< Yaritilix 41 >

1 Toptoƣra ikki yil ɵtüp, Pirǝwn bir qüx kɵrdi. Qüxidǝ u [Nil] dǝryasining boyida turƣudǝk.
Топтоғра икки жил өтүп, Пирәвн бир чүш көрди. Чүшидә у [Нил] дәриясиниң бойида турғидәк.
2 Ⱨǝm qirayliⱪ ⱨǝm semiz yǝttǝ tuyaⱪ inǝk dǝryadin qiⱪip, ⱪumuxluⱪta otlaptudǝk.
Һәм чирайлиқ һәм семиз йәттә туяқ инәк дәриядин чиқип, қумушлуқта отлаптудәк.
3 Andin yǝnǝ yǝttǝ tuyaⱪ inǝk dǝryadin qiⱪiptu; ular sǝt ⱨǝm oruⱪ bolup, aldinⱪi inǝklǝrning yenida, dǝryaning boyida turuptu.
Андин йәнә йәттә туяқ инәк дәриядин чиқипту; улар сәт һәм оруқ болуп, алдинқи инәкләрниң йенида, дәрияниң бойида турупту.
4 Bu sǝt ⱨǝm oruⱪ inǝklǝr u yǝttǝ qirayliⱪ ⱨǝm semiz inǝklǝrni yǝwetiptu. Xu waⱪitta Pirǝwn oyƣinip ketiptu.
Бу сәт һәм оруқ инәкләр у йәттә чирайлиқ һәм семиз инәкләрни йәветипту. Шу вақитта Пирәвн ойғинип кетипту.
5 U yǝnǝ uhlap, ikkinqi ⱪetim qüx kɵrdi: — Mana, bir tüp buƣday xehidin toⱪ wǝ qirayliⱪ yǝttǝ baxaⱪ qiⱪiptu.
У йәнә ухлап, иккинчи қетим чүш көрди: — Мана, бир түп буғдай шехидин тоқ вә чирайлиқ йәттә башақ чиқипту.
6 Ulardin keyin yǝnǝ yǝttǝ baxaⱪ qiⱪiptu; ular ⱨǝm oruⱪ wǝ puqǝk bolup, xǝrⱪ xamilida solixip ⱪalƣanidi.
Улардин кейин йәнә йәттә башақ чиқипту; улар һәм оруқ вә пучәк болуп, шәриқ шамилида солишип қалған еди.
7 Bu oruⱪ baxaⱪlar u yǝttǝ semiz, toⱪ baxaⱪni yutup ketiptu. Andin Pirǝwn oyƣinip ketiptu, bu uning qüxi ikǝn.
Бу оруқ башақлар у йәттә семиз, тоқ башақни жутуп кетипту. Андин Пирәвн ойғинип кетипту, бу униң чүши екән.
8 Ətisi uning kɵngli naⱨayiti biaram bolup, Misirdiki ⱨǝmmǝ palqi-jadugǝrlǝr bilǝn barliⱪ danixmǝnlǝrni qaⱪirtip kǝldi. Pirǝwn ɵz qüxini ularƣa eytip bǝrdi; lekin ⱨeqkim Pirǝwngǝ qüxlǝrning tǝbirini dǝp berǝlmidi.
Әтиси униң көңли наһайити беарам болуп, Мисирдики һәммә палчи-җадугәрләр билән барлиқ данишмәнләрни чақиртип кәлди. Пирәвн өз чүшини уларға ейтип бәрди; лекин һеч ким Пирәвнгә чүшләрниң тәбирини дәп берәлмиди.
9 U qaƣda bax saⱪiy Pirǝwngǝ: — Bügün mening ɵtküzgǝn hataliⱪlirim esimgǝ kǝldi.
У чағда баш сақий Пирәвнгә: — Бүгүн мениң өткүзгән хаталиқлирим есимгә кәлди.
10 Burun Pirǝwn janabliri ⱪulliriƣa, yǝni peⱪir wǝ bax nawayƣa aqqiⱪlinip, bizni pasiban bexining sariyida solaⱪⱪa taxliƣanidila;
Бурун Пирәвн җанаблири қуллириға, йәни пеқир вә баш навайға аччиқлинип, бизни пасибан бешиниң сарийида солаққа ташлиған едила;
11 Xu qaƣlarda ⱨǝrbirimiz bir keqidǝ birdin qüx kɵrduⱪ; ⱨǝr ⱪaysimiz kɵrgǝn qüxning tǝbiri baxⱪa-baxⱪa idi.
Шу чағларда һәр биримиз бир кечидә бирдин чүш көрдуқ; һәр қайсимиз көргән чүшниң тәбири башқа-башқа еди.
