< Ⱨoxiya 10 >

1 Israil baraⱪsan bir üzüm telidur; U ɵzi üqün mewǝ qiⱪiridu; Mewisi kɵpǝygǝnseri u ⱪurbangaⱨlarnimu kɵpǝytkǝn; Zeminining esilliⱪidin ular «esil» but tüwrüklirini yasidi.
Исраил барақсан бир үзүм телидур; У өзи үчүн мевә чиқириду; Мевиси көпәйгәнсери у қурбангаһларниму көпәйткән; Зимининиң есиллиғидин улар «есил» бут түврүклирини ясиди.
2 Ularning kɵngli ala; Ularning gunaⱨkarliⱪi ⱨazir axkarilinidu; U ularning ⱪurbangaⱨlirini qeⱪip ƣulitidu, Ularning but tüwrüklirini buzuwetidu.
Уларниң көңли ала; Уларниң гунакарлиғи һазир ашкарилиниду; У уларниң қурбангаһлирини чеқип ғулитиду, Уларниң бут түврүклирини бузуветиду.
3 Qünki ular pat arida: «Bizdǝ padixaⱨ yoⱪ, qünki Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪmiduⱪ; Padixaⱨimiz bar bolsimu, u bizgǝ nemǝ ⱪilip beridu?» — dǝydiƣan bolidu.
Чүнки улар пат арида: «Биздә падиша йоқ, чүнки Пәрвәрдигардин қорқмидуқ; Падишасимиз бар болсиму, у бизгә немә қилип бериду?» — дәйдиған болиду.
4 Ular gǝplǝrni ⱪiliweridu, ǝⱨdini tüzüp ⱪoyup yalƣandin ⱪǝsǝm iqidu; Xunga ular arisidiki dǝwalixixlar etizdiki qɵnǝklǝrgǝ xumbuya ünüp kǝtkǝndǝk bolidu.
Улар гәпләрни қиливериду, әһдини түзүп қоюп ялғандин қәсәм ичиду; Шуңа улар арисидики дәвалишишлар етиздики чөнәкләргә шумбуя үнүп кәткәндәк болиду.
5 Samariyǝdǝ turuwatⱪanlar «Bǝyt-Awǝn»ning moziyi üqün ƣǝm-ǝndixigǝ qüxidu; «[Bǝyt-Awǝn]»[dikilǝr] dǝrwǝⱪǝ uning üstigǝ matǝm tutidu, Uning «butpǝrǝs kaⱨin»lirimu uning üqün xundaⱪ ⱪilidu; Ular «Bǝyt-Awǝn»ning «xan-xǝripi» üqün azablinidu, Qünki u sürgün ⱪilindi!
Самарийәдә туруватқанлар «Бәйт-Авән»ниң мозийи үчүн ғәм-әндишигә чүшиду; «[Бәйт-Авән]»[дикиләр] дәрвәқә униң үстигә матәм тутиду, Униң «бутпәрәс каһин»лириму униң үчүн шундақ қилиду; Улар «Бәйт-Авән»ниң «шан-шәриви» үчүн азаплиниду, Чүнки у сүргүн қилинди!
6 Bǝrⱨǝⱪ, xu nǝrsǝ «Jedǝlhor padixaⱨ» üqün ⱨǝdiyǝ ⱪilinip, Asuriyǝgǝ kɵtürülüp ketilidu; Əfraim iza-aⱨanǝtkǝ ⱪalidu, Israil ɵz «ǝⱪli»din hijil bolidu.
Бәрһәқ, шу нәрсә «Җедәлхор падиша» үчүн һәдийә қилинип, Асурийәгә көтирилип кетилиду; Әфраим иза-аһанәткә қалиду, Исраил өз «әқли»дин хиҗил болиду.
7 Samariyǝning bolsa, padixaⱨi dengiz dolⱪunliri üstidiki hǝxǝktǝk yoⱪilip kǝtti;
Самарийәниң болса, падишаси деңиз долқунлири үстидики хәшәктәк йоқилип кәтти;
8 «Awǝn»diki «yuⱪiri jaylar», yǝni «Israilning gunaⱨi» bitqit ⱪilinidu; Ⱪurbangaⱨlirini tikǝn-jiƣanlar basidu; Ular taƣlarƣa: «Üstimizni yepinglar!», dɵnglüklǝrgǝ: «Üstimizgǝ ɵrülüp qüxünglar!» — dǝydu.
«Авән»дики «жуқури җайлар», йәни «Исраилниң гунайи» битчит қилиниду; Қурбангаһлирини тикән-җиғанлар басиду; Улар тағларға: «Үстимизни йепиңлар!», дөңлүкләргә: «Үстимизгә өрүлүп чүшүңлар!» — дәйду.
