< Yaritilix 47 >
1 Yüsüp Pirǝwnning ⱪexiƣa kelip: — Atam bilǝn ⱪerindaxlirim ⱪoy-kaliliri, xundaⱪla ⱨǝmmǝ mal-mülüklirini billǝ elip Ⱪanaan zeminidin kǝldi. Mana, ular ⱨazir Goxǝn yurtiƣa qüxti, dǝp hǝwǝr berip,
Йүсүп Пирәвнниң қешиға келип: — Атам билән қериндашлирим қой-калилири, шундақла һәммә мал-мүлүклирини биллә елип Қанаан зиминидин кәлди. Мана, улар һазир Гошән жутиға чүшти, дәп хәвәр берип,
2 ⱪerindaxlirining iqidin bǝxǝylǝnni elip, Pirǝwnning aldiƣa ⱨazir ⱪildi.
қериндашлириниң ичидин бәшәйләнни елип, Пирәвнниң алдиға һазир қилди.
3 Pirǝwn uning ⱪerindaxliridin: — Nemǝ oⱪitinglar bar, dǝp soriwidi, ular Pirǝwngǝ jawab berip: — Kǝminiliri ata-bowilirimizƣa ohxax mal baⱪⱪuqilarmiz, — dedi.
Пирәвн униң қериндашлиридин: — Немә оқитиңлар бар, дәп соривиди, улар Пирәвнгә җавап берип: — Кәминилири ата-бовилиримизға охшаш мал баққучилармиз, — деди.
4 Andin ular Pirǝwngǝ iltimas ⱪilip: — Ⱪanaan zeminida ⱪattiⱪ ⱪǝⱨǝtqilik bolƣaqⱪa, kǝminilirining ⱪoylirimizni baⱪidiƣanƣa yaylaⱪmu yoⱪ; xunga bu zeminda musapir bolup turuxⱪa kǝlduⱪ; janabliridin tǝlǝp ⱪilimizki, kǝminilirining Goxǝn yurtida turuxiƣa ijazǝt bǝrgǝyla, — dedi.
Андин улар Пирәвнгә илтимас қилип: — Қанаан зиминида қаттиқ қәһәтчилик болғачқа, кәминилириниң қойлиримизни бақидиғанға яйлақму йоқ; шуңа бу зиминда мусапир болуп турушқа кәлдуқ; җанаблиридин тәләп қилимизки, кәминилириниң Гошән жутида турушиға иҗазәт бәргәйла, — деди.
5 Pirǝwn Yüsüpkǝ: — Atang wǝ ⱪerindaxliring ⱪexingƣa kǝldi;
Пирәвн Йүсүпкә: — Атаң вә қериндашлириң қешиңға кәлди;
6 mana Misir zemini sening aldingda turuptu; atang wǝ ⱪerindaxliringni zeminning ǝng esil yeridǝ olturƣuzƣin; ular Goxǝn yurtida makan ⱪilsun. Xuningdǝk, ǝgǝr sǝn ularning iqidiki ⱪabil kixilǝrni bilsǝng, bularni mening qarpaylirimƣa nazarǝtqi ⱪilƣin, — dedi.
мана Мисир зимини сениң алдиңда турупту; атаң вә қериндашлириңни зиминниң әң есил йеридә олтарғузғин; улар Гошән жутида макан қилсун. Шуниңдәк, әгәр сән уларниң ичидики қабил кишиләрни билсәң, буларни мениң чарпайлиримға назарәтчи қилғин, — деди.
7 Keyin, Yüsüp atisi Yaⱪupni elip, Pirǝwnning aldiƣa ⱨazir ⱪildi; Yaⱪup Pirǝwngǝ bǝht-bǝrikǝt tilidi.
Кейин, Йүсүп атиси Яқупни елип, Пирәвнниң алдиға һазир қилди; Яқуп Пирәвнгә бәхит-бәрикәт тилиди.
8 Andin Pirǝwn Yaⱪuptin: — Ɵmrüngning yil-künliri nǝqqigǝ yǝtti? — dǝp soridi.
Андин Пирәвн Яқуптин: — Өмрүңниң жил-күнлири нәччигә йәтти? — дәп сориди.