12 Xu yǝrdǝ biz bilǝn billǝ pasiban bexining ⱪuli bolƣan bir ibraniy yigit bar idi. Uningƣa qüxlirimizni eytiwiduⱪ, u bizgǝ qüxlirimizning tǝbirini bayan ⱪildi; u ⱨǝrbirimizning kɵrgǝn qüxigǝ ⱪarap tǝbir bǝrgǝnidi.
Шу йәрдә биз билән биллә пасибан бешиниң қули болған бир ибраний жигит бар еди. Униңға чүшлиримизни ейтивидуқ, у бизгә чүшлиримизниң тәбирини баян қилди; у һәр биримизниң көргән чүшигә қарап тәбир бәргән еди.
13 Xundaⱪ boldiki, ixlar dǝl uning bǝrgǝn tǝbiridǝ deyilgǝndǝk yüz bǝrdi; janabliri peⱪirni ɵz mǝnsipimgǝ ⱪaytidin tǝyinlidilǝ, bax nawayni darƣa astila, — dedi.
Шундақ болдики, ишлар дәл униң бәргән тәбиридә дейилгәндәк йүз бәрди; җанаблири пеқирни өз мәнсивимгә қайтидин тайинлидилә, баш навайни дарға астила, — деди.
14 Xuning bilǝn Pirǝwn adǝm ǝwǝtip, Yüsüpni qaⱪirdi; ular dǝrⱨal uni zindandin qiⱪardi. Yüsüp burut-saⱪilini qüxürüp, kiyimlirini yǝnggüxlǝp, Pirǝwnning aldiƣa kirdi.
Шуниң билән Пирәвн адәм әвәтип, Йүсүпни чақирди; улар дәрһал уни зиндандин чиқарди. Йүсүп бурут-сақилини чүшүрүп, кийимлирини йәңгүшләп, Пирәвнниң алдиға кирди.
15 Pirǝwn Yüsüpkǝ: — Mǝn bir qüx kɵrdüm, ǝmma uning tǝbirini eytip berǝlǝydiƣan ⱨeqkim qiⱪmidi. Anglisam, sǝn qüxkǝ tǝbir berǝlǝydikǝnsǝn, — dedi.
Пирәвн Йүсүпкә: — Мән бир чүш көрдүм, амма униң тәбирини ейтип берәләйдиған һеч ким чиқмиди. Аңлисам, сән чүшкә тәбир берәләйдикәнсән, — деди.
16 Yüsüp Pirǝwngǝ jawab berip: — Tǝbir berix ɵzümdin ǝmǝs; lekin Huda Pirǝwngǝ hatirjǝmlik beridiƣan bir jawab beridu, — dedi.
Йүсүп Пирәвнгә җавап берип: — Тәбир бериш өзүмдин әмәс; лекин Худа Пирәвнгә хатирҗәмлик беридиған бир җавап бериду, — деди.
17 Pirǝwn Yüsüpkǝ: — Qüxümdǝ mǝn dǝryaning ⱪirƣiⱪida turuptimǝn.
Пирәвн Йүсүпкә: — Чүшүмдә мән дәрияниң қирғиқида туруптимән.
18 Ⱪarisam, dǝryadin ⱨǝm semiz ⱨǝm qirayliⱪ yǝttǝ tuyaⱪ inǝk qiⱪip ⱪumuxluⱪta otlaptu.
Қарисам, дәриядин һәм семиз һәм чирайлиқ йәттә туяқ инәк чиқип қумушлуқта отлапту.
19 Andin ulardin keyin ajiz, tolimu sǝt ⱨǝm oruⱪ yǝttǝ tuyaⱪ inǝk qiⱪiptu. Mǝn Misir zeminida xundaⱪ sǝt inǝklǝrni kɵrgǝn ǝmǝsmǝn.
Андин улардин кейин аҗиз, толиму сәт һәм оруқ йәттә туяқ инәк чиқипту. Мән Мисир зиминида шундақ сәт инәкләрни көргән әмәсмән.
