< Ibraniylarƣa 9 >
1 Birinqi ǝⱨdidǝ munasiwǝtlik ibadǝt bǝlgilimiliri wǝ yǝr yüzigǝ tǝwǝ bolƣan bir muⱪǝddǝs ibadǝt jayi bar idi.
Биринчи әһдидә мунасивәтлик ибадәт бәлгүлимилири вә йәр йүзигә тәвә болған бир муқәддәс ибадәт җайи бар еди.
2 Buningƣa bir ibadǝt qediri tikilgǝnidi; uning muⱪǝddǝs jay dǝp atalƣan birinqi bɵlümidǝ qiraƣdan, xirǝ ⱨǝm xirǝ üstidǝ rǝtlǝngǝn nanlar bolatti.
Буниңға бир ибадәт чедири тикилгән еди; униң муқәддәс җай дәп аталған биринчи бөлүмидә чирақдан, ширә һәм ширә үстидә рәтләнгән нанлар болатти.
3 Uning ikkinqi, [yǝni iqki] pǝrdisining kǝynidǝ ǝng muⱪǝddǝs jay dǝp atalƣan yǝnǝ bir qedir bɵlümi bar idi.
Униң иккинчи, [йәни ички] пәрдисиниң кәйнидә әң муқәддәс җай дәп аталған йәнә бир чедир бөлүми бар еди.
4 Xu yǝrgǝ tǝwǝ bolƣan altun huxbuygaⱨ wǝ pütünlǝy altun bilǝn ⱪaplanƣan ǝⱨdǝ sanduⱪi bar idi. Sanduⱪning iqidǝ altundin yasalƣan, manna selinƣan komzǝk, Ⱨarunning bih sürgǝn ⱨasisi wǝ ikki ǝⱨdǝ [tax] tahtisi bar idi.
Шу йәргә тәвә болған алтун хушбуйгаһ вә пүтүнләй алтун билән қапланған әһдә сандуғи бар еди. Сандуқниң ичидә алтундин ясалған, манна селинған комзәк, Һарунниң бих сүргән һасиси вә икки әһдә [таш] тахтиси бар еди.
5 [Sanduⱪ] üstidiki «kafarǝt tǝhti»ning üstigǝ xan-xǝrǝplik «kerub»lar ornitilƣan bolup, ⱪanatliri bilǝn uni yepip turatti. Əmdi bular toƣruluⱪ tǝpsiliy tohtilixning ⱨazir waⱪti ǝmǝs.
[Сандуқ] үстидики «кафарәт тәхти»ниң үстигә шан-шәрәплик «керуб»лар орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти. Әнди булар тоғрилиқ тәпсилий тохтилишниң һазир вақти әмәс.
6 Bu nǝrsilǝr mana xundaⱪ orunlaxturulƣandin keyinla, kaⱨinlar qedirning birinqi bɵlümigǝ [(yǝni «muⱪǝddǝs jay»ƣa)] ⱨǝrdaim kirip, ibadǝt hizmitini ⱪilidu.
Бу нәрсиләр мана шундақ орунлаштурулғандин кейинла, каһинлар чедирниң биринчи бөлүмигә [(йәни «муқәддәс җай»ға)] һәрдайим кирип, ибадәт хизмитини қилиду.
7 Biraⱪ, [«ǝng muⱪǝddǝs jay» dǝp atalƣan] ikkinqi bɵlümgǝ pǝⱪǝt bax kaⱨin yilda bir ⱪetimla kiridu. Kaⱨin u yǝrgǝ ɵz gunaⱨliri wǝ hǝlⱪning nadanliⱪtin ɵtküzgǝn gunaⱨliri üqün atalƣan [ⱪurbanliⱪ] ⱪenini almay kirmǝydu.
Бирақ, [«әң муқәддәс җай» дәп аталған] иккинчи бөлүмгә пәқәт баш каһин жилда бир қетимла кириду. Каһин у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиқтин өткүзгән гуналири үчүн аталған [қурбанлиқ] қенини алмай кирмәйду.
