< Yaritilix 43 >

1 Aqarqiliⱪ zeminni intayin eƣir basⱪanidi.
Ачарчилиқ зиминни интайин еғир басқан еди.
2 Bu sǝwǝbtin ular Misirdin elip kǝlgǝn axliⱪni yǝp tügǝtkǝndǝ, atisi ularƣa: — Yǝnǝ berip bizgǝ azƣina axliⱪ elip kelinglar, — dedi.
Бу сәвәптин улар Мисирдин елип кәлгән ашлиқни йәп түгәткәндә, атиси уларға: — Йәнә берип бизгә азғина ашлиқ елип келиңлар, — деди.
3 Lekin Yǝⱨuda uningƣa jawabǝn: — Ⱨeliⱪi kixi bizni ⱪattiⱪ agaⱨlandurup: «Ininglar silǝr bilǝn billǝ kǝlmisǝ, yüzümni kɵrimǝn dǝp hiyal ⱪilmanglar» degǝn.
Лекин Йәһуда униңға җававән: — Һелиқи киши бизни қаттиқ агаһландуруп: «Иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, йүзүмни көримән дәп хиял қилмаңлар» дегән.
4 Əgǝr inimizni biz bilǝn billǝ ǝwǝtsǝng, biz berip sanga axliⱪ elip kelimiz.
Әгәр инимизни биз билән биллә әвәтсәң, биз берип саңа ашлиқ елип келимиз.
5 Əmma ǝwǝtixkǝ unimisang, biz barmaymiz; qünki ⱨeliⱪi kixi bizgǝ: «Ininglar silǝr bilǝn billǝ kǝlmisǝ, yüzümni kɵrimǝn dǝp hiyal ⱪilmanglar» degǝn, — dedi.
Амма әвәтишкә унимисаң, биз бармаймиз; чүнки һелиқи киши бизгә: «Иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, йүзүмни көримән дәп хиял қилмаңлар» дегән, — деди.
6 Israil ularƣa: — Silǝr nemixⱪa manga xunqǝ yamanliⱪ ⱪilip u kixigǝ: «Yǝnǝ bir inimizmu bar» dedinglar, — dedi.
Исраил уларға: — Силәр немишкә маңа шунчә яманлиқ қилип у кишигә: «Йәнә бир инимизму бар» дедиңлар, — деди.
7 Ular jawabǝn: — U kixi bizning wǝ ailimizning ǝⱨwalini sürüxtürüp koqilap: «Atanglar tehi Ⱨayatmu? Yǝnǝ bir ininglar barmu?» — dǝp soridi. Biz uning xu soaliƣa yarixa jawab bǝrduⱪ. Uning bizgǝ: «Ininglarni elip kelinglar» dǝydiƣinini nǝdin bilǝyli? — dedi.
Улар җававән: — У киши бизниң вә аилимизниң әһвалини сүрүштүрүп кочилап: «Атаңлар техи Һаятму? Йәнә бир иниңлар барму?» — дәп сориди. Биз униң шу соалиға яриша җавап бәрдуқ. Униң бизгә: «Иниңларни елип келиңлар» дәйдиғинини нәдин биләйли? — деди.
8 Yǝⱨuda atisi Israilƣa: — Balini mǝn bilǝn ǝwǝtkin; biz dǝrⱨal ⱪozƣilip yolƣa qiⱪayli; xundaⱪta biz wǝ sǝn, bizlǝr ⱨǝm balilirimiz ɵlmǝy, tirik ⱪalimiz.
Йәһуда атиси Исраилға: — Балини мән билән әвәткин; биз дәрһал қозғилип йолға чиқайли; шундақта биз вә сән, бизләр һәм балилиримиз өлмәй, тирик қалимиз.
9 Mǝn uningƣa kepil bolimǝn; sǝn uning üqün mening meningdin ⱨesab alisǝn; ǝgǝr mǝn uni sening ⱪexingƣa aman-esǝn yandurup kelip, yüzüngning aldida turƣuzmisam, pütkül ɵmrümdǝ aldingda gunaⱨkar bolay.
Мән униңға кепил болимән; сән униң үчүн мениң мениңдин һесап алисән; әгәр мән уни сениң қешиңға аман-есән яндуруп келип, йүзүңниң алдида турғузмисам, пүткүл өмрүмдә алдиңда гунакар болай.
