< Yaritilix 49 >
1 Andin Yaⱪup oƣullirini qaⱪirip ularƣa mundaⱪ dedi: — [Ⱨǝmminglar] jǝm bolunglar, mǝn silǝrgǝ keyinki künlǝrdǝ silǝr yoluⱪidiƣan ixlarni eytip berǝy: —
Андин Яқуп оғуллирини чақирип уларға мундақ деди: — [Һәммиңлар] җәм болуңлар, мән силәргә кейинки күнләрдә силәр йолуғидиған ишларни ейтип берәй: —
2 Yiƣilip kelip anglanglar, i Yaⱪupning oƣulliri; Atanglar Israilƣa ⱪulaⱪ selinglar.
Жиғилип келип аңлаңлар, и Яқупниң оғуллири; Атаңлар Исраилға қулақ селиңлар.
3 Əy Rubǝn, sǝn mening tunji oƣlumsǝn, Küq-ⱪudritimsǝn, Küqüm bar waⱪtimning tunji mewisidursǝn, Salapǝt wǝ ⱪudrǝttǝ aldi iding,
Әй Рубән, сән мениң тунҗа оғлумсән, Күч-қудритимсән, Күчүм бар вақтимниң тунҗа мевисидурсән, Салапәт вә қудрәттә алди едиң,
4 Lekin ⱪaynap texip qüxkǝn sudǝk, Əmdi aldi bolalmassǝn; Qünki sǝn atangning kɵrpisigǝ qiⱪting, Xuning bilǝn sǝn uni bulƣiding! U mening kɵrpǝmning üstigǝ qiⱪti!
Лекин қайнап тешип чүшкән судәк, Әнди алди болалмассән; Чүнки сән атаңниң көрписигә чиқтиң, Шуниң билән сән уни булғидиң! У мениң көрпәмниң үстигә чиқти!
5 Ximeon bilǝn Lawiy ⱪerindaxlardur; Ularning ⱪiliqliri zorawanliⱪning ⱪoralliridur!
Шимеон билән Лавий қериндашлардур; Уларниң қиличлири зораванлиқниң қураллиридур!
6 Aⱨ jenim, ularning mǝsliⱨitigǝ kirmigin! I izzitim, ularning jamaiti bilǝn qetilip ⱪalmiƣay! Qünki ular aqqiⱪida adǝmlǝrni ɵltürüp, Ɵz beximqiliⱪ ⱪilip buⱪilarning peyini kǝsti.
Аһ җеним, уларниң мәслиһитигә кирмигин! И иззитим, уларниң җамаити билән четилип қалмиғай! Чүнки улар аччиғида адәмләрни өлтүрүп, Өз бешимчилиқ қилип буқиларниң пейини кәсти.
7 Ularning aqqiⱪi ǝxǝddiy bolƣaqⱪa lǝnǝtkǝ ⱪalsun! Ƣǝzipimu rǝⱨimsiz bolƣaqⱪa lǝnǝtkǝ ⱪalsun! Mǝn ularni Yaⱪupning iqidǝ tarⱪitiwetimǝn, Israilning iqidǝ ularni qeqiwetimǝn.
Уларниң аччиғи әшәддий болғачқа ләнәткә қалсун! Ғәзивиму рәһимсиз болғачқа ләнәткә қалсун! Мән уларни Яқупниң ичидә тарқитиветимән, Исраилниң ичидә уларни чечиветимән.
8 Əy Yǝⱨuda! Seni bolsa ⱪerindaxliring tǝriplǝr, Ⱪolung düxmǝnliringning gǝjgisini basar. Atangning oƣulliri sanga bax urar,
Әй Йәһуда! Сени болса қериндашлириң тәрипләр, Қолуң дүшмәнлириңниң гәҗгисини басар. Атаңниң оғуллири саңа баш урар,
9 Yǝⱨuda yax bir xirdur; Əy oƣlum, sǝn owni tutupla qiⱪting; U xirdǝk [owning yenida] qɵküp sozulup yatsa, Yaki qixi xirdǝk yetiwalsa, Kimmu uni ⱪozƣaxⱪa petinar?
Йәһуда яш бир ширдур; Әй оғлум, сән овни тутупла чиқтиң; У ширдәк [овниң йенида] чөкүп созулуп ятса, Яки чиши ширдәк йетивалса, Кимму уни қозғашқа петинар?
10 Xaⱨanǝ ⱨasa Yǝⱨudadin ketip ⱪalmaydu, Yǝⱨudaning puxtidin ⱪanun qiⱪarƣuqi ɵksümǝydu, Taki xu ⱨoⱪuⱪ Igisi kǝlgüqǝ kütidu; Kǝlgǝndǝ, jaⱨan hǝlⱪliri uningƣa itaǝt ⱪilidu.
Шаһанә һаса Йәһудадин кетип қалмайду, Йәһуданиң пуштидин қанун чиқарғучи өксүмәйду, Таки шу һоқуқ Егиси кәлгичә күтиду; Кәлгәндә, җаһан хәлиқлири униңға итаәт қилиду.
