< Yaritilix 8 >
1 Huda Nuⱨni, xundaⱪla kemidǝ uning bilǝn billǝ bolƣan barliⱪ yawayi ⱨaywanlar bilǝn barliⱪ mal-qarwilarni ǝslidi. Xuning bilǝn Huda bir xamal qiⱪirip yǝr yüzini yǝlpütti wǝ sular yenixⱪa baxlidi.
Худа Нуһни, шундақла кемидә униң билән биллә болған барлиқ явайи һайванлар билән барлиқ мал-чарвиларни әслиди. Шуниң билән Худа бир шамал чиқирип йәр йүзини йәлпүтти вә сулар йенишқа башлиди.
2 Qongⱪur dengizlarning tǝgliridiki bulaⱪlar wǝ asmanning pǝnjiriliri etilip, asmandin tɵkülgǝn yamƣur tohtidi.
Чоңқур деңизларниң тәглиридики булақлар вә асманниң пәнҗирилири етилип, асмандин төкүлгән ямғур тохтиди.
3 Sular barƣanseri yǝr yüzidin yandi; bir yüz ǝllik kün ɵtkǝndin keyin heli azlidi.
Сулар барғансери йәр йүзидин янди; бир йүз әллик күн өткәндин кейин хелә азлиди.
4 Yǝttinqi ayning on yǝttinqi küni, kemǝ Ararat taƣ tizmiliridiki birining üstidǝ tohtap ⱪaldi.
Йәттинчи айниң он йәттинчи күни, кемә Арарат тағ тизмилиридики бириниң үстидә тохтап қалди.
5 Sular oninqi ayƣiqǝ barƣanseri aziyip, oninqi ayning birinqi küni taƣ qoⱪⱪiliri kɵrünüxkǝ baxlidi.
Сулар онинчи айғичә барғансери азийип, онинчи айниң биринчи күни тағ чоққилири көрүнүшкә башлиди.
6 Ⱪiriⱪ kündin keyin Nuⱨ kemigǝ ɵzi ornatⱪan dǝrizini eqip,
Қириқ күндин кейин Нуһ кемигә өзи орнатқан дәризини ечип,
7 bir ⱪuzƣunni sirtⱪa qiⱪardi. U yǝr yüzidiki sular tartilip bolƣuqǝ uyan-buyan uqup yürdi.
бир қузғунни сиртқа чиқарди. У йәр йүзидики сулар тартилип болғичә уян-буян учуп жүрди.
8 Uningdin keyin Nuⱨ sularning yǝr yüzidin tartilƣan-tartilmiƣanliⱪini bilix üqün, bir kǝptǝrni qiⱪardi.
Униңдин кейин Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилған-тартилмиғанлиғини билиш үчүн, бир кәптәрни чиқарди.
9 Lekin sular tehiqǝ pütkül yǝr yüzini ⱪaplap turƣaqⱪa, kǝptǝr putini ⱪoyƣudǝk jay tapalmay, Nuⱨning ⱪexiƣa kemigǝ yenip kǝldi. Xuning bilǝn Nuⱨ ⱪolini sunup uni tutup, kemigǝ ǝkiriwaldi.
Лекин сулар техичә пүткүл йәр йүзини қаплап турғачқа, кәптәр путини қойғидәк җай тапалмай, Нуһниң қешиға кемигә йенип кәлди. Шуниң билән Нуһ қолини сунуп уни тутуп, кемигә әкиривалди.
10 U yǝttǝ kün saⱪlap, bu kǝptǝrni kemidin yǝnǝ sirtⱪa qiⱪardi.
У йәттә күн сақлап, бу кәптәрни кемидин йәнә сиртқа чиқарди.
11 Kǝptǝr kǝqtǝ uning ⱪexiƣa yenip kǝldi; mana, uning tumxuⱪida yengi üzüwalƣan zǝytun yopurmiⱪi bar idi. Buni kɵrüp Nuⱨ sularning yǝr yüzidin tartilƣinini bildi.
Кәптәр кәчтә униң қешиға йенип кәлди; мана, униң тумшуғида йеңи үзүвалған зәйтун йопурмиғи бар еди. Буни көрүп Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилғинини билди.
12 U yǝnǝ yǝttǝ kün saⱪlap, kǝptǝrni yǝnǝ sirtⱪa qiⱪardi, ǝmma bu ⱪetim kǝptǝr uning yeniƣa ⱪaytip kǝlmidi.
У йәнә йәттә күн сақлап, кәптәрни йәнә сиртқа чиқарди, амма бу қетим кәптәр униң йениға қайтип кәлмиди.