9 Yaⱪup Pirǝwngǝ jawab berip: — Musapirliⱪ sǝpirimning künliri bir yüz ottuz yilƣa yǝtti; ɵmrümning künliri az ⱨǝm japa-muxǝⱪⱪǝtlik bolup, ata-bowilirimning musapirliⱪ ɵmür sǝpirining künlirigǝ tehi yǝtmidi, — dedi.
Яқуп Пирәвнгә җавап берип: — Мусапирлиқ сәпиримниң күнлири бир йүз оттуз жилға йәтти; өмрүмниң күнлири аз һәм җапа-мушәққәтлик болуп, ата-бовилиримниң мусапирлиқ өмүр сәпириниң күнлиригә техи йәтмиди, — деди.
10 Xuning bilǝn Yaⱪup Pirǝwngǝ bǝht-bǝrikǝt tilǝp, aldidin qiⱪip kǝtti.
Шуниң билән Яқуп Пирәвнгә бәхит-бәрикәт тиләп, алдидин чиқип кәтти.
11 Xuning bilǝn Yüsüp atisi bilǝn ⱪerindaxlirini Misir zeminida olturaⱪlaxturup ⱪoydi; Pirǝwnning buyruƣinidǝk ularƣa zeminning ǝng esil yeridin, yǝni Ramsǝs degǝn yurttin tǝwǝlik bǝrdi.
Шуниң билән Йүсүп атиси билән қериндашлирини Мисир зиминида олтирақлаштуруп қойди; Пирәвнниң буйруғинидәк уларға зиминниң әң есил йеридин, йәни Рамсәс дегән жуттин тәвәлик бәрди.
12 Yüsüp atisi, ⱪerindaxliri, xundaⱪla atisining ⱨǝmmǝ ɵydikilirini bala-qaⱪilirining sanliriƣa ⱪarap axliⱪ bilǝn tǝminlǝp baⱪti.
Йүсүп атиси, қериндашлири, шундақла атисиниң һәммә өйдикилирини бала-җақилириниң санлириға қарап ашлиқ билән тәминләп бақти.
13 Əmma aqarqiliⱪ ⱪattiⱪ eƣir bolƣaqⱪa, zeminning ⱨeq yeridǝ ozuⱪ-tülük tepilmidi; Misir zemini bilǝn Ⱪanaan zemini aqarqiliⱪtin haraplixip kǝtti.
Амма ачарчилиқ қаттиқ еғир болғачқа, зиминниң һеч йеридә озуқ-түлүк тепилмиди; Мисир зимини билән Қанаан зимини ачарчилиқтин хараплишип кәтти.
14 Yüsüp axliⱪ setip Misir zemini bilǝn Ⱪanaan zeminidiki barliⱪ pulni yiƣiwaldi. Andin Yüsüp bu pulni Pirǝwnning ordisiƣa yǝtküzüp bǝrdi.
Йүсүп ашлиқ сетип Мисир зимини билән Қанаан зиминидики барлиқ пулни жиғивалди. Андин Йүсүп бу пулни Пирәвнниң ордисиға йәткүзүп бәрди.
15 Əmma Misir zemini bilǝn Ⱪanaan zeminidiki Pul tügǝp kǝtkǝndǝ misirliⱪlarning ⱨǝmmisi Yüsüpning aldiƣa kelip: — Bizgǝ nan bǝrgǝyla! Pul tügǝp kǝtkini üqün silining aldilirida ɵlimizmu? — dedi.
Амма Мисир зимини билән Қанаан зиминидики Пул түгәп кәткәндә мисирлиқларниң һәммиси Йүсүпниң алдиға келип: — Бизгә нан бәргәйла! Пул түгәп кәткини үчүн силиниң алдилирида өлимизму? — деди.
16 Yüsüp jawabǝn: — Pulunglar ⱪalmiƣan bolsa, qarpayliringlarni elip kelip bǝrsǝnglar, mǝn malliringlariƣa ozuⱪ-tülük tegixip berimǝn, — dedi.
Йүсүп җававән: — Пулуңлар қалмиған болса, чарпайлириңларни елип келип бәрсәңлар, мән маллириңлариға озуқ-түлүк тегишип беримән, — деди.
17 Buning bilǝn ular qarpaylirini Yüsüpning ⱪexiƣa elip kǝlgili turdi; Yüsüp ularning atliri, ⱪoy padiliri, kala padiliri wǝ exǝklirining orniƣa ozuⱪ-tülük bǝrdi; xu yili mallirining orniƣa ularƣa ozuⱪ-tülük berip baⱪti.
