< Ⱨoxiya 13 >
1 [Burun] Əfraim sɵz ⱪilƣanda, kixilǝr ⱨɵrmǝtlǝp titrǝp ketǝtti; U Israil ⱪǝbililiri arisida kɵtürülgǝn; Biraⱪ u Baal arⱪiliⱪ gunaⱨ ⱪilip ɵldi.
[Бурун] Әфраим сөз қилғанда, кишиләр һөрмәтләп титрәп кетәтти; У Исраил қәбилилири арисида көтирилгән; Бирақ у Баал арқилиқ гуна қилип өлди.
2 Ular ⱨazir gunaⱨning üstigǝ gunaⱨ sadir ⱪilmaⱪta! Ɵzlirigǝ kümüxliridin ⱪuyma mǝbudlarni, Ɵz ǝⱪli oylap qiⱪⱪan butlarni yasidi; Bularning ⱨǝmmisi ⱨünǝrwǝnning ǝjri, halas; Bu kixilǝr toƣruluⱪ: «Ⱨǝy, insan ⱪurbanliⱪini ⱪilƣuqilar, mozaylarni sɵyüp ⱪoyunglar!» deyilidu.
Улар һазир гунаниң үстигә гуна садир қилмақта! Өзлиригә күмүчлиридин қуйма мәбудларни, Өз әқли ойлап чиққан бутларни ясиди; Буларниң һәммиси һүнәрвәнниң әҗри, халас; Бу кишиләр тоғрилиқ: «Һәй, инсан қурбанлиғини қилғучилар, мозайларни сөйүп қоюңлар!» дейилиду.
3 Xunga ular sǝⱨǝrdiki bir parqǝ buluttǝk, Tezdin ƣayip bolidiƣan tang sǝⱨǝrdiki xǝbnǝmdǝk, Hamandin ⱪara ⱪuyunda uqⱪan pahaldǝk, Tünglüktin qiⱪⱪan is-tütǝktǝk [tezdin] yoⱪap ketidu.
Шуңа улар сәһәрдики бир парчә булуттәк, Тездин ғайип болидиған таң сәһәрдики шәбнәмдәк, Хамандин қара қуюнда учқан пахалдәк, Түңлүктин чиққан ис-түтәктәк [тездин] йоқап кетиду.
4 Biraⱪ Misir zeminidin tartip Mǝn Pǝrwǝrdigar sening Hudaying bolƣanmǝn; Sǝn Mǝndin baxⱪa ⱨeq Ilaⱨni bilmǝydiƣan bolisǝn; Mǝndin baxⱪa ⱪutⱪuzƣuqi yoⱪtur.
Бирақ Мисир зиминидин тартип Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән; Сән Мәндин башқа һеч Илаһни билмәйдиған болисән; Мәндин башқа қутқузғучи йоқтур.
5 Mǝn qɵl-bayawanda, ⱪurƣaⱪqiliⱪning zeminida sǝn bilǝn tonuxtum;
Мән чөл-баяванда, қурғақчилиқниң зиминида сән билән тонуштум;
6 Ular ozuⱪlandurulup, toyunƣan, Toyunƣandin keyin kɵnglidǝ tǝkǝbburlixip kǝtkǝn; Xunga ular Meni untuƣan.
Улар озуқландурулуп, тоюнған, Тоюнғандин кейин көңлидә тәкәббурлишип кәткән; Шуңа улар Мени унтуған.
7 Əmdi Mǝn ularƣa xirdǝk bolimǝn; Yilpizdǝk ularni yol boyida paylap kütimǝn;
Әнди Мән уларға ширдәк болимән; Илпиздәк уларни йол бойида пайлап күтимән;
8 Küqükliridin mǝⱨrum bolƣan eyiⱪtǝk Mǝn ularƣa uqrap, Yürǝk qawisini titiwetimǝn; Ularni qixi xirdǝk nǝⱪ mǝydanda yǝwetimǝn; Daladiki ⱨaywanlar ularni yirtiwetidu.
Күчүклиридин мәһрум болған ейиқтәк Мән уларға учрап, Жүрәк чависини титиветимән; Уларни чиши ширдәк нәқ мәйданда йәветимән; Даладики һайванлар уларни житиветиду.
9 Sening ⱨalakiting, i Israil, dǝl Manga ⱪarxi qiⱪⱪanliⱪing, Yǝni Yardǝmqinggǝ ⱪarxi qiⱪⱪanliⱪingdin ibarǝttur.
Сениң һалакитиң, и Исраил, дәл Маңа қарши чиққанлиғиң, Йәни Ярдәмчиңгә қарши чиққанлиғиңдин ибарәттур.
10 Əmdi barliⱪ xǝⱨǝrliringdǝ sanga ⱪutⱪuzƣuqi bolidiƣan padixaⱨing ⱪeni? Sening soraⱪqi-ⱨakimliring ⱪeni? Sǝn bular toƣruluⱪ: «Manga padixaⱨ wǝ xaⱨzadilarni tǝⱪdim ⱪilƣaysǝn!» dǝp tiligǝn ǝmǝsmu? —
Әнди барлиқ шәһәрлириңдә саңа қутқузғучи болидиған падишасиң қени? Сениң сорақчи-һакимлириң қени? Сән булар тоғрилиқ: «Маңа падиша вә шаһзадиларни тәқдим қилғайсән!» дәп тилигән әмәсму? —
11 Mǝn ƣǝzipim bilǝn sanga padixaⱨni tǝⱪdim ⱪilƣanmǝn, Əmdi uni ƣǝzipim bilǝn elip taxlidim.
Мән ғәзивим билән саңа падишани тәқдим қилғанмән, Әнди уни ғәзипим билән елип ташлидим.
12 Əfraimning ⱪǝbiⱨliki qing orap-ⱪaqilanƣan; Uning gunaⱨi juƣlinip saⱪlanƣan;
Әфраимниң қәбиһлиги чиң орап-қачиланған; Униң гунайи җуғлинип сақланған;
13 Tolƣaⱪ basⱪan ayalning azabliri uningƣa qüxidu; U ǝⱪilsiz bir oƣuldur; Qünki baliyatⱪuning aƣzi eqilƣanda, u ⱨazir bolmiƣan!
Толғақ басқан аялниң азаплири униңға чүшиду; У әқилсиз бир оғулдур; Чүнки балиятқуниң ағзи ечилғанда, у һазир болмиған!
14 Mǝn bǝdǝl tɵlǝp ularni tǝⱨtisaraning küqidin ⱪutuldurimǝn; Ularƣa ⱨǝmjǝmǝt bolup ɵlümdin ⱪutⱪuzimǝn; Əy, ɵlüm, sening wabaliring ⱪeni?! Əy, tǝⱨtisara, sening ⱨalakǝtliring ⱪeni?! Mǝn buningdin puxayman ⱪilmaymǝn! (Sheol )
Мән бәдәл төләп уларни тәһтисараниң күчидин қутулдуримән; Уларға һәмҗәмәт болуп өлүмдин қутқузимән; Әй, өлүм, сениң вабалириң қени?! Әй, тәһтисара, сениң һалакәтлириң қени?! Мән буниңдин пушайман қилмаймән! (Sheol )
15 [Əfraim] ⱪerindaxliri arisida «mewilik» bolsimu, Xǝrⱪtin bir xamal qiⱪidu, Yǝni Pǝrwǝrdigarning qɵl-bayawandin qiⱪⱪan bir xamili kelidu; [Əfraimning] buliⱪi ⱪurup ketidu, uning su bexi ⱪaƣjirap ketidu; U [xamal] hǝzinisidiki barliⱪ nǝpis ⱪaqa-ⱪuqilarni bulang-talang ⱪilidu.
[Әфраим] қериндашлири арисида «мевилик» болсиму, Шәриқтин бир шамал чиқиду, Йәни Пәрвәрдигарниң чөл-баявандин чиққан бир шамили келиду; [Әфраимниң] булиқи қуруп кетиду, униң су беши қағҗирап кетиду; У [шамал] ғәзнисидики барлиқ нәпис қача-қучиларни булаң-талаң қилиду.
16 Samariyǝning ɵz gunaⱨi ɵz zimmisigǝ ⱪoyulidu; Qünki u ɵz Hudasiƣa boynini ⱪattiⱪ ⱪilƣan; Ular ⱪiliq bilǝn yiⱪilidu, Bowaⱪliri parǝ-parǝ ⱪilip qeⱪiwetilidu, Ⱨamilidar ayalliri yeriwetilidu.
Самарийәниң өз гунайи өз зиммисигә қоюлиду; Чүнки у өз Худасиға бойнини қаттиқ қилған; Улар қилич билән жиқилиду, Бовақлири парә-парә қилип чеқиветилиду, Һамилдар аяллири йериветилиду.