Əfraim üstigǝ Hudayim bilǝn billǝ turƣan kɵzǝtqidur; Biraⱪ uningƣa barliⱪ yollirida ⱪiltaⱪlar ⱪoyulƣan, Hudasining ɵyidimu nǝprǝt uni kütmǝktǝ.
Пәйғәмбәр болса Әфраим үстигә Худайим билән биллә турған күзәтчидур; Бирақ униңға барлиқ йоллирида қилтақлар қоюлған, Худасиниң өйидиму нәпрәт уни күтмәктә.
9 Gibeaⱨning künliridikidǝk ular ɵzlirini qongⱪur bulƣiƣan, U ularning ⱪǝbiⱨlikini esigǝ kǝltüridu, Ularning gunaⱨlirini jazalaydu.
Гибеаһниң күнлиридикидәк улар өзлирини чоңқур булғиған, У уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду, Уларниң гуналирини җазалайду.
10 — Qɵl-bayawanda üzüm uqrap ⱪalƣandǝk, Mǝn sǝn Israilni tapⱪan; Ənjür dǝrihidǝ tunji pixⱪan mewini kɵrgǝndǝk, ata-bowiliringlarni yahxi kɵrgǝnmǝn; Andin ular «Baal-Peor»ni izdǝp bardi, Ɵzlirini axu nomusluⱪ nǝrsigǝ beƣixlidi, Ular ɵzlirining «sɵygüqisi»gǝ ohxax yirginqlik boldi.
— Чөл-баяванда үзүм учрап қалғандәк, Мән сән Исраилни тапқан; Әнҗир дәриғидә тунҗа пишқан мевини көргәндәк, ата-бовилириңларни яхши көргәнмән; Андин улар «Баал-Пеор»ни издәп барди, Өзлирини әшу номуслуқ нәрсигә беғишлиди, Улар өзлириниң «сөйгүчиси»гә охшаш жиркиничлик болди.
11 Əfraimning bolsa, xan-xǝripi ⱪuxtǝk uqup ketidu — Huddi tuƣulux bolup baⱪmiƣandǝk, Ⱨamilǝ bolup baⱪmiƣandǝk, Boyida apiridǝ bolux bolup baⱪmiƣandǝk!
Әфраимниң болса, шан-шәриви қуштәк учуп кетиду — Худди туғулуш болуп бақмиғандәк, Һамилә болуп бақмиғандәк, Бойида апиридә болуш болуп бақмиғандәк!
12 Ⱨǝtta ular pǝrzǝntlirini qong ⱪilƣan bolsimu, Mǝn lekin ularni birini ⱪaldurmay juda ⱪilimǝn; Bǝrⱨǝⱪ, ulardin ayrilip kǝtkinimdin keyin, ularning ⱨaliƣa way!
Һәтта улар пәрзәнтлирини чоң қилған болсиму, Мән лекин уларни бирини қалдурмай җуда қилимән; Бәрһәқ, улардин айрилип кәткинимдин кейин, уларниң һалиға вай!
13 Mǝn kɵrginimdǝ, Əfraimning ǝⱨwali qimǝnzarda tiklǝngǝn bir «Tur xǝⱨiri»dǝk idi; Biraⱪ Əfraim balilirini ⱪǝtl ⱪilƣuqiƣa qiⱪirip beridu.
Мән көргинимдә, Әфраимниң әһвали чимәнзарда тикләнгән бир «Тур шәһири»дәк еди; Бирақ Әфраим балилирини қәтл қилғучиға чиқирип бериду.
14 Ularƣa bǝrgin, i Pǝrwǝrdigar — zadi nemǝ bǝrgining tüzük? — Ularƣa bala qüxüp ketidiƣan baliyatⱪu, ⱪuruⱪ ǝmqǝklǝrni bǝrgin!
Уларға бәргин, и Пәрвәрдигар — зади немә бәргиниң түзүк? — Уларға бала чүшүп кетидиған балиятқу, қуруқ әмчәкләрни бәргин!
15 Ularning barliⱪ rǝzillikini Gilgaldin tapⱪili bolidu; Qünki Mǝn xu yǝrdǝ ulardin nǝprǝtlǝndim; Ularning ⱪilmixlirining rǝzilliki tüpǝylidin, Ularni ɵyümdin ⱨǝydiwetimǝn; Mǝn ularni yǝnǝ sɵymǝymǝn; Ularning ǝmirlirining ⱨǝmmisi tǝrsaliⱪ ⱪilidu.
Уларниң барлиқ рәзиллигини Гилгалдин тапқили болиду; Чүнки Мән шу йәрдә улардин нәпрәтләндим; Уларниң қилмишлириниң рәзиллиги түпәйлидин, Уларни өйүмдин һайдиветимән; Мән уларни йәнә сөймәймән; Уларниң әмирлириниң һәммиси тәрсалиқ қилиду.
16 Əfraim ǝmdi uruwetildi; Ularning yiltizi ⱪaƣjirap kǝtti, ular ⱨeq mewǝ bǝrmǝydu; Ⱨǝtta ular mewǝ bǝrsimu, Baliyatⱪusining sɵyümlük mewilirini ɵltürüwetimǝn.
Әфраим әнди уруветилди; Уларниң йилтизи қағҗирап кәтти, улар һеч мевә бәрмәйду; Һәтта улар мевә бәрсиму, Балиятқусиниң сөйүмлүк мевилирини өлтүрүветимән.
17 Mening Hudayim ularni qǝtkǝ ⱪaⱪti, Qünki ular uningƣa ⱪulaⱪ salmidi; Ular ǝllǝr arisida sǝrsan bolidu.
Мениң Худайим уларни чәткә қақти, Чүнки улар униңға қулақ салмиди; Улар әлләр арисида сәрсан болиду.

< Ⱨoxiya 9 >