10 Qünki ⱨayal bolmiƣan bolsaⱪ, bu qaƣⱪiqǝ ikki ⱪetim berip kelǝttuⱪ, — dedi.
Чүнки кечикмигән болсақ, бу чаққичә икки қетим берип келәттуқ, — деди.
11 Ularning atisi Israil ularƣa: — Undaⱪ bolsa, mundaⱪ ⱪilinglar: — U kixigǝ ⱪaqa-ⱪuqanglarƣa zemindiki ǝng esil mewilǝrdin sowƣat alƣaq beringlar: yǝnǝ azƣina tutiya, azraⱪ ⱨǝsǝl, dora-dǝrmanlar, murmǝkki, pistǝ wǝ badamlarni alƣaq beringlar.
Уларниң атиси Исраил уларға: — Ундақ болса, мундақ қилиңлар: — У кишигә қача-қучаңларға зиминдики әң есил мевиләрдин соғат алғач бериңлар: йәнә азғина тутия, азрақ һәсәл, дора-дәрманлар, мурмәкки, пистә вә бадамларни алғач бериңлар.
12 Ⱪolunglarda ikki ⱨǝssǝ pul elip, taƣarliringlarning aƣzidiki ɵzünglarƣa yandurulƣan pulnimu alƣaq beringlar. Eⱨtimal, bu ixta sǝwǝnlik kɵrülgǝn boluxi mumkin.
Қолуңларда икки һәссә пул елип, тағарлириңларниң ағзидики өзүңларға яндурулған пулниму алғач бериңлар. Еһтимал, бу ишта сәһвәнлик көрүлгән болуши мүмкин.
13 Ininglarnimu billǝ elip, ⱪozƣilip u kixining yeniƣa yǝnǝ beringlar.
Иниңларниму биллә елип, қозғилип у кишиниң йениға йәнә бериңлар.
14 Ⱨǝmmigǝ Ⱪadir Tǝngri Ɵzi silǝrni u kixining aldida rǝⱨimgǝ erixtürgǝy. Buning bilǝn u silǝrning xu yǝrdiki ⱪerindixinglarni wǝ Binyaminni ⱪoyup berip, silǝrgǝ ⱪoxup ⱪoyarmikin; ɵzüm nawada balilirimdin juda bolsam bolay! — dedi.
Һәммигә Қадир Тәңри Өзи силәрни у кишиниң алдида рәһимгә ериштүргәй. Буниң билән у силәрниң шу йәрдики қериндишиңларни вә Биняминни қоюп берип, силәргә қошуп қоярмекин; өзүм навада балилиримдин җуда болсам болай! — деди.
15 Xuning bilǝn bu adǝmlǝr xu sowƣatni elip, ⱪolliriƣa ikki ⱨǝssǝ pulni tutup, Binyaminni elip ⱪozƣilip, Misirƣa berip Yüsüpning aldida ⱨazir boldi.
Шуниң билән бу адәмләр шу соғатни елип, қоллириға икки һәссә пулни тутуп, Биняминни елип қозғилип, Мисирға берип Йүсүпниң алдида һазир болди.
16 Yüsüp Binyaminni ular bilǝn billǝ kɵrginidǝ, ɵz ɵyini baxⱪuridiƣan ƣojidariƣa buyrup: — Bu adǝmlǝrni ɵyümgǝ baxlap kirip, mal soyup taam tǝyyar ⱪilƣin; qünki bu kixilǝr qüxlük ƣizani mǝn bilǝn yǝydu, — dedi.
Йүсүп Биняминни улар билән биллә көргинидә, өз өйини башқуридиған ғоҗидариға буйруп: — Бу адәмләрни өйүмгә башлап кирип, мал союп таам тәйяр қилғин; чүнки бу кишиләр чүшлүк ғизани мән билән йәйду, — деди.
17 U kixi Yüsüpning buyruƣinidǝk ⱪilip, adǝmlǝrni Yüsüpning ɵyigǝ baxlap kirdi.
У киши Йүсүпниң буйруғинидәк қилип, адәмләрни Йүсүпниң өйигә башлап кирди.