20 Bu oruⱪ, ǝski inǝklǝr bolsa awwalⱪi yǝttǝ semiz inǝkni yǝwetiptu.
Бу оруқ, әски инәкләр болса авалқи йәттә семиз инәкни йәветипту.
21 Ularni yǝwǝtkǝn bolsimu, ⱪorsiⱪiƣa bir nemining kirgǝnliki ⱨeq ayan bolmaptu, ularning kɵrünüxi bǝlki burunⱪidǝk sǝt imix. Andin mǝn oyƣinip kǝttim.
Уларни йәвәткән болсиму, қосиғиға бир неминиң киргәнлиги һеч аян болмапту, уларниң көрүнүши бәлки бурунқидәк сәт имиш. Андин мән ойғинип кәттим.
22 Andin yǝnǝ bir qüx kɵrdum, mana bir xahtin yǝttǝ ⱨǝm toⱪ ⱨǝm qirayliⱪ baxaⱪ qiⱪiptu.
Андин йәнә бир чүш көрдум, мана бир шахтин йәттә һәм тоқ һәм чирайлиқ башақ чиқипту.
23 Andin yǝnǝ yǝttǝ puqǝk, oruⱪ baxaⱪ qiⱪiptu; ular xǝrⱪ xamili bilǝn solixip ⱪurup ketiptu.
Андин йәнә йәттә пучәк, оруқ башақ чиқипту; улар шәриқ шамили билән солишип қуруп кетипту.
24 Bu oruⱪ baxaⱪlar yǝttǝ qirayliⱪ baxaⱪni yǝp ketiptu. Mǝn bu ixni palqi-jadugǝrlǝrgǝ dǝp bǝrsǝm, manga tǝbirini eytip beridiƣan ⱨeq kixi qiⱪmidi, dedi.
Бу оруқ башақлар йәттә чирайлиқ башақни йәп кетипту. Мән бу ишни палчи-җадугәрләргә дәп бәрсәм, маңа тәбирини ейтип беридиған һеч киши чиқмиди, деди.
25 Yüsüp Pirǝwngǝ: — [Janabliri] Pirǝwnning qüxliri bir mǝnididur. Huda Ɵzi ⱪilmaⱪqi bolƣan ixlirini Pirǝwngǝ aldin bildürdi.
Йүсүп Пирәвнгә: — [Җанаблири] Пирәвнниң чүшлири бир мәнидидур. Худа Өзи қилмақчи болған ишлирини Пирәвнгә алдин билдүрди.
26 Bu yǝttǝ yahxi inǝk yǝttǝ yilni kɵrsitidu; yǝttǝ yahxi baxaⱪmu yǝttǝ yilni kɵrsitidu. Bu qüxlǝr ohxax bir qüxtur.
Бу йәттә яхши инәк йәттә жилни көрситиду; йәттә яхши башақму йәттә жилни көрситиду. Бу чүшләр охшаш бир чүштур.
27 Ulardin keyin qiⱪⱪan yǝttǝ oruⱪ, yaman sǝt inǝk yǝttǝ yilni kɵrsitidu; xǝrⱪ xamili bilǝn solixip ⱪalƣan yǝttǝ ⱪuruⱪ baxaⱪmu xundaⱪ bolup, aqarqiliⱪ bolidiƣan yǝttǝ yildur.
Улардин кейин чиққан йәттә оруқ, яман сәт инәк йәттә жилни көрситиду; шәриқ шамили билән солишип қалған йәттә қуруқ башақму шундақ болуп, ачарчилиқ болидиған йәттә жилдур.
28 Mǝn Pirǝwngǝ dǝydiƣan sɵzüm xuki, Huda yeⱪinda ⱪilmaⱪqi bolƣan ixni Pirǝwngǝ ayan ⱪildi.
Мән Пирәвнгә дәйдиған сөзүм шуки, Худа йеқинда қилмақчи болған ишни Пирәвнгә аян қилди.
29 Mana, pütkül Misir zeminida yǝttǝ yilƣiqǝ mǝmurqiliⱪ bolidu;
Мана, пүткүл Мисир зиминида йәттә жилғичә мәмурчилиқ болиду;
30 andin yǝttǝ yilƣiqǝ aqarqiliⱪ bolidu; xuning bilǝn Misir zeminida pütkül mǝmurqiliⱪni unutⱪuzidiƣan aqarqiliⱪ zeminni wǝyran ⱪilidu.
