< Yaritilix 29 >

1 Andin Yaⱪup sǝpirini dawamlaxturup, mǝxriⱪtiki ⱪowmlarning zeminiƣa yetip kǝldi.
Андин Яқуп сәпирини давамлаштуруп, мәшриқтики қовмларниң зиминиға йетип кәлди.
2 U ⱪariwidi, mana, yaylaⱪta bir ⱪuduⱪ turatti, uning yenida üq top ⱪoy padisi turatti; qünki hǝlⱪ bu ⱪuduⱪtin padilarni suƣiratti. Ⱪuduⱪning aƣziƣa yoƣan bir tax ⱪoyuⱪluⱪ idi.
У қаривиди, мана, яйлақта бир қудуқ туратти, униң йенида үч топ қой падиси туратти; чүнки хәлиқ бу қудуқтин падиларни суғиратти. Қудуқниң ағзиға йоған бир таш қоюқлуқ еди.
3 Ⱪaqaniki padilarning ⱨǝmmisi u yǝrgǝ yiƣilsa, padiqilar birliktǝ ⱪuduⱪning aƣzidiki taxni yumilitiwetip, ⱪoylarni suƣirip, andin taxni yǝnǝ ⱪuduⱪning aƣziƣa ɵz orniƣa ⱪoyup ⱪoyatti.
Қачаники падиларниң һәммиси у йәргә жиғилса, падичилар бирликтә қудуқниң ағзидики ташни жумилитиветип, қойларни суғирип, андин ташни йәнә қудуқниң ағзиға өз орниға қоюп қоятти.
4 Yaⱪup [padiqilardin]: Əy buradǝrlǝr, silǝr ⱪǝyǝrlik? — dǝp soridi. Ular: — Biz ⱨaranliⱪmiz, dedi.
Яқуп [падичилардин]: Әй бурадәрләр, силәр қәйәрлик? — дәп сориди. Улар: — Биз һаранлиқмиз, деди.
5 U ulardin: — Silǝr Naⱨorning oƣli Labanni tonumsilǝr? — dǝp soridi. Ular: — Tonuymiz, dedi.
У улардин: — Силәр Наһорниң оғли Лабанни тонумсиләр? — дәп сориди. Улар: — Тонуймиз, деди.
6 U ulardin: — U salamǝtmu, dǝp soriwidi, ular jawab berip: — U salamǝt turuwatidu. Mana ǝnǝ uning ⱪizi Raⱨilǝ ⱪoyliri bilǝn keliwatidu, dedi.
У улардин: — У саламәтму, дәп соривиди, улар җавап берип: — У саламәт туруватиду. Мана әнә униң қизи Раһилә қойлири билән келиватиду, деди.
7 U: — Mana, kün tehi egiz tursa, ⱨazir tehi malning yiƣilidiƣan waⱪti bolmidi; nemixⱪa ⱪoylarni suƣirip, andin yǝnǝ berip otlatmaysilǝr? — dedi.
У: — Мана, күн техи егиз турса, һазир техи малниң жиғилидиған вақти болмиди; немишкә қойларни суғирип, андин йәнә берип отлатмайсиләр? — деди.
8 Ular jawab berip: — Yaⱪ, mundaⱪ ⱪilalmaymiz. Awwal padilarning ⱨǝmmisi yiƣilip, padiqilar taxni ⱪuduⱪning aƣzidin yumilitiwǝtkǝndin keyin, andin ⱪoylarni suƣirimiz, dedi.
Улар җавап берип: — Яқ, мундақ қилалмаймиз. Авал падиларниң һәммиси жиғилип, падичилар ташни қудуқниң ағзидин жумилитивәткәндин кейин, андин қойларни суғиримиз, деди.
9 U ular bilǝn gǝplixip turƣinida, Raⱨilǝ atisining ⱪoyliri bilǝn yetip kǝldi; qünki u ⱪoy baⱪⱪuqi idi.
У улар билән гәплишип турғинида, Раһилә атисиниң қойлири билән йетип кәлди; чүнки у қой баққучи еди.
10 Xundaⱪ boldiki, Yaⱪup anisining akisi Labanning ⱪizi Raⱨilǝ bilǝn anisining akisi Labanning ⱪoylirini kɵrgǝndǝ, u ⱪopup berip, ⱪuduⱪning aƣzidin taxni yumilitiwetip, anisining akisi Labanning ⱪoylirini suƣardi.
Шундақ болдики, Яқуп анисиниң акиси Лабанниң қизи Раһилә билән анисиниң акиси Лабанниң қойлирини көргәндә, у қопуп берип, қудуқниң ағзидин ташни жумилитиветип, анисиниң акиси Лабанниң қойлирини суғарди.
11 Andin Yaⱪup Raⱨilǝni sɵyüp, yuⱪiri awaz bilǝn yiƣlap taxlidi wǝ Raⱨilǝgǝ: — Mǝn sening atangning tuƣⱪini, Riwkaⱨning oƣli bolimǝn, dewidi, u yügürüp berip atisiƣa hǝwǝr bǝrdi.