18 Ular bolsa Yüsüpning ɵyigǝ baxlap kelinginidin ⱪorⱪuxup: — Aldinⱪi ⱪetim taƣarlirimizƣa yandurulƣan pulning sǝwǝbidin biz uning ɵyigǝ elip kelinduⱪ; uning mǝⱪsiti bizgǝ ⱨujum ⱪilip, üstimizdin besip ⱪul ⱪilip, exǝklirimizni tartiwelix ohxaydu, — deyixti.
Улар болса Йүсүпниң өйигә башлап келингинидин қорқушуп: — Алдинқи қетим тағарлиримизға яндурулған пулниң сәвәвидин биз униң өйигә елип келиндуқ; униң мәхсити бизгә һуҗум қилип, үстимиздин бесип қул қилип, ешәклиримизни тартивелиш охшайду, — дейишти.
19 Ular Yüsüpning ɵyini baxⱪuridiƣan ƣojidarning yeniƣa kelip, ɵyning ixikining tüwidǝ uningƣa: —
Улар Йүсүпниң өйини башқуридиған ғоҗидарниң йениға келип, өйниң ишигиниң түвидә униңға: —
20 Əy hojam, biz ⱨǝⱪiⱪǝtǝn ǝslidǝ muxu yǝrgǝ axliⱪ alƣili kǝlgǝniduⱪ;
Әй ғоҗам, биз һәқиқәтән әслидә мошу йәргә ашлиқ алғили кәлгән едуқ;
21 Xundaⱪ boldiki, biz ɵtǝnggǝ kelip ɵz taƣarlirimizni aqsaⱪ, mana ⱨǝrbirimizning puli, ǝyni eƣirliⱪi boyiqǝ taƣarlirimizning aƣzida turuptu; xunga biz buni yandurup ⱪolimizda alƣaq kǝlduⱪ.
Шундақ болдики, биз өтәңгә келип өз тағарлиримизни ачсақ, мана һәр биримизниң пули, әйни еғирлиғи бойичә тағарлиримизниң ағзида турупту; шуңа биз буни яндуруп қолимизда алғач кәлдуқ.
22 Axliⱪ alƣili ⱪolimizda baxⱪa pulmu elip kǝlduⱪ; ǝmma taƣarlirimizƣa pulni kimning selip ⱪoyƣanliⱪini bilmiduⱪ, — dedi.
Ашлиқ алғили қолимизда башқа пулму елип кәлдуқ; амма тағарлиримизға пулни кимниң селип қойғанлиғини билмидуқ, — деди.
23 U ularƣa: — Hatirjǝm bolunglar, ⱪorⱪmanglar. Silǝrning Hudayinglar, atanglarning Hudasi taƣarliringlarda silǝrgǝ bayliⱪ ata ⱪilƣan ohxaydu; silǝrning pulunglarni alliⱪaqan tapxurup aldim, — dedi. Andin u Ximeonni ularning ⱪexiƣa elip qiⱪti.
У уларға: — Хатирҗәм болуңлар, қорқмаңлар. Силәрниң Худайиңлар, атаңларниң Худаси тағарлириңларда силәргә байлиқ ата қилған охшайду; силәрниң пулуңларни аллиқачан тапшуруп алдим, — деди. Андин у Шимеонни уларниң қешиға елип чиқти.
24 U kixi ularni Yüsüpning ɵyigǝ baxlap kirip, ularning putlirini yuyuxiƣa su ǝkirip berip, andin exǝklirigǝ yǝm bǝrdi.
У киши уларни Йүсүпниң өйигә башлап кирип, уларниң путлирини жуюшиға су әкирип берип, андин ешәклиригә йәм бәрди.
25 Ular Yüsüpning qüxtǝ kelixigǝ ülgürtüp sowƣatni tǝyyarlap ⱪoydi; qünki ular ɵzlirining xu yǝrdǝ ƣiza yǝydiƣinini angliƣanidi.
Улар Йүсүпниң чүштә келишигә үлгүртүп соғатни тәйярлап қойди; чүнки улар өзлириниң шу йәрдә ғиза йәйдиғинини аңлиған еди.
26 Yüsüp ɵygǝ kǝlgǝndǝ ular ⱪolliridiki sowƣatni ɵygǝ uning aldiƣa elip kirip, bexini yǝrgǝ tǝgküzüp uningƣa tǝzim ⱪildi.
