< Yaritilix 39 >

1 Yüsüp bolsa Misirƣa elip kelindi; uni Pirǝwnning ƣojidari, pasiban bexi Potifar xu yǝrgǝ elip kǝlgǝn Ismaillarning ⱪolidin setiwaldi.
Йүсүп болса Мисирға елип келинди; уни Пирәвнниң ғоҗидари, пасибан беши Потифар шу йәргә елип кәлгән Исмаилларниң қолидин сетивалди.
2 Lekin Pǝrwǝrdigar Yüsüp bilǝn billǝ bolƣaqⱪa, uning ixliri ongƣa tartti; u misirliⱪ hojisining ɵyidǝ turup ⱪaldi.
Лекин Пәрвәрдигар Йүсүп билән биллә болғачқа, униң ишлири оңға тартти; у мисирлиқ ғоҗисиниң өйидә туруп қалди.
3 Uning hojisi Pǝrwǝrdigarning uning bilǝn billǝ ikǝnlikini, xundaⱪla u nemǝ ix ⱪilsa, Pǝrwǝrdigarning uning ⱪolida ronaⱪ tapⱪuzƣanliⱪini bayⱪidi.
Униң ғоҗиси Пәрвәрдигарниң униң билән биллә екәнлигини, шундақла у немә иш қилса, Пәрвәрдигарниң униң қолида ронақ тапқузғанлиғини байқиди.
4 Xuning bilǝn Yüsüp uning nǝziridǝ iltipat tepip, uning has hizmǝtqisi boldi. Hojisi uni ɵyini baxⱪuruxⱪa ⱪoydi wǝ barliⱪ tǝǝlluⱪatini uning ⱪoliƣa tapxurdi.
Шуниң билән Йүсүп униң нәзиридә илтипат тепип, униң хас хизмәтчиси болди. Ғоҗиси уни өйини башқурушқа қойди вә барлиқ тәәллуқатини униң қолиға тапшурди.
5 Wǝ xundaⱪ boldiki, u uni ɵyi wǝ barliⱪ tǝǝlluⱪatini baxⱪuruxⱪa ⱪoyƣandin tartip, Pǝrwǝrdigar bu misirliⱪning ɵyini Yüsüpning sǝwǝbidin bǝrikǝtlidi; Pǝrwǝrdigarning bǝrikiti uning pütün ailisi wǝ barliⱪ teriⱪqiliⱪiƣa kǝldi.
Вә шундақ болдики, у уни өйи вә барлиқ тәәллуқатини башқурушқа қойғандин тартип, Пәрвәрдигар бу мисирлиқниң өйини Йүсүпниң сәвәвидин бәрикәтлиди; Пәрвәрдигарниң бәрикити униң пүтүн аилиси вә барлиқ териқчилиғиға кәлди.
6 Xuning bilǝn [Potifar] barliⱪ ixlirini Yüsüpning ⱪoliƣa tapxurup, ɵz tamiⱪini yeyixtin baxⱪa ⱨeqⱪandaⱪ ix bilǝn kari bolmidi. Yüsüp bolsa ⱪamiti kelixkǝn, huxqiray yigit idi.
Шуниң билән [Потифар] барлиқ ишлирини Йүсүпниң қолиға тапшуруп, өз тамиғини йейиштин башқа һеч қандақ иш билән кари болмиди. Йүсүп болса қамити келишкән, хушчирай жигит еди.
7 Birnǝqqǝ waⱪit ɵtkǝndin keyin xundaⱪ boldiki, uning hojisining ayalining Yüsüpkǝ kɵzi qüxüp ⱪelip: — Mǝn bilǝn yatⱪin! — dedi.
Бир нәччә вақит өткәндин кейин шундақ болдики, униң ғоҗисиниң аялиниң Йүсүпкә көзи чүшүп қелип: — Мән билән ятқин! — деди.
8 Əmma u unimay hojisining ayaliƣa mundaⱪ dedi: — Mana hojam ɵydiki ixlarni, xundaⱪla barliⱪ tǝǝlluⱪatini ⱪolumƣa tapxurdi, manga tolimu ixinip ixlirim bilǝn kari bolmaydu.
Амма у унимай ғоҗисиниң аялиға мундақ деди: — Мана ғоҗам өйдики ишларни, шундақла барлиқ тәәллуқатини қолумға тапшурди, маңа толиму ишинип ишлирим билән кари болмайду.
9 Bu ɵydǝ mǝndin qong adǝm yoⱪ. Sǝndin baxⱪa u ⱨeqbir nǝrsini mǝndin ayimidi — qünki sǝn uning ayalidursǝn! Xundaⱪ turuⱪluⱪ mǝn ⱪandaⱪmu bundaⱪ rǝzillikni ⱪilip Huda aldida gunaⱨkar bolay? — dedi.
Бу өйдә мәндин чоң адәм йоқ. Сәндин башқа у һеч бир нәрсини мәндин айимиди — чүнки сән униң аялидурсән! Шундақ туруқлуқ мән қандақму бундақ рәзилликни қилип Худа алдида гунакар болай? — деди.