Буниң билән улар чарпайлирини Йүсүпниң қешиға елип кәлгили турди; Йүсүп уларниң атлири, қой падилири, кала падилири вә ешәклириниң орниға озуқ-түлүк бәрди; шу жили маллириниң орниға уларға озуқ-түлүк берип бақти.
18 U yil ayaƣlixip, ular ikkinqi yili uning ⱪexiƣa kelip uningƣa: — Biz hojimizdin ⱨeqnemini yoxurmaymiz; pulimiz tügidi, qarpay mal padilirimiz bolsa hojimizning ilkidǝ, hojimizning aldida tǝnlirimiz bilǝn yerimizdin baxⱪa ⱨeqnǝrsǝ ⱪalmidi.
У жил аяқлишип, улар иккинчи жили униң қешиға келип униңға: — Биз ғоҗимиздин һеч немини йошурмаймиз; пулимиз түгиди, чарпай мал падилиримиз болса ғоҗимизниң илкидә, ғоҗимизниң алдида тәнлиримиз билән йеримиздин башқа һеч нәрсә қалмиди.
19 Nemixⱪa kɵz aldilirida biz ⱨǝm yerimizmu ɵlüp kǝtsun? Əmdi sili ɵzimiz wǝ yerimizni ozuⱪ-tülükkǝ tegixip eliwalƣayla; ɵzimiz wǝ yerimiz Pirǝwnning bolup, uningƣa ⱪul bolayli. Biz ɵlüp kǝtmǝy, tirik turuximiz, yerimizmu wǝyran bolmasliⱪi üqün bizgǝ uruⱪ-tülük bǝrgǝyla, dedi.
Немишкә көз алдилирида биз һәм йеримизму өлүп кәтсун? Әнди сили өзимиз вә йеримизни озуқ-түлүккә тегишип еливалғайла; өзимиз вә йеримиз Пирәвнниң болуп, униңға қул болайли. Биз өлүп кәтмәй, тирик турушимиз, йеримизму вәйран болмаслиғи үчүн бизгә уруқ-түлүк бәргәйла, деди.
20 Bu tǝriⱪidǝ Yüsüp Misirning pütkül terilƣu yerini Pirǝwn üqün setiwaldi; qünki aqarqiliⱪ ⱪattiⱪ bolƣaqⱪa, misirliⱪlarning ⱨǝrbiri ɵz etizini setip bǝrdi. Xuning bilǝn yǝr-zemin Pirǝwnning bolup ⱪaldi.
Бу тәриқидә Йүсүп Мисирниң пүткүл терилғу йерини Пирәвн үчүн сетивалди; чүнки ачарчилиқ қаттиқ болғачқа, мисирлиқларниң һәр бири өз етизини сетип бәрди. Шуниң билән йәр-зимин Пирәвнниң болуп қалди.
21 Yüsüp hǝlⱪni Misirning bu qetidin yǝnǝ bir qetigiqǝ ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrgǝ kɵqürdi.
Йүсүп хәлиқни Мисирниң бу четидин йәнә бир четигичә һәр қайси шәһәрләргә көчүрди.
22 Pǝⱪǝt kaⱨinlarning yerini u almidi; qünki kaⱨinlarƣa Pirǝwn tǝripidin alaⱨidǝ tǝminat berilgǝqkǝ, ular Pirǝwn tǝripidin tǝminlǝngǝn ülüxini yǝp, ɵz yǝrlirini satmiƣanidi.
Пәқәт каһинларниң йерини у алмиди; чүнки каһинларға Пирәвн тәрипидин алаһидә тәминат берилгәчкә, улар Пирәвн тәрипидин тәминләнгән үлүшини йәп, өз йәрлирини сатмиған еди.
23 Yüsüp hǝlⱪⱪǝ: — Mana, mǝn bügün ɵzünglar bilǝn yǝrliringlarni Pirǝwn üqün setiwaldim. Mana silǝrgǝ uruⱪ! Əmdi yǝr teringlar.
Йүсүп хәлиққә: — Мана, мән бүгүн өзүңлар билән йәрлириңларни Пирәвн үчүн сетивалдим. Мана силәргә уруқ! Әнди йәр териңлар.