андин йәттә жилғичә ачарчилиқ болиду; шуниң билән Мисир зиминида пүткүл мәмурчилиқни унутқузидиған ачарчилиқ зиминни вәйран қилиду.
31 Kelidiƣan aqarqiliⱪning sǝwǝbidin zeminda bolƣan mǝmurqiliⱪ kixilǝrning esidin kɵtürülüp ketidu; qünki aqarqiliⱪ tolimu eƣir bolidu.
Келидиған ачарчилиқниң сәвәвидин зиминда болған мәмурчилиқ кишиләрниң есидин көтирилип кетиду; чүнки ачарчилиқ толиму еғир болиду.
32 Lekin qüxning yandurulup, Pirǝwngǝ ikki ⱪetim kɵrünginining ǝⱨmiyiti xuki, bu ix Huda tǝripidin bekitilgǝn bolup, Huda uni pat arida ǝmǝlgǝ axuridu.
Лекин чүшниң яндурулуп, Пирәвнгә икки қетим көрүнгининиң әһмийити шуки, бу иш Худа тәрипидин бекитилгән болуп, Худа уни пат арида әмәлгә ашуриду.
33 Əmdi Pirǝwn ɵzi üqün pǝm-parasǝtlik ⱨǝm dana bir kixini tepip, Misir zeminiƣa ⱪoysun.
Әнди Пирәвн өзи үчүн пәм-парасәтлик һәм дана бир кишини тепип, Мисир зиминиға қойсун.
34 Pirǝwn xundaⱪ ⱪilsunki, mǝmurqiliⱪ bolƣan yǝttǝ yilda Misir zeminidin qiⱪⱪan axliⱪning bǝxtin birini toplanglar dǝp zeminƣa nazarǝtqilǝrni tǝyinlisun.
Пирәвн шундақ қилсунки, мәмурчилиқ болған йәттә жилда Мисир зиминидин чиққан ашлиқниң бәштин бирини топлаңлар дәп зиминға назарәтчиләрни тайинлисун.
35 Bular xu kelidiƣan toⱪqiliⱪ yillirida barliⱪ axliⱪni toplap, xǝⱨǝr-xǝⱨǝrlǝrdǝ yemǝklik bolsun dǝp buƣday-ⱪonaⱪlarni Pirǝwnning ⱪol astiƣa jǝm ⱪilip saⱪlitip ⱪoysun.
Булар шу келидиған тоқчилиқ жиллирида барлиқ ашлиқни топлап, шәһәр-шәһәрләрдә йемәклик болсун дәп буғдай-қонақларни Пирәвнниң қол астиға җәм қилип сақлитип қойсун.
36 [Yiƣilƣan] xu axliⱪlar Misir zeminida bolidiƣan yǝttǝ yilliⱪ aqarqiliⱪⱪa taⱪabil turux üqün saⱪlansun; xu tǝriⱪidǝ zemin aqarqiliⱪtin ⱨalak bolmaydu, — dedi.
[Жиғилған] шу ашлиқлар Мисир зиминида болидиған йәттә жиллиқ ачарчилиққа тақабил туруш үчүн сақлансун; шу тәриқидә зимин ачарчилиқтин һалак болмайду, — деди.
37 Bu sɵz Pirǝwn wǝ uning hizmǝtkarlirining nǝzirigǝ taza yaⱪti.
Бу сөз Пирәвн вә униң хизмәткарлириниң нәзиригә таза яқти.
38 Xuning bilǝn Pirǝwn hizmǝtkarliriƣa: — Bu kixidǝk, iqidǝ Hudaning roⱨi bar yǝnǝ birsini tapalamduⱪ?! — dedi.
Шуниң билән Пирәвн хизмәткарлириға: — Бу кишидәк, ичидә Худаниң роһи бар йәнә бирисини тапаламдуқ?! — деди.
39 Pirǝwn Yüsüpkǝ: — Huda sanga buning ⱨǝmmisini ayan ⱪilƣanikǝn, sǝndǝk pǝmlik ⱨǝm dana ⱨeqkim qiⱪmaydu.
Пирәвн Йүсүпкә: — Худа саңа буниң һәммисини аян қилған екән, сәндәк пәмлик һәм дана һеч ким чиқмайду.
40 Sǝn ǝmdi mening ɵyümni baxⱪuruxⱪa bekitilding, barliⱪ hǝlⱪim sening aƣzingƣa ⱪarap ɵzlirini tǝrtipkǝ tizsun. Pǝⱪǝt tǝhttila mǝn sǝndin üstün turimǝn, — dedi.