13 Nuⱨ altǝ yüz bir yaxⱪa kirgǝn yili, birinqi ayning birinqi künidǝ su yǝr yüzidin ⱪuruƣanidi. Nuⱨ kemining ⱪapⱪiⱪini eqip ⱪariwidi, yǝrning ⱪuruƣinini kɵrdi.
Нуһ алтә йүз бир яшқа киргән жили, биринчи айниң биринчи күнидә су йәр йүзидин қуруған еди. Нуһ кеминиң қапқиқини ечип қаривиди, йәрниң қуруғинини көрди.
14 Ikkinqi ayning yigirmǝ yǝttinqi küni, yǝr yüzi pütünlǝy ⱪurup boldi.
Иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни, йәр йүзи пүтүнләй қуруп болди.
15 U waⱪitta Huda Nuⱨⱪa sɵz ⱪilip: — Sǝn ɵzüng, ayaling, oƣulliring wǝ kelinliring kemidin qiⱪinglar.
У вақитта Худа Нуһқа сөз қилип: — Сән өзүң, аялиң, оғуллириң вә келинлириң кемидин чиқиңлар.
17 Ɵzüng bilǝn billǝ bolƣan barliⱪ ǝt igiliridin ⱨǝrbir türdiki janiwarlarni, yǝni uqar-ⱪanatlarni ⱨǝm mal-qarwilarni, yǝrdǝ ɵmiligüqi ⱨaywanlarning ⱨǝmmisini ɵzüng bilǝn ⱪoxup kemidin elip qiⱪⱪin; xuning bilǝn ular yǝr yüzidǝ tarilip-tarⱪilip, nǝsillinip zeminda kɵpǝysun, — dedi.
Өзүң билән биллә болған барлиқ әт егилиридин һәр бир түрдики җаниварларни, йәни учар-қанатларни һәм мал-чарвиларни, йәрдә өмилигүчи һайванларниң һәммисини өзүң билән қошуп кемидин елип чиққин; шуниң билән улар йәр йүзидә тарилип-тарқилип, нәсиллинип зиминда көпәйсун, — деди.
18 Xuning bilǝn Nuⱨ, ayali, oƣulliri wǝ kelinliri bilǝn billǝ sirtⱪa qiⱪti.
Шуниң билән Нуһ, аяли, оғуллири вә келинлири билән биллә сиртқа чиқти.
19 Janiwarlarning ⱨǝmmisi, barliⱪ ɵmiligüqi ⱨaywanlar, barliⱪ uqar-ⱪanatlar, yǝrdǝ midirlap yüridiƣanlarning ⱨǝrⱪaysisi ɵz türliri boyiqǝ kemidin qiⱪixti.
Җаниварларниң һәммиси, барлиқ өмилигүчи һайванлар, барлиқ учар-қанатлар, йәрдә мидирлап жүридиғанларниң һәр қайсиси өз түрлири бойичә кемидин чиқишти.
20 Xu qaƣda Nuⱨ Pǝrwǝrdigarƣa atap bir ⱪurbangaⱨni yasidi; u ⱨalal janiwarlar bilǝn ⱨalal ⱪuxlarning ⱨǝr türidin elip kelip, ⱪurbangaⱨning üstidǝ «kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ» ɵtküzdi.
Шу чағда Нуһ Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһни ясиди; у һалал җаниварлар билән һалал қушларниң һәр түридин елип келип, қурбангаһниң үстидә «көйдүрмә қурбанлиқ» өткүзди.
21 Xundaⱪ ⱪilip Pǝrwǝrdigar huxbuy purap [mǝmnun boldi]; Pǝrwǝrdigar kɵnglidǝ: — «Insanning kɵngül-niyiti yaxliⱪidin tartip rǝzil bolsimu, Mǝn insan tüpǝylidin yǝrgǝ yǝnǝ lǝnǝt oⱪumaymǝn wǝ ǝmdi bu ⱪetimⱪidǝk ⱨǝmmǝ jandarlarni urup yoⱪitiwǝtmǝymǝn.
Шундақ қилип Пәрвәрдигар хушбуй пурап [мәмнун болди]; Пәрвәрдигар көңлидә: — «Инсанниң көңүл-нийити яшлиғидин тартип рәзил болсиму, Мән инсан түпәйлидин йәргә йәнә ләнәт оқумаймән вә әнди бу қетимқидәк һәммә җандарларни уруп йоқитивәтмәймән.
22 Bundin keyin, yǝr mǝwjut künliridǝ, Terix bilǝn orma, Soƣuⱪ bilǝn issiⱪ, Yaz bilǝn ⱪix, Kündüz bilǝn keqǝ üzülmǝy aylinip turidu» — dedi.
Бундин кейин, йәр мәвҗут күнлиридә, Териш билән орма, Соғ билән иссиқ, Яз билән қиш, Күндүз билән кечә үзүлмәй айлинип туриду» — деди.