8 Bu ixlar arⱪiliⱪ Muⱪǝddǝs Roⱨ xuni kɵrsitip bǝrmǝktiki, bu birinqi ibadǝt qediridiki tüzüm inawǝtlik bolup tursila, ǝng muⱪǝddǝs jayƣa baridiƣan yol yǝnila eqilmaydu.
Бу ишлар арқилиқ Муқәддәс Роһ шуни көрситип бәрмәктики, бу биринчи ибадәт чедиридики түзүм инавәтлик болуп турсила, әң муқәддәс җайға баридиған йол йәнила ечилмайду.
9 Mana bular rǝsimdǝk ⱨazirⱪi zamanni roxǝnlǝxtüridiƣan bir hil obraz, halas. Buningdin xuni kɵrüwelixⱪa boliduki, bu qedirda sunulidiƣan ⱨǝdiyǝ wǝ ⱪurbanliⱪlar ibadǝt ⱪilƣuqini wijdanida pak-kamil ⱪilalmaydu.
Мана булар рәсимдәк һазирқи заманни рошәнләштүридиған бир хил образ, халас. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, бу чедирда сунулидиған һәдийә вә қурбанлиқлар ибадәт қилғучини виҗданида пак-камил қилалмайду.
10 Ular pǝⱪǝt yemǝk-iqmǝklǝr wǝ boyini suƣa selixning türlük rǝsmiyǝtlirigǝ baƣliⱪ bolup, [ⱪanun-tüzüm] tüzütülüx waⱪti kǝlgüqilik küqkǝ igǝ ⱪilinƣan, insanlarning ǝtlirigila baƣliⱪ bolƣan bǝlgilimǝ-nizamlardur.
Улар пәқәт йемәк-ичмәкләр вә бойини суға селишниң түрлүк рәсмийәтлиригә бағлиқ болуп, [қанун-түзүм] түзүтүлүш вақти кәлгичилик күчкә егә қилинған, инсанларниң әтлиригила бағлиқ болған бәлгүлимә-низамлардур.
11 Lekin Mǝsiⱨ bolsa kǝlgüsidiki karamǝt yahxi ixlarni elip barƣuqi bax kaⱨin bolup, adǝm ⱪoli bilǝn yasalmiƣan, bu dunyaƣa mǝnsup bolmiƣan, tehimu uluƣ wǝ tehimu mukǝmmǝl ibadǝt qediriƣa kirdi;
Лекин Мәсиһ болса кәлгүсидики карамәт яхши ишларни елип барғучи баш каһин болуп, адәм қоли билән ясалмиған, бу дунияға мәнсуп болмиған, техиму улуқ вә техиму мукәммәл ибадәт чедириға кирди;
12 ɵqkǝ yaki mozaylarning [ⱪurbanliⱪ] ⱪenini ǝmǝs, bǝlki Ɵzining [ⱪurbanliⱪ] ⱪeni arⱪiliⱪ U (Ɵzila mǝnggülük ⱨɵrlük-nijatni igiligǝn bolup) bir yolila mǝnggügǝ ǝng muⱪǝddǝs jayƣa kirdi. (aiōnios )
өшкә яки мозайларниң [қурбанлиқ] қенини әмәс, бәлки Өзиниң [қурбанлиқ] қени арқилиқ У (Өзила мәңгүлүк һөрлүк-ниҗатни егилигән болуп) бир йолила мәңгүгә әң муқәддәс җайға кирди. (aiōnios )
13 [Kona ǝⱨdǝ dǝwridǝ] ɵqkǝ wǝ buⱪilarning ⱪeni ⱨǝm inǝkning külliri napak bolƣanlarning üstigǝ sepilsǝ, ularni ǝt jǝⱨǝtidin tazilap pak ⱪilƣan yǝrdǝ,
[Кона әһдә дәвридә] өшкә вә буқиларниң қени һәм инәкниң күллири напак болғанларниң үстигә сепилсә, уларни әт җәһәтидин тазилап пак қилған йәрдә,
14 undaⱪta, mǝnggülük Roⱨ arⱪiliⱪ ɵzini ƣubarsiz ⱪurbanliⱪ süpitidǝ Hudaƣa atiƣan Mǝsiⱨning ⱪeni wijdaninglarni ɵlük ixlardin pak ⱪilip, bizni mǝnggü ⱨayat Hudaƣa ibadǝt ⱪilixⱪa tehimu yetǝklimǝmdu?! (aiōnios )
