< Ibraniylarƣa 4 >

1 Əmdi Uning aramliⱪiƣa kirip bǝⱨrimǝn bolux toƣrisidiki wǝdisi [bizgǝ] ⱪaldurulƣandin keyin, aranglardiki birǝrsiningmu uning nesiwisidin qüxüp ⱪelixidin ⱪorⱪunqta eⱨtiyat ⱪilayli.
Әнди Униң арамлиғиға кирип бәһримән болуш тоғрисидики вәдиси [бизгә] қалдурулғандин кейин, араңлардики бирәрсиниңму униң несивисидин чүшүп қелишидин қорқунучта еһтият қилайли.
2 Qünki hux hǝwǝr huddi [qɵldiki Israillarƣa] anglitilƣandǝk bizlǝrgimu anglitildi. Lekin ularning angliƣanliri etiⱪad bilǝn yuƣurulmiƣanliⱪtin, sɵz-kalamning ularƣa ⱨeqⱪandaⱪ paydisi bolmiƣanidi.
Чүнки хуш хәвәр худди [чөлдики Исраилларға] аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири етиқат билән жуғурулмиғанлиқтин, сөз-каламниң уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.
3 Qünki bu aramliⱪⱪa kirgǝnlǝr bolsa — etiⱪad ⱪilƣan bizlǝrmiz. Huddi Hudaning eytⱪinidǝk: «Xunga mǝn ƣǝzǝplinip ⱪǝsǝm iqip: — «Ular Mening aramliⱪimƣa ⱪǝt’iy kirmǝydu — degǝn». Hudaning ǝmǝlliri bolsa dunya apiridǝ bolƣandila ⱨǝmmisi tamamlanƣanidi;
Чүнки бу арамлиққа киргәнләр болса — етиқат қилған бизләрмиз. Худди Худаниң ейтқинидәк: «Шуңа мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду — дегән». Худаниң әмәллири болса дуния апиридә болғандила һәммиси тамамланған еди;
4 qünki yaritilixning yǝttinqi küni ⱨǝⱪⱪidǝ muⱪǝddǝs yazmilarning bir yeridǝ mundaⱪ deyilgǝn: «Yǝttinqi küni kǝlgǝndǝ, Huda ⱨǝmmǝ ǝmǝlliridin aram aldi».
чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә муқәддәс язмиларниң бир йеридә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа һәммә әмәллиридин арам алди».
5 Yǝnǝ kelip yuⱪirida eytilƣandǝk Huda: «Ular Mening aramliⱪimƣa ⱪǝt’iy kirmǝydu» degǝnidi.
Йәнә келип жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дегән еди.
6 Buningdin kɵrünǝrlikki, Hudaning aramliⱪiƣa kirǝlǝydiƣanlar bar, ǝmma uning toƣrisidiki hux hǝwǝrni awwal angliƣanlar itaǝtsizlik ⱪilƣanliⱪi üqün, uningƣa kirǝlmidi.
Буниңдин көрүнәрликки, Худаниң арамлиғиға кирәләйдиғанлар бар, амма униң тоғрисидики хуш хәвәрни авал аңлиғанлар итаәтсизлик қилғанлиғи үчүн, униңға кирәлмиди.
7 Xuning üqün, Huda ǝnǝ xu [aramliⱪ toƣrisida] uzaⱪ waⱪittin keyinki mǝlum bir künni «bügün» dǝp bekitip, Dawut [pǝyƣǝmbǝr] arⱪiliⱪ yǝnǝ xundaⱪ eytⱪan: — «Bügün uning awazini anglisanglar, Yürikinglarni ⱪattiⱪ ⱪilmanglar!»
Шуниң үчүн, Худа әнә шу [арамлиқ тоғрисида] узақ вақиттин кейинки мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бекитип, Давут [пәйғәмбәр] арқилиқ йәнә шундақ ейтқан: — «Бүгүн униң авазини аңлисаңлар, Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!»
8 Əgǝr Yǝxua [pǝyƣǝmbǝr] [Israillarni] aramliⱪⱪa kirgüzgǝn bolsa idi, Huda keyin yǝnǝ bir [aramliⱪ] küni toƣruluⱪ demigǝn bolatti.
Әгәр Йәшуа [пәйғәмбәр] [Исраилларни] арамлиққа киргүзгән болса еди, Худа кейин йәнә бир [арамлиқ] күни тоғрилиқ демигән болатти.