11 U tǝhiyini üzüm teliƣa, Exǝk balisini sortluⱪ üzüm teliƣa baƣlap ⱪoyar. U libasini xarabta yuyup, Tonini üzüm xǝrbitidǝ yuyar.
У тәхийини үзүм телиға, Ешәк балисини сортлуқ үзүм телиға бағлап қояр. У либасини шарапта жуюп, Тонини үзүм шәрбитидә жуяр.
12 Uning kɵzliri xarabtin ⱪizirip ketǝr, Qixliri süt iqkinidin ap’aⱪ turar.
Униң көзлири шараптин қизирип кетәр, Чишлири сүт ичкинидин аппақ турар.
13 Zǝbulun dengiz boyini makan ⱪilar, Makani kemilǝrning panaⱨgaⱨi bolar, Yǝr-zemini Zidonƣiqǝ yetip barar.
Зәбулун деңиз бойини макан қилар, Макани кемиләрниң панаһгаһи болар, Йәр-зимини Зидонғичә йетип барар.
14 Issakar bǝstlik bǝrdǝm bir exǝktur, U ikki ⱪotan arisida yatⱪandur;
Иссакар бәстлик бәрдәм бир ешәктур, У икки қотан арисида ятқандур;
15 U aramgaⱨning yahxi ikǝnlikigǝ ⱪarap, Zeminning esilliⱪini kɵrüp, Yük kɵtürüxkǝ mürisini egip, Alwanƣa ixlǝydiƣan ⱪul bolup ⱪalar.
У арамгаһниң яхши екәнлигигә қарап, Зиминниң есиллиғини көрүп, Жүк көтиришкә мүрисини егип, Алванға ишләйдиған қул болуп қалар.
16 Dan Israil ⱪǝbililiridin biri bolar, Ɵz hǝlⱪigǝ ⱨɵküm qiⱪirar.
Дан Исраил қәбилилиридин бири болар, Өз хәлқигә һөкүм чиқирар.
17 Dan yol üstidiki yilan, Qiƣir yol üstidǝ turƣan zǝⱨǝrlik bir yilandur. U atning tuyiⱪini qeⱪip, At mingüqini arⱪiƣa mollaⱪ atⱪuzar.
Дан йол үстидики илан, Чиғир йол үстидә турған зәһәрлик бир иландур. У атниң туйиғини чеқип, Ат мингүчини арқиға моллақ атқузар.
18 I Pǝrwǝrdigar, nijatingƣa tǝlmürüp kütüp kǝldim!
И Пәрвәрдигар, ниҗатиңға тәлмүрүп күтүп кәлдим!
19 Gadⱪa bolsa, ⱪaraⱪqilar ⱪoxuni ⱨujum ⱪilar; Lekin u tapinini besip zǝrbǝ berǝr.
Гадқа болса, қарақчилар қошуни һуҗум қилар; Лекин у тапинини бесип зәрбә берәр.
20 Axirning tamiⱪida zǝytun meyi mol bolar, U xaⱨlar üqün nazu-nemǝtlǝrni tǝminlǝr.
Аширниң тамиғида зәйтун мейи мол болар, У шаһлар үчүн назу-немәтләрни тәминләр.
21 Naftalidin qirayliⱪ gǝplǝr qiⱪar, U ǝrkin ⱪoyuwetilgǝn maraldur.
Нафталидин чирайлиқ гәпләр чиқар, У әркин қоюветилгән маралдур.
22 Yüsüp mewilik dǝrǝhning xehidur, Bulaⱪning yenidiki kɵp mewilik xahtǝktur; Uning xahqiliri tamdin ⱨalⱪip kǝtkǝndur.
Йүсүп мевилик дәрәқниң шехидур, Булақниң йенидики көп мевилик шахтәктур; Униң шахчилири тамдин һалқип кәткәндур.
23 Ya atⱪuqilar uningƣa azar ⱪilip, Uningƣa oⱪ atti, uningƣa nǝprǝtlǝndi.
Я атқучилар униңға азар қилип, Униңға оқ атти, униңға нәпрәтләнди.
24 Ⱨalbuki, uning oⱪyayi mǝzmut turar, Ⱪol-bilǝkliri ǝplik turƣuzular, Xu [küq] Yaⱪuptiki ⱪudrǝt Igisining ⱪolliridindur — (Israilning Ⱪoram Texi, yǝni uning Padiqisi Uningdin qiⱪar!)
Һалбуки, униң оқяйи мәзмут турар, Қол-биләклири әплик турғузулар, Шу [күч] Яқуптики қудрәт Егисиниң қоллиридиндур — (Исраилниң Қорам Теши, йәни униң Падичиси Униңдин чиқар!)
