< Yaritilix 5 >

1 Bu Adǝm’atining ǝwladlirining nǝsǝbnamisidur: — Huda insanni yaratⱪan künidǝ, uni Ɵzigǝ ohxax ⱪilip yaratti.
Бу Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамисидур: — Худа инсанни яратқан күнидә, уни Өзигә охшаш қилип яратти.
2 U ularni ǝr jinis wǝ ayal jinis ⱪilip yaritip, ularƣa bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilip, yaritilƣan künidǝ ularning namini «adǝm» dǝp atidi.
У уларни әр җинис вә аял җинис қилип яритип, уларға бәхит-бәрикәт ата қилип, яритилған күнидә уларниң намини «адәм» дәп атиди.
3 Adǝm’ata bir yüz ottuz yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin ɵzigǝ ohxaydiƣan, ɵz sürǝt-obrazidǝk bir oƣul tɵrǝldi; u uningƣa Xet dǝp at ⱪoydi.
Адәм ата бир йүз оттуз яшқа киргәндә униңдин өзигә охшайдиған, өз сүрәт-образидәк бир оғул төрәлди; у униңға Шет дәп ат қойди.
4 Xet tuƣulƣandin keyin Adǝm’ata sǝkkiz yüz yil ɵmür kɵrüp, uningdin [yǝnǝ] oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Шет туғулғандин кейин Адәм ата сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин [йәнә] оғул-қизлар төрәлди.
5 Adǝm’atimiz jǝmiy toⱪⱪuz yüz ottuz yil kün kɵrüp, alǝmdin ɵtti.
Адәм атимиз җәмий тоққуз йүз оттуз жил күн көрүп, аләмдин өтти.
6 Xet bir yüz bǝx yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Enox tɵrǝldi.
Шет бир йүз бәш яшқа киргәндә униңдин Енош төрәлди.
7 Enox tuƣulƣandin keyin Xet sǝkkiz yüz yǝttǝ yil ɵmür kɵrüp, uningdin [yǝnǝ] oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Енош туғулғандин кейин Шет сәккиз йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин [йәнә] оғул-қизлар төрәлди.
8 Xet jǝmiy toⱪⱪuz yüz on ikki yil kün kɵrüp, alǝmdin ɵtti.
Шет җәмий тоққуз йүз он икки жил күн көрүп, аләмдин өтти.
9 Enox toⱪsan yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Kenan tɵrǝldi.
Енош тохсән яшқа киргәндә униңдин Кенан төрәлди.
10 Kenan tuƣulƣandin keyin, Enox sǝkkiz yür on bǝx yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Кенан туғулғандин кейин, Енош сәккиз жүр он бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
11 Enox jǝmiy toⱪⱪuz yüz bǝx yil kün kɵrüp, alǝmdin ɵtti.
Енош җәмий тоққуз йүз бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти.
12 Kenan yǝtmix yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Maⱨalalel tɵrǝldi.
Кенан йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Маһалалел төрәлди.
13 Maⱨalalel tuƣulƣandin keyin Kenan sǝkkiz yüz ⱪiriⱪ yil ɵmür kɵrüp, uningdin [yǝnǝ] oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Маһалалел туғулғандин кейин Кенан сәккиз йүз қириқ жил өмүр көрүп, униңдин [йәнә] оғул-қизлар төрәлди.
14 Kenan jǝmiy toⱪⱪuz yüz on yil kün kɵrüp, alǝmdin ɵtti.
Кенан җәмий тоққуз йүз он жил күн көрүп, аләмдин өтти.
15 Maⱨalalel atmix bǝx yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Yarǝd tɵrǝldi.
Маһалалел атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Ярәд төрәлди.
16 Yarǝd tuƣulƣandin keyin Maⱨalalel sǝkkiz yüz ottuz yil ɵmür kɵrüp, uningdin [yǝnǝ] oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Ярәд туғулғандин кейин Маһалалел сәккиз йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин [йәнә] оғул-қизлар төрәлди.
17 Maⱨalalel jǝmiy sǝkkiz yüz toⱪsan bǝx yil kün kɵrüp, alǝmdin ɵtti.
Маһалалел җәмий сәккиз йүз тохсән бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти.