9 Ⱪisⱪisi, xabat künidiki bir aramliⱪ Hudaning hǝlⱪini kütmǝktǝ.
Қисқиси, шабат күнидики бир арамлиқ Худаниң хәлқини күтмәктә.
10 Qünki Hudaning aramliⱪiƣa kirgüqilǝr huddi Huda «Ɵz ǝmǝl-ixliridin aram alƣan»dǝk, ɵzlirining ixliridin aram alidu.
Чүнки Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа «Өз әмәл-ишлиридин арам алған»дәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду.
11 Xunga ⱨeqⱪaysimizning ǝnǝ xu [Israillardǝk] itaǝtsizlik ⱪilƣan ⱨalitidǝ yiⱪilip qüxmǝsliki üqün, ⱨǝrbirimiz bu aramliⱪⱪa kirixkǝ intilǝyli.
Шуңа һеч қайсимизниң әнә шу [Исраиллардәк] итаәтсизлик қилған һалитидә жиқилип чүшмәслиги үчүн, һәр биримиз бу арамлиққа киришкә интиләйли.
12 Qünki Hudaning sɵz-kalami janliⱪtur wǝ küqkǝ igidur, ⱨǝtta jan bilǝn roⱨni, yilik bilǝn boƣumlarni bir-biridin ayriwetǝligüdǝk dǝrijidǝ, ⱨǝrⱪandaⱪ ⱪox bisliⱪ ⱪiliqtin ittiktur, ⱪǝlbdiki oy-pikir wǝ arzu-niyǝtlǝrning üstidin ⱨɵküm qiⱪarƣuqidur.
Чүнки Худаниң сөз-калами җанлиқтур вә күчкә егидур, һәтта җан билән роһни, илик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк дәриҗидә, һәр қандақ қош бислиқ қиличтин иштиктур, қәлбдики ой-пикир вә арзу-нийәтләрниң үстидин һөкүм чиқарғучидур.
13 Uning aldida ⱨeqⱪandaⱪ mǝwjudat ƣayip ǝmǝstur; bǝlki bizdin ⱨesab Alƣuqining kɵzliri aldida ⱨǝmmǝ ix oquⱪ-axkaridur.
Униң алдида һеч қандақ мәвҗудат ғайип әмәстур; бәлки биздин һесап Алғучиниң көзлири алдида һәммә иш очуқ-ашкаридур.
14 Xundaⱪ bolƣanikǝn, xundaⱪla ǝrx-asmanlardin ɵtüp qiⱪⱪan uluƣ Bax Ⱪaⱨinimiz, yǝni Hudaning Oƣli Əysa bolƣanikǝn, biz etirap ⱪilƣan etiⱪadimizda qing turayli.
Шундақ болған екән, шундақла әрш-асманлардин өтүп чиққан улуқ Баш Қаһинимиз, йәни Худаниң Оғли Әйса болған екән, биз етирап қилған етиқатимизда чиң турайли.
15 Qünki bizgǝ tǝyinlǝngǝn bax kaⱨinimiz ajizliⱪlirimizƣa ⱨesdaxliⱪ ⱪilmiƣuqi ǝmǝs, bǝlki bizgǝ ohxax ⱨǝrhil azdurux-sinaⱪlarƣa duq kǝlgǝn, lekin gunaⱨ sadir ⱪilip baⱪmiƣuqidur.
Чүнки бизгә тайинланған баш каһинимиз аҗизлиқлиримизға һесдашлиқ қилмиғучи әмәс, бәлки бизгә охшаш һәр хил аздуруш-синақларға дуч кәлгән, лекин гуна садир қилип бақмиғучидур.
16 Xunga yürikimiz toⱪ ⱨalda rǝⱨim-xǝpⱪǝtkǝ erixix wǝ yardǝmgǝ eⱨtiyajliⱪ waⱪtimizda xapaǝt tepix üqün meⱨir-xǝpⱪǝt [ayan ⱪilinƣuqi] tǝhtkǝ yeⱪinlixayli.
Шуңа жүригимиз тоқ һалда рәһим-шәпқәткә еришиш вә ярдәмгә еһтияҗлиқ вақтимизда шапаәт тепиш үчүн меһри-шәпқәт [аян қилинғучи] тәхткә йеқинлишайли.

< Ibraniylarƣa 4 >