Андин Яқуп Раһиләни сөйүп, жуқури аваз билән жиғлап ташлиди вә Раһиләгә: — Мән сениң атаңниң туққини, Ривкаһниң оғли болимән, девиди, у жүгүрүп берип атисиға хәвәр бәрди.
13 Xundaⱪ boldiki, Laban ɵz singlisining oƣli Yaⱪupning hǝwirini angliƣanda, uning aldiƣa yügürüp berip, uni ⱪuqaⱪlap sɵyüp, ɵyigǝ baxlap kǝldi. Andin Yaⱪup Labanƣa [kǝqürmixlirining] ⱨǝmmisini dǝp bǝrdi.
Шундақ болдики, Лабан өз сиңлисиниң оғли Яқупниң хәвирини аңлиғанда, униң алдиға жүгүрүп берип, уни қучағлап сөйүп, өйигә башлап кәлди. Андин Яқуп Лабанға [кәчүрмишлириниң] һәммисини дәп бәрди.
14 Laban uningƣa: — Sǝn dǝrwǝⱪǝ mening sɵngǝk bilǝn gɵxümdursǝn! — dedi. Buning bilǝn u uning ⱪexida bir ayqǝ turup ⱪaldi.
Лабан униңға: — Сән дәрвәқә мениң сүйәк билән гөшүмдурсән! — деди. Буниң билән у униң қешида бир айчә туруп қалди.
15 Andin Laban Yaⱪupⱪa: — Sǝn mening tuƣⱪinim bolƣaq, manga bikarƣa hizmǝt ⱪilamsǝn? Eytⱪina, ⱨǝⱪⱪinggǝ nemǝ alisǝn? — dedi.
Андин Лабан Яқупқа: — Сән мениң туққиним болғач, маңа бекарға хизмәт қиламсән? Ейтқина, һәққиңгә немә алисән? — деди.
16 Labanning ikki ⱪizi bar idi; qongining eti Leyaⱨ, kiqikining eti Raⱨilǝ idi.
Лабанниң икки қизи бар еди; чоңиниң ети Леяһ, кичигиниң ети Раһилә еди.
17 Leyaⱨning kɵzliri yeⱪimliⱪ idi; ǝmma Raⱨilǝning bolsa tǝⱪi-turⱪi kelixkǝn, ⱨɵsni-jamali qirayliⱪ ⱪiz idi.
Леяһниң көзлири йеқимлиқ еди; амма Раһиләниң болса тәқи-турқи келишкән, һөсни-җамали чирайлиқ қиз еди.
18 Yaⱪupning kɵngli Raⱨilǝgǝ qüxkǝn bolup Labanƣa: — Mǝn sening kiqik ⱪizing Raⱨilǝ üqün sanga yǝttǝ yil hizmǝt ⱪilay, dedi.
Яқупниң көңли Раһиләгә чүшкән болуп Лабанға: — Мән сениң кичик қизиң Раһилә үчүн саңа йәттә жил хизмәт қилай, деди.
19 Laban jawab berip: — Uni baxⱪa kixigǝ bǝrginimdin sanga bǝrginim yahxi. Əmdi meningkidǝ turƣin, dedi.
Лабан җавап берип: — Уни башқа кишигә бәргинимдин саңа бәргиним яхши. Әнди мениңкидә турғин, деди.
20 Yaⱪup Raⱨilǝni elix üqün yǝttǝ yil hizmǝt ⱪildi. Əmma u uni intayin yahxi kɵrgǝqkǝ, bu yillar uningƣa pǝⱪǝt birnǝqqǝ kündǝkla bilindi.
Яқуп Раһиләни елиш үчүн йәттә жил хизмәт қилди. Амма у уни интайин яхши көргәчкә, бу жиллар униңға пәқәт бир нәччә күндәкла билинди.
21 Waⱪit toxⱪanda Yaⱪup Labanƣa: — Mana mening künlirim toxti. Əmdi ayalimni manga bǝrgin, mǝn uning ⱪexiƣa kirǝy, dedi.
Вақит тошқанда Яқуп Лабанға: — Мана мениң күнлирим тошти. Әнди аялимни маңа бәргин, мән униң қешиға кирәй, деди.
22 Laban xu yǝrdiki ⱨǝmmǝ kixilǝrni yiƣip, ziyapǝt ⱪilip bǝrdi.
Лабан шу йәрдики һәммә кишиләрни жиғип, зияпәт қилип бәрди.
23 Lekin xundaⱪ boldiki, kǝq kirgǝndǝ, u qong ⱪizi Leyaⱨni Yaⱪupning yeniƣa elip kǝldi; Yaⱪup uning ⱪexiƣa kirip billǝ boldi.
Лекин шундақ болдики, кәч киргәндә, у чоң қизи Леяһни Яқупниң йениға елип кәлди; Яқуп униң қешиға кирип биллә болди.
24 Laban ɵz dediki Zilpaⱨni ⱪizi Leyaⱨƣa dedǝk ⱪilip bǝrdi.
Лабан өз дедиги Зилпаһни қизи Леяһға дедәк қилип бәрди.