ундақта, мәңгүлүк Роһ арқилиқ өзини ғубарсиз қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиған Мәсиһниң қени виҗданиңларни өлүк ишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! (aiōnios )
15 Xuning üqün u yengi ǝⱨdining wasitiqisidur. Buning bilǝn (insanlarning awwalⱪi ǝⱨdǝ astida sadir ⱪilƣan itaǝtsizlikliri üqün azadliⱪ bǝdili süpitidǝ xundaⱪ bir ɵlüm bolƣanikǝn) Huda tǝripidin qaⱪirilƣanlar wǝdǝ ⱪilinƣan mǝnggülük mirasⱪa erixǝlǝydu. (aiōnios )
Шуниң үчүн у йеңи әһдиниң васитичисидур. Буниң билән (инсанларниң авалқи әһдә астида садир қилған итаәтсизликлири үчүн азатлиқ бәдили сүпитидә шундақ бир өлүм болған екән) Худа тәрипидин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. (aiōnios )
16 Əgǝr wǝsiyǝt ⱪaldurulsa, wǝsiyǝt ⱪaldurƣuqining ɵlüxi tǝstiⱪlanƣuqǝ, wǝsiyǝt küqkǝ igǝ bolmaydu.
Әгәр вәсийәт қалдурулса, вәсийәт қалдурғучиниң өлүши тәстиқланғичә, вәсийәт күчкә егә болмайду.
17 Qünki wǝsiyǝt pǝⱪǝt ɵlümdin keyin küqkǝ igǝ bolidu. Wǝsiyǝt ⱪaldurƣuqi ⱨayatla bolsa, wǝsiyitining ⱨeqⱪandaⱪ küqi bolmaydu.
Чүнки вәсийәт пәқәт өлүмдин кейин күчкә егә болиду. Вәсийәт қалдурғучи һаятла болса, вәсийитиниң һеч қандақ күчи болмайду.
18 Xuningƣa ohxax, dǝslǝpki ǝⱨdimu ⱪan eⱪitilƣandila, andin küqkǝ igǝ bolƣan.
Шуниңға охшаш, дәсләпки әһдиму қан еқитилғандила, андин күчкә егә болған.
19 Qünki Musa Tǝwrat ⱪanuni boyiqǝ ⱨǝrbir ǝmrini pütün hǝlⱪⱪǝ uⱪturƣandin keyin, mozay wǝ ɵqkilǝrning suƣa arilaxturulƣan ⱪenini ⱪizil yung yipta baƣlanƣan zofa bilǝn ⱪanun dǝsturiƣa wǝ pütün hǝlⱪⱪǝ sepip, ularƣa:
Чүнки Муса Тәврат қануни бойичә һәр бир әмрини пүтүн хәлиққә уқтурғандин кейин, мозай вә өшкиләрниң суға арилаштурулған қенини қизил жуң жипта бағланған зофа билән қанун дәстуриға вә пүтүн хәлиққә сепип, уларға:
20 «Mana, bu Huda silǝrning ǝmǝl ⱪilixinglarƣa ǝmr ⱪilƣan ǝⱨdining ⱪenidur» — dedi.
«Мана, бу Худа силәрниң әмәл қилишиңларға әмир қилған әһдиниң қенидур» — деди.
21 U yǝnǝ ohxax yolda ibadǝt qediriƣa wǝ qedirdiki ibadǝtkǝ munasiwǝtlik pütkül saymanlarning üstigǝ ⱪan sǝpti.
У йәнә охшаш йолда ибадәт чедириға вә чедирдики ибадәткә мунасивәтлик пүткүл сайманларниң үстигә қан сәпти.
22 Dǝrwǝⱪǝ, Tǝwrat ⱪanuni boyiqǝ ⱨǝmmǝ nǝrsǝ degüdǝk ⱪan bilǝn paklinidu; [ⱪurbanliⱪ] ⱪeni tɵkülmigüqǝ, gunaⱨlar kǝqürüm ⱪilinmaydu.
