< Ⱨoxiya 8 >

1 Kanayni aƣzingƣa salƣin! Pǝrwǝrdigarning ɵyi üstidǝ bir ⱪorultaz aylinip yüridu! Qünki ular Mening ǝⱨdǝmni buzƣan, Tǝwrat-ⱪanunumƣa itaǝtsizlik ⱪilƣan.
Канайни ағзиңға салғин! Пәрвәрдигарниң өйи үстидә бир қорултаз айлинип жүриду! Чүнки улар Мениң әһдәмни бузған, Тәврат-қанунумға итаәтсизлик қилған.
2 Ular Manga: «I Hudayim, biz Israil hǝlⱪi Seni tonuymiz!» dǝp warⱪiraydu.
Улар Маңа: «И Худайим, биз Исраил хәлқи Сени тонуймиз!» дәп вақирайду.
3 Israil yahxiliⱪ-meⱨribanliⱪni taxliwǝtkǝn; Xunga düxmǝn uni ⱪoƣlaydu.
Исраил яхшилиқ-меһриванлиқни ташливәткән; Шуңа дүшмән уни қоғлайду.
4 Ular ɵzliri padixaⱨlarni tikligǝn, biraⱪ Mǝn arⱪiliⱪ ǝmǝs; Ular bǝzilǝrni ǝmir ⱪilƣan, biraⱪ uningdin hǝwirim yoⱪ; Ular ɵz jeniƣa zamin bolux üqün, Ɵzlirigǝ butlarni kümüx-altunliridin yasiƣan.
Улар өзлири падишаларни тиклигән, бирақ Мән арқилиқ әмәс; Улар бәзиләрни әмир қилған, бирақ униңдин хәвирим йоқ; Улар өз җениға замин болуш үчүн, Өзлиригә бутларни күмүч-алтунлиридин ясиған.
5 I Samariyǝ, sening moziying seni taxliwǝtti! Mening ƣǝzipim ularƣa ⱪozƣaldi; Ular ⱪaqanƣiqǝ pakliⱪtin yiraⱪ turidu?
И Самарийә, сениң мозийиң сени ташливәтти! Мениң ғәзивим уларға қозғалди; Улар қачанғичә паклиқтин жирақ туриду?
6 Xu nǝrsǝ Israildin qiⱪⱪanƣu — Uni bir ⱨünǝrwǝn yasiƣan, halas; u Huda ǝmǝs; Samariyǝning moziyi dǝrwǝⱪǝ parǝ-parǝ qeⱪiwetilidu!
Шу нәрсә Исраилдин чиққанғу — Уни бир һүнәрвән ясиған, халас; у Худа әмәс; Самарийәниң мозийи дәрвәқә парә-парә чеқиветилиду!
7 Qünki ular xamal teridi, xunga ⱪara ⱪuyunni oridu! Ularning xadisida ⱨeq baxaⱪlar yoⱪ, u ⱨeq ax bǝrmǝydu; Ⱨǝtta ax bǝrgǝn bolsimu, yat adǝmlǝr uni yutuwalƣan bolatti.
Чүнки улар шамал териди, шуңа қара қуюнни ориду! Уларниң шатисида һеч башақлар йоқ, у һеч аш бәрмәйду; Һәтта аш бәргән болсиму, ят адәмләр уни жутувалған болатти.
8 Israil yutuwelindi; Ular yat ǝllǝr arisida yarimas bir ⱪaqa bolup ⱪaldi;
Исраил жутувелинди; Улар ят әлләр арисида яримас бир қача болуп қалди;
9 Qünki ular yalƣuz yürgǝn yawayi exǝktǝk Asuriyǝni izdǝp qiⱪti; Əfraim «axna»larni yalliwaldi.
Чүнки улар ялғуз жүргән явайи ешәктәк Асурийәни издәп чиқти; Әфраим «ашна»ларни ялливалди.
10 Gǝrqǝ ular ǝllǝr arisidin «yalliwalƣan» bolsimu, Əmdi Mǝn ularni yiƣip bir tǝrǝp ⱪilimǝn; Ular tezla «Əmirlǝrning xaⱨi»ning besimi astida tolƣinip ketidu.
Гәрчә улар әлләр арисидин «ялливалған» болсиму, Әнди Мән уларни жиғип бир тәрәп қилимән; Улар тезла «Әмирләрниң шаһи»ниң бесими астида толғинип кетиду.
11 Əfraim «gunaⱨ ⱪurbanliⱪ»liri üqün ⱪurbangaⱨlarni kɵpǝytkini bilǝn, Bular gunaⱨ ⱪozƣaydiƣan ⱪurbangaⱨlar bolup ⱪaldi.
Әфраим «гуна қурбанлиқ»лири үчүн қурбангаһларни көпәйткини билән, Булар гуна қозғайдиған қурбангаһлар болуп қалди.
12 Mǝn uning üqün Tǝwrat-ⱪanunumda kɵp tǝrǝplimǝ nǝrsilǝrni yazƣan bolsammu, Ular yat bir nǝrsǝ dǝp ⱨesablanmaⱪta.
Мән униң үчүн Тәврат-қанунумда көп тәрәплимә нәрсиләрни язған болсамму, Улар ят бир нәрсә дәп һесапланмақта.
13 Ular ⱪurbanliⱪlarƣa amraⱪ! Ular Manga ⱪurbanliⱪlarni ⱪilip, gɵxidin yǝydu, Biraⱪ Pǝrwǝrdigar bulardin ⱨeq hursǝnlik almaydu; U ularning ⱪǝbiⱨlikini ⱨazir esigǝ kǝltürüp, Gunaⱨlirini ɵz bexiƣa qüxüridu; Ular Misirƣa ⱪaytidu!
Улар қурбанлиқларға амрақ! Улар Маңа қурбанлиқларни қилип, гөшидин йәйду, Бирақ Пәрвәрдигар булардин һеч хурсәнлик алмайду; У уларниң қәбиһлигини һазир есигә кәлтүрүп, Гуналирини өз бешиға чүшүриду; Улар Мисирға қайтиду!
14 Qünki Israil ɵz Yasiƣuqisini untup, «ibadǝthana»larni ⱪuridu; Yǝⱨuda bolsa istiⱨkamlaxturulƣan xǝⱨǝrlǝrni kɵpǝytkǝn; Biraⱪ Mǝn ularning xǝⱨǝrliri üstigǝ ot ǝwǝtimǝn, Ot bularning ⱪǝl’ǝ-ordilirini yǝp ketidu.
Чүнки Исраил өз Ясиғучисини унтуп, «ибадәтхана»ларни қуриду; Йәһуда болса истиһкамлаштурулған шәһәрләрни көпәйткән; Бирақ Мән уларниң шәһәрлири үстигә от әвәтимән, От буларниң қәлъә-ордилирини йәп кетиду.

< Ⱨoxiya 8 >