25 Ətisi xundaⱪ boldiki, mana aldida Leyaⱨ turatti! U Labanƣa: — Bu zadi manga nemǝ ⱪilƣining? Əjǝba, mǝn Raⱨilǝ üqün sanga hizmǝt ⱪilmidimmu? Meni nemixⱪa xundaⱪ aldiding?! — dedi.
Әтиси шундақ болдики, мана алдида Леяһ туратти! У Лабанға: — Бу зади маңа немә қилғиниң? Әҗәба, мән Раһилә үчүн саңа хизмәт қилмидимму? Мени немишкә шундақ алдидиң?! — деди.
26 Laban: Bizning yurtimizda kiqikini qongidin ilgiri yatliⱪ ⱪilidiƣan rǝsim-ⱪaidǝ yoⱪ.
Лабан: Бизниң жутимизда кичигини чоңидин илгири ятлиқ қилидиған рәсим-қаидә йоқ.
27 Əmdi sǝn qongining yǝttǝ künlük toy murasimini ɵtküzüp bolƣin; andin yǝnǝ ikkinqisinimu sanga berǝyli; u sening manga yǝnǝ yǝttǝ yil ⱪilidiƣan hizmitingning ⱨǝⱪⱪi bolidu, — dedi.
Әнди сән чоңиниң йәттә күнлүк той мурасимини өткүзүп болғин; андин йәнә иккинчисиниму саңа берәйли; у сениң маңа йәнә йәттә жил қилидиған хизмитиңниң һәққи болиду, — деди.
28 Yaⱪup maⱪul bolup, Leyaⱨning yǝttǝ künlük toy murasimini ɵtküzüp bolƣanda, Laban ⱪizi Raⱨilǝnimu uningƣa hotunluⱪⱪa bǝrdi.
Яқуп мақул болуп, Леяһниң йәттә күнлүк той мурасимини өткүзүп болғанда, Лабан қизи Раһиләниму униңға хотунлуққа бәрди.
29 Laban dediki Bilⱨaⱨni ⱪizi Raⱨilǝgǝ dedǝk ⱪilip bǝrdi.
Лабан дедиги Билһаһни қизи Раһиләгә дедәк қилип бәрди.
30 Bu tǝriⱪidǝ Yaⱪup Raⱨilǝningmu ⱪexiƣa kirdi; u Raⱨilǝni Leyaⱨdin ziyadǝ yahxi kɵrdi. Andin keyin u yǝnǝ yǝttǝ yil Labanƣa hizmǝt ⱪildi.
Бу тәриқидә Яқуп Раһиләниңму қешиға кирди; у Раһиләни Леяһдин зиядә яхши көрди. Андин кейин у йәнә йәттә жил Лабанға хизмәт қилди.
31 Əmma Pǝrwǝrdigar Leyaⱨning ǝtiwarlanmiƣanliⱪini kɵrgǝndǝ, uningƣa tuƣuxni nesip ⱪildi. Lekin Raⱨilǝ tuƣmas idi.
Амма Пәрвәрдигар Леяһниң әтиварланмиғанлиғини көргәндә, униңға туғушни несип қилди. Лекин Раһилә туғмас еди.
32 Leyaⱨ ⱨamilidar bolup bir oƣul tuƣup: — «Pǝrwǝrdigar harlanƣinimni kɵrdi; ǝmdi erim meni yahxi kɵridu» dǝp uning ismini «Rubǝn» ⱪoydi.
Леяһ һамилдар болуп бир оғул туғуп: — «Пәрвәрдигар харланғинимни көрди; әнди ерим мени яхши көриду» дәп униң исмини «Рубән» қойди.
33 U yǝnǝ ⱨamilidar bolup, bir oƣul tuƣup: — «Pǝrwǝrdigar ǝtiwarlanmiƣanliⱪini anglap, buni ⱨǝm manga bǝrdi» dǝp, uning ismini Ximeon ⱪoydi.
У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Пәрвәрдигар әтиварланмиғанлиғини аңлап, буни һәм маңа бәрди» дәп, униң исмини Шимеон қойди.
34 U yǝnǝ ⱨamilidar bolup, bir oƣul tuƣup: — «Əmdi bu ⱪetim erim manga baƣlinidu; qünki mǝn uningƣa üq oƣul tuƣup bǝrdim» dǝp uning ismini Lawiy ⱪoydi.
У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Әнди бу қетим ерим маңа бағлиниду; чүнки мән униңға үч оғул туғуп бәрдим» дәп униң исмини Лавий қойди.
35 U yǝnǝ ⱨamilidar bolup, bir oƣul tuƣup: — «Əmdi bu ⱪetim mǝn Pǝrwǝrdigarƣa ⱨǝmdusana oⱪuy!» dǝp uning ismini Yǝⱨuda ⱪoydi. Andin u tuƣuttin tohtap ⱪaldi.
У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Әнди бу қетим мән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуй!» дәп униң исмини Йәһуда қойди. Андин у туғуттин тохтап қалди.

< Yaritilix 29 >