Сән әнди мениң өйүмни башқурушқа бекитилдиң, барлиқ хәлқим сениң ағзиңға қарап өзлирини тәртипкә тизсун. Пәқәт тәхттила мән сәндин үстүн туримән, — деди.
41 Ahirida Pirǝwn Yüsüpkǝ: — Mana, mǝn seni pütkül Misir zeminining üstigǝ tǝyinlidim, — dedi.
Ахирида Пирәвн Йүсүпкә: — Мана, мән сени пүткүл Мисир зимининиң үстигә тайинлидим, — деди.
42 Buning bilǝn, Pirǝwn ɵz ⱪolidin mɵⱨür üzükini qiⱪirip, Yüsüpning ⱪoliƣa saldi; uningƣa nǝpis kanap rǝhttin tikilgǝn libasni kiygüzüp, boyniƣa bir altun zǝnjir esip ⱪoydi.
Буниң билән, Пирәвн өз қолидин мөһүр үзүгини чиқирип, Йүсүпниң қолиға салди; униңға нәпис канап рәхттин тикилгән либасни кийгүзүп, бойниға бир алтун зәнҗир есип қойди.
43 Uni ɵzining ikkinqi xaⱨanǝ ⱨarwisiƣa olturƣuzup, uning aldida: «Tiz pükünglar!» — dǝp jar saldurdi. Xundaⱪ ⱪilip, Pirǝwn uni pütkül Misir zeminiƣa tiklǝp ⱪoydi.
Уни өзиниң иккинчи шаһанә һарвусиға олтарғузуп, униң алдида: «Тиз пүкүңлар!» — дәп җар салдурди. Шундақ қилип, Пирәвн уни пүткүл Мисир зиминиға тикләп қойди.
44 Andin Pirǝwn Yüsüpkǝ yǝnǝ: — Mǝn degǝn Pirǝwndurmǝn; pütkül Misir zeminida sǝnsiz ⱨeqkim ⱪol-putini midirlatmisun! — dedi.
Андин Пирәвн Йүсүпкә йәнә: — Мән дегән Пирәвндурмән; пүткүл Мисир зиминида сәнсиз һеч ким қол-путини мидирлатмисун! — деди.
45 Pirǝwn Yüsüpkǝ Zafinat-Paaniyaⱨ degǝn namni bǝrdi wǝ on xǝⱨiridiki kaⱨin Potifiraⱨning ⱪizi Asinatni uningƣa hotunluⱪⱪa elip bǝrdi. Xundaⱪ ⱪilip Yüsüp pütkül Misir zeminini baxⱪurux üqün qɵrgilǝxkǝ qiⱪti. Yüsüp Misir padixaⱨi Pirǝwnning hizmitidǝ boluxⱪa bekitilgǝndǝ ottuz yaxta idi; u Pirǝwnning aldidin qiⱪip, Misir zeminining ⱨǝrⱪaysi jaylirini kɵzdin kǝqürdi.
Пирәвн Йүсүпкә Зафинат-Паанияһ дегән намни бәрди вә он шәһиридики каһин Потифираһниң қизи Асинатни униңға хотунлуққа елип бәрди. Шундақ қилип Йүсүп пүткүл Мисир зиминини башқуруш үчүн чөргиләшкә чиқти. Йүсүп Мисир падишаси Пирәвнниң хизмитидә болушқа бекитилгәндә оттуз яшта еди; у Пирәвнниң алдидин чиқип, Мисир зимининиң һәр қайси җайлирини көздин кәчүрди.
47 Mǝmurqiliⱪ bolƣan yǝttǝ yil iqidǝ zeminning ⱨosuli dɵwǝ-dɵwǝ boldi.
Мәмурчилиқ болған йәттә жил ичидә зиминниң һосули дога-дога болди.
48 Yǝttǝ yilda u Misir zeminidin qiⱪⱪan axliⱪni yiƣip, xǝⱨǝr-xǝⱨǝrgǝ toplidi; ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrning ǝtrapidiki etizliⱪning axliⱪini u xu xǝⱨǝrning ɵzigǝ juƣlap ⱪoydi.
Йәттә жилда у Мисир зиминидин чиққан ашлиқни жиғип, шәһәр-шәһәргә топлиди; һәр қайси шәһәрниң әтрапидики етизлиқниң ашлиғини у шу шәһәрниң өзигә җуғлап қойди.