24 Əmdi xundaⱪ ⱪilisilǝrki, qiⱪⱪan ⱨosuldin bǝxtin birini Pirǝwngǝ berip, ⱪalƣan tɵt ⱪismini ɵzünglarƣa elip ⱪelinglar; u uruⱪluⱪ ⱨǝmdǝ ɵzünglarƣa, jümlidin ɵyüngdikilǝrgǝ wǝ kiqik baliliringlarƣa ozuⱪ bolsun, — dedi.
Әнди шундақ қилисиләрки, чиққан һосулдин бәштин бирини Пирәвнгә берип, қалған төрт қисмини өзүңларға елип қелиңлар; у уруқлуқ һәмдә өзүңларға, җүмлидин өйүңдикиләргә вә кичик балилириңларға озуқ болсун, — деди.
25 Ular jawabǝn: — Sili jenimizni ⱪutⱪuzdila. Hojimizning nǝziridǝ iltipat tapⱪan bolsaⱪla, Pirǝwnning ⱪulliri bolup turayli, — dedi.
Улар җававән: — Сили җенимизни қутқуздила. Ғоҗимизниң нәзиридә илтипат тапқан болсақла, Пирәвнниң қуллири болуп турайли, — деди.
26 Xuning bilǝn Yüsüp: — «Ⱨosulning bǝxtin biri Pirǝwngǝ berilsun» dǝp bu ixni bügüngǝ ⱪǝdǝr Misir zemini üqün ⱪanun-bǝlgilimǝ ⱪildi. Pǝⱪǝt kaⱨinlarning yerila buning sirtida bolup, Pirǝwngǝ tǝwǝ bolmidi.
Шуниң билән Йүсүп: — «Һосулниң бәштин бири Пирәвнгә берилсун» дәп бу ишни бүгүнгә қәдәр Мисир зимини үчүн қанун-бәлгүлимә қилди. Пәқәт каһинларниң йерила буниң сиртида болуп, Пирәвнгә тәвә болмиди.
27 Israillar Misir zeminida, Goxǝn ɵlkisidǝ olturaⱪlaxti; ular xu jayda yǝr-zeminlik bolup, awup, tolimu kɵpǝydi.
Исраиллар Мисир зиминида, Гошән өлкисидә олтирақлашти; улар шу җайда йәр-зиминлик болуп, көпийип, толиму көпәйди.
28 Yaⱪup Misir zeminida on yǝttǝ yil ɵmür kɵrdi; buning bilǝn Yaⱪupning ɵmür künliri bir yüz ⱪiriⱪ yǝttǝ yilƣa yǝtti.
Яқуп Мисир зиминида он йәттә жил өмүр көрди; буниң билән Яқупниң өмүр күнлири бир йүз қириқ йәттә жилға йәтти.
29 Israilning künliri sǝkratⱪa yeⱪinlaxⱪanda, oƣli Yüsüpni qaⱪirtip, uningƣa: — Əgǝr nǝziringdǝ iltipat tapⱪan bolsam, ⱪolungni yotamning astiƣa ⱪoyup, manga xapaǝt wǝ sadaⱪǝtlikni kɵrsitip, meni Misirda dǝpnǝ ⱪilma;
Исраилниң күнлири сәкратқа йеқинлашқанда, оғли Йүсүпни чақиртип, униңға: — Әгәр нәзириңдә илтипат тапқан болсам, қолуңни янпашмниң астиға қоюп, маңа шапаәт вә садақәтликни көрситип, мени Мисирда дәпнә қилма;
30 bǝlki mǝn ata-bowilirim bilǝn yatidiƣan waⱪtimda meni Misirdin elip ketip, ularning gɵristaniƣa dǝpnǝ ⱪilƣin, dedi. U jawab berip: — Mǝn eytⱪiningdǝk ⱪilay, — dedi.
бәлки мән ата-бовилирим билән ятидиған вақтимда мени Мисирдин елип кетип, уларниң гөристаниға дәпнә қилғин, деди. У җавап берип: — Мән ейтқиниңдәк қилай, — деди.
31 Yaⱪup uningƣa: — Manga ⱪǝsǝm ⱪilip bǝrgin, — dedi. U uningƣa ⱪǝsǝm ⱪilip bǝrdi; andin Israil karwatning bax tǝripidǝ sǝjdǝ ⱪildi.
Яқуп униңға: — Маңа қәсәм қилип бәргин, — деди. У униңға қәсәм қилип бәрди; андин Исраил карватниң баш тәрипидә сәҗдә қилди.