25 [Axu küq] atangning Tǝngrisidindur — (U sanga mǝdǝt berǝr!) [Yǝni] Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirdindur — U seni bǝrikǝtlǝr! Yuⱪirida asmanning bǝrikǝtliri bilǝn, Tɵwǝndǝ yatⱪan qongⱪur sularning bǝrikǝtliri bilǝn, Əmqǝk bilǝn baliyatⱪuning bǝrikiti bilǝn seni bǝrikǝtlǝr!
[Әшу күч] атаңниң Тәңрисидиндур — (У саңа мәдәт берәр!) [Йәни] Һәммигә Қадирдиндур — У сени бәрикәтләр! Жуқирида асманниң бәрикәтлири билән, Төвәндә ятқан чоңқур суларниң бәрикәтлири билән, Әмчәк билән балиятқуниң бәрикити билән сени бәрикәтләр!
26 Sening atangning tiligǝn bǝrikǝtliri ata-bowilirimning tiligǝn bǝrikǝtliridin ziyadǝ boldi, Ular mǝnggülük taƣ-edirlarning qǝtlirigiqǝ yetǝr, Ular Yüsüpning bexiƣa qüxǝr, Yǝni ɵz ⱪerindaxliridin ayrim turƣuqining qoⱪⱪisiƣa tegǝr.
Сениң атаңниң тилигән бәрикәтлири ата-бовилиримниң тилигән бәрикәтлиридин зиядә болди, Улар мәңгүлүк тағ-едирларниң чәтлиригичә йетәр, Улар Йүсүпниң бешиға чүшәр, Йәни өз қериндашлиридин айрим турғучиниң чоққисиға тегәр.
27 Binyamin yirtⱪuq bɵridǝktur; Ətigǝndǝ u owni yǝr. Kǝqⱪurun u oljisini tǝⱪsim ⱪilar» — dedi.
Бинямин житқуч бөридәктур; Әтигәндә у овни йәр. Кәчқурун у олҗисини тәқсим қилар» — деди.
28 Bularning ⱨǝmmisi Israilning on ikki ⱪǝbilisi bolup, mǝzkur sɵzlǝr bolsa atisining ularƣa tiligǝn bǝht-bǝrikǝt sɵzliridur. U xuning bilǝn ularning ⱨǝrbirigǝ mas kelidiƣan bir bǝrikǝt bilǝn ularƣa bǝht-bǝrikǝt tilidi.
Буларниң һәммиси Исраилниң он икки қәбилиси болуп, мәзкур сөзләр болса атисиниң уларға тилигән бәхит-бәрикәт сөзлиридур. У шуниң билән уларниң һәр биригә мас келидиған бир бәрикәт билән уларға бәхит-бәрикәт тилиди.
29 Andin Yaⱪup ularƣa mundaⱪ tapilidi: — «Mǝn ǝmdi ɵz ⱪowmimning ⱪexiƣa ⱪoxulimǝn. Silǝr meni ata-bowilirimning yenida, Ⱨittiylardin bolƣan Əfronning etizliⱪidiki ƣarƣa dǝpnǝ ⱪilinglar;
Андин Яқуп уларға мундақ тапилиди: — «Мән әнди өз қовмимниң қешиға қошулимән. Силәр мени ата-бовилиримниң йенида, Һиттийлардин болған Әфронниң етизлиғидики ғарға дәпнә қилиңлар;
30 u ƣar bolsa Ⱪanaan zeminida Mamrǝning udulida, Makpelaⱨning etizliⱪida. Ƣarni Ibraⱨim gɵristan bolsun dǝp xu etizliⱪ bilǝn ⱪoxup Ⱨittiy Əfrondin setiwalƣanidi.
у ғар болса Қанаан зиминида Мамрәниң удулида, Макпелаһниң етизлиғида. Ғарни Ибраһим гөристан болсун дәп шу етизлиқ билән қошуп Һиттий Әфрондин сетивалған еди.
31 Xu yǝrdǝ Ibraⱨim ayali Saraⱨ bilǝn dǝpnǝ ⱪilinƣan; xu yǝrdǝ Isⱨaⱪ ayali Riwkaⱨ bilǝnmu dǝpnǝ ⱪilinƣan; xu yǝrdǝ mǝnmu Leyaⱨni dǝpnǝ ⱪildim.
Шу йәрдә Ибраһим аяли Сараһ билән дәпнә қилинған; шу йәрдә Исһақ аяли Ривкаһ биләнму дәпнә қилинған; шу йәрдә мәнму Леяһни дәпнә қилдим.
32 Bu etizliⱪ ⱨǝm iqidiki ƣar Ⱨǝtning ǝwladliridin setiwelinƣanidi».
Бу етизлиқ һәм ичидики ғар Һәтниң әвлатлиридин сетивелинған еди».
33 Yaⱪup oƣulliriƣa bu wǝsiyǝtni tapilap bolup, putlirini kariwatta tüzlǝp, nǝpǝs tohtap ɵz ⱪowmiƣa ⱪoxuldi.
Яқуп оғуллириға бу вәсийәтни тапилап болуп, путлирини кариватта түзләп, нәпәс тохтап өз қовмиға қошулди.