Дәрвәқә, Тәврат қануни бойичә һәммә нәрсә дегидәк қан билән паклиниду; [қурбанлиқ] қени төкүлмигичә, гуналар кәчүрүм қилинмайду.
23 Hox, ǝrxtikigǝ tǝⱪlid ⱪilip yasalƣan bu buyumlar muxundaⱪ [ⱪurbanliⱪlar] bilǝn paklinixi kerǝk idi. Biraⱪ ǝrxtiki nǝrsilǝrning ɵzi bulardin esil ⱪurbanliⱪlar bilǝn paklinixi kerǝk.
Хош, әрштикигә тәқлид қилип ясалған бу буюмлар мошундақ [қурбанлиқлар] билән паклиниши керәк еди. Бирақ әрштики нәрсиләрниң өзи булардин есил қурбанлиқлар билән паклиниши керәк.
24 Qünki Mǝsiⱨ ǝrxtiki ⱨǝⱪiⱪiy ibadǝt jayiƣa tǝⱪlid ⱪilinƣan, adǝm ⱪoli bilǝn yasalƣan muⱪǝddǝs jayƣa ǝmǝs, bǝlki Hudaning ⱨuzurida bizgǝ wǝkillik ⱪilip ⱨazir bolux üqün ǝrxning ɵzigǝ kirip boldi.
Чүнки Мәсиһ әрштики һәқиқий ибадәт җайиға тәқлид қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки Худаниң һозурида бизгә вәкиллик қилип һазир болуш үчүн әршниң өзигә кирип болди.
25 [Yǝr yüzidiki] bax kaⱨinning yilmuyil ɵz ⱪenini ǝmǝs, bǝlki [ⱪurbanliⱪlarning] ⱪenini elip, ǝng muⱪǝddǝs jayƣa ⱪayta-ⱪayta kirip turƣinidǝk, u ⱪurbanliⱪ süpitidǝ ɵzini ⱪayta-ⱪayta atax üqün kirgini yoⱪ.
[Йәр йүзидики] баш каһинниң жилмужил өз қенини әмәс, бәлки [қурбанлиқларниң] қенини елип, әң муқәддәс җайға қайта-қайта кирип турғинидәк, у қурбанлиқ сүпитидә өзини қайта-қайта аташ үчүн киргини йоқ.
26 Əgǝr xundaⱪ ⱪilixning zɵrüriyiti bolƣan bolsa, dunya apiridǝ bolƣandin beri Uning ⱪayta-ⱪayta azab qekixigǝ toƣra kelǝtti. Lekin U mana zamanlarning ahirida gunaⱨni yoⱪ ⱪilix üqün, bir yolila Ɵzini ⱪurban ⱪilixⱪa otturiƣa qiⱪti. (aiōn )
Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния апиридә болғандин бери Униң қайта-қайта азап чекишигә тоғра келәтти. Лекин У мана заманларниң ахирида гунани йоқ қилиш үчүн, бир йолила Өзини қурбан қилишқа оттуриға чиқти. (aiōn )
27 Ⱨǝmmǝ adǝmning bir ⱪetim ɵlüxi wǝ ɵlgǝndin keyin soraⱪⱪa tartilixi bekitilgǝngǝ ohxax,
Һәммә адәмниң бир қетим өлүши вә өлгәндин кейин сораққа тартилиши бекитилгәнгә охшаш,
28 Mǝsiⱨmu nurƣun kixilǝrning gunaⱨlirini Ɵz üstigǝ elix üqün birla ⱪetim ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sunulƣandin keyin, Ɵzini tǝlpünüp kütkǝnlǝrgǝ gunaⱨni yoⱪ ⱪilƣan ⱨalda nijat kǝltürüxkǝ ikkinqi ⱪetim axkarǝ bolidu.
Мәсиһму нурғун кишиләрниң гуналирини Өз үстигә елиш үчүн бирла қетим қурбанлиқ сүпитидә сунулғандин кейин, Өзини тәлпүнүп күткәнләргә гунани йоқ қилған һалда ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду.