< Ⱨoxiya 12 >

1 Əfraimning yegini xamaldur, U xǝrⱪ xamilini ⱪoƣlap yüridu; U künlǝp yalƣanqiliⱪ, zulum-zorluⱪni kɵpǝytmǝktǝ; Ular Asuriyǝ bilǝn ǝⱨdǝ tüzidu, Xuningdǝk Misirƣa may «soƣiliri» kɵtürüp apirilidu.
Әфраимниң йегини шамалдур, У шәриқ шамилини қоғлап жүриду; У күнләп ялғанчилиқ, зулум-зорлуқни көпәйтмәктә; Улар Асурийә билән әһдә түзиду, Шуниңдәк Мисирға май «соғилири» көтирип апирилиду.
2 Pǝrwǝrdigarning Yǝⱨuda bilǝnmu bir dǝwasi bar; U Yaⱪupni yolliri boyiqǝ jazalaydu; Uning ⱪilmixlirini ɵz üstigǝ ⱪayturidu.
Пәрвәрдигарниң Йәһуда биләнму бир дәваси бар; У Яқупни йоллири бойичә җазалайду; Униң қилмишлирини өз үстигә қайтуриду.
3 U baliyatⱪuda turup akisini tapinidin tutuwalƣan, Ɵz küqi bilǝn Huda bilǝn elixⱪan;
У балиятқуда туруп акисини тапинидин тутувалған, Өз күчи билән Худа билән елишқан;
4 U bǝrⱨǝⱪ Pǝrixtǝ bilǝn elixip, ƣǝlibǝ ⱪildi; U yiƣlidi, Uningƣa dua-tilawǝt ⱪildi; [Huda] uni Bǝyt-Əldǝ tepiwaldi, Wǝ xu yǝrdǝ bizgǝ sɵz ⱪildi;
У бәрһәқ Пәриштә билән елишип, ғәлибә қилди; У жиғлиди, Униңға дуа-тилавәт қилди; [Худа] уни Бәйт-Әлдә тепивалди, Вә шу йәрдә бизгә сөз қилди;
5 — Yǝni Pǝrwǝrdigar, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, — «Pǝrwǝrdigar» bolsa Uning hatirǝ namidur!
— Йәни Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа, — «Пәрвәрдигар» болса Униң хатирә намидур!
6 Xunga sǝn, Hudaying arⱪiliⱪ, Uning yeniƣa ⱪayt; Meⱨribanliⱪ wǝ adalǝtni ⱪolungdin bǝrmǝ, Hudayingƣa ümid baƣlap, Uni izqil kütkin.
Шуңа сән, Худайиң арқилиқ, Униң йениға қайт; Меһриванлиқ вә адаләтни қолуңдин бәрмә, Худайиңға үмүт бағлап, Уни изчил күткин.
7 Mana bu sodigǝr! Uning ⱪolida aldamqiliⱪ tarazisi bar; U bozǝk ⱪilixⱪa amraⱪtur.
Мана бу содигәр! Униң қолида алдамчилиқ таразиси бар; У бозәк қилишқа амрақтур.
8 Əfraim: «Mǝn dǝrwǝⱪǝ beyidim, Ɵzümgǝ kɵp bayliⱪlarni toplidim; Biraⱪ ular barliⱪ ǝjirlirimdǝ mǝndin ⱨeq gunaⱨiy ⱪǝbiⱨlikni tapalmaydu!» — dǝydu.
Әфраим: «Мән дәрвәқә бейидим, Өзүмгә көп байлиқларни топлидим; Бирақ улар барлиқ әҗирлиримдә мәндин һеч гунайий қәбиһликни тапалмайду!» — дәйду.
9 Biraⱪ Misir zeminidin tartip Mǝn Pǝrwǝrdigar sening Hudaying bolƣanmǝn, Mǝn seni yǝnǝ «[kǝpilǝr] ⱨeyti»dikidǝk qedirlarda turƣuzimǝn!
Бирақ Мисир зиминидин тартип Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән, Мән сени йәнә «[кәпиләр] һейти»дикидәк чедирларда турғузимән!
10 «Mǝn pǝyƣǝmbǝrlǝrgǝ sɵz ⱪilƣanmǝn, Alamǝt kɵrünüxlǝrni kɵpǝytkǝnmǝn, Xundaⱪla pǝyƣǝmbǝrlǝr arⱪiliⱪ tǝmsillǝrni kɵrsǝtkǝnmǝn.
«Мән пәйғәмбәрләргә сөз қилғанмән, Аламәт көрүнүшләрни көпәйткәнмән, Шундақла пәйғәмбәрләр арқилиқ тәмсилләрни көрсәткәнмән.
11 Gilead ⱪǝbiⱨmu? Ular bǝrⱨǝⱪ pǝⱪǝt yarimaslardur! Ular Gilgalda torpaⱪlarni ⱪurbanliⱪ ⱪilidu; Ularning ⱪurbangaⱨliri dǝrwǝⱪǝ etiz ⱪirliridiki tax dɵwiliridǝk kɵptur!
Гилеад қәбиһму? Улар бәрһәқ пәқәт яримаслардур! Улар Гилгалда топақларни қурбанлиқ қилиду; Уларниң қурбангаһлири дәрвәқә етиз қирлиридики таш догилиридак көптур!
12 (Yaⱪup Suriyǝgǝ ⱪeqip kǝtti, Xu yǝrdǝ Israil hotun elix üqün ixligǝn; Bǝrⱨǝⱪ, hotun elix üqün u ⱪoylarni baⱪⱪanidi).
(Яқуп Сурийәгә қечип кәтти, Шу йәрдә Исраил хотун елиш үчүн ишлигән; Бәрһәқ, хотун елиш үчүн у қойларни баққан еди).
13 Pǝrwǝrdigar yǝnǝ pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ Israilni Misirdin qiⱪirip ⱪutⱪuzƣan, Pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ uningdin hǝwǝrmu alƣan.
Пәрвәрдигар йәнә пәйғәмбәр арқилиқ Исраилни Мисирдин чиқирип қутқузған, Пәйғәмбәр арқилиқ униңдин хәвәрму алған.
14 Əfraim [Hudaning] ⱪǝⱨrini intayin ⱪattiⱪ ⱪozƣiƣan; Uning Rǝbbi u tɵkkǝn ⱪan ⱪǝrzni uning gǝdinigǝ artidu, Xǝrmǝndilik-aⱨanǝtini ɵz bexiƣa ⱪayturidu.
Әфраим [Худаниң] қәһрини интайин қаттиқ қозғиған; Униң Рәбби у төккән қан қәризни униң гәдинигә артиду, Шәрмәндилик-аһанәтини өз бешиға қайтуриду.

< Ⱨoxiya 12 >