Йүсүп өйгә кәлгәндә улар қоллиридики соғатни өйгә униң алдиға елип кирип, бешини йәргә тәккүзүп униңға тазим қилди.
27 U ulardin ⱨal sorap, andin: — Silǝr gepini ⱪilƣan ⱪeri atanglar salamǝtmu? U ⱨayatmu? — dedi.
У улардин һал сорап, андин: — Силәр гепини қилған қери атаңлар саламәтму? У һаятму? — деди.
28 Ular jawab berip: — Silining ⱪulliri bizning atimiz salamǝt turuwatidu, u tehi ⱨayattur, — dǝp uning aldida egilip tǝzim ⱪildi.
Улар җавап берип: — Силиниң қуллири бизниң атимиз саламәт туруватиду, у техи һаяттур, — дәп униң алдида егилип тазим қилди.
29 Yüsüp bexini kɵtürüp, ɵz inisi Binyaminni kɵrüp: — Silǝr manga gepini ⱪilƣan kiqik ininglar xumu? — dǝp sorap: — Əy oƣlum, Huda sanga xapaǝt kɵrsǝtkǝy! — dedi.
Йүсүп бешини көтирип, өз иниси Биняминни көрүп: — Силәр маңа гепини қилған кичик иниңлар шуму? — дәп сорап: — Әй оғлум, Худа саңа шапаәт көрсәткәй! — деди.
30 Yüsüpning ɵz inisiƣa bolƣan seƣinix oti ⱪattiⱪ küqiyip, yiƣliwalƣudǝk haliy jay izdǝp, aldirap iqkiriki ɵygǝ kirip taza bir yiƣliwaldi.
Йүсүпниң өз инисиға болған сеғиниш оти қаттиқ күчийип, жиғливалғидәк халий җай издәп, алдирап ичкирики өйгә кирип таза бир жиғливалди.
31 Andin yüzini yuyup qiⱪip, ɵzini besiwelip: — Taamlarni ⱪoyunglar, — dǝp buyrudi.
Андин йүзини жуюп чиқип, өзини бесивелип: — Таамларни қоюңлар, — дәп буйруди.
32 Hizmǝtkarlar Yüsüpkǝ ayrim, ularƣa ayrim wǝ Yüsüp bilǝn billǝ tamaⱪⱪa kǝlgǝn misirliⱪlarƣimu ayrim tamaⱪ ⱪoydi; qünki misirliⱪlar ibraniylar bilǝn bir dastihanda tamaⱪ yeyixni yirginqlik dǝp ⱪarap, ular bilǝn billǝ tamaⱪ yemǝytti.
Хизмәткарлар Йүсүпкә айрим, уларға айрим вә Йүсүп билән биллә тамаққа кәлгән мисирлиқларғиму айрим тамақ қойди; чүнки мисирлиқлар ибранийлар билән бир дәстиханда тамақ йейишни жиркиничлик дәп қарап, улар билән биллә тамақ йемәйтти.
33 Yüsüpning ⱪerindaxliri uning udulida, ⱨǝrbiri qong-kiqik tǝrtipi boyiqǝ olturƣuzuldi; qongi qongluⱪiƣa yarixa, kiqiki kiqiklikigǝ yarixa olturƣuzuldi; ular bir-birigǝ ⱪarap ⱨǝyran ⱪelixti.
Йүсүпниң қериндашлири униң удулида, һәр бири чоң-кичик тәртиви бойичә олтарғузулди; чоңи чоңлуғиға яриша, кичиги кичиклигигә яриша олтарғузулди; улар бир-биригә қарап һәйран қелишти.
34 Yüsüp aldidiki dastihandiki tamaⱪlardin ularƣa bɵlüp bǝrdi. Əmma Binyaminƣa bǝrgini baxⱪilarningkigǝ ⱪariƣanda bǝx ⱨǝssǝ kɵp idi. Ular xarab iqip, uning bilǝn hux kǝyp ⱪilixti.
Йүсүп алдидики дәстихандики тамақлардин уларға бөлүп бәрди. Амма Биняминға бәргини башқиларниңкигә қариғанда бәш һәссә көп еди. Улар шарап ичип, униң билән хуш кәйп қилишти.

< Yaritilix 43 >