9 — I Israil, Gibeaⱨning künliridin baxlap sǝn gunaⱨ ⱪilip kǝlding; Ixlar xu peti turiwǝrdi; Rǝzillikning baliliri üstigǝ ⱪilinƣan jǝng ularni Gibeaⱨta besiwǝtmidimu?
— И Исраил, Гибеаһниң күнлиридин башлап сән гуна қилип кәлдиң; Ишлар шу пети туривәрди; Рәзилликниң балилири үстигә қилинған җәң уларни Гибеаһта бесивәтмидиму?
10 Mǝn haliƣinimda ularni jazalaymǝn; Ular ikki gunaⱨi tüpǝylidin ǝsirgǝ qüxüxkǝ toƣra kǝlgǝndǝ, Yat ⱪowmlar ularƣa ⱨujum ⱪilixⱪa yiƣilidu.
Мән халиқинимда уларни җазалаймән; Улар икки гунайи түпәйлидин әсиргә чүшүшкә тоғра кәлгәндә, Ят қовмлар уларға һуҗум қилишқа жиғилиду.
11 Əfraim bolsa kɵndürülgǝn bir inǝktur, U haman tepixkǝ amraⱪ; Mǝn uning qirayliⱪ gǝdinini upraxtin ayap kǝldim; Biraⱪ ⱨazir uningƣa boyunturuⱪ selip ⱨǝydǝymǝn; Yǝⱨuda yǝr ⱨǝydisun! Yaⱪup ɵzi üqün yǝrni tirnilixi kerǝk.
Әфраим болса көндүрүлгән бир инәктур, У хаман тепишкә амрақ; Мән униң чирайлиқ гәдинини упраштин аяп кәлдим; Бирақ һазир униңға боюнтуруқ селип һайдаймән; Йәһуда йәр һайдисун! Яқуп өзи үчүн йәрни тирнилиши керәк.
12 Ɵzünglarƣa ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn teringlar, Meⱨir-muⱨǝbbǝt iqidǝ ⱨosul alisilǝr; Boz yeringlarni qanap eqinglar; Qünki Pǝrwǝrdigarni izdǝx waⱪti kǝldi, — Ta U üstünglarƣa ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni yaƣdurƣuqǝ!
Өзүңларға һәққанийлиқ билән териңлар, Меһир-муһәббәт ичидә һосул алисиләр; Боз йериңларни чанап ечиңлар; Чүнки Пәрвәрдигарни издәш вақти кәлди, — Та У үстүңларға һәққанийлиқни яғдурғичә!
13 [Biraⱪ] silǝr rǝzillikni aƣdurdunglar, Ⱪǝbiⱨlik ⱨosulini ordunglar, Yalƣanqiliⱪning mewisini yedinglar; Qünki sǝn ɵz yolungƣa, yǝni baturliringning kɵplükigǝ ixinip tayanding;
[Бирақ] силәр рәзилликни ағдурдуңлар, Қәбиһлик һосулини ордуңлар, Ялғанчилиқниң мевисини йедиңлар; Чүнки сән өз йолуңға, йәни батурлириңниң көплүгигә ишинип таяндиң;
14 Ⱪowmliring arisida quⱪan-sürǝn kɵtürülidu; Xalman jǝng künidǝ Bǝyt-Arbǝlni bǝrbat ⱪilƣandǝk, Barliⱪ ⱪorƣanliring bǝrbat ⱪilinidu; (xu küni [Bǝyt-Arbǝldiki] ana-balilar tǝngla parǝ-parǝ ⱪiliwetilmigǝnmu?) —
Қовмлириң арисида чуқан-сүрән көтирилиду; Шалман җәң күнидә Бәйт-Арбәлни бәрбат қилғандәк, Барлиқ қорғанлириң бәрбат қилиниду; (шу күни [Бәйт-Арбәлдики] ана-балилар тәңла парә-парә қиливетилмигәнму?) —
15 Əmdi uqiƣa qiⱪⱪan rǝzilliking tüpǝylidin, Ohxax bir kün sening bexingƣa qüxürülidu, i Bǝyt-Əl! Tang sǝⱨǝrdila Israilning padixaⱨi pütünlǝy üzüp taxlinidu.
Әнди учиға чиққан рәзиллигиң түпәйлидин, Охшаш бир күн сениң бешиңға чүшүрүлиду, и Бәйт-Әл! Таң сәһәрдила Исраилниң падишаси пүтүнләй үзүп ташлиниду.

< Ⱨoxiya 10 >