49 Xu tǝriⱪidǝ Yüsüp dengizdiki ⱪumdǝk naⱨayiti kɵp axliⱪ toplidi; axliⱪ ⱨǝddi-ⱨesabsiz bolƣaqⱪa, ular ⱨesablaxni tohtatti.
Шу тәриқидә Йүсүп деңиздики қумдәк наһайити көп ашлиқ топлиди; ашлиқ һәдди-һесапсиз болғачқа, улар һесаплашни тохтатти.
50 Aqarqiliⱪ yilliri yetip kelixtin burun Yüsüpkǝ ikki oƣul tɵrǝldi. Bularni Ondiki kaⱨin Potifǝraⱨning ⱪizi Asinat uningƣa tuƣup bǝrdi.
Ачарчилиқ жиллири йетип келиштин бурун Йүсүпкә икки оғул төрәлди. Буларни Ондики каһин Потифәраһниң қизи Асинат униңға туғуп бәрди.
51 Yüsüp: «Huda pütün japa-muxǝⱪⱪitim wǝ atamning pütün ailisini kɵnglümdin kɵtürüwǝtti» dǝp tunji oƣliƣa Manassǝⱨ dǝp at ⱪoydi;
Йүсүп: «Худа пүтүн җапа-мушәққитим вә атамниң пүтүн аилисини көңлүмдин көтиривәтти» дәп тунҗа оғлиға Манассәһ дәп ат қойди;
52 andin: «Mǝn azab-oⱪubǝt qǝkkǝn yurtta Huda meni mewilik ⱪildi» dǝp ikkinqisigǝ Əfraim dǝp at ⱪoydi.
андин: «Мән азап-оқубәт чәккән жутта Худа мени мевилик қилди» дәп иккинчисигә Әфраим дәп ат қойди.
53 Misir zeminida mǝmurqiliⱪ bolƣan yǝttǝ yil ayaƣlaxti.
Мисир зиминида мәмурчилиқ болған йәттә жил аяқлашти.
54 Andin Yüsüpning eytⱪinidǝk aqarqiliⱪning yǝttǝ yili baxlandi. U qaƣlarda baxⱪa barliⱪ yurtlardimu aqarqiliⱪ boldi; lekin Misir zeminidiki ⱨǝr yǝrlǝrdǝ nan bar idi.
Андин Йүсүпниң ейтқинидәк ачарчилиқниң йәттә жили башланди. У чағларда башқа барлиқ жутлардиму ачарчилиқ болди; лекин Мисир зиминидики һәр йәрләрдә нан бар еди.
55 Aqarqiliⱪ pütkül Misir zeminni basⱪanda, hǝlⱪ axliⱪ sorap Pirǝwngǝ pǝryad ⱪildi. Pirǝwn misirliⱪlarning ⱨǝmmisigǝ: — Yüsüpning ⱪexiƣa berip, u silǝrgǝ nemǝ desǝ, xuni ⱪilinglar, — dedi.
Ачарчилиқ пүткүл Мисир зиминни басқанда, хәлиқ ашлиқ сорап Пирәвнгә пәряд қилди. Пирәвн мисирлиқларниң һәммисигә: — Йүсүпниң қешиға берип, у силәргә немә десә, шуни қилиңлар, — деди.
56 Aqarqiliⱪ pütkül yǝr yüzini besip kǝtti. Yüsüp ⱨǝr yǝrdiki ambarlarni eqip, misirliⱪlarƣa axliⱪ satatti; aqarqiliⱪ Misir zeminida intayin eƣir bolƣili turdi.
Ачарчилиқ пүткүл йәр йүзини бесип кәтти. Йүсүп һәр йәрдики амбарларни ечип, мисирлиқларға ашлиқ сататти; ачарчилиқ Мисир зиминида интайин еғир болғили турди.
57 Aqarqiliⱪ pütkül yǝr yüzini basⱪan bolƣaqⱪa, barliⱪ yurtlardiki hǝlⱪmu axliⱪ alƣili Misirƣa Yüsüpning ⱪexiƣa kelǝtti.
Ачарчилиқ пүткүл йәр йүзини басқан болғачқа, барлиқ жутлардики хәлиқму ашлиқ алғили Мисирға Йүсүпниң қешиға келәтти.

< Yaritilix 41 >