10 Gǝrqǝ ⱨǝr küni Yüsüpkǝ xundaⱪ desimu, xundaⱪla u uning bilǝn yetip uningƣa yeⱪinqiliⱪ ⱪilixni yaki uning bilǝn birgǝ turuxni rǝt ⱪilƣan bolsimu,
Гәрчә һәр күни Йүсүпкә шундақ десиму, шундақла у униң билән йетип униңға йеқинчилиқ қилишни яки униң билән биргә турушни рәт қилған болсиму,
11 xundaⱪ bir wǝⱪǝ boldiki, bir küni u ɵz ixi bilǝn ɵy iqigǝ kirgǝnidi, ɵydikilǝrdin ⱨeqⱪaysisi ɵyning iqidǝ ǝmǝs idi;
шундақ бир вақиә болдики, бир күни у өз иши билән өй ичигә киргән еди, өйдикиләрдин һеч қайсиси өйниң ичидә әмәс еди;
12 bu ayal uning tonini tutuwelip: — Mǝn bilǝn yatⱪin! dedi. U tonini uning ⱪoliƣa taxlap ⱪoyup, yügürgǝn peti ⱪeqip taxⱪiriƣa qiⱪip kǝtti.
бу аял униң тонини тутувелип: — Мән билән ятқин! деди. У тонини униң қолиға ташлап қоюп, жүгүргән пети қечип ташқириға чиқип кәтти.
13 Ayal Yüsüpning tonini ɵz ⱪoliƣa taxlap ⱪeqip qiⱪip kǝtkinini kɵrüp,
Аял Йүсүпниң тонини өз қолиға ташлап қечип чиқип кәткинини көрүп,
14 ɵyidiki hizmǝtqilirini qaⱪirip ularƣa: — Ⱪaranglar, erim bizgǝ ⱨaⱪarǝt kǝltürsun dǝp bir ibraniy adǝmni elip kǝptu! Bu adǝm yenimƣa kirip: «Sǝn bilǝn yatay» dewidi, ⱪattiⱪ warⱪiridim!
өйидики хизмәтчилирини чақирип уларға: — Қараңлар, ерим бизгә һақарәт кәлтүрсун дәп бир ибраний адәмни елип кәпту! Бу адәм йенимға кирип: «Сән билән ятай» девиди, қаттиқ вақиридим!
15 U mening ⱪattiⱪ warⱪiriƣinimni anglap, tonini yenimƣa taxlap, taxⱪiriƣa ⱪeqip kǝtti, dedi.
У мениң қаттиқ вақириғинимни аңлап, тонини йенимға ташлап, ташқириға қечип кәтти, деди.
16 Xuning bilǝn hojisi ɵyigǝ yenip kǝlgüqǝ u Yüsüpning tonini yenida saⱪlap ⱪoydi.
Шуниң билән ғоҗиси өйигә йенип кәлгичә у Йүсүпниң тонини йенида сақлап қойди.
17 Andin u erigimu xu gǝpni ⱪilip: — Sǝn elip kǝlgǝn ⱨeliⱪi ibraniy ⱪul manga ⱨaⱪarǝt ⱪilixⱪa ⱪeximƣa kirdi.
Андин у еригиму шу гәпни қилип: — Сән елип кәлгән һелиқи ибраний қул маңа һақарәт қилишқа қешимға кирди.
18 Lekin mǝn ⱪattiⱪ warⱪirap-jarⱪirdim, u tonini ⱪeximda taxlap, taxⱪiriƣa ⱪeqip kǝtti, — dedi.
Лекин мән қаттиқ вақирап-җарқирдим, у тонини қешимда ташлап, ташқириға қечип кәтти, — деди.
19 Uning hojisi ayalining: — Sening ⱪulung meni undaⱪ-mundaⱪ ⱪildi, degǝn gǝplirini anglap ƣǝzipi ottǝk tutaxti.
Униң ғоҗиси аялиниң: — Сениң қулуң мени ундақ-мундақ қилди, дегән гәплирини аңлап ғәзиви оттәк туташти.
20 Xuning bilǝn Yüsüpning hojisi uni tutup orda munarliⱪ zindanƣa ⱪamap ⱪoydi. Xu yǝrgǝ pǝⱪǝt padixaⱨning mǝⱨbusliri solinatti. Buning bilǝn u xu yǝrdǝ solaⱪta yetip ⱪaldi.
Шуниң билән Йүсүпниң ғоҗиси уни тутуп орда мунарлиқ зинданға қамап қойди. Шу йәргә пәқәт падишаниң мәһбуслири солинатти. Буниң билән у шу йәрдә солақта йетип қалди.
21 Lekin Pǝrwǝrdigar Yüsüp bilǝn billǝ bolup, uningƣa xapaǝt kɵrsitip, uni zindan begining nǝziridǝ iltipat tapturdi.
Лекин Пәрвәрдигар Йүсүп билән биллә болуп, униңға шапаәт көрситип, уни зиндан бегиниң нәзиридә илтипат таптурди.
22 Xuning bilǝn zindan begi gundihanida yatⱪan ⱨǝmmǝ mǝⱨbuslarni Yüsüpning ⱪoliƣa tapxurdi. Xu yǝrdǝ ⱪilinidiƣan ⱨǝrⱪandaⱪ ix uning ⱪoli bilǝn bolatti.
Шуниң билән зиндан беги гундиханида ятқан һәммә мәһбусларни Йүсүпниң қолиға тапшурди. Шу йәрдә қилинидиған һәр қандақ иш униң қоли билән болатти.
23 Zindan begi Yüsüpning ⱪolidiki ⱨeqⱪandaⱪ ixtin ƣǝm ⱪilmatti; qünki Pǝrwǝrdigar uning bilǝn billǝ bolup, u ⱨǝrnemǝ ⱪilsa Pǝrwǝrdigar uni onguxluⱪ ⱪilatti.
Зиндан беги Йүсүпниң қолидики һеч қандақ иштин ғәм қилматти; чүнки Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, у һәр немә қилса Пәрвәрдигар уни оңушлуқ қилатти.

< Yaritilix 39 >