18 Yarǝd bir yüz atmix ikki yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Ⱨanoh tɵrǝldi.
Ярәд бир йүз атмиш икки яшқа киргәндә униңдин Һанох төрәлди.
19 Ⱨanoh tuƣulƣandin keyin Yarǝd sǝkkiz yüz yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Һанох туғулғандин кейин Ярәд сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
20 Yarǝd jǝmiy toⱪⱪuz yüz atmix ikki yil kün kɵrüp, alǝmdin ɵtti.
Ярәд җәмий тоққуз йүз атмиш икки жил күн көрүп, аләмдин өтти.
21 Ⱨanoh atmix bǝx yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Mǝtuxǝlaⱨ tɵrǝldi.
Һанох атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Мәтушәлаһ төрәлди.
22 Mǝtuxǝlaⱨ tuƣulƣandin keyin Ⱨanoh üq yüz yilƣiqǝ Huda bilǝn bir yolda mengip, yǝnǝ oƣul-ⱪizlarni tapti.
Мәтушәлаһ туғулғандин кейин Һанох үч йүз жилғичә Худа билән бир йолда меңип, йәнә оғул-қизларни тапти.
23 Ⱨanohning [yǝr yüzidǝ] barliⱪ kɵrgǝn künliri üq yüz atmix bǝx yil boldi;
Һанохниң [йәр йүзидә] барлиқ көргән күнлири үч йүз атмиш бәш жил болди;
24 U Huda bilǝn bir yolda mengip yaxaytti; u [tuyuⱪsiz kɵzdin] ƣayib boldi; qünki Huda uni Ɵz yeniƣa elip kǝtkǝnidi.
У Худа билән бир йолда меңип яшайтти; у [туюқсиз көздин] ғайип болди; чүнки Худа уни Өз йениға елип кәткән еди.
25 Mǝtuxǝlaⱨ bir yüz sǝksǝn yǝttǝ yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Lǝmǝh tɵrǝldi.
Мәтушәлаһ бир йүз сәксән йәттә яшқа киргәндә униңдин Ләмәх төрәлди.
26 Lǝmǝh tuƣulƣandin keyin Mǝtuxǝlaⱨ yǝttǝ yüz sǝksǝn ikki yil ɵmür kɵrüp, uningdin oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Ләмәх туғулғандин кейин Мәтушәлаһ йәттә йүз сәксән икки жил өмүр көрүп, униңдин оғул-қизлар төрәлди.
27 Mǝtuxǝlaⱨ jǝmiy toⱪⱪuz yüz atmix toⱪⱪuz yil kün kɵrüp, alǝmdin ɵtti.
Мәтушәлаһ җәмий тоққуз йүз атмиш тоққуз жил күн көрүп, аләмдин өтти.
28 Lǝmǝh bir yüz sǝksǝn ikki yaxⱪa kirgǝndǝ bir oƣul tepip, uning ismini Nuⱨ atap: — Pǝrwǝrdigar tupraⱪⱪa lǝnǝt ⱪildi; xunga biz [yǝrgǝ] ixliginimizdǝ ⱨǝmdǝ ⱪollirimizning japaliⱪ ǝmgikidǝ bu bala bizgǝ tǝsǝlli beridu, — dedi.
Ләмәх бир йүз сәксән икки яшқа киргәндә бир оғул тепип, униң исмини Нуһ атап: — Пәрвәрдигар тупраққа ләнәт қилди; шуңа биз [йәргә] ишлигинимиздә һәмдә қоллиримизниң җапалиқ әмгигидә бу бала бизгә тәсәлли бериду, — деди.
30 Nuⱨ tuƣulƣandin keyin Lǝmǝh bǝx yüz toⱪsan bǝx yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Нуһ туғулғандин кейин Ләмәх бәш йүз тохсән бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
31 Lǝmǝh jǝmiy yǝttǝ yüz yǝtmix yǝttǝ yil kün kɵrüp, alǝmdin ɵtti.
Ләмәх җәмий йәттә йүз йәтмиш йәттә жил күн көрүп, аләмдин өтти.
32 Nuⱨ bǝx yüz yaxⱪa kirgǝndin keyin, uningdin Xǝm, Ⱨam wǝ Yafǝt tɵrǝldi.
Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, униңдин Шәм, Һам вә Яфәт төрәлди.